ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
-Бүгун биз силәр билән жүмлиниң әгәшмә мүчилири билән тонушимиз.Жүмлиниң әгәшмә мүчилири булар толуқтурғучи, ениқлиғучи вә һаләт. -Бүгүн биз силәр билән толуқтурғучи билән тонушимиз Жүмлидики иш-һәрикәт қаритилған шәйини билдүридиған жүмлә бөлиги толуқтурғучи дәп атилиду. Толуқтурғучи адәттә чүшүм келиштики сөз болуп, кимни? Немини? Дегән соалларға жавап бериду. Мәсилән: Көргән көргинини ейтар, көрмигән немини ейтар. Дәптәр билән иш Китап билән иш Бәт 50 көнүкