План конспект по уйгурскому языку 5- синипта өткәнләрни тәкрарлаш

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...




Вақти 03.09 Уйғур тили 6-синип 3-5-бәтләр Дәрис № 1


Дәрисниң мавзуси: 5-синипта өткәнләрни тәкрарлаш.


Мәхсити: 1 5-синипта өткән материалларни әскә чүшириш, алған билимини байқаш вә чоңқурлаштуруш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Тилға қизиқишини, ойлаш қабилийитини ашуруш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: тест тапшурмилири

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, оюн элементлири

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң 5-синипта алған билимини байқаш


ІІІ. Билимини тәкшүрүш.

1. Тест тапшурмилири арқилиқ билимини байқаш

2. Көнүкмиләр ишлитиш 1-3-көнүкмә еғизчә орунлиниду

3. 5-көнүкмә орунлиниду. Астидики соалларға жавап бериду.

4. 7-көнүкмә йезиқчә тахтида орунлиниду.

5. 10-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

6. 14-көнүкмә еғизчә орунлиниду. Сөзниң удул вә көчмә мәналирини тепиш

7. 18-20-22-көнүкмиләрни қатар бойичә тахтида орунлаймиз

8. 25-көнүкмә еғизчә ишлиниду. 12-бәттики соалларға жавап елиш

9. 28-29-30-көнүкмиләрдин фразеологизмларни тепиш

10. 34-көнүкмә тахтида орунлиниду.


ІV. Мустәһкәмләш

Көнүкмиләр ишләш арқилиқ билимини чоңқурлаштуруш.



V. Өйгә тапшурма. 14-бәт, 35-көнүкмини йезиқчә орунлаш


Вақти 06.09 Уйғур тили 6-синип 14-19-бәтләр Дәрис № 2


Дәрисниң мавзуси: Әдәбий тилниң хизмити вә нормилири тоғрилиқ

Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни чүшәндүрүш, әдәбий тил һәққидә

билимини мустәһкәмләш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбиятқа вә тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, мәтинләр

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: әдәбий тил, еғизчә нутуқ, язма нутуқ, орфографиялик вә орфоэпиялик норма

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң билимини ашуруш, мустәһкәмләш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №-1, №3, №-9, №10, №15, №17, №20

  1. Көнүкмини тәһлил қилиш

  2. Әдәбият, әдәбий китап тоғрисида чүшәнчисини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

  1. Тил мәдәнийити – жүмлиләрни тоғра түзүш, сөз вә аталғуларни өз орнида қоллиниш, пикирни бағлинишлиқ ейтиш.

  2. Әдәбий тил мәлум бир қелипқа, нормиға чүшкән тил, униң шәкиллиниши тил билән йезиққа мунасивәтлик.

  3. Тилниң фонетика, лексика, грамматика, орфография, орфоэпия системилирини әдәбий тил нормилири дәймиз.

  4. Еғизчә нутуқта сөзләр тавуш блән ипадилиниду, язма нутуқта – һәрипләр билән.

  5. Орфогрфиялик (грекниң ophtos «тоғра», grapha «язимән») норма – сөзләрниң йезилиш қаидилири.

  6. Орфоэпиялик (грекниң ophtos «тоғра», epos «сөз, нутуқ) норма – сөзләрни бир хил, тоғра тәләппуз қилиш қаидилири. Мошуимла вә тәләппуз қаидилиригә риайә қилғандила әдәбий тил ениқ, таза болуши мүмкин.

  7. Һәр қандақ милләтниң әдәбий тили болиду.


V. Мустәһкәмләш.

1. 35-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

2. 36-көнүкмә тахтида вә дәптәргә орунлиниду.

3. 37-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 14-19-бәтләрни оқуш. 40-көнүкмини йезиқчә орунлаш


Вақти 10.09 Уйғур тили 6-синип 21-26-бәтләр Дәрис № 3


Дәрисниң мавзуси: Мәтин вә униң түрлири

Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни чүшәндүрүш, мәтин вә униң түрлири һәққидә

билимини мустәһкәмләш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтлән-ш

3. Ойлаш қабилийитини , әдәбиятқа вә тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, мәтинләр

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: мурәккәп синтаксислиқ пүтүнлүк, хәт беши (абзац), бап, параграф, дидактика, публицистика, илмий-аммибап, рәсмий мәтинләр

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң билимини ашуруш, мустәһкәмләш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №2, №5, №7, №1-01, №15, №18, №20

1.Әдәбий тилниң лексикилиқ нормилири дегән немә?

2.Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Оқуғучиларға карточкилар берилип, муәллим йеңи мавзуни чүшәндүриду.

Муәллипниң сөзини, йезилған яки нәшир қилинған вә грамматикилиқ жәһәттин бағлинип кәлгән әмгигиниң бир парчисини мәтин дәймиз. Мәтин адәттә бир-биригә зич бағлинип кәлгән болуп, муәллипниң бирәр вақиәгә, һадисигә бағлиқ баян қилған ой-пикрини, мулаһизилирини ипадиләш үчүн хизмәт қилиду.Мәтин йезиқта бир яки бир нәччә абзац арқилиқ ипадилиниши мүмкин. Һәр қандақ мәтин бирәр мавзу асасида түзүлгән болуп, униң ичидики жүмлиләр мавзуни ечип бериш хизмитини атқуриду.

Мәтин баянлаш, тәсвирләш вә муһакимә қилиш болуп үчкә бөлүниду.

  1. Баянлаш мәтини немә болғанлиғини вә қандақ һадисә йүз бәргәнлигини ипадиләйду.

2. Тәсвирләш мәтинидә адәм, нәрсә, һайванларниң һәр хил бәлгүлири тәсвирлиниду.

3. Муһакимә қилиш мәтинидә вақиә, һадисә, чүшәнчиләрниң пәйда болуш, инкар қилиниш сәвәплири баян қилиниду.

Услуб жәһәттин мәтинлар төвәндикичә бөлүниду:

1. Бәдиий услуб мәтини

2. Публицистикилиқ мәтин

3. Илмий мәтин

4. Илмий-аммибап мәтин

5. Рәсмий мәтин

V. Мустәһкәмләш.

1. Оқуғучилар берилгән мәтинләрниң түрини ениқлайду.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 21-25-бәтләрни оқуш. 56-көнүкмини йезиқчә орунлаш


Вақти 10.09 Уйғур тили 6-синип 28-32-бәтләр Дәрис № 4


Дәрисниң мавзуси: Лексика – тилниң сөз байлиғи


Мәхсити: 1 Лексика, тилниң луғәт тәркиви һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар: лексика, луғәт тәркиви, умумий хәлиқ лексикиси, актив, пассив


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға лексика, тилниң луғәт тәркиви һәққидә умумий билим бериш.


ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Оқуғучиларниң әдәбий тилниң нормилири бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

1. Оқуғучилар синипта бар һәр хил нәрсиләрни атап чиқиду. Андин 5 оқуғучи тахтида нәрсиниң етини, шәклини, рәңгини, санини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни язиду.

Мәлум бир нәрсигә яки чүшәнчигә берилгән намни сөз дәп атаймиз.

2. Бәзи сөзләр бир нәччә мәна аңлитиши мүмкин. Мәсилән Ат-өй һайвини, милтиқни ат, адәмләргә қоюлидиған ат.

Тилимиздики барлиқ сөзләр луғәт тәркивини тәшкил қилиду. Қанчә сөз көп болса, шу тил әң бай тил болуп һесаплиниду.

Луғәт тәркиви дайим өзгирип туриду. Бәзи сөзләр қоллиништин чиқип қалиду, бәзи йеңи сөзләрни қобул қилимиз.

Луғәт тәркиви 2гә бөлүниду: АСАСИЙ ВӘ УМУМИЙ ЛУҒӘТ ТӘРКИВИ

Асасий луғәт тәркиви - ишлитилиши жуқури, сөз ясаш қабилийити күчлүк сөзләр

Умумий луғәт тәркиви - асасий луғәт тәркивигә кирмәйдиған сөзләр (конириған, тарихий, чәттин қобул қилиған, диалект, кәспий сөзләр)

Бәзи наһийә вә мәлиләрдә қоллинилидиған алаһидә сөзләр бар: шевә вә диалектқа бағлиқ

Луғәт тәркивидики барлиқ сөзләр алфавит бойичә орунлишиду..

Тилниң сөз байлиғини үгинидиған илим лексикология дәп атилиду.

1. Сөзләр бир нәрсиниң етини билдүриду: китап, әйнәк, боран, қар, һасан-һүсән.

Сөзләр һәр хил уқумларни билдүриду: сәясәт, гөзәллик, партия

Нәрсиләрниң тамини, шәклини, һәжимини, санини, иш-һәрикитини билдүриду.

Умумий хәлиқ лексикиси актив вә пассив болуп бөлүниду


V. Мустәһкәмләш.

Көнүкмиләр топлимидин көнүкмиләр ишлитиш


VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.


VІІ. Өйгә тапшурма. 28-32-бәтләрни оқуш.








































Вақти 16.09 Уйғур тили 6-синип 32-33 -бәтләр Дәрис № 5


Дәрисниң мавзуси: Чәттин киргән сөзләр, әрәп тилидин киргән сөзләр

Мәхсити: 1 Әрәп тилидин киргән сөзләр һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар: дәстә, пәнжә, пәга,амбал, дарин, мәпә, шәнгән


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Парис вә хитай тилидин киргән сөзләр һәққидә умумий билим бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Уйғур тилиниң луғәт тәркиви қандақ йоллар билән бейийду?

2. Тилимизға қайси тиллардин сөзләр кирди вә қандақ сәвәпләр билән?

3. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Тилимизға башқа иллардин кирип өзләшкән сөзләрни кирмә сөзләр дәймиз.

Сөзләр һәр милләт хәлқи билән биллә яшап, мунасивәт бағлаш нәтижисидә кирип өзлишиду. Уйғур тилида әрәп тилидин киргән сөзләр асасий орунни егиләйду.

  1. Әрәп сөзлири өз ара олтирақлишиш, маарипниң әрәп тилида жүргүзүлүши, әдәбий әсәрләрниң шу тилда йезилиши нәтижисидә пәйда болди.

  2. Парис тилидин бизгә динийий аталғулар (Алла, Рәсулилла), мәдәнийәт-маарип аталғулири (маарип, мәдәнийәт, илим), һүнәр-кәсип (қассап, баққал), әдәбият (шеир, һекайә), ярдәмчи сөзләр (амма, лекин, вә, лазим, һәм, һәтта, даир), һакимийәт, сәясәт вә қанун аталғулири (жинайәт, мәмликәт, тәшвиқат) киргән.


V. Мустәһкәмләш.

54-көнүкмә йезиқчә орунлиниду

55-көнүкмә еғизчә.

Мәтинләрдин (әдәбият дәрислигидин) әрәп тилидин киргән сөзләрни йезиш


VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.


VІІ. Өйгә тапшурма 32-34 -бәтләрни оқуш. 56-көнүкмә йезиш



Вақти 20.09 Уйғур тили 6-синип 34-37 -бәтләр Дәрис № 6


Дәрисниң мавзуси: Парис вә хитай тилидин киргән сөзләр

Мәхсити: 1 Парис вә хитай тилидин киргән сөзләр һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар: дәстә, пәнжә, пәга,амбал, дарин, мәпә, шәнгән


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Парис вә хитай тилидин киргән сөзләр һәққидә умумий билим бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Уйғур тилиниң луғәт тәркиви қандақ йоллар билән бейийду?

2. Кирмә сөзләр дегән немә?

3. Тилимизға қайси тиллардин сөзләр кирди вә қандақ сәвәпләр билән?

5. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

  1. Парис сөзлири өз ара зич олтирақлишиш, биллә яшаш жәриянида пәйда болди.

  2. Парис тилидин бизгә сәясий аталғулар (рәһбәр, сәрдар), йемәк-ичмәк (нан, гирдә, мевә, хорма), һүнәр-кәсип (сатраш, зәргар, модуз, рәндә), бәдән (пешанә, гәдән, ләв), музыка (сазәндә, аһаң, аваз, дутар), күн намлири (дүшәнбә, чаршәнбә), орун-жай (пайтәхт, пәга, әврәз) аталғулири киргән.

  3. Хәнзу тилидин киргән аталғулар: ләңмән, мәнтәң, гаңпән, хасиң, газир, сәй, лаза, чәйзә, чиңсәй,чәнзә, жоту, сәйпуң, мо, жиң.


V. Мустәһкәмләш.

58-көнүкмә йезиқчә орунлиниду

59-көнүкмә еғизчә.

60-көнүкмә еғизчә орунлиниду

61-көнүкмини йезиқчә орунлайду


VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.


VІІ. Өйгә тапшурма 34-37 -бәтләрни оқуш. Әдәбият китавидин 4 жүмлә йезиш




Вақти 23.09 Уйғур тили 6-синип 37-45 -бәтләр Дәрис № 7


Дәрисниң мавзуси: Рус тилидин киргән сөзләр вә уларниң имласи

Мәхсити: 1 Рус тилидин киргән сөзләр һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Рус тилидин киргән сөзләр вә уларниң йезилиши һәққидә умумий билим бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Уйғур тилиниң луғәт тәркиви қандақ йоллар билән бейийду?

2. Кирмә сөзләр дегән немә?

3. Тилимизға қайси тиллардин сөзләр кирди вә қандақ сәвәпләр билән?

4.Әрәп, иран вә хәнзу тиллиридин киргән сөзләргә мисаллар кәлтүрүңлар

5. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Қизиқишини ойғитиш. Һәр вариантқа өзлири күндиликтә қоллинип жүргән нәрсә атлирини (рус тилида) йезиш тапшурулиду.

  1. Умумий пән-техника аталғулири: математика, геометрия, физика

  2. Тибабәт: микстура, поликлиника, амбулатория

  3. Музыка вә сәнъәт: артист, драма, актер, симфония

  4. Әдәбият: роман, повесть

  5. Тилшунаслиқ: лексика, морфология

  6. Тән тәрбийә: гимнастика, турник, футбол

  7. Өлчәм аталғулири: метр, га, сантиметр

  8. Унван: академик, дойент

  9. Һәрбий түзүлмә: рота, батальон, гарнизон

  10. Ай намлири: январь, февраль

  11. Сәясий аталғулар: партия, сенат, парламент

  12. Турмуш аталғулири: газ, плита, ток, электр

V. Мустәһкәмләш.

62-көнүкмә йезиқчә орунлиниду

63,64,66-көнүкмә еғизчә.

67-көнүкмә 1-қатар, 68-көнүкмә 2-қатар, 69-көнүкмә 3-қатар йезиқчә орунлиниду

71-көнүкмини йезиқчә тахтида орунлайду


VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.

VІІ. Өйгә тапшурма 37-45-бәтләрни оқуш. 75-көнүкминийезиш



Вақти 25.09 Уйғур тили 6-синип -бәтләр Дәрис № 8


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Мениң Қазақстаним»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Елимиз тарихимизға болған қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан


Көрнәклик қураллар: билимини ткшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова Диктантлар топлими. 20-бәт. «Мениң Қазақстаним»

101 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндин сүпәтләрни тепип, уларниң ясилиш йоллирини ениқлаңлар.



VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш. «Мениң мәктивим» мавзусиға чәттин киргән сөзләрни пайдилинип һекайә түзүш












Вақти 30.09 Уйғур тили 6-синип -бәтләр Дәрис № 9



Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду..

  2. Оқуғучиларни билимини байқаш.


Ай намлири қатарларға бөлүп берилип, уларни келиш қошумчилири билән түрләш тапшурулиду.

3. Жуқуридики сөзләр билән жүмлә ойлитиш

4. Мақалларни ейтқузуш вә улармәнасини чүшәндүрүш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.

Луғәт диктанти арқилиқ саватини ениқлаш


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Чәттин киргән сөзләрни қоллинип, «1-октябрь - бовам вә момамниң мәйрими» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.






Вақти 02.10 Уйғур тили 6-синип 37-45 -бәтләр Дәрис № 10


Дәрисниң мавзуси: Конириған сөзләр. Тарихий сөзләр вә архаизмлар

Мәхсити: 1 Конириған сөзләр. Тарихий сөзләр вә архаизмлар

һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра қоллинишқа адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Конириған сөзләр. Тарихий сөзләр вә архаизмлар

һәққидә умумий билим бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Уйғур тилиниң луғәт тәркиви қандақ йоллар билән бейийду?

2. Кирмә сөзләр дегән немә?

3. Тилимизға қайси тиллардин сөзләр кирди вә қандақ сәвәпләр билән?

4.Әрәп, иран вә хәнзу тиллиридин киргән сөзләргә мисаллар кәлтүрүңлар

5. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Қизиқишини ойғитиш. Һәр вариантқа мәтинләр берилип, өзлири күндиликтә қоллинип жүргән вә қолланмайдиған сөзләрни айрип йезиш тапшурулиду.

Йеңи мавзу чүшәндүрүлиду.

КОНИРИҒАН СӨЗЛӘР

[pic] [pic]

Тарихий сөзләр Архаизмлар


Тарихий сөзләр - өзи ипадә қилидиған шәйиниң аллиқачан йоқалғинидин истималдин чиқип қалған сөзләр

Архаизмлар – шәйиниң башқа нам билән атилишиға бағлиқ қоллинилиштин чиқип қалған сөзләр: атәшкүрәк – лахшигир, будун – хәлиқ, намә - хәт

V. Мустәһкәмләш.

79-көнүкмә еғизчә орунлиниду

80-көнүкмә йезиқчә .

82-көнүкмә 1-қатар, 83-көнүкмә 2-қатар, 84-көнүкмә 3-қатар йезиқчә орунлиниду


VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.

VІІ. Өйгә тапшурма 46-50-бәтләрни оқуш. Әдәбияттин 5 жүмлә йезиш





  1. Бурун заманда бир падишаниң арзулуқ икки оғли бар екән. Падиша һәр күни буларни түрлүк наз-немәтләр билән беқип, һеч қандақ ишқа йеқин йолатмайдекән. Қүнләрдин күнләр, айлардин айлар өтүп, бир күни буларниң иштийи тутулуп, бир чинә чайниму түгитип ичәлмәйдиған болуп қапту. Андин, булар җүдәшкә башлапту. Буни көргән падиша әндишә қилип, өз шәһиридики һәммә тевипларға көрситиду. Лекин тевиплар шаһзадиларниң иштийини ачалмапту. Өз кесәллиридин қорққан шаһзадиләр атисидин рухсәт елип, иштәй дорисини издәп башқа бир шәһәргә меңипту. Булар шәһәрдин хелә жирақ чиқип, кәтмән чепиватқан бир бовайниң қешиға кәпту. (Сехирлиқ кәтмән)



  1. Бир дехан шәһәргә кирип базарға барса, адәмләр: «көргүч келип қапту, уииңға қариған адәм өзини көридекән», – дейишкидәк. У вақитларда әйнәкләр йеңи пәйда болуп, уни кәргүч дәп атайдекән. Деханму бир көргүчни сетиваптудә, өйигә кәлгәндә, аттин чүшмәстинла хотуниға:
    – Һәй хотун, мән саңа көргүч әпкәлдим! – дәп вақирапту. (Көргүч)



  1. Өткән заманда бир ахмақ падиша болған екән. Кишиләр униң зулумидин қорқуп, немә буйриса шуни қилидекән. Күнләрниң биридә бу падиша бир адәмгә йолуқупту. Униңдин:
    – Сән немә қилидиған адәм? – дәп сораптекән. 
    У адәм қорқуп кетип:
    – Мән тағ көтиридиған адәм, – дәп җавап берипту. 
    Буни аңлиған падиша:
    – Андақ болса, ординиң алдидики тағни йөткә, – дәпту.  (Ахмақ падиша)


 Сән ким сән? – дәп сориғанда:
Мән ешәкмәдиги, – дәпту ятқан киши.
– Вай, ешәкмәдигиму шундақ йоған боламду?! – десә:
– Қиғлиқ йәр болғандин кейин... – дегидәк. Мәзин йолға чиқип қариса, йолниң оттурсида бири оңдисиға ятқидәк. 













Вақти 07.10 Уйғур тили 6-синип 50 -бәт Дәрис № 11


Дәрисниң мавзуси: Йеңи сөзләр

Мәхсити: 1 Йеңи сөзләр һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра қоллинишқа адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар: қурултай, оғут, наһийә, вилайәт, әнжуман


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Йеңи сөзләр һәққидә умумий билим бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Уйғур тилиниң луғәт тәркиви қандақ йоллар билән бейийду?

2. Кирмә сөзләр дегән немә?

3. Тилимизға қайси тиллардин сөзләр кирди вә қандақ сәвәпләр билән?

4.Әрәп, иран вә хәнзу тиллиридин киргән сөзләргә мисаллар кәлтүрүңлар

5. Конириңан сөзләр дегән немә вә қандақ бөлүниду?

6. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Қизиқишини ойғитиш. Йеңи сөзләр дегән немә? соали қоюлиду.

Йеңи мавзу чүшәндүрүлиду.


ЙЕҢИ СӨЗЛӘР


Йеңи сөзләр - тәрәққий етиватқан мәдәний вә сәясий һаятниң, ижтимаий турмушниң еһтияжиға маслишиш үчүн барлиққа кәлгән сөзләр.

Улар төвәндикичә усуллар арқииқ ясилиду:

  1. Ана тилимизда бар тәркип яки сөз вә қошумчиларға асаслинип пәйда болиду: синалғу, үналғу

  2. Тилимизда бар сөзләргә йеңи мәна бериш арқилиқ: қурултай, наһийә, сәясәт.

  3. Чәтт тилардин сөз қобул қилиш арқилиқ: магистр, бакалавр, докторантура.

V. Мустәһкәмләш.

Көнүкмиләр топлимидин, гезит бәлиридин йеңи сөзләргә мисаллар яздуруш вә уларни тәһлил қилдуруш

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.

VІІ. Өйгә тапшурма 50-бәтни оқуш. Гезиттин 5 жүмлә йезиш




Вақти 09.10 Уйғур тили 6-синип 50-51-бәт Дәрис № 12


Дәрисниң мавзуси: Диалект сөзләр

Мәхсити: 1 Диалект сөзләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини вә тилға қизиқишини ашуруш, эстетикилиқ тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар: диалект, шевә

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға диалект сөләрни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Конириған сөзләр дегән немә вә түрлирини атап бериңлар.

  2. Йеңи сөзләргә мисаллар кәлтүрүңлар

  3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш

Уйғур, Челәк наһийәлиридә болдуңларму? Болсаңлар, сөзлиридә немини байқидиңлар?


Мәлум наһийә даирисидила қоллинилип, умумий хәлиққә бирдә чүшинишлик болмиған сөзләр диалект сөзләр дәп атилиду.

Уйғур диалектлири луғәт тәркивиниң муһим бир қисми, уйғур әдәбий тилини пүтмәс булиғи. Диалект билән әдәбий тил бир-бири билән зич бағлиқ. Улар бир-бирини толуқлап олтириду.

Һәр бир наһийәниң тил өзгичилигини бәдиий әсәрдә көрситиш үчүн язғучилар бу сөзләрни дайим қоллинип туриду. Әдәбий тил бу диалектлардин сөз қобул қилип, өз тәркивини бейитиду.

Мәтинләр кәлтүрүп дәлилләш вә тахтида жүмлиләр яздуруш арқилиқ чүшәндүрүш

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. 85-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

  2. 86-көнүкмә тахтида орунлиниду.

  3. Мәтинләрдин диалект сөзләрни тепиш

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

50-51-бәтләрни оқуш 88-көнүкмини йезиқчә орунлаш



Вақти 14.10 Уйғур тили 6-синип 51-52-бәт Дәрис № 13


Дәрисниң мавзуси: Кәспий сөзләр


Мәхсити: 1 Кәспий сөзләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Тил байлиғини ашуруш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, мәтинләр

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар: профессионализм

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң лексика тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш, кәспий сөзләрни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Диалект сөзләр дегән немә вә мисал кәлтүрүңлар.

  2. Диалект сөзләрниң әһмийити немидә?

  3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

І. Қизиқишини ойитиш стадияси

Тапшурма. Һәр қатарға бирдин кәсип берилип, шу кәсиптә қоллинилидиған сөзләрни йезиш тапшурулиду. Кейин жаваплар селиштурулиду

ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.


Кәспий сөзләр – түрлүк кәсип вә саһадикиләрниң өз кәсиплири даирисидә қоллинидиған аталғулири. Кәспий сөзләрниң алаһидиликлири: қоллиниш даириси кәң әмәс, умумйүзлүк қоллинилмайду, бәлки бир кәсип яки саһада қоллинилип, шу саһадикиләргила чүшинишлик; улар бирла уқумни билдүриду, көчмә мәнада ейтилмайду. Бирақ улар бир нәччә саһаға ортақ болуши мүмкин.

Кәспий сөзләрниң түрлири:

1. Пән-техника аталғулири. Заманивий техника саһасиға хас уқумлар. М: математика – плюс, минус, кәсир; әдәбият – роман, һекайә, шеир; астрономия – юлтуз, сәйярә, Марс;

2. Һүнәрвәнчиликкә аит аталғулар: моздузлуқ – апқут, бегиз, наһал, сәндәл, мәсә, пашна; яғашчилиқ – рәндиләш, кәкә, һәрә, қол һәриси; төмүрчилик – базған, болқа, көрүк, тавлаш;

3. Диний аталғулар. Диний затлар, ихласмән мусулманлар қоллинидиған сөзләр: иман ейтмақ, сәждә қилмақ, айәтулла, кәрим.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

ІІІ. Рефлексия стадияси

Диалект сөзләр билән кәспий сөзләрни селиштуруш Венн диаграммиси арқилиқ

  1. 89-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

  2. 90-көнүкмә тахтида вә дәптәргә орунлиниду.

  3. 91-92-93-көнүкмиләр еғизчә орунлиниду. 99-көнүкмидики мәтиндин кәспий сөзләрни тепиш


V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

51-57-бәтләрни оқуш, 94-көнүкмини йезиқчә орунлаш

































6-синип


Дәрисниң мавзуси: Лексика бойичә өткәнләрни тәкрарлаш

Мәхсити: 1 Лексика бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, тәһлил қилишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, алған билимини әмәлиятта қоллинишқа, ижадий ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң лексика бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш


ІV. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)

А) Барлиқ оқуғучилар 57-58-бәтләрдики соал вә тапшуруқларни орунлайду.

Ә) Синип 2 топқа бөлүниду. 1-топ – Илим, 2-топ – Билим

  1. 101-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Еғизчә. Чәттин киргән сөзләрни тепип, уларниң қайси тилдин киргәнлигини ениқлаш.

  2. 102-көнүкмә. Шәрти бойичә орунлиниду. Чәттин киргән сөзләрни ениқлап, көчирип йезиш.

  3. 103-көнүкмә. «Илим» топи митинг, пальто, руль, «Билим» топи танк, звено, металл сөзлирини келишләр билән түрләйду. Тахтида.

  4. 104-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Берилгән сөзләр билән жүмлә ойлап йезиш.

  5. 105-көнүкмә еғизчә орунлиниду. Хәнзу тилидин киргән сөзләрни тепиш.

  6. 106-көнүкмә синипта йезиқчә орунлиниду. Әдәбият дәрислигидин пайдилинип Назугум қошақлирини йезиш вә улардики хәнзу тилидин киргән сөзләрни ениқлаш.

  7. 110-көнүкмини тахтида орунлаш. Рус тилидин киргән сөзләрни тепип, үлгә асасида көчирип йезиш.

  8. Бәзи оқуғучиларға карточка бериш арқилиқ билимини тәкшүрүш

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

109-көнүкмини йезиқчә орунлаш. Диктантқа тәйярлиниш.






Вақти 16.10 Уйғур тили 6-синип 51-52-бәт Дәрис № 14


Дәрисниң мавзуси: Уйғур тилидики сөз ясам. Исим.


Мәхсити: 1 Сөз ясаш усуллири тоғрисида чүшәнчә бериш, исим һәққидики

билимини чоңқурлаштуруш.

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш.

Дәрис түри: Йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар: морфологиялик усул, синтаксислиқ усул, конверсиялик усул


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сөз ясаш усуллирини чүшәндүрүш, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.


ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

І. Қизиқишини ойитиш стадияси

Тапшурма. Оқуғучиларға сөзләр берилип, уларниң ясилиш йоллирини ениқлаш тапшурулиду

ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.


А) Схема арқилиқ сөз ясаш усуллирини чүшәндүрүш.

1. Морфологиялик усул – сөзләргә сөз ясиғучи қошумчиларни улаш арқилиқ сөз ясаш усули. Мәсилән: бағ-вән, саз-әндә, аш-хана, иш-чи, оқи-ғучи...

2. Синтаксислиқ усул – мустәқил сөзләр билән мустәқил сөзләрни қошуш арқилиқ сөз ясаш усули. Бу усул билән қош, қошма, бириккән вә қисқартилған сөзләр ясилиду:

1. Қош сөзләр: ата-ана, кичик-чоң, ала-йешил, қача-қомуч:

2. Қошма сөзләр: аш чамғур, сериқ чечәк, аш тахта:

3. Бириккән сөзләр: Алтөй, Ақсу, Йәттису, қариғожа:

4. Қисқартилған сөзләр: АДУ, ҚАЗМУ, колхоз:

3. Конверсиялик усул – бир сөз түркүминиң иккинчи сөз түркүмигә өтүши. Яхши бала, төмүр ишик, мис чөгүн.

Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ исим тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.



111-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар исимларни тепип, уларниң қандақ ясалғанлиғини ениқлайду.

112-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Сөзләрни тәвәлик вә келиш қошумчилири билән түрләш. Тахтида.

113-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

Рефлексия стадияси.

Оқуғучилар бир-биригә соаллар қойиду. Жүмлиләрни тәһлил қилиш. Сөз ясаш усуллирини ениқлаш.

V. Бәкитиш.

VІ. Өйгә тапшурма.

62-63-бәтләрни оқуш. 114-көнүкмини йезиқчә орунлаш.




































Вақти 21.10 Уйғур тили 6-синип 64-70-бәт Дәрис № 15


Дәрисниң мавзуси: Исимларниң морфологиялик усул билән ясилиши

Сүпәт вә сандин исим ясиғучи қошумчилар

Мәхсити: 1 Исимларниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Морфологиялик тәһлил жүргүзүшкә, өз алдиға ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға исимниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Исим дегән немә? Исимниң соаллири қандақ?

  2. Исимниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Исимлар 2 түрлүк йол билән ясилиду: морфологиялик вә синтаксислиқ. Морфологиялик усул билән ясалма исимлар һасил болиду. Синтаксислиқ йол билән бириккән, қошма, қош исимлар ясилиду.

Исимлар турғун сөзләргә вә пеилларға исим ясиғучи қошумчиларниң улиниши арқилиқ ясилиду.

  1. Турғун сөзләрдин исим ясиғучи қошумчилар (исим, сүпәт, сан) вә уйғур тилиға хас вә иран тилидин кирип өзләшкән қошумчилар.

  2. Исимдин исим ясиғучи қошумчилар:

-чи. Ишчи, сучи, сугакчи.

лиқ, -лик, -луқ, -лүк. Белиқчилиқ, деханчилиқ, гүлзарлиқ.

чә. Китапчә, байрақчә

даш, синипдаш, мәсләкдаш, йолдаш

-дуруқ, туруқ, еғиздуруқ

-хана, ашхана, китапхана

-намә, тәклипнамә

-шунас, тарихшунас, тилшунас,

-зар, гүлзар, чимәнзар.

2. Оқуғучилар тахтиға сүпәтләрни язиду. Уларниң арисидин берилгән қошумчиларни улаш арқилиқ исим ясашқа болидиғанлири таллап елиниду вә қошумчиларни улап, жүмлә ичидә кәлтүриду.




Сүпәттин исим ясиғучи қошумчилар:


1. -лиқ, -лик, -луқ, -лүк. М: гөзәллик, ахмақлиқ, жасурлуқ, тапқурлуқ, сәзгүрлүк.

2. –чилиқ, -чилик. М: Тирикчилик, қурғақчилиқ.

Сандин исим ясиғучи қошумчилар:

-лиқ, -лик, -луқ, -лүк. М: биринчилик, иккнчилик, үчинчилик. Бәшлик,


V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. 115-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  2. 116-көнүкмә. Тахтида вә дәптәргә орунлаш.

  3. 118-көнүкмә йезиқчә

  4. 122-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Иисим ясиғучи қошумчиларни ениқлаш.

  5. 123-көнүкмини еғизчә орунлайду. Ясалма исимларни тепиш.


VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

64-68-бәтләрни оқуш, 121-124-көнүкмини йезиқчә орунлаш.





























6-синип


Дәрисниң мавзуси: Сүпәт вә сандин исим ясиғучи қошумчилар

Мәхсити: 1 Исимларниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчисини

кәңәйтиш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: Арилаш

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Таблица, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға исимниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Исим қандақ йоллар билән ясилиду?

  2. Турғун сөзләрдин исим ясайдиған қошумчилар қайсилар? Мисал кәлтүрүңлар

  3. Синтаксислиқ йол билән қандақ исимлар ясилиду?

  4. Йезиқчә тапшурмини 121-көнүкмини тәкшүрүш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Оқуғучиларниң сан вә сүпәт тоғрисидики билимини байқап, андин йеңи мавзу чүшәндүрүлиду.

2. Оқуғучилар тахтиға сүпәтләрни язиду. Уларниң арисидин берилгән қошумчиларни улаш арқилиқ исим ясашқа болидиғанлири таллап елиниду вә қошумчиларни улап, жүмлә ичидә кәлтүриду.

Сүпәттин исим ясиғучи қошумчилар:

1. -лиқ, -лик, -луқ, -лүк. М: гөзәллик, ахмақлиқ, жасурлуқ, тапқурлуқ, сәзгүрлүк.

2. –чилиқ, -чилик. М: Тирикчилик, қурғақчилиқ.

Сандин исим ясиғучи қошумчилар:

-лиқ, -лик, -луқ, -лүк. М: биринчилик, иккнчилик, үчинчилик. Бәшлик,


VІ. Йеңи дәрисни мустәһкәмләш

  1. 122-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Иисим ясиғучи қошумчиларни ениқлаш.

  2. 123-көнүкмини еғизчә орунлайду. Ясалма исимларни тепиш.

  3. Оқуғучилар бир-биригә солаллар қойиду.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ. Өйгә тапшурма.

68-70-бәтләрни оқуш, 124-көнүкмини йезиқчә орунлаш.






Вақти 23.10 Уйғур тили 6-синип 70-72-бәтләр Дәрис № 16

Дәрисниң мавзуси: Пеилдин исим ясиғучи қошумчилар

Мәхсити: 1 Исимларниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчисини

кәңәйтиш, пеилдин исим ясиғучи қошумчилар һәққидә билим бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә үгитиш, тилға қизиқтуруш, ойлаш

қабилийитини ашуруш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Таблица, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеилдин исим ясиғучи қошумчилар һәққидә чүшәнчә бериш.

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Исим қандақ йоллар билән ясилиду?

  2. Турғун сөзләрдин исим ясайдиған қошумчилар қайсилар? Мисал кәлтүрүңлар

  3. Қайси қошумчилар сүпәттин исим ясайду? Мисал кәлтүрүңлар.

  4. Сандин исим ясиғучи қошумчиларни ейтип, мисал кәлтүрүңлар.

  5. Йезиқчә тапшурмини 124-көнүкмини тәкшүрүш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Оқуғучиларниң пеил тоғрисидики билимини байқап, андин йеңи мавзу чүшәндүрүлиду.

2. Пеилдин исим ясиғучи қошумчиларни ейтип, оқуғучилар өзлири китаптикидин башқа мисаллар ойлайду.

1. –ғу, -қу, -гү, -кү, -ға, -қа, -гә, -кә. М: терилғу, сәзгү, салға, тутқа, күлкә.

2. –ғучи, -гүчи, -қучи, -күчи. М: язғучи, оқутқучи, қатнашқучи

3. –ш, -иш, -уш, -үш. М: оқуш, үзүш, сезиш, қурулуш.

4. –мақ, -мәк. М: оқумақ, алмақ, кәлмәк

5. қуч, -ғуч, -күч, -гүч. М: өчәргүч, көрсәткүч

6. –ма, -мә. М: сүзмә, сүрмә.

7. –м, -им, -ум, -үм. М: билим, сезим, үнүм, сайлам.

8. –ғин, -қин, -кин, -гин. М: кәлкүн, ташқин,

9. –қ, -к, -ақ, -әк, -уқ, -үк. М: сорақ, тирәк, тапшуруқ, пичақ.

10. –н, -ин, -ун, -үн. М: түгүн, йеғин.

11.-нда, -инда, -унда, -үндә. М: қиринда, жуюнда, сүпүрүндә.

12. –дуқ М: қалдуқ,

VІ. Йеңи дәрисни мустәһкәмләш

  1. 125-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

  2. 126-көнүкмини еғизчә орунлайду.

  3. Оқуғучилар бир-биригә солаллар қойиду.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ. Өйгә тапшурма. 70-72-бәтләрни оқуш, 128-көнүкмини йезиқчә орунлаш.


Вақти 28.10 Уйғур тили 6-синип -бәтләр Дәрис № 17


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Күз вақти


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Елимиз тарихимизға болған қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан


Көрнәклик қураллар: билимини ткшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова Диктантлар топлими. 21-бәт. «Күз вақти»

110 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндин исимларни тепип, уларниң ясилиш йоллирини ениқлаңлар.



VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш. «Достлуқ» мавзусиға ясалма исимларни пайдилинип һекайә түзүш












Вақти 30.10 Уйғур тили 6-синип -бәтләр Дәрис № 18



Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду..

  2. Оқуғучиларни билимини байқаш.


Ай намлири қатарларға бөлүп берилип, уларни келиш қошумчилири билән түрләш тапшурулиду.

3. Жуқуридики сөзләр билән жүмлә ойлитиш

4. Мақалларни ейтқузуш вә улармәнасини чүшәндүрүш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.

Луғәт диктанти арқилиқ саватини ениқлаш


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Чәттин киргән сөзләрни қоллинип, қисқа һекайә йезиңлар.






Вақти 18.11 Уйғур тили 6-синип 75-77-бәт Дәрис № 20


Дәрисниң мавзуси: Бириккән исимлар. Қисқартилған исимлар

Мәхсити: 1 Бириккән вә қисқартилған исимлар тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, тилға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология сто

  1. Йеңи уқумлар: әлликбеши, Бәшатар, Тоққузтара, сәвзиназук, ЕБҺТ, қазтелеком, райком.



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға бириккән, қисқартилған исимлар вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Исим дегән немә? Исимниң соаллири қандақ?

  2. Исимниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Ясалма исимлар мисал кәлтүрүңлар

  4. Исимларниң ясилиш йоллирини әскә чүшириңлар.

  5. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ исимлар ясилиду?

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Бирикип йезилидиған исимлар бириккән исимлар дәп атилиду. Улар төвәндикич ясилиду:

  1. Исим+исим. Гүлдәстә, Гүлбаһар, төгиқуш.

  2. Сүпәт+исим. Қариғожа, Ақсу, қизилқум.

  3. Исим+пеил. Егәмбәрди, қалликесәр, башкесәр.

  4. Сан+исим. Йәттису, әлликбеши, Бәшбалиқ

  5. Сан+пеил. Бәшатар, Тоққузтара.

  6. Пеил+пеил. Тиливалди. Соривалди, елипқачар.

  7. Имлиқ+пеил. Гүлдүрмома, һуқуш.

  8. Исим+сүпәт. Бойнақ, сәвзиназук.

  9. Сүпәт+сүпәт. Қарғуяпилақ, Қариторуқ, жирәнқашқа.

Қисқартилған исимлар бир нәччә сөздин тәркип тепип, һәр хил усуллар арқилиқ қисқартилиду. Асасән һәр хил мәһкимә, жумһурийәт, дөләт атлири, тәшкилатлар намлири қисқартилиду. Бу усул бизниң тилимизға рус тилиниң тәсири астида өзләшкән. Төвәндикичә ясилиду:

  1. Һәр бир сөзниң баш һәрипини елиш арқилиқ: БМТ, ШУАР, АДУ, ЕБҺТ

  2. Сөз бирикмисидики һәр бир сөзниң биринчи боғумини елиш: қазтелеком, райком.

  3. Дәсләпки сөзниң биринчи боғуми, иккинчи сөз толуғи билән: педколледж, зоопарк.

  4. Дәсләпки сөзниң биринчи боғуми, қалғанлириниң баш һәрипи: КазМУ, ТашМУ, ҚазҚПУ

Таблица арқилиқ чүшәндүрүлиду.

Оқуғучилар берилгән сөзләр билән жүмлиләрни ойлайду вә башқиму мисаллар кәлтүриду.


VІ. Мустәһкәмләш

  1. 129-көнүкмини еғизчә орунлаш. Бириккән исимларни ениқлаш.

  2. 130-көнүкмә. Тахтида орунлиниду. Бириккән исимларни топларға ажритип йезиш.

  3. Гезит бәтлиридин, әдәбият дәрсилигидин бириккән сүпәтләрни тепиш.

  4. Жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.



VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ Өйгә тапшурма.

75-77-бәтләрни оқуш, 139-көнүкмини йезиқчә орунлаш


































Вақти 13.11 Уйғур тили 6-синип 73-75-бәт Дәрис № 19


Дәрисниң мавзуси: Қошма вә қош исимлар

Мәхсити: 1 Бириккән исимлар тоғрисидики билимини байқаш, қошма вә қош исимлар тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология сто

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қошма вә қош исимлар вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Исимниң қандақ түрлирини билисиләр?

  2. Ясалма исимлар мисал кәлтүрүңлар

  3. Исимларниң ясилиш йоллирини әскә чүшириңлар.

  4. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ исимлар ясилиду?

  5. Бириккән исимлар дегән немә?

  6. Бириккән исимларға мисал кәлтүрүңлар

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қатар йезилидиған исимлар қошма исимлар дәп атилиду.

Мәсилән: пақа йопурмиғм, жирән қашқа, торуқ ат, ақ қейин, сериқ қушқач, ғол ериқ, таш көмүр.

  1. Қошма исимларниң тәркивидики сөзләр өз әсли мәнасини йоқатқан болуп, бир нәрсиниң намини билдүрүп келиду. М: Аш көки дегән сөзни алсақ, аш вә көк дегән сөзләрдин бир өсүмлүкниң нами келип чиққан.

  2. Бәзи қошма исимларда бир сөз өз мәнасини йоқатқан, иккинчиси өз мәнасида қоллинилип келиду. М: қара буғдай дегән сөздә қара өз мәнасида буғдай рәңгини билдүрмәй, буғдайниң түрини билдүрүп келиватиду.

Қатар келип сизиқчә арқилиқ йезилидиған исимлар қош исимлар дәп атилиду. Төвәндикичә ясилиду:

  1. Мустәқил икки мәнадаш сөз: күч-қувәт, силиқ-сипайә, очуқ-йоруқ.

  2. Зит исимлар: егиз-пәс, қиш-яз.

  3. Мәналири жирақ, бирақ бир-биригә мунасивәтлик: чәйзә-лаза, топа-чаң.

  4. Бир исимниң тәкрарлинип келиши: сай-сайда, бағму-бағ.

  5. Мәналиқ вә мәнасиз сөзләр: тоху-туман, мал-варан

Таблица арқилиқ чүшәндүрүлиду.


VІ. Мустәһкәмләш

  1. 132-көнүкмини еғизчә орунлаш. Қошма исимларни ениқлаш.

  2. 133-көнүкмә. Тахтида орунлиниду. Қошма исимларниң мәнасини чүшәндүрүп, жүмлә ичидә кәлтүрүп йезиш.

  3. Жүмлиләрни морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиш.

135-көнүкмини еғизчә орунлаш. Қош исимларни ениқлаш.

  1. 136-көнүкмә. Тахтида орунлиниду. Қош исимларниң мәнасини чүшәндүрүп, жүмлә ичидә кәлтүрүп йезиш.

  2. Жүмлиләрни морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиш.


VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

73-75-бәтләрни оқуш, 134-көнүкмини йезиқчә орунлаш





























Вақти 20.11 Уйғур тили 6-синип 77-79-бәт Дәрис № 21


Дәрисниң мавзуси: Орун-тәрәп исимлири

Мәхсити: 1 Бириккән, қошма, қош вә қисқарған исимлар бойичә билимини

байқаш, орун-тәрәп исимлири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Тилға қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология сто

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға орун-тәрәп исимлири вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Исимларниң ясилиш йоллирини әскә чүшириңлар.

  2. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ исимлар ясилиду?

  3. Бириккән, қошма, қош вә қисқарған исимлар дегән немә?

  4. Һәр биригә мисал кәлтүрүңлар вә ясилиш йолини чүшәндүрүңлар


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Нәрсиниң мәлум тәрипини билдүрүп келидиған исимлар орун-тәрәп исимлири дәп атилиду.

Мәсилән: үст, аст, ич, таш, алд, кәйн

  1. Алим үстәлниң үстигә қоюп қойған китавини алди.

  2. Жәмийитимиздә еғирниң асти, йеникниң үсти билән жүргән адәмләр тола.

  3. Алийәм күндилигини шкафниң ичигә селип қойди.

  4. Семәт дәптириниң тешини қаплимиған екән.

  5. Оқуғучилар мәктәпниң кәйнини тазилиди.

  6. Мәктивимизниң алдида А.Розибақиевниң бюсти бар.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 141-көнүкмини еғизчә орунлаш. Шәрти бойичә орунлаш.

  2. 142-көнүкмә. Тахтида орунлиниду.

  3. 143-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Орун-тәрәп исимлирини тепип, уларниң қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаш.

  4. Жүмлиләрни морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

Оқуғучилар өтүлгән мавзулар бойичә бир-биригә соал бериду.

VІІІ Өйгә тапшурма.

77-79-бәтләрни оқуш, 144-көнүкмини йезиқчә орунлаш


Дәрисниң мавзуси: Исимларниң башқа сөз түркүмигә өтүши

Мәхсити: 1 Бириккән, қошма, қош вә қисқарған, орун-тәрәп исимлири тоғрисида билимини байқаш, исимларниң башқа сөз түркүмлиригиә өтүши һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Тилға қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология сто

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға исимларниң башқа сөз түркүмигә өтүши һәққидә чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Исимларниң түрлирини әскә чүшириңлар.

  2. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ исимлар ясилиду?

  3. Бириккән, қошма, қош вә қисқарған исимлар дегән немә?

  4. Орун-тәрәп исимлири дегән немә?

  5. Һәр биригә мисал кәлтүрүңлар вә ясилиш йолини чүшәндүрүңлар


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Схема арқилиқ чүшәндүрүлиду.

1. Бир қисим исимлар –му уланмисини елип тәкрарлинип, рәвишкә айлиниду: өйму-өй, тағму-тағ, етизму-етиз, көзму-көз. Назим өй тапшурмисини қурму-қур (қандақ?) көчирип язиду.

Бу рәвишләрниң аңлитидиған мәналири жүмлидә һәр хил.

2. Бәзи вақитни билдүридиған исимлар ениқлиғучи билән кәлгәндә рәвишкә өтүши мүмкин: Өткән һәптидә(қачан?) мән китапханидин китап алған едим.

3. Бәзи вақитни билдүридиған исимлар –и қошумчиси билән бирикип келиши мүмкин. Шу күни (қачан?) Руслан бизниң өйдә дәрис тәйярлиған еди.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. Көнүкмиләр топлимидин тахтиға вә дәптәргә жүмлиләр яздуруш, рәвиш орнида кәлгән исимларни тепиш

  2. Оқуғучилар өзлири жүмлиләрни ойлайду

  3. Әдәбият дәрислигидин жүмлә тепиш вә уларни морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

Оқуғучилар өтүлгән мавзулар бойичә бир-биригә соал бериду.

VІІІ Өйгә тапшурма.

79-бәтни оқуш. Әдәбий китаплардин 5 жүмлә тепип йезиш.


Вақти 25.11 Уйғур тили 6-синип 80-бәт Дәрис № 22


Дәрисниң мавзуси: Исимларниң жүмлидики хизмити

Мәхсити: 1 Исимларниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә

бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, әдәбият дәрислиги

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология сто

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға исимларниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәндүрүш.


ІІІ- Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш


ІV. Билимини тәкшүрүш

Тоғра вә натоғра пикирләр

  1. Уйғур тилида сөз ясашниң 3 йоли бар.

  2. Исимлар шәйиләрниң иш-һәрикитини билдүриду

  3. Қариғач, қарөрүк – қошма исимлар

  4. Бириккән исимлар икки сөзниң қатар келиши арқилиқ ясилиду.

  5. Мустәқил икки сөздин қош исимлар ясилиду

  6. Шәйиләрниң мәлум тәрипини билдүридиған исимлар қошма исимлар дәп атилиду.


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қизиқишини ойғитиш. Жүмлидә исим қандақ хизмәт атқуруши мүмкин?Оқуғучилар ойлирини йези «Идеяләр севитигә» салиду

ИНСЕРТ усули арқилиқ йеңи мавзуни бәлгү қоюп оқуп, пикир жүргүзиду.

Тахтиға оқуғучилар чиқип, жүмлиләрни язиду вә синтаксислиқ тәһлил қилиду.

Исимлар жүмлидә һәр қандақ бөләкниң хизмитин атқуралайду.

1. Егә хизмитини атқуриду.

М: Деханлар яз бойи қилған әмгигиниң йемишини көрмәктә.

2. Ениқлиғучи хизмитини атқуриду.

М: Атаңниң балиси болма, әлниң балиси бол.



3. Толуқтурғучи хизмитини атқуриду. М: Биз өз йезимизни гүлләндүрүшимиз керәк.

  1. Һаләт хизмитини атқуриду.

М: Жүжини күздә сана.


  1. Хәвәр хизмитини атқуриду.

М: Балиларниң әң биринчи ғәмхорчиси – ата-ана.


VІ. Мустәһкәмләш

  1. Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләрни тахтида синтаксилиқ тәһлил қилдуруш

  2. Чепишиш арқилиқ балиларниң билимини байқаш.


VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

Әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезип, синтаксислиқ тәһлил қилиш.








































Вақти 29.11 6-синип Уйғур тили Дәрис№


Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини еигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду..

  2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Тахтиға таблица есилған. Униңда қош, бириккән, қошма, қисқартилған вә орун-тәрәп исимлири арилаштурулуп берилгән. Оқуғучилар уларни айрип язиду, тахтида ишләйду.


Алтөй, қача-қомуч, қизил гүл, аптаппеләз, көк чамғур, үст, партком, мал-варан, Яркәнт, алд, топа-чаң, мединститут, кәйн, бал һәриси, көз әйнәк, қоғун-тавуз, сирт, төпә, Узунтам, санэпидстанция.


3. Жуқуридики сөзләр билән жүмлә ойлитиш

4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики исим түрлирини ениқлаш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш. Венн диаграммиси арқилиқ мустәһкәмләш


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Исим түрлирини қоллинип, «Қиш кәлди» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.




Вақти 30.11 6-синип Уйғур тили Дәрис№


Дәрисниң мавзуси: Сүпәт


Мәхсити: 1 Сүпәт тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: Йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи», кластер, «тоғра вә натоғра пикирләр»

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәт вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. А) Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда сүпәт тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.

  1. Сүпәт дегән немә?

  2. Сүпәтниң соаллири қандақ?

  3. Сүпәтниң қандақ түрлирини билисиләр?

  4. Түп вә ясалма сүпәтләргә мисал кәлтүрүңлар

Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ сүпәт тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.

145-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар сүпәтни тепип, уларниң қандақ бәлгүни билдүридиғанлиғини ениқлайду.

146-көнүкмә. Йезиқчә тахтида орунлиниду. Дәптәрлиригә язиду.

147-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Сүпәтларниң бағлинип кәлгән сөзлирини ениқлаш.

Сүпәт дәрижилирини әскә чүшириш үчүн 148-көнүкмә орунлиниду.

Аддий, кемәйтмә, ашурма, әркиләтмә дәрижидики сүпәтләрни ениқлаш.

ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. Оқуғучилар бир-биригә солаллар қойиду.

  2. 150-көнүкмини 2 оқуғучи тахтида чепишип орунлайду.

  3. 152-көнүкмә. Мәтинләрни селиштуруш арқилиқ сүпәтниң әһмийитини оқуғучилар өзлири ениқлайду.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

Сүпәт бойичә алған билимлирини әскә чүшириш, 151-көнүкмини йезиқчә орунлаш.



6-синип


Дәрисниң мавзуси: Сүпәтләрниң морфологиялик усул билән ясилиши

Мәхсити: 1 Сүпәтләрниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, эстетикилиқ тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәтниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Сүпәт дегән немә? Сүпәтниң соаллири қандақ?

  2. Сүпәтниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Түп вә ясалма сүпәтләргә мисал кәлтүрүңлар

  4. Йезиқчә тапшурмини 151-көнүкмини тәкшүрүш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Сүпәтлар 2 түрлүк йол билән ясилиду: морфологиялик вә синтаксислиқ. Морфологиялик усул билән ясалма сүпәтләр һасил болиду. Синтаксислиқ йол билән бириккән, қошма, қош сүпәтләр ясилиду.

Ясалма сүпәтләр турғун сөзләргә вә пеилларға сүпәт ясиғучи қошумчиларниң улиниши арқилиқ ясилиду.

  1. Турғун сөзләрдин сүпәт ясиғучи қошумчилар. (исим, рәвиш, сан-миқдар бирикмиси, сүпәт) бу қошумчилар уйғур тилиға хас вә иран тилидин кирип өзләшкән қошумчилар.

  2. Исимдин сүпәт ясиғучи қошумчилар:

А) –лиқ, -лик, -луқ, -лүк. Бәхитлик, гүллүк, ғоллуқ, ташлиқ

Ә) –сиз. Тузсиз, саватсиз, чәксиз, булутсиз Б) –чан. Көйүмчан, күрәшчан,

В) –чи. Ғевәтчи., алдамчи. Г) –чил, -ий, -вий. Растчил, ихтисадий, тәрбийәвий. Ғ) –симан. Адәмсиман, маймунсиман

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. Оқуғучилар бир-биригә солаллар қойиду.

  2. 153-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  3. 154-көнүкмә. Тахтида вә дәптәргә орунлаш.

  4. 155-көнүкмини еғизчә орунлаш.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

83-84-бәтләрни оқуш, 156-көнүкмини йезиқчә орунлаш.













































Вақти 04. 12 Уйғур тили 6-синип 10 -бәт Дәрис № 24


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Банихан чоң апам»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Елимиз тарихимизға болған қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини ткшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова Диктантлар топлими. 10-бәт. «Банихан чоң апам»

98 сөз



V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндин сүпәтләрни тепип, уларниң ясилиш йоллирини ениқлаңлар.



VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Сүпәт бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш. «Мениң мәктивим» мавзусиға сүпәтләрни пайдилинип һекайә түзүш









Вақти 09.12 Уйғур тили 6-синип 84 -бәт Дәрис № 26


Дәрисниң мавзуси: Турғун сөзләрдин сүпәт ясиғучи қошумчилар

Мәхсити: 1 Сүпәтләрниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчисини

кәңәйтиш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә

бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәтниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Сүпәт қандақ йоллар билән ясилиду?

2. Исимдин сүпәт ясайдиған қошумчилар қайсилар? Мисал кәлтүрүңлар

3. Синтаксислиқ йол билән қандақ сүпәтләр ясилиду?

  1. Йезиқчә тапшурмини 156-көнүкмини тәкшүрүш.


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Рәвиштин сүпәт ясиғучи қошумчилар:

қи, -ки. Авалқи, кейинки, бүгүнки. Ахшамқи қарниң соғ шамили чеқип туратти.

2. Сан-миқдар бирикмисидин сүпәт ясиғучи қошумчилар:

-лиқ, -лик, -луқ, -лүк. Бир күнлүк, икки литрлиқ, бәш граммлиқ. икки литрлиқ қачида сүт елип, момани йоқлап бардим.

3. Сүпәттин сүпәт ясиғучи қошумчилар:

-уч, -үч. Ақуч, көкүч. Көк асманда ақуч булутлар учуп жүриду.

На-. Натоғра, натонуш. Натонуш кишиләргиму салам беришни унтумаслиғимиз керәк.

VІ. Йеңи дәрисни мустәһкәмләш

  1. Оқуғучилар бир-биригә соаллар қойиду.

  2. 157-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  3. Оқуғучиларға жүмлә ойлитиш вә тахтиға яздуруш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ. Өйгә тапшурма.

84-бәтни оқуш, Әдәбият дәрислигидин рәвиш, сан-миқдар вә сүпәттин ясалған сүпәтләргә 2дин жүмлә йезиш.



Вақти 11.12 Уйғур тили 6-синип 84 -бәт Дәрис № 27


Дәрисниң мавзуси: Пеилдин сүпәт ясиғучи қошумчилар

Мәхсити: 1 Пеилдин сүпәт ясиғучи қошумчилар тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини, әдәбиятқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәтниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Рәвиштин сүпәт ясиғучи қошумчилар қайсилар? Мисал кәлтүрүңлар

  2. Сан-миқдар бирикмисидин сүпәт ясайдиған қошумчилар қайсилар? Мисал кәлтүрүңлар

  3. Қайси қошумчилар сүпәттин сүпәт ясайду?

  4. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Тахтиға жүмлиләр йезилип, оқуғучилар сүпәтләрни ениқлайду.

Ағзи очуқ турған суни ичишкә болмайду. Әтигәндә йоллар тейилғақ болуп, меңиш хәтәрлик еди. У шеирни көтирәңгү авазда, һаяжанлинип оқуди. Бийилқи жили йезимизда турушлуқ өйләр көп селинди.

Пеилдин сүпәт ясиғучи қошумчилар:

1. –қ, -к, -иқ, -ик, -уқ, -үк. Очуқ, йепиқ, қайнақ, сунуқ.

2. –ма, -мә. Асма, көтәрмә.

3. –ғақ, -қақ, -кәк, -гәк. Үскәк, териккәк, соқушқақ, тейилғақ.

4. –чақ, -чәк, -чуқ. Уялчақ, еринчәк, қизғанчуқ.

5. –ңғу, -ңгү, -аңғу, -әңгү. Көтирәңгү, жиғлаңғу.

6. –ғур, -гүр, -қур, -күр. Алғур, тапқур, сәзгүр.

7. –лиқ, -лик, -луқ, -лүк. Қарашлиқ, йейишлик, турушлуқ.

8. –ғин, -гин, -қин, -кин, -ғун, -гүн, -қун, -күн. Қизғин, ташқин, солғун.

VІ. Йеңи дәрисни мустәһкәмләш

  1. Оқуғучилар жуқуридики сөзләр билән жүмлә ойлап дәптәрлиригә язиду.

  2. 159-көнүкмини еғизчә орунлаш

  3. 160-көнүкмини йезиқчә орунлаш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ. Өйгә тапшурма.

85-86-бәтни оқуш, 160-көнүкмини йезиқчә орунлаш.




















































Вақти 13.12 Уйғур тили 6-синип 84 -бәт Дәрис № 39


Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан


Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

  2. Оқуғучиларниң билимини байқаш. Тахтиға таблица есилған. Униңда турғун сөз вә пеиллардин ясалған сүпәтләр йезилған. Оқуғучилар уларни айрип язиду, тахтида ишләйду.


Йешил, өткүр, чирайлиқ, тузлуқ, татлиқ, сәзгүр, көйүмчан, тарихий, тапқур, бултуқи, урушқақ, қарамту, көкүч, тиришчан, ақуч, натонуш, көңүлчәк.


3. Жуқуридики сөзләр билән жүмлә ойлитиш

4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики сүпәт түрлирини ениқлаш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш



Вақти 18.12 Уйғур тили 6-синип 84 -бәт Дәрис № 28


Дәрисниң мавзуси: Қошма, қош, бириккән сүпәтләр

Мәхсити: 1 Қошма, қош, бириккән сүпәтләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, эстетикилиқ тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қошма, қош, бириккән сүпәтләр вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Сүпәт дегән немә? Сүпәтниң соаллири қандақ?

  2. Сүпәтниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Түп вә ясалма сүпәтләргә мисал кәлтүрүңлар

  4. Сүпәтләрниң ясилиш йоллирини әскә чүшириңлар.

  5. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ сүпәтләр ясилиду?

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Мурәккәп сүпәтләрдә икки яки үч сөз бирикип, бир мәнани аңлитиду, бир уқумни билдүриду. Мәсилән: рәһимдил адәм, һазиржавап киши, ақбоз ат, гәпхумар киши, алийжанап адәм.

Уйғур тилида бириккән сүпәтләр наһайити аз учрайду. Улар бирикип йезилиду.

Таблица арқилиқ чүшәндүрүш. Оқуғучилар сүпәтләрни оқуп чиқип, уларниң қандақ ясалғанлиғини ениқлайду.

Қатар келип, сизиқчә арқилиқ йезилидиған сүпәтләр қош сүпәтләр дәп атилиду.

Ясилиш йоллири:

  1. Бир сөзниң тәкрарлинишидин: егиз-егиз, аппақ-аппақ, тез-тез, чапсан-чапсан.

  2. Зит мәналиқ сөзләрдин: чоң-кичик, егиз-пәс, яхши-яман, еғир-йеник.

  3. Мәнадаш сөзләрниң жүплишип келишидин: әгир-донай, аччиқ-чүчүк,, ойман-чоңқур.

  4. Мунасивәтлик икки сөз-ң жүплишип келиш-н: ақ-сериқ, ала-йешил, қар-көк.

  5. Мәна аңлатмайдиған икки бөләкниң жүплишип келишидин: оңғул-доңғул

  6. Бири мәналиқ, иккинчиси мәнаға егә әмәс: қиңғир-сиңғир, маймақ-саймақ, калтә-култә.

  7. Биринчисигә -дин қошум-ң улин-н: оруқтин-оруқ, узундин-узун, соғдин-соғ.

Тахтиға таблица есилиду. Оқуғучиларға соал берилиду. Қошма сөзләр дәп қандақ сөзләрни ейтимиз? Әскә чүшәргәндин кейин тахтиға оқуғучилар чиқип, таблица бойичә өз чүшәнчилирини оттуриға салиду, қалғанлири толуқлайду.

Қатар йезилидиған сүпәтләр қошма сүпәтләр дәп атилиду. Ясилиш йоллири:

  1. Исим-исим: асман рәң, гүл чирай, қундуз чач, қәләм қаш

  2. Сүпәт-исим: назук бәдән, ақ көңүл, очуқ чирай.

  3. Исим+ясалма сүпәт: қой көзлүк, буғдай өңлүк, юмшақ сөзлүк

  4. ІІІ шәхс тәвәлик қошумчиси билән кәлгән исим+сүпәт: көли кәң, бойи узун, сөзи өткүр.

  5. Түп сүпәт+ясалма сүпәт: қара көзлүк, ақ чачлиқ, кам сөзлүк.

  6. Санақ сан+ясалма сүпәт: они бир жиллиқ, үч күнлүк, бәш саатлиқ

  7. Сүпәт+сүпәт: ач қизил, тум қара, қениқ йешил.

  8. Рәвиш +сүпәт: наһайити узун, әң чирайлиқ, интайин қийин

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 163-166-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  2. 167-168-көнүкмини тахтида орунлаш

170-көнүкмини еғизчә орунлаш


VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

83-84-бәтләрни оқуш, 156-көнүкмини йезиқчә орунлаш.











































6-синип


Дәрисниң мавзуси: Сүпәтләрниң исимға өтүши

Мәхсити: 1 Сүпәтләр тоғрисида чүшәнчисини чоңқурлаштуруш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, эстетикилиқ тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәтләр тоғрисида чүшәндүрүш.

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Қошма сүпәт дегән немә?

  2. Қошма сүпәтләрниң ясилиш йоллирини ейтип бериңлар.

  3. Һәр бир йолиға мисал кәлтүрүңлар.

  4. Тахтида карточка билән ишләйду.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш


Уйғур тилида бир қисим сүпәтләр беваситә исим түркүмигә көчүп, өзлириниң сүпәтлик мәналирини йоқитиду. Исимлашқан сүпәтләр өзлири ипадилигән бәлгүниң намини яки шу бәлгүгә егә болған мәлум бир шәйини ипадиләйду. Мундақ әһвалда улар ким? кимләр? немә? немиләр? дегән соалларға жавап болуп, исимға охшаш келишләр билән түрлиниду, жүмлидә исим ролини атқуриду.

  1. Һорун олтирип ухлайду, йетип ишләйду. Һорун – ким?

  2. Бир чоңниң әқлигә кир, бир кичикниң. Чоңниң, кичикниң – кимниң? Егилик келиштә.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 172-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  2. 173-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

  1. 174-көнүкмә. Еғизчә. 175-көнүкмә. Тахтида

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

90-92-бәтләрни оқуш, 176-көнүкмини йезиқчә орунлаш.













































Вақти 23.12 Уйғур тили 6-синип 92-94 -бәт Дәрис № 30


Дәрисниң мавзуси: Сүпәтләрниң жүмлидики хизмити

Мәхсити: 1 Сүпәтләрниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә

бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, әдәбият дәрислиги

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология сто

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәтләрниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәндүрүш.

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Сүпәтниң исимға өтүши дегән немә?

2. Сүпәтләр исимға өткәндә қандақ хусусийәтләргә егә болиду?

3. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Сүпәтләр исимға бағлинип, ениқлиғучи хизмитини атқуриду.

М: Йезимизға чоң имарәтләр, чирайлиқ бағчилар ясилип,

гөзәлләшмәктә.

2.Пеилларға беқинип, һаләт хизмитини атқуриду.

М: Асийәм диктантни дайим саватлиқ язиду

3. Хәвәр хизмитини атқуриду. М: Адәм әмгиги билән гөзәл.

4. Исимлашқан сүпәтләр ениқлиғучи, толуқтурғучи, егә хизмитини атқуриду.

М: Яхши тепип сөзләйду, яман көпүп сөзләйду. Билимликниң гепи оң, билимсизниң гепи тоң. Яхшини махтисаң яришиду, яманни махтисаң адишиду.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 178-көнүкмини еғизчә вә йезиқчә тахтида орунлаш.

  2. 179-көнүкмә үлгә бойичә йезиқчә орунлиниду.

  3. 180-көнүкмә. Еғизчә.

  4. 182-көнүкмә. Тахтида орунлиниду

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

92-94-бәтләрни оқуш, 181-көнүкмини йезиқчә орунлаш.





Вақти 25.12 Уйғур тили 6-синип 92-94 -бәт Дәрис № 31



Дәрисниң мавзуси: Диктант «Еғир күнләрдә»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әәдәбий китап оқушқу дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова Диктантлар топлими. 16-бәт. «Еғир күнләрдә»

107 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндин сүпәтләрни тепип, түрини ениқлаң.


VІ. Өйгә тапшурма бериш

Сүпәт бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш.

Сүпәтләрни пайдилинип, «Қиш мәнзириси» мавзусиға һекайә түзүш


















Вақти 27.12 Уйғур тили 6-синип -бәт Дәрис


Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан


Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Оқуғучиларниң билимини байқаш. Тахтиға таблица есилған. Униңда турғун сөз вә пеиллардин ясалған сүпәтләр йезилған. Оқуғучилар уларни айрип язиду, тахтида ишләйду.


Йешил, өткүр, чирайлиқ, тузлуқ, татлиқ, сәзгүр, көйүмчан, тарихий, тапқур, бултуқи, урушқақ, қарамту, көкүч, тиришчан, ақуч, натонуш, көңүлчәк.


3. Жуқуридики сөзләр билән жүмлә ойлитиш

4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики сүпәт түрлирини ениқлаш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш




Вақти 10.01 Уйғур тили 6-синип -бәт Дәрис


Дәрисниң мавзуси: Сан


Мәхсити: 1 Сан тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш.

Дәрис түри: Йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар астрологиялик тәхмин

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сан вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ашуруш. Сан тоғрисида билидиғанлирини «Идеяләр севитигә» салиду

А) Соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда сан тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.

  1. Сан дегән немә?

  2. Санниң соаллири қандақ?

  3. Санниң қандақ түрлирини билисиләр?

  4. Аддий вә мурәккәп санларға мисал кәлтүрүңлар

Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ сан тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.

183-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар санларни ениқлайду.

185-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Соалларға йезиқчә жавап бериш.

Санларниң түрлирини әскә чүшириш үчүн 187-көнүкмә орунлиниду.

Санақ, тәртип, молжа, топлуқ, үлүш-кәсир санларни ениқлаш.

С [pic] [pic] анақ сан он биринчи

Т [pic] әртип сан үчләп, төртләп

М [pic] олжа сан йәттә, сәккиз

Т [pic] оплуқ сан үчтин икки, төрттин бир

Үлүш-кәсир сан жигирмичә, ончә

ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. Оқуғучилар бир-биригә солаллар қойиду.

2. 184-көнүкмә. Йезиқчә тахтида орунлиниду. Дәптәрлиригә язиду.

3. Санниң түрлиригә жүмлә ойлитиш.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ. Санларни пайдилинип, «Астрологиялик тәхмин» мавзусиға мәтин түзүш

VІ. Өйгә тапшурма.

Сан бойичә алған билимлирини әскә чүшириш, 188-көнүкмини йезиқчә орунлаш.



Вақти _______ Уйғур тили 6-синип 78-80-бәтләр Дәрис № ____

Дәрисниң мавзуси: Санларниң исимға өтүши

Мәхсити: 1 Санләр тоғрисида чүшәнчисини чоңқурлаштуруш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, тилға қизиқтуруш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: турғун сөз, қурулма


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сан тоғрисидики билимини байқаш вә чоңқурлаштуруш

ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Сан дегән немә?

  2. Һәр оқуғучи санниң түригә бирдин жүмлә ойлайду.

  3. Йезиқчә тапшурма тәкшүрүлиду.

  4. Оқуғучилар карточка билән ишләйду.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Санақ сан вә кәсир санлар исим орнида келип, келишләр билән түрлиниду. М: Оқуғучилар тахтида көнүкмә орунлайду.

2. Айға, һәптигә сөзлирини беқиндуруп, исимға айлиниду.

М: Бүгүн айға он бир.

Айниң, һәптиниң + тәвәлик қошумчиси билән кәлгән сан.

М: Бүгүн айниң он үчи. Һәптиниң алтинчи күни тазилиқ күни болиду.

3. Саат + санақ сан

М: Саат иккидә концерт башлиниду.

4. Санақ сан, мөлчәр сан + кирмәк, толмақ, ашмақ.

М.Биз бийил он иккигә толимиз.

5. Санақ сан, мөлчәр сан + алмақ, қоймақ.

М. Емтиһандин бәш алдим.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш вә тәһлил қилиш.


VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ Өйгә тапшурма.

96-97-бәтләрни оқуш, 191-көнүкмини йезиқчә орунлаш.




Вақти 11.01 Уйғур тили 6-синип 98-99-бәтләр Дәрис № 51


Дәрисниң мавзуси: Бир саниниң башқичә қоллинилиши

Мәхсити: 1 Санлар тоғрисида чүшәнчисини чоңқурлаштуруш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, тилға қизиқтуруш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: турғун сөз, қурулма


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сан тоғрисидики билимини байқаш вә чоңқурлаштуруш

ІІІ-ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, 3, 4, 6, 11, 15, 19, 21, 23

  1. Санларниң исимға өтүшигә карточкилар бериш. Оқуғучилар исимға өтүш қаидилирини чүшәндүриду.

    1. Йезиқчә тапшурмини (191-көнүкмә) тәкшүрүш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Бир сани сан уқумини ипадилигәндин ташқири төвәндики алаһидиликләргә егә:

1.Ениқлиғучи болуп, ениқланғучини гәвдиләндүрүш ролини ойнайду М: Мән силәргә қизиқ бир вақиә сөзләп бәрмәкчимән.

2. Ениқлиғучи болуп, шәйиниң мәлум бирини көрситиш ролини атқуриду. М: Бир күни бизниң өйгә тонумайдиған бир адәм кәпту.

3. Охшашлиқ яки биллиликни көрситиду. М: Достум иккимиз бир күндә туғулдуқ.

4. Сүпәт вә пеилларниң алдида һаләт болуп келип, уларниң мәнасини күчәйтиду. М: У бир һорун адәм еди.

5. Тәкрарлинип, бағлиғучилиқ роль атқуриду. М: Бир яхшилиқ унтулмас, бир яманлиқ.

6. Башқа сөзләр билән бирикип сөз ясайду. М: Бир аз, бир нәччә, бир вақит. VІ. Мустәһкәмләш

  1. 193-көнүкмини йезиқчә орунлаш вә тәһлил қилиш.

  2. Жүмлиләр ойлитиш

  3. 194-көнүкмини тахтида ишләш

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

98-99-бәтләрни оқуш, 195-көнүкмини йезиқчә орунлаш.


Вақти _______ Уйғур тили 6-синип 99-100-бәтләр Дәрис № ____


Дәрисниң мавзуси: Санларниң жүмлидики хизмити

Мәхсити: 1 Санниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә

бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға санларниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәндүрүш.

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Бир сани қандақ мәналарда қоллинилиду?

  2. Оқуғучилар карточкилардики жүмлиләрдин санларниң қандақ мәнада кәлгәнлигини ениқлайду.

  3. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Санларниң жүмлидики хизмити

1. Санлар жүмлидә егә хизмитини атқуриду.

М: Йәттә - хасийәтлик сан һесаплиниду.

2. Хәвәр хизмитини атқуриду. М: Икки йәрдә икки – төрт

3. Исимларға бағлинип ениқлиғучи вәзиписини атқуриду. М: Икки адәмниң сөһбити диалог дәп атилиду.

4.Санлар толуқтурғучи хизмитини атқуриду. М: Бәшни бәшкә көпәйтсә жигирмә бәш болиду.

5. Һаләт хизмитиниму атқуриду. М: Цирк саат иккидә башлиниду.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 196-көнүкмини еғизчә вә йезиқчә тахтида орунлаш.

  2. 197-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

  3. 199-көнүкмә. Тахтида орунлиниду.


VІІ. Бәкитиш. Венн диаграммси арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

99-100-бәтләрни оқуш, 200-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш



Вақти 17.01 Уйғур тили 6-синип 100-103-бәтләр Дәрис № ____


Дәрисниң мавзуси: Санлар бойичә тәкрарлаш

Мәхсити: 1 Санлар бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, алған билимини әмәлиятта қоллинишқа, ижадий ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология дәрижилик тапшурмилар

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң санлар тоғрисида алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш


ІV. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)


Синип 2 топқа бөлүниду. 1-топ – Илим, 2-топ – Билим

1-дәрижә

  1. Топларға соаллар берилиду.

1. Аддий сан дегән немә?

2. Мурәккәп сан дегән немә?

  1. 201-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.

  2. 202-көнүкмә. Шәрти бойичә орунлиниду.

2-дәрижә

  1. 203-көнүкмә. «Илим» топи санақ, дәрижә, отақ санлар бар жүмлиләрни, «Билим» топи молжа, үлүш (кәсир), топлуқ санлар бар жүмлиләрни язиду.

  2. 205-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

  3. Тахтида 2 оқуғучи төрт, үчилән, бәшинчи, он үч санлирини келишләр билән түрләйду

  4. 207-көнүкмини синтаксислиқ тәһлил қилиш. Тахтида орунлаш

3-дәрижә

Санларниң түрлирини пайдилинип, «Қазақстан – 2050» мавзусиға мәтин түзүш


VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

100-103-бәтләрни тәкрарлаш. Диктантқа тәйярлиниш


Вақти 18.01 Уйғур тили 6-синип 8-бәтләр Дәрис № ____


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Жәрән балиси»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әәдәбий китап оқушқу дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова Диктантлар топлими. 8-бәт. «Жәрән балиси»

104 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндики үчинчи жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

.


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Сан бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш. «Қазақстан - 2050» мавзусиға

һекайә түзүш













Вақти _______ Уйғур тили 6-синип 8-бәтләр Дәрис № ____

Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш

Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашмиған

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

  2. Оқуғучиларниң билимини байқаш. Тахтида ишләйду.

1. Билетлар елинип, униңдики санниң түригә жүмлә ойлап йезиш. 6 оқуғучи.

2. Йәнә 6 оқуғучи йезилған жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиду.

3. Муәллим мәтин оқуйду. (оқуғучиларниң зеһнини вә чапсанлиғини байқаш) Оқуғучилар мәтиндин оқуп кетип барғанда тохтитип санни ейтип бериши керәк. Андин униң түрини вә ясилиш йолини ениқлайду.

4. Маслаштуруш тести

Санақ сан он биринчи

Тәртип сан үчләп, төртләп

Молжа сан йәттә, сәккиз

Топлуқ сан үчтин икки, төрттин бир

Үлүш-кәсир сан жигирмичә, ончә

5. Альтернативлиқ тест

1. Санлар адам вә нәрсиләрниң хусуийәтлирини билдүриду

2. Бәшилән сани тәртип сан.

3. –лап,-ләп қошумчилири арқилиқ үлүш(кәсир) санлар ясилиду.

4. Жиғинға жигирмичә адәм қатнашти. Сан ениқлиғучи хизмитини атқуруватиду.

5. Оттуз, қириқ, әллик – топлуқ санлар.

6. Бир сани башқа сөзләр билән бирикип сөз ясаш ролини ойнайду.

7. Санлар жүмлидә егә хизмитини атқурмайду.

ІV. Мустәһкәмләш.

Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә бир-биригә соал қойиду.

V. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма бериш.

Алмаш бойичә төвәнки синипларда өткәнләрни тәкрарлап келиш.


Вақти _______ Уйғур тили 6-синип 104-бәт Дәрис № ____

Дәрисниң мавзуси: Алмаш

Мәхсити: 1 Алмаш тоғрисида төвәнки синипларда алған билимини әскә чүшириш вә мустәһкәмләш

2. Һәр хил тапшурмилар арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа,

морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

тәрәққий әттүрүш

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға алмаш вә униң түрлири тоғрисидики алған билимини чоңқурлаштуруш вә морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

1. Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда сан тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.

  1. Алмаш дегән немә?

  2. Алмашниң соаллири қандақ?

  3. Алмашниң қандақ түрлирини билисиләр?

2. Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш

А) 209-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар алмашларни ениқлайду.

Ә) Тахтида алмаш түрлири йезилған. Оқуғучилар карточкилардики алмашниң түрини ениқлап, улар билән жүмлә ойлайду.

3. Еғизчә тапшуруқ. Тахтида карточкилар есилған. Униңда мақаллар бар. Оқуғучи мақални тоғра давамлаштурса., варақ кәйнидә униңға беғишланған тиләк чиқиду.

1. Миң тәңгәң болғичә,....

2. Билимликниң гепи оң,.......

3. Яхшилиқ қилсаң яшайсән,.....

4. Билимни бүйүк бил,......

5. Яхши сөз жан озуғи,......

6. Яхши тепип сөзләйду,.......

ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. Муәллим жүмлиләр оқуйду, оқуғучилар алмашларни тапиду.

2. Алмашлар билән мақаллар, тепишмақлар ейтқузуш

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма. Алмаш бойичә алған билимлирини әскә чүшириш, 210-көнүкмини йезиқчә орунлаш.

Айрим оқуғучиларға. Бәдиий китаптин 6 жүмлә йезип келиш


Вақти _______ Уйғур тили 6-синип 104-105-бәт Дәрис № ____

Дәрисниң мавзуси: Шәхс алмашлириниң түрлиниши

Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни язмичә вә еғизчә әмәлий ишларни жүргүзүш

арқилиқ чүшәндүрүш

2. Мустәқил ишләшкә, жүмлиләрни бағлинишлиқ түзүп, саватлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, адәмгәрчилик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ шәхс алмашлириниң түрлинишини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

  2. Үстәлдә турған алмашларни елип, униң түрини ениқлайду вә шу алмаш билән жүмлә ойлайду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

211-көнүкмә орунлиниду. Еғизчә.

Оқуғучилардин шәхс алмашлири тоғрилиқ сорилиду. Андин уларниң түрлиниши таблица арқилиқ чүшәндүрүлиду.

ІІ шәхс

аддий түри

сән

силәр

сипайә түри

сиз

сизләр

һөрмәт түри

сили (өзлири)

һәр қайсилири

(һәр бирлири)

сәтлимә түри

-

сәнләр

ІІІ шәхс


у

улар

V. Мустәһкәмләш

213-көнүкмә. Жәдвәлдин пайдилинип, соалларға жавап бериду.

215-көнүкмә тахтида орунлиниду. Алмашларниң қайси шәхстә кәлгәнлигини ейтип бериду. Жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиду.

VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.

1 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң

Бизниң йеза егиз тағ бағрида,

Заводлар бар униң йенида

2 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң

Сән нахша сорисаң мениңдин, достум,

Нахшамни мән сәндин аяп нә қилай.

3 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң

Сиз оқуған иктапни мәнму оқуп чиқтим.

VІІ. Өйгә тапшурма.

104-105-бәтләрни оқуш. 214-көнүкмини орунлаш

Вақти 31.01 Уйғур тили 6-синип 105-108-бәт Дәрис № 58

Дәрисниң мавзуси: Шәхс алмашлириниң келишләр билән түрлиниши

Мәхсити: 1 5-синипта өтүлгән мавзуларни әскә елиш арқилиқ йеңи

мавзуни чүшәндүрүш

2. Мустәқил ишләшкә, саватлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға вә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ шәхс алмашлириниң келишләр билән түрлинишини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Үстәлдә турған алмашларни елип, униң түрини ениқлайду.

  2. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

  3. Шәхс алмашлири дәп қандақ алмашларни атайду?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Уйғур тилида нәччә келиш бар? Соали арқилиқ йеңи мавзуға киришмә

Һәр бир келишни соаллири билән тахтиға оқуғучилар йезип иқиду.

Андин І,ІІ,ІІІ шәхс бирлик сандики алмашларни келишләр билән өзлири түрләйду.

Таблица сизилиду, чүшәндүрүлиду.

1. Мән, сән алмашлири егилик вә чүшүм келишлири билән түрләнгәндә мениң, сениң, мени, сени шәклидә йезилиду.

2. Мән, сән, у алмашлири бериш келишниң қошумчисини алғанда маңа, саңа, униңға шәклидә йезилиду.

3. Мән, сән, у алмашлири орун-вақит, чиқиш, орун-бәлгү, чәк, охшатма вә тәңләштүрмә келишлири билән түрләнгәндә төвәндикичә йезилиду. Тахтидин көрситилиду.

V. Мустәһкәмләш

215-көнүкмә. Еғизчә орунлаш. Шәхс алмашлирини тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаш.

2 оқуғучи тахтида биз, силәр, улар алмашлирини келишләр билән түрләйду.

VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.

1 Алмашларни тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаң

Бизниң йеза егиз тағ бағрида,

Заводлар бар униң йенида

2 Алмашларни тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаң

Сән нахша сорисаң мениңдин, достум,

Нахшамни мән сәндин аяп нә қилай.

3 Алмашларни тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаң

Тәрбийилигән бизни пәпиләп ана Вәтән,

Сени сөйәр садақәтлик һәр бир адәм

VІІ. Өйгә тапшурма. 106-107-бәтләрни оқуш. 219-көнүкмини орунлаш


Вақти 03.02 Уйғур тили 6-синип 108-109-бәт Дәрис № 59


Дәрисниң мавзуси: Көрситиш алмашлириниң түрлиниши

Мәхсити: 1 Көрситиш алмашлири тоғрисида алған билимини

чоңқурлаштуруш, уларниң түрлиниш алаһидиликлири һәққидә

чүшәнчә бериш

2. Мустәқил ишләшкә, саватлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға вә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ көрситиш алмашлириниң түрлинишини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Карточкилар билән ишләш

  2. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Уйғур тилида нәччә келиш бар? соали арқилиқ йеңи мавзуға киришмә

Һәр бир келишни соаллири билән тахтиға оқуғучилар йезип чиқиду.

Көрситиш алмашлиридин шу, бу, әву дегән алмашларни келишләр билән өзлири түрләйду.

1. Бу, у, шу, әву, мону алмашлири егилик вә чүшүм келишлири билән түрләнгәндә бирлик түрдә келиш қошумчилири билән бириккәндә егилик вә чүшүм келиш қошумчилирини қобул қилиду.

2. Мәшә, әшә, мәйә алмашлири бу қаидигә беқинмайду.

V. Мустәһкәмләш

1. 220-көнүкмә. Еғизчә вә тахтида орунлаш. Көрситиш алмашлири билән жүмлә түзүш.

2. 2 оқуғучи тахтида мошу, мәшә, мону алмашлирини келишләр билән түрләйду.

VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.

Жүмлиләрдин көрситиш алмашлирини тепип, уларниң қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлайду.


VІІ. Өйгә тапшурма. 108-109-бәтләрни оқуш. 221-көнүкмини орунлаш






Вақти 04.02 Уйғур тили 6-синип 109-110-бәт Дәрис № 60

Дәрисниң мавзуси: Соал алмашлириниң түрлиниши

Мәхсити: 1 Соал алмашлири тоғрисида алған билимини

чоңқурлаштуруш, уларниң түрлиниш алаһидиликлири һәққидә

чүшәнчә бериш

2. Мустәқил ишләшкә, саватлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини, тилға вә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ соал алмашлириниң түрлинишини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Алмашлар йезилған карточкиларни орниға қоюш

  2. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

  3. Тахтида 3 оқуғучи көрситиш алмашлирини келишләр билән түрләйду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

  1. 222-көнүкмини орунлаш арқилиқ соал алмашлирини әскә чүшириш.

  2. Ким, немә, қәйәр, нә, қайси соал алмашлири тәвәлик қошумчилири бойичә түрлиниду

  3. Нә алмишиға тәвәлик қошумчилири уланғанда, алмашниң ахирида р тавуши пәйда болиду.

  4. Қайси алмиши І шәхстә пәқәт көплүк шәкли биләнла бирикиду.

І шәхс – кимим, немәм, қәйерим, нәрим,

ІІ шәхс – кимиңиз, немиңиз, қәйериңиз,

ІІІ шәхс – кими, немиси, нәри, қәйери

  1. Ким, немә, қәйәр, нә, қаяқ, нәкәм, нәвақ соал алмашлири исимниң көплүк вә келиш қошумчилири билән түрлинип, жүмлидә исим охшаш роль ойнайду. М: Бүгүн жиғинға кимләр кәлмиди? Язда қәйәрләргә сәяһәткә бардиңлар?

V. Мустәһкәмләш

1. 223-көнүкмә. Еғизчә вә тахтида орунлаш. Көрситиш алмашлири билән жүмлә түзүш.

2. Оқуғучилар соал алмашлири билән жүмлә ойлайду вә тахтиға язиду.

Алмашларниң қандақ түрләнгинини ейтип бериду.

VІ. Бәкитиш.

VІІ. Өйгә тапшурма. 109-110-бәтләрни оқуш. Әдәбият китавидин соал алмашларға 5 жүмлә тепип йезип келиш.



Вақти 07.02 Уйғур тили 6-синип 110-111-бәт Дәрис № 61

Дәрисниң мавзуси: Өзлүк алмашларниң түрлиниши (Өздік есімдіктер)

Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни язмичә вә еғизчә әмәлий ишларни жүргүзүш

арқилиқ чүшәндүрүш

2. Мустәқил ишләшкә, жүмлиләрни бағлинишлиқ түзүп, саватлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, адәмгәрчилик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ өзлүк алмашлириниң түрлинишини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

  2. Үстәлдә турған алмашларни елип, униң түрини ениқлайду вә шу алмаш билән жүмлә ойлайду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Оқуғучилардин өзлүк алмашлири тоғрилиқ сорилиду.

Х.Һәмраевниң «Дала шуңқарлири» топлимидин шеирни оқуп бериш:

Ата жутум, ана жутум - өз жутум,

Чаңқап келип, сүйин ичтим бир жутум.

Көңлүм яшнап, жүрәк қайта от алди,

«Кәл, оғлум!» - дәп өз қойниға жут алди. Соаллар:

  1. Шеир немә һәққидә?

  2. Шеирдин алмашларни байқидиңларму?

  3. Қайси алмаш түригә ятиду?

Андин уларниң түрлиниши таблица арқилиқ чүшәндүрүлиду.

ІІ шәхс

аддий түри

өзәң

өзәңлар

сипайә түри

өзиңиз

өзиңизләр

һөрмәт түри

өзлири

өзлири

ІІІ шәхс

өзи

өзлири

V. Мустәһкәмләш

226-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. 227-көнүкмә тахтида орунлиниду.

VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ. Венн диаграммиси арқилиқ

1 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң

Биз өзимиз тәргән мевиләрниң йемишини көрүшкә башлидуқ.

2 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң

Һәр ким өзи көзлигән мәхситигә йетишкә интилиши керәк.

3 Алмашларни тепип, қайси шәхстә кәлгәнлигини ениқлаң

Өзини билгән хар әмәс.

VІІ. Өйгә тапшурма. 110-111-бәтләрни оқуш. 228-көнүкмини орунлаш


Вақти 10.02 Уйғур тили 6-синип 111-112 -бәт Дәрис № 62


Дәрисниң мавзуси: Өзлүк алмашларниң келишләр билән түрлиниши

Мәхсити: 1 Йеңи мавзуни язмичә вә еғизчә әмәлий ишларни жүргүзүш

арқилиқ чүшәндүрүш

2. Мустәқил ишләшкә, жүмлиләрни бағлинишлиқ түзүп, саватлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, адәмгәрчилик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ өзлүк алмашлириниң келишләр билән түрлинишини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

  2. Тахтида 2 оқуғучи шәхсләр билән өзлүк алмашлирини түрләйду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Оқуғучиларниң өзлүк алмашлири тоғрилиқ билими ениқлиниду.

Андин уларниң келишләр билән түрлинишини оқуғучилар өзлири тахтида ениқлайду. (таблица түзиду)

М: Б.к. өзәм өзимиз

Е.к. өзәмниң өзимизниң

Ч.к. өзәмни өзимизни


Өзлүк алмашлар келишләр билән түрлиниду. Түрлиништин авал уларға егилик қошумчилири улиниду.


V. Мустәһкәмләш

228-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. 229-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

230-көнүкмә тахтида орунлиниду. 231-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.

Оқуғучилар өзлүк алмашлар билән мақал-тәмсилләр ейтиду вә алмашларниң қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлайду.


VІІ. Өйгә тапшурма.

111-112-бәтләрни оқуш. 232-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш






Вақти 11.02 Уйғур тили 6-синип 112-113 -бәт Дәрис № 63


Дәрисниң мавзуси: Алмашларниң жүмлидики хизмити

Мәхсити: 1 Алмашларниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә

бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, әдәбият дәрислиги

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға алмашларниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәндүрүш.

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. 232-көнүкмини тәкшүрүш

  2. 3 оқуғучи шәхс, көрситиш вә өзлүк алмашларни тахтида келишләр билән түрләйду.

  3. Оқуғучилар алмаш түрлиригә жүмлил»р ойлайду

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Алмашлар қайси сөз түркүминиң орниға алмишип келишигә қаримай, жүмлиниң һәммә мүчиси хизмитини атқуралайду.

1. Егә хизмитини атқуриду. Биз берилгән тапшурмини вақтида

орунлаймиз. Һәммә бир кишидәк әмгәк қилиши керәк. Әву – мәктивимизниң спорт мәйдани.

2. Хәвәр хизмитини атқуриду.

М: Қазақстанниң келәчиги – биз. Китапханидин алған китап – мошу.

  1. Толуқтурғучи хизмитини атқуриду.

М: Ана тилимизни һеч кимгә хар қилмаймиз. Сәяһәткә чиққанда биз һәммини көрдуқ.

  1. Ениқлиғучи хизмитини атқуриду. Һәр кимниң туғулған йери өзигә әзиз болиду. Мән мошу йезида туғулдум.

  2. һаләт хизмитини атқуриду.

М: Улар бурун мәшәдә турған.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 233-көнүкмини еғизчә орунлайду, алмашларни тепип, жүмлиниң қайси мүчиси болуп кәләгәнлигини ениқлайду.

  2. 234-көнүкмини еғизчә орунлаш. 235-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

  3. 236-көнүкмә тахтиға. Алмашларниң түрлирини ениқлайду. Жававини тапиду.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ Өйгә тапшурма. 112-113- бәтләрни оқуш

237-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.


Вақти 14.02 Уйғур тили 6-синип 105-116-бәт Дәрис № 64


Дәрисниң мавзуси: Алмашлар бойичә тәкрарлаш

Мәхсити: 1 Алмашлар бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, алған билимини әмәлиятта қоллинишқа, ижадий ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи мусабиқә

Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология : дәрижилик тапшурмилар

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң алмашлар тоғрисида алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

ІV. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)

Синип 2 топқа бөлүниду. 1-топ – Ялқун, 2-топ – Мәшъәл

  1. Топларға соаллар берилиду.

Қандақ сөз түркүми алмаш дәп атилиду?

Алмашлар қанчә түргә бөлүниду?

Алмашлар жүмлидә қандақ хизмәт атқуриду?

Йоқлуқ вә бәлгүсиз алмашлар қандақ ясилиду?

  1. 238-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Парчидин алмашларни тепип, униң түрлирини ейтип бериңлар.

  2. 239-көнүкмә. «Ялқун» топи 1,2-жүмлиләрни, «Мәшъәл» топи 3,4- жүмлиләрни дәптәрлиригә язиду вә шәрти бойичә орунлайду.

  3. Тахтида 2 оқуғучи шу, һәммә, барлиқ алмашлирини келишләр билән түрләйду

  4. 241-көнүкмини шәрти бойичә тахтида орунлаш

  5. 242, 243-көнүкмиләр еғизчә орунлиниду.

  6. 244-көнүкмини өз алдиға орунлаш, дәптәргә.

  7. 245-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  8. «Ялқун» топи 246-көнүкмини, «Мәшъәл» топи 247-көнүкмини еғизчә орунлайду.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

249-көнүкмә. Луғәт диктантини яздуруш

VІІІ Өйгә тапшурма.


104-106-бәтләрни тәкрарлаш. Диктантқа тәйярлиниш





Вақти 17.02 Уйғур тили 6-синип 21-бәт Дәрис № 65


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Назугум»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 21-бәт. «Назугум»

111 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндики биринчи жүмлини морфологиялик тәһлил қилиш.


У қелин қомучлуқ ичидин аран дегәндә йол ечип келивататти.


VІ. Өйгә тапшурма бериш


Алмаш бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш. «Мениң арминим» мавзусиға алмашларни пайдилинип һекайә түзүш.












Вақти _____ Уйғур тили 6-синип _______-бәт Дәрис № 66


Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан


Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

  2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Алмаш түрлирини шәхс вә келишләр билән түрләш.

  3. Алмаш түрлири йезилған карточкиларни елип, ениқлаш вә жүмлә ойлаш Оқуғучилар уларни айрип язиду, тахтида ишләйду.


4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики алмаш түрлирини ениқлаш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Алмаш түрлирини қоллинип, «Мән сөйгән пәсил» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.





Вақти 21.02 Уйғур тили 6-синип _______-бәт Дәрис № 67


Дәрисниң мавзуси: Миқдар. Хас вә көчмә миқдар

Мәхсити: 1 Миқдар тоғрисида чүшәнчә бериш, хас вә көчмә миқдарни һәр хил тапшурмилар арқилиқ чүшәндүрүш

2.Оқуғучиларниң мәнтиқий вә мустәқил ойлаш қабилийитини

ашуруш

3.Бағлинишлиқ сөзләшкә, мәзмунлуқ жүмлиләр ойлашқа, чирайлиқ

йезишқа дәвәт қилиш.

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға йеңи сөз түркүми миқдар, униң түрлири вә хас, көчмә миқдарлар тоғрилиқ чүшәнчә бериш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Миқдар – шәйиләрниң вә һәрикәтниң һесаплаш бирлигини билдүридиған сөз түркүми.

М. Бир селим чай, икки еғиз өй, бәш қәвәтлик бена, үч литр май

Миқдарлар 4 кә бөлүниду: хас миқдар, көчмә миқдар, шәйи миқдар, һәрикәт миқдар.

Хас миқдарға пәқәт миқдар вәзиписидила кәлгән сөзләр кириду. М. Мисқал, чимдим, гектар, литр, тал, данә. М: Әтигәндә туруп, бир тал алма йейишкә адәтлиниш керәк.

Көчмә миқдарларға шәйи уқумини билдүрмәй, миқдарға хас хусусийәткә егә болған сөзләр кириду. Хошнимиз бәш еғиз өй салди.

Хас көчмә

Бир селим чай бир чинә чай

Бәш литр сүт бәш күн турмақ

Бир чақирим йол төрт айлиқ йол

Бир чимдим туз икки тонур нан

Тахтиға есилған таблицилар арқилиқ йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІV. Мустәһкәмләш

250-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Миқдарларни тепип, мәнасини чүшәндүрүш

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

Миқдар дегән немә?

Миқдарлар нәччә түргә бөлүниду?

Хас вә көчмә миқдарларға жүмлә ойлаңлар.

VІ. Өйгә тапшурма.

117-118-көнүкмини йезиқчә орунлаш

Айрим оқуғучиларға. Бәдиий китаптин 6 жүмлә йезип келиш

.

Вақти 24.02 Уйғур тили 6-синип -бәт Дәрис № 68

Дәрисниң мавзуси: Шәйи вә һәрикәт миқдарлири

Мәхсити: 1 Миқдар тоғрисида чүшәнчә байқаш, шәйи вә һәрикәт миқдарлирини һәр хил тапшурмилар арқилиқ чүшәндүрүш

2.Оқуғучиларниң мәнтиқий вә мустәқил ойлаш, саватлиқ йезиш

қабилийитини ашуруш

3.Бағлинишлиқ сөзләшкә, мәзмунлуқ жүмлиләр ойлашқа, чирайлиқ

йезишқа дәвәт қилиш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға йеңи шәйи вә һәрикәт миқдарлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

  2. Соал-жавап усули арқилиқ:

  1. Миқдар дегән немә? Мисал кәлтүрүңлар.

  2. Миқдарниң түрлирини атаңлар.

  3. Хас миқдарға мисал кәлтүрүңлар

  4. Көчмә миқдарға мисаллар кәлтүрүңлар

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Шәйи Һәрикәт

сан + миқдар + исим сан + миқдар + пеил

икки қап ун бир саат сөзләшмәк

үч тал алма бәш жил оқумақ

бәш нәпәр адәм йәттә қетим бармақ

бир жутум су бир қетим көрмәк

Тахтиға есилған таблицилар арқилиқ йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Миқдарлар мәнаси вә бирикиш ихтидариға қарап шәйи миқдарлири вә һәрикәт миқдарлири дегән икки түргә бөлүниду.

Шәйи миқдарлар - исим билән бирикип, шәйиниң һесаплаш бирлигини билдүргән миқдарлар.

Һәрикәт миқдарлири – пеиллар билән бирикип, һәрикәтниң һесаплаш бирлигини билдүргән миқдарлар.

V. Мустәһкәмләш

1. 252-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Миқдарларни орниға қоюп, тахтида орунлайду.

2. Йезилған миқдарлар билән һекайә түзүш.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма. 253-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

Айрим оқуғучиларға. Бәдиий китаптин 4 жүмлә йезип келиш


Вақти 25.02 Уйғур тили 6-синип _______-бәт Дәрис №69

Дәрисниң мавзуси: Санақ вә өлчәм миқдарлири

Мәхсити: 1 Миқдар тоғрисида чүшәнчә байқаш, санақ вә өлчәм миқдарлирини һәр хил тапшурмилар арқилиқ чүшәндүрүш

2.Оқуғучиларниң мәнтиқий вә мустәқил ойлаш, саватлиқ йезиш

қабилийитини ашуруш

3.Бағлинишлиқ сөзләшкә, мәзмунлуқ жүмлиләр ойлашқа, чирайлиқ

йезишқа дәвәт қилиш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға санақ вә өлчәм миқдарлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

  2. Миқдарниң түрлирини атаңлар.

  3. Хас миқдарға мисал кәлтүрүңлар

  4. Көчмә миқдарға мисаллар кәлтүрүңлар

  5. Шәйи миқдар дегән немә? Түзүлүшини ейтип бериңлар.

  6. Һәрикәт миқдари дәгән немә? Мисал кәлтүрүңлар.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Санақ Өлчәм

Бәш нәпәр адәм бир челәк су

Бир дәнә чинә бир қора қой

Бир түп алма бир халта ун

Он тал дәптәр бәш литр май

Тахтиға есилған таблицилар арқилиқ йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Шәйи миқдарлири мәнасиға қарап санақ миқдарлири вә өлчәм миқдарлири дегән икки түргә бөлүниду.

Санақ миқдарлар – санашқа болидиған шәйиләрниң гәвдә бирлигини билдүриду.

Өлчәм миқдарлири – санашқа болмайдиған шәйиләрниң һесаплаш бирлигини билдүриду.

V. Мустәһкәмләш

1. 256-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

2. Оқуғучилар санақ вә өлчәм миқдарлириға жүмлә ойлап язиду.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

Бәдиий китаптин миқдарниң һәр бир түригә 2 жүмлә йезип келиш




Вақти 28.02 Уйғур тили 6-синип 120-125-бәт Дәрис № 70

Дәрисниң мавзуси: Пеил


Мәхсити: 1 Пеил тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеил вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Миқдар дегән немә?

  3. Миқдарниң қандақ түрлирини билисиләр?

  4. Оқуғучилар тахтида миқдар түрлиригә жүмлә ойлап язиду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. А) Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда пеил тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.

  1. Пеил дегән немә? Қандақ соалға жавап бериду?

  2. Башқа сөз түркүмлиридин қандақ пәрқи бар?

Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ пеил тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.

257-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар пеилни тепип, уларниң қандақ соалға жавап бериватқанлиғини ениқлайду.

258-көнүкмә. Йезиқчә тахтида орунлиниду. Дәптәрлиригә язиду. Көп чекитләрниң орниға лайиқ пеилларни қоюш.

259-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Пеилларниң астиға сизиш вә соаллирини ениқлаш.

260, 261-көнүкмиләр. Еғизчә орунлиниду.

262, 263-көнүкмә. Өтүмлүк вә өтүмсиз пеилларни ениқлаш.

266-көнүкмә. Болушлуқ, болушсиз пеилларни ажритиш.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

267-көнүкмини орунлитиш, тахтида.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Пеил бойичә алған билимлирини әскә чүшириш, 269-көнүкмини йезиқчә орунлаш.


Вақти 03.03 Уйғур тили 6-синип 125-126-бәт Дәрис № 71


Дәрисниң мавзуси: Пеилларниң морфологиялик усул билән ясилиши

Мәхсити: 1 Пеилларниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеилниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Пеил дегән немә? Пеилниң соаллири қандақ?

  2. Пеилниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Өтүмлүк вә өтүмсиз пеилларға мисаллар кәлтүрүңлар

  4. Болушлуқ вә болушсиз пеиллар дегән немә? Мисал кәлтүрүңлар.

  5. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Пеиллар 2 түрлүк йол билән ясилиду: морфологиялик вә синтаксислиқ. Морфологиялик усул билән ясалма пеиллар һасил болиду. Пеиллар төвәндики қошумчиларниң улиниши арқилиқ ясилиду:

  1. ла, -лә. (исим вә сүпәтләргә улиниду). Мукапатла, тәриплә, ойла, испатла.

  2. лаш, -ләш. (исим вә сүпәтләргә улиниду). Сөһбәтләш, ярдәмләш.

  3. лан, -лән. (бир түркүм исим вә сүпәтләргә улиниду). Тазилан, ғизалан, азаплан.

  4. а, -ә. (айрим исим вә сүпәтләргә улиниду). Сана, түзә, ойна, рәтлә.

  5. сира, -сирә. (айрим исимларға улиниду). Сусира, һалсира, жиғламсира.

  6. ай, -әй, -й. (исим вә сүпәтләргә улиниду). Қийсай, күчәй, сарғай.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. 270-көнүкмини йезиқчә орунлаш.

  2. Тахтида оқуғучилар берилгән жүмлиләрдики пеилларни тепип, уларниң ясилиш йолини ениқлайду.

  3. Әдәбият дәрислигидин мәзкүр қошумчиларниң улиниши арқилиқ ясалған пеиллар билән кәлгән жүмлиләрни тепип йезиш.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

125-126-бәтләрни оқуш, 270-көнүкмидики пеиллар билән 5 жүмлә йезиш




Вақти 07.03 Уйғур тили 6-синип 127-128-бәт Дәрис № 73


Дәрисниң мавзуси: Пеилларниң синтаксислиқ усул билән ясилиши

Мәхсити: 1 Пеилларниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфолгиялик тәһлил қилишқа

үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеилниң синтаксислиқ усул билән ясилишини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Пеиллар қанчә түрлүк йол билән ясилиду?

2. Морфологиялик усул билән қандақ пеиллар ясилиду?

3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Пеилларниң синтаксислиқ усул билән ясилиши.

Синтаксислиқ усул арқилиқ қошма пеиллар ясилиду.

Икки яки униңдин артуқ сөзләрдин түзүлгән пеиллар қошма пеиллар дәа атилиду. М: мәслиһәт бәрмәк, соал соримақ, жавап алмақ, келип кәтмәк, ухлап қалмақ.

М: Қазақстан бийил мустәқилликниң 20 жиллиқ тойини нишанлап өтмәкчи. Анилар мәйримигә өз қолумиз билән соғиларни тәйярлап қойдуқ. Бу мәйрәмни тақәтсизлик билән күткән едуқ. Аз күндә Норуз мәйрими йетип келиду.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. 273-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  2. 274-көнүкмә тахтида орунлиниду. 2 оқуғучилар берилгән жүмлиләрдики бир сөздин вә икки сөздин түзүлгән пеилларни тепип язиду.

  3. 275-көнүкмини йезиқчә орунлайду.

  4. Әдәбият дәрислигидин қошма пеиллар билән кәлгән жүмлиләрни тепип йезиш.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

127-128-бәтләрни оқуш, 276-көнүкмини йезиқчә орунлаш



Вақти 10.03 Уйғур тили 6-синип _______-бәт Дәрис № 74


Дәрисниң мавзуси: Сүпәтдашлар

Мәхсити: 1 Сүпәтдашлар тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сүпәтдашларниң пеиллиқ вә сүпәтлик алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Карточкилар арқилиқ пеил һәққидики чүшәнчисини байқаш.


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Сүпәтдашлар – сүпәт хусусийитигә егә болған пеил шәкли.Улар жүмлидә сүпәткә охшаш қоллинилиду.Улар һәрикәтни бәлгү сүпитидә ипадиләйду.

М: Алған билимни әмәлиятта көрситишни билиш керәк.

Сүпәтдашлар исим вә сүпәтниң алдидин келип, уни ениқлап сүпәт мәнасидиму келиду. Улар келиш вә тәвәлик қошумчилири билән түрлиниду.

Сүпәтдашниң қошумчилири:

1. –ған, -гән, -қан, -кән. Язған, көргән, тиккән, ачқан.

2. –йдиған, -идиған. Баридиған, ясайдиған

3. –р, -ар, -әр. Барар, келәр, күтәр, ачар.

4. –с. Пүтмәс, кәчмәс, күтмәс.

V. Йеңи дәрисни мустәһкәмләш

1. Жуқуридики қошумчилар билән сүпәтдашлар ясап, жүмлә ойлитиш вә тахтида яздуруш

2. 278-көнүкмини йезиқчә орунлитиш.

VІ. Бәкитиш.

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Сүпәтдашлар бойичә алған билимлирини әскә чүшириш,

5 жүмлә тепип йезиш





Вақти 11.03 Уйғур тили 6-синип 133-135-бәт Дәрис №75


Дәрисниң мавзуси: Рәвишдашлар

Мәхсити: 1 Рәвишдаш вә уларни ясайдиған қошумчилар тоғрисида әтраплиқ

чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға рәвишдашларниң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Карточкилар арқилиқ сүпәтдашлар һәққидики чүшәнчисини байқаш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Рәвишдашлар – рәвиш хусусийитигә егә болған пеил шәкли. Улар жүмлидә йәнә бир һәрикәткә беқинда болған һәрикәтни билдүрүп, һаләт болуп келиду.

Рәвишдашниң қошумчилири:

1. –ғичә, -гичә, -қичә, -кичә. Барғичә, кәлгичә, тутқичә, кәткичә.

2. –ғили, -гили, - қили, - кили. Барғили, көргили, ачқили, төккили

3. –ғачқа, -гәчкә, -қачқа, -кәчкә. Оқуғачқа, билгәчкә, баққачқа, өткәчкә.

4. –ғач, -гәч, -қач, -кәч. Алғач, көргәч, япқач, сөккәч.

5. –ғансири, -гәнсири, -қансири, -кәнсири. Алғансири, көргәнсири, аққансири, күткәнсири.

6. –а, -ә, -й. Бара, көрә, күләй.

7. -п, -ип, -уп, -үп. Оқуп, йезип, толуп, көрүп.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

1. 284-көнүкмини еғизчә орунлитиш.

2. 285-көнүкмини йезиқчә орунлаш

3. 286-көнүкмә тахтида йезиқчә орунлиниду.

4. 289-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

VІ. Бәкитиш.

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

133-135-бәтләрни оқуш 288-көнүкмини шәрти бойичә йезиш


Вақти 14.03 Уйғур тили 6-синип 136-137-бәт Дәрис №76


Дәрисниң мавзуси: Исимдашлар

Мәхсити: 1 Исимдашларни ясайдиған қошумчилар, уларниң исимларға охшап

келиши, түрлиниши вә жүмлидики хизмити тоғрисида әтраплиқ

чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға исимдашларниң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Карточкилар арқилиқ сүпәтдаш вә рәвишдашлар һәққидики чүшәнчисини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Исимдашлар – исим хусусийитигә егә болған пеил шәкли.Улар жүмлидә исимға охшаш қоллинилиду.Улар һәрикәтни шәйи сүпитидә ипадиләйду.

М: Оқуш – жапалиқ, ахири вапалиқ..

Исимдашниң қошумчилири:

1. –ш, -иш, -уш, -үш. Сөзләш, оқуш, йезиш, туруш.

2. –мақ, -мәк. Бармақ, көрмәк

Исимдашлар исим охшаш тәвәлик вә келиш қошумчилири билән түрлинип, жүмлидә егә, хәвәр, толуқтурғучи, ениқлиғучи, һаләт хизмитини атқуруп келиду.

1. Оқуш - әң яхши иш.

2. Бизниң мәхситимиз – йеңиш.

3. Үзүшни билмигән қолвақ таллайду.

4. Оқушниң әртә-кечи йоқ.

5. Елишта бар, бериштә йоқ.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

1. 290-көнүкмини еғизчә вә йезиқчә орунлитиш.

2. 291-көнүкмини еғизчә орунлаш

3. 293-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Исимдашлар бойичә алған билимлирини әскә чүшириш,

292-көнүкмини шәрти бойичә йезиш




Вақти 17.03 Уйғур тили 6-синип 8-бәт Дәрис № 77



Дәрисниң мавзуси: Диктант «Әтияз кәлди»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 8-бәт. «Әтияз кәлди»

111 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндики биринчи жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.


Әтияз келиши билән қар күндин-күнгә азийиду.


VІ. Өйгә тапшурма бериш


Пеил бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш.

«Норуз мәйрими» мавзусиға һекайә түзүш.











Вақти 16.10 Уйғур тили 6-синип _______-бәт Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

  2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Лексика бойичә билимини байқаш.

  3. Сөзләр йезилған карточкиларни елип, ениқлаш вә жүмлә ойлаш Оқуғучилар уларни айрип язиду, тахтида ишләйду.


4. Чәттин киргән сөзләргә жүмлиләр ойлитиш вә тахтиға яздуруш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Пеил шәкиллирини қоллинип, «Мән сөйгән пәсил» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.








Вақти 04.04 Уйғур тили 6-синип 137-140-бәт Дәрис №79


Дәрисниң мавзуси: Пеил бойичә өткәнләрни тәкрарлаш


Мәхсити: 1 Пеил, униң турғун сөз шәкиллириниң ясилиши, түрлиниши вә

жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәнчисини байқаш вә толуқтуруш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң пеил һәққидә алған билимини байқаш вә толуқтуруш, синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Тәтилгә берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Карточкилар арқилиқ сүпәтдаш, рәвишдаш вә исимдашлар һәққидики чүшәнчисини байқаш.


ІV. Билимини тәкшүрүш.

1. Соаллар бериш арқилиқ пеил тоғрисида алған умумий чүшәнчисини байқаш. Синипни 2 топқа бөлүп, чепиштуруш арқилиқ.

2. 295-көнүкмини еғизчә орунлаш. Исимдашларни тепиш, уларниң ясилиш йоллирини вә жүмлидики хизмитини ениқлаш

3. 296-көнүкмини һәр топ өз алдиға орунлайду. Шәрти бойичә. Һәр топтин 1дин оқуғучи чиқип, бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиду.

4. 297-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.

5. 298-көнүкмини тахтида орунлаш. 1-топтин бир оқуғучи сүпәтдашларни, 2-топтин бир оқуғучи рәвишдашларни тепип язиду.

6. 299-көнүкмини еғизчә орунлаш.

7. 300-көнүкмә. Мәтин түзүш. Пеилниң турғун сөз шәкиллирини пайдилиниш.


V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІ. Өйгә тапшурма.

Пеил бойичә алған билимлирини әскә чүшириш,

1-қатар – рәвишдаш, 2-қатар – исимдаш, 3-қатар – сүпәтдашларға 4 жүмлә йезип келиш




Вақти 07.04 Уйғур тили 6-синип 140-142-бәт Дәрис №80


Дәрисниң мавзуси: Рәвиш


Мәхсити: 1 Рәвиш тоғрисида төвәнки синипта алған билимини байқаш,

чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға рәви вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. А) Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда сүпәт тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.

  1. Рәвиш дегән немә?

  2. Рәвишниң соаллири қандақ?

  3. Рәвишниң қандақ түрлирини билисиләр?

  4. Рәвиш түрлиригә мисал кәлтүрүңлар

Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ рәвиш тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.

301-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар ажритилған сөзләрниң қайси сөз түркүми екәнлигини ениқлайду.

302-көнүкмә. Йезиқчә тахтида орунлиниду. Дәптәрлиригә язиду. Рәвишләрниң түрлирини ениқлайду.

303-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. 4 оқуғучи тахтида рәвиш түрлирини таллап язиду.

ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. Оқуғучилар бир-биригә солаллар қойиду.

  2. 2 оқуғучи тахтида өзи ойлиған жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиду.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

Рәвиш бойичә алған билимлирини әскә чүшириш, 304-көнүкмини йезиқчә орунлаш.





Вақти 08.04 Уйғур тили 6-синип 142-144-бәт Дәрис №81

Дәрисниң мавзуси: Рәвишләрниң морфологиялик усул билән ясилиши

Мәхсити: 1 Рәвишләрниң ясилиш йоллири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, эстетикилиқ тәрбийә бериш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға рәвишниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Рәвиш дегән немә? Рәвишниң соаллири қандақ?

  2. Рәвишниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Йезиқчә тапшурмини 304-көнүкмини тәкшүрүш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Рәвишләрр 2 түрлүк йол билән ясилиду: морфологиялик вә синтаксислиқ. Рәвишләр турғун сөзләргә вә пеилларға сүпәт ясиғучи қошумчиларниң улиниши арқилиқ ясилиду.

ларчә, - ләрчә

чилап, -чиләп

чисиға, -чисигә

лап, -ләп

идә, -ла

и

-ән

ичә

чә

инсанларчә, қәһриманларчә

ғоразчилап, тулумчилар

деханчисиға, әскәрчисигә

кечиләп, саатлап

жиғғидә, гүппидә

язлиғи, чүшлүги

тамамән, умумән

қишичә, язичә

яхшилиқчә, йеңичә

Жәдвәл тахтиға йезилиду. Оқуғучилар мисалларни ойлайду, жүмлә ойлайду.

V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш

  1. Оқуғучилар тахтиға 2 қатар қилип йезилған сөзләргә рәвиш ясиғучи қошумчиларни улап язиду. Сөзләр: явуз, мәрданә, гүр, қиш, яз, яманлиқ, дүм, кечә, бала, ғораз, жил, ай, мәжбур, асас, йошурун, шарт, аләм,

  2. 305-көнүкмини еғизчә орунлаш.

  3. 306-көнүкмә. Тахтида вә дәптәргә орунлаш.

VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

307-көнүкмини йезиқчә орунлаш. Рәвишләрни жүмлә ичидә кәлтүрүп йезиш



Вақти 11.04 Уйғур тили 6-синип 144-145-бәт Дәрис № 82

Дәрисниң мавзуси: Бириккән рәвишләр

Мәхсити: 1 Бириккән рәвишләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, әдәбият билән бағлаштуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға бириккән рәвишләр вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Рәвишләр қандақ йоллар билән ясилиду?

  2. Рәвишниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Ясалма рәвишләргә мисал кәлтүрүңлар

  4. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ рәвишләр ясилиду?

  5. Өйгә берилгән көнүкмини тәһлил қилиш.


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Мурәккәп рәвишләрдә икки яки үч сөз бирикип, бир мәнани аңлитиду. бир уқумни билдүриду. Мурәккәп рәвишләр 3 түргә бөлүниду. Улар: бириккән рәвишләр, қошма рәвишләр вә қош рәвишләр.

Бириккән рәвишләр икки яки униңдин ошуқ сөзләрниң бир-бири билән бағлиниши арқилиқ ясилиду. Бириккән рәвишләр бирикип йезилиду. Мәсилән: мәшәдә, әшәдә, түнүгүн, бийил, маяқта, бурнакүн, шәдә. Бу сөзләр бирикиш жәриянида фонетикилиқ өзгиришләргә учриған.

Мәшәдә - мошу йәрдә, әшәдә - әшу йәрдә, түнүгүн – түн у күн, бийил – бу жил, маяқта – мана бу яқта, бурнакүн – бурнаки күн, шәдә - шу йәрдә.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. Тахтида көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш вә бириккән рәвишләрни ениқлаш.

  2. Әдәбият дәрсилигидин бириккән рәвишләрни тепиш.

  3. Жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

145-бәтни оқуш, 309-көнүкмини йезиқчә орунлаш. Пәқәт бириккән рәвишләр билән кәлгән жүмлиләрни көчирип йезиш.



Вақти 14.04 Уйғур тили 6-синип 144-145-бәт Дәрис № 83


Дәрисниң мавзуси: Қошма рәвишләр

Мәхсити: 1 Қошма рәвишләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик тәһлил қилишқа

үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбият билән бағлаштуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға бириккән рәвишләр вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Рәвишләр қандақ йоллар билән ясилиду?

  2. Рәвишниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Ясалма рәвишләргә мисал кәлтүрүңлар

  4. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ рәвишләр ясилиду?

  5. Өйгә берилгән көнүкмини тәһлил қилиш.


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қошма рәвишләрдә икки сөз қатар келип, бир мәна аңлитиду. Униң тәркивидики сөзләр һәр хил сөз түркүмлиригә, йәни сисм, сүпәт, сан, алмашларға аит болуши мүмкин. Мәсилән: бир дәм, бир аз, һәр дайим, шундин бу ян, бу дөрән, бу, қетим, әшу күни, шу чағ, күни бурун, өткән жили, хошал һалда, күни бойи, аран дегәндә.

Бир күн бурун тәрсәң, бир ай бурун оруйсән. Биз аран дегәндә мошу йәргә йетип кәлдуқ. Асийәм мәктәптин хошал һалда кирип кәлди.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. Тахтида көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш вә қошма рәвишләрни ениқлаш.

  2. Әдәбият дәрсилигидин қошма рәвишләрни тепиш.

  3. Жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

145-бәтни оқуш, қошма рәвишләр билән кәлгән 4 жүмлә йезиш.





Вақти 15.04 Уйғур тили 6-синип 145-148-бәт Дәрис № 84


Дәрисниң мавзуси: Қош рәвишләр

Мәхсити: 1 Қош рәвишләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик тәһлил қилишқа

үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбият билән бағлаштуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қош рәвишләр вә уларниң ясилиш йоллирини чүшәндүрүш.


ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Қошма рәвишләр қандақ йоллар билән ясилиду?

2. Уларниң тәркивидики сөзләр қайси сөз түркүмлиригә аит болиду.?

3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қош рәвишләрдә икки сөз қатар келип, сизиқчә арқилиқ йезилиду.

Қош рәвишләрниң ясилиш йоллири:

(схема арқилиқ чүшәндүрүлиду.)

  1. Мәнадаш вә зит сөзләрниң тәкрарлинип келишидин: азду-тола, кечә-күндүз, аман-есән, сақ-саламәт.

  2. Бир сөзниң әйнән яки һәр хил тәкрарлинип келиши арқилиқ: сәп-сәп, топ-топ, аста-аста, алман-талман, оңтәй-тоңтәй, аз-маз.

  3. Арисиға –му қошумчисни алған һалда тәкрарлинип кәлгән исимлардин ясилиду: бәтму-бәт, қолму-қол, етизму-етиз, бағму-бағ

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 310-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

  2. 311-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

3. 312-көнүкмә тахтида орунлиниду. Үлгә асасида рәвишләрни ениқлаш.

  1. 313-көнүкмә дәптәрдә орунлиниду.

  2. Жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

145-148-бәтни оқуш, 314-көнүкмини орунлаш.




Вақти 18.04 Уйғур тили 6-синип 49-бәт Дәрис № 85



Дәрисниң мавзуси: Диктант «Еғир күнләр...»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш


ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 49-бәт. «Еғир күнләр»

112 сөз

V. Қошумчә тапшурма.

Мәтиндики биринчи жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.


Мән бу тоғрилиқ һеч кимгә сөзму қилмидим.


VІ. Өйгә тапшурма бериш


Рәвиш бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш.

«Баһар» мавзусиға һекайә түзүш.









Вақти 21.04 Уйғур тили 6-синип _______-бәт Дәрис № 86


Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш


Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

ІV. Билимини тәкшүрүш

  1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

  2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Рәвиш вә униң түрлири бойичә билимини байқаш.

  3. Бириккән, қошма вә қош рәвишләр йезилған карточкиларни елип, ениқлаш вә жүмлә ойлаш Оқуғучилар уларни айрип язиду, тахтида ишләйду.


4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики рәвишләрни ениқлаш.

5. Бир-биригә соал қоюш


V. Мустәһкәмләш.


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма бериш

5 жүмлә ойлап, синтаксислиқ тәһлил жүргүзүш





Вақти 22.04 Уйғур тили 6-синип 148-151-бәт Дәрис № 87


Дәрисниң мавзуси: Рәвишләрниң жүмлидики хизмити

Мәхсити: 1 Рәвишләрниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә

бериш

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, әдәбият дәрислиги

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға рәвишләрниң жүмлидики хизмити тоғрисида чүшәндүрүш.

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Оқуғучилар рәвиш түрлиригә жүмлиләр ойлайду


V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш


1. Рәвишләр пеилларға беқиниду. Шу сәвәптин улар жүмлидә һаләт хизмитини атқуриду М: Бу сөзни биз түнүгүн аңлидуқ.

2. Хәвәр хизмитини атқуриду.

М: Бизниң өй уларниңкидин төвән.

  1. Толуқтурғучи хизмитини атқуриду.

М: Биз әтини ойлашимиз керәк.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. 315-көнүкмини еғизчә орунлайду, рәвишләрни тепип, жүмлиниң қайси мүчиси болуп кәләгәнлигини ениқлайду.

  2. 316-көнүкмини йезиқчә орунлаш. 317-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

  3. 318-көнүкмә тахтида.

  4. 320-көнүкмини еғизчә орунлаш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІІІ Өйгә тапшурма.

148-151 бәтләрни оқуш

319-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.






Вақти 25.04 Уйғур тили 6-синип 137-140-бәт Дәрис №88


Дәрисниң мавзуси: Рәвиш бойичә өткәнләрни тәкрарлаш


Мәхсити: 1 Рәвиш, униң ясилиши, түрлири вә жүмлидики хизмити

тоғрисида чүшәнчисини байқаш вә толуқтуруш

2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң рәвиш һәққидә алған билимини байқаш вә толуқтуруш, синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  1. Карточкилар арқилиқ бириккән, қош вә қошма рәвишләр һәққидики чүшәнчисини байқаш.


ІV. Билимини тәкшүрүш.

1. Соаллар бериш арқилиқ рәвиш тоғрисида алған умумий чүшәнчисини байқаш. Синипни 2 топқа бөлүп, чепиштуруш арқилиқ.

2. 315-көнүкмини еғизчә орунлаш. Рәвишләрни тепиш, уларниң ясилиш йоллирини вә жүмлидики хизмитини ениқлаш

3. 316-көнүкмини һәр топ өз алдиға орунлайду. Шәрти бойичә. Һәр топтин 1дин оқуғучи чиқип, бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиду.

4. 317-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.

5. 318-көнүкмини тахтида орунлаш. 1-топтин бир оқуғучи , 2-топтин бир оқуғучи рәвишләргә жүмлә ойлап язиду.

6. 319-көнүкмини мәтин түзүш, тахтида орунлаш.

7. Соал вә тапшуруқларни орунлаш


V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.


VІ. Өйгә тапшурма.

Рәвиш бойичә алған билимлирини әскә чүшириш,

320-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш



Дәрисниң мавзуси: Тил мәдәнийити. Нутуқ мәдәнийити.

Мәхсити: 1 Нутуқ мәдәнийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә чирайлиқ сөзләшкә вә йезишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш, әдәбият билән бағлаштуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І.Уюштуруш.Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға нутуқ мәдәнийити тоғрисида чүшәндүрүш. Өз алдиға пикир қилиш қабилийитини ашуруш, мәдәнийәтлик сөзләшкә дәвәт қилиш

ІІІ- ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Рәвишләр қандақ йоллар билән ясилиду?

  2. Рәвишниң қандақ түрлирини билисиләр?

  3. Синтаксислиқ усул арқилиқ қандақ рәвишләр ясилиду?

  4. Рәвишләр жүмлидә қандақ хизмәт атқуриду?

  5. Өйгә берилгән көнүкмини тәһлил қилиш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Нутуқ мәдәнийити. Ана тилини оқутуштики мәхсәт – оқуғучиларни ана тилида пикирни тоғра, ениқ, рошән вә чирайлиқ ипадиләйдиған әвлатни йетилдүрүш вә уни риважландуруш. Инсаний мәдәнийәтниң тәркивий қисимлиридин бири – сөзләрни тоғра таллаш, нутуқни тиңшиғучиғалайиқ йәткүзүш..Һәр бир сөз, сөз бирикмиси вә жүмлини қанун-қаидиләргә мувапиқ тоғра, орнида ишлитип, өз нутқумизға жавапкәрлик қаришимиз керәк.

Яшлар билимлик һәм тәдбирлик болуши лазим. Билимлик киши билимини әмәлдә ишлитәлмәслиги мүмкин, тәдбирлик бала у һәм билимлик, һәм билимини керәк жайда ишлитишни билиду.

Инсанийәттә һәр дайим пикир алмишиши болуп туриду. Ундақ болмиған һаләттә жәмийәт тәрәққияти тохтайду. Пикир пәқәт тил арқилиқла әмәлгә ашиду. Шуниң үчүн һәр бир адәм тил үгинишкә һәрикәт қилиши керәк. Президентимиз үч тилни билишимиз керәклигини тәкитләп өтти. Бу қазақ тили, рус тили, инглиз тили. Һәр бир адәм биринчи новәттә өз ана тилини яхши билиши лазим. Тил билиш униң қанун-қаидилирини ядлавелиш дегән сөз әмәс, шуниң билән бир қатарда ана тилниң бай имканийитидин пайдилиниш, пикирни ағзаки яки язма шәкилләрдә дурус, раван ипадиләшни егиләш керәк.

Нутуқ мәдәнийити – бизниң күндики салам-саатимиздин тартип, кимгә, немини, қачан, қәйәрдә вә қандақ сөзләшкичә болған жәриянни өз ичигә алиду.

VІ. Мустәһкәмләш

  1. Диалоглар түзүш

  2. Тил тоғрисида Й.Х.Һажип вә шаирлар пикирлирини оқутуш

VІІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІІ Өйгә тапшурма. 151-152-бәтләрни оқуш



Вақти 28.04 Уйғур тили 6-синип 137-140-бәт Дәрис №90


Дәрисниң мавзуси: Еғизчә вә язма нутуқ

Мәхсити: 1 Еғизчә вә язма нутуқ тоғрисида чүшәнчисини қелиплаштуруш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң нутуқ мәдәнийити һәққидә алған билимини байқаш вә толуқтуруш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Сүрәткә қарап һекайә түзүш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Нутуқ ички вә ташқи көрүнүшләргә егә. Ички нутуқ адәмниң ичидә сөзлишидиған пассив нутқи, у иккинчи кишиниң қатнишишини тәләп қилмайду. Ташқи нутуқ паал нутуқ болуп, у ағзаки вә язма көрүнүшләргә егә.

Ағзаки нутуқ – тавушлуқ сөзлишиш нутқи. Аһаң вә ишарәтләр арқилиқ әмәлгә ашиду. Бу нутуқта грамматикилиқ қаидиләр анчә пайдилинилмайду. Көпирәк аддий жүмлиләр ишлитилиду. Сөһбәтдашқа бир нәрсини көрситиш, мәнтиқий урғудин пайдилинип, мәлум бир сөзни тәкитләш, мимика, көз, қол, қаш, баш һәрикити билән билдүрүш мүмкин. Қаратма, қистурма, имлиқ сөзләр кәң пайдилинилип, толуқсиз жүмлиләр ишлитилиду. Бу нутуқ бир яки бир нәччә кишиләрниң қатниши билән болиду.

Язма нутуқ һәрип вә сөзләрниң мәлум қанунийәтләр асасида бирикиши, тиниш бәлгүлириниң қоюлуши арқилиқ әмәлгә ашиду. Буму бир яки бир нәччә киши тәрипидин болиду. Сөзни дурус йезиш, тиниш бәлгүлирини орунлуқ қоллиниш, пикирни тәләпкә мувапиқ баян қилиш чоң жавапкәрчиликни тәләп қилиду. Бу нутуқ аста вә мурәккәп жәриянда әмәлгә ашиду.

Язма нутуқни тәкшүрүш, түзитиш мүмкин.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

321-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

322-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.

VІ. Өйгә тапшурма.

152-153-бәтни оқуш.




Вақти 29.04 Уйғур тили 6-синип 153-157-бәт Дәрис №91


Дәрисниң мавзуси: Сөзләрни дурус йезиш мәдәнийити

Мәхсити: 1 Саватлиқ йезиш мәдәнийити тоғрисида чүшәнчисини

қелиплаштуруш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң нутуқ мәдәнийити, ағзаки вә язма нутуқ һәққидә алған билимини байқаш вә сөзләрни тоғра йезиш мәдәнийити һәққидә чүшәнчә бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини (324-көнүкмә) тәкшүрүш

  2. Сүрәткә қарап һекайә түзүш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Һәр хәлиқ мәдәнийтиниң тәрәққият дәрижиси шу хәлиқниң йезиғи билән бағлиқ. Шу сәвәптин йезиқ пикир елишиш вә алақә бағлаш ишиниасанлаштуруш үчүн мәлум бир нормиға чүшкән болуши керәк. Мошу нормиларни сақлап, башқа кишигә өз ой-пикирлиримизни толуқ вә чүшинишлик йәткүзүп берәләймиз.

Йезиқни қелиплаштурушниң амили – тоғра йезиш. Тоғра йезиш үчүн мәлум тилда сөзлигүчи кикшләр үчүн мәжбурий имла қаидилирини бәлгүләп, сөзләрни һәммә жайда бирдәк йезиш қаидилирини қоллиниш лазим.

Йүзму-йүз олтирип, пикир елишиш мүмкин бомиғанда йезиқ қатнаш қурали вәзиписини атқуриду.

Имла вә тәләппуз қаидилиригә риайә қилған һалда дурус йезип, тоғра тәләппуз қилиш шу тилда сөзлигүчи һәр бир мәдәнийәтлик уйғурниң муқәддәс вәзиписи. Оқуғучиларниң бу қаидигә қәтъий әмәл қилиши шәрт.

V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.

325-көнүкмә еғизчә вә йезиқчә орунлиниду.

326-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

VІ. Өйгә тапшурма.

153-157-бәтни оқуш. 328-көнүкмини йезиқчә орунлаш






Вақти 06.05 Уйғур тили 6-синип 49-бәт Дәрис № 94


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Китап – адәмниң дости»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.

Китап – адәмниң дости

Китап – билим булиғи, оқуш қурали. У бизгә унтулмас һекайә, чөчәк ейтип, хиялимизға қанат бериду. Китап бизниң әқилдар, ақ көңүл достимиз. Китап оқуш арқилиқ башқа хәлиқләрниң мәдәнийитини, урпи-адитини, тарихини билип, улар билән достлишимиз.

Китап адәмниң көз қаришини, пикир қилиш тәрәққиятини, дуния тонушини кәңәйтиду. Китап арқилиқ һәр хил адәмләрниң мүжәз-хулқини, иш-һәрикитини тонуймиз. Бәзи әсәрләрдики өркөкрәк, махтанчуқ адәмләрниң жүрәк езидиған һәрикәтлирини көрүп, чөчүп, жиркинимиз. Есил мүжәз адәмләрниң рошән жүрәк сезимлирини, арманлирини, үлгилик ишлирини көрүп, хошал болимиз, тәвринип, уларға тиләкдаш болимиз.

Китап бизгә үнсиз ярдәмлишиду. Китаплар һәр хил болиду. Бәзи китаплар илмий, бәзилири тарихий, йәнә башқилири болса әдәбий. Әң нурғун оқулидиған әдәбий китаплар болуши керәк. Чүнки улар қизиқ вақиәләрни, өткән өмүр тарихини тәсвирләйду.


V. Өйгә тапшурма бериш


Рәвиш бойичә өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш.

«Ғалибийт күни» мавзусиға һекайә түзүш.





Вақти 12.05 Уйғур тили 6-синип 159-162-бәт Дәрис № 96


Дәрисниң мавзуси: Мәтинләр үстидә иш

Мәхсити: 1 Тил байлиғини ашуруш, өтүлгән мавзулар бойичә билимини

байқаш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң нутуқ мәдәнийити, ағзаки вә язма нутуқ, сөзләрни тоғра йезиш мәдәнийити һәққидә алған билимини байқаш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Сүрәткә қарап һекайә түзүш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

329-көнүкмә.

1. Мәтингә сәрләвһә қоюш

2. Шәрти бойичә орунлаш. Диалогларни тепиш, тиниш бәлгүлириниң қоюлуш қаидилирини ениқлаш.

330-көнүкмә.

1. Мәтинни ипадилик оқуш.

2. Мәтинниң мәзмуни һәққидә чүшәнчисини байқаш

331-көнүкмә.

1. Чөчәкни оқуш. Мәзмунини сөзләш

2. Диалогларни ениқлаш

3. Қаратма, қистурма вә имлиқ сөзләрни ениқлаш

4. Тиниш бәлгүләрниң қоюлуш сәвәплирини ениқлаш

332-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду

V. Бәкитиш.

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

    1. жүмлини морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиш






Вақти 13.05 Уйғур тили 6-синип 162-165-бәт Дәрис № 97


Дәрисниң мавзуси: Жил бойи өткәнләрни тәкрарлаш

Мәтинләрни тәкрарлаш

Мәхсити: 1 Тил байлиғини ашуруш, өтүлгән мавзулар бойичә билимини

байқаш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң мәтин вә униң түрлири бойичә алған билимини байқаш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Сүрәткә қарап һекайә түзүш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини байқаш.

ІV. Билимини тәкшүрүш

1. Мәтин дегән немә?

2. Мәтинниң қандақ түрлирини билисиләр?

3. Мәтин нәччә қисимдин туриду? Атап бериңлар.

333-көнүкмә.

1. Мәтинни оқуп чиқиш.

2. Шәрти бойичә орунлаш.

3. Ахиридики соал вә тапшуруқларни орунлаш.

4. Мәтинни ипадилик оқутуш

334-көнүкмә.

1. Мәтинни ипадилик оқуш.

2. Мәтинниң мәзмуни һәққидә чүшәнчисини байқаш

3. Мәтиндики чәттин киргән сөзләрни ениқлаш

4. Тапшуруқларни орунлаш: исимдашларни тепип йезиш, ясилиш йоллирини ениқлаш

V. Бәкитиш.

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІ. Өйгә тапшурма.

3 түрлүк мәтин түзүп келиш




Вақти 16.05 Уйғур тили 6-синип 165-170-бәт Дәрис № 98


Дәрисниң мавзуси: Сөз түркүмлири бойичә тәкрарлаш

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә билимини байқаш, морфологиялик

тәһлилгә үгитиш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң морфология бойичә алған билимини байқаш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Тахтида жүмлиләр яздуруш вә уларни тәһлил қилиш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини байқаш.

ІV. Билимини тәкшүрүш

1. Морфология дегән немә?

2. Сөз түркүмлирини атаңлар. Уларниң бир-биридин пәрқи вә охшашлиғини ениқлаш.

336-көнүкмә.

1. Мурәккәп исим вә пеилларни ениқлаш

2. Уларниң ясилиш йоллирини ениқлаш

3. Берилган сөзләрни пайдилинип, жүмлә түзүш

337-көнүкмә.

1. Кәспий сөзләрни ениқлаш.

2. Мәтинниң мәзмуни һәққидә чүшәнчисини байқаш

3. Мәтиндики кәспий сөзләрниң қайси саһаға аит екәнлигини ениқлаш

338-көнүкмидин кәспий сөзләрни көчирип йезиш

339-көнүкмини орунлаш. Конириған Уларниң алаһидиликлирини ениқлаңлар

340-көнүкмә. «Данишмән устаз» мәтининиң мәзмунини чүшәндүрүш

V. Бәкитиш.

Жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиш

VІ. Өйгә тапшурма.

341-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш





Вақти 19.05 Уйғур тили 6-синип 165-170-бәт Дәрис № 99


Дәрисниң мавзуси: Тест арқилиқ билимини байқаш.


Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә билимини байқаш, морфологиялик

тәһлилгә үгитиш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

ашуруш

Дәрис түри: тәкрарлаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар



Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң жил бойи алған билимини байқаш


ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Тахтида жүмлиләр яздуруш вә уларни тәһлил қилиш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини байқаш.


ІV. Билимини тәкшүрүш

Тест тапшурмилири арқилиқ оқуғучиларниң жил бойи алған билимини тәкшүрүш


V. Бәкитиш.

Жүмлиләрни морфологиялик тәһлил қилиш


VІ. Өйгә тапшурма.

Морфологиялик тәһлилни мәшиқ қилиш










Вақти 23.05 Уйғур тили 6-синип - бәт Дәрис № 101


Дәрисниң мавзуси: Диктант «Садир Палван»


Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш

3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш


ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.


Садир Палван


Садир Палван Или вилайитигә қарашлиқ Ғулжа шәһириниң шималидики Моллатохтийүзи йезисида туғулған. Дадиси Хушәхмәт пүткүл өмрини йоқсизчилиқта өткүзгән дехан болғанлиқтин, Садир кичигидинла турмушниң аччиқ-чүчүгини тартип чоң болди, он йешидин тартипла аилисиниң һәр хил ушшақ-чүшәк ишлириға арилишип өсиду. Садир яшиған дәвир хәлиқниң манжур-хитай истибдатчилири билән йәрлик байлар тәрипидин һәддидин ташқири езиливатқан, зулумниң чекидин ашқан бир дәвригә тоғра келиду.

Садир кичигидинла хәлиқниң йоқсизчилиқта, хорлуқта яшаватқанлиғини көрүп өскәчкә, әзгүчи синиплар вәкиллиригә болған нәприти барғансири күчийишкә башлайду, Шуниң үчүн у дүшмәндин интиқам елишқа бәл бағлайду.

Садир Палван өзиниң қәһриманлиғи вә қошақлири билән хәлқимиз тарихида вә әдәбиятида муһим орунни егиләйду.


V. Өйгә тапшурма бериш


Жил бойи өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш.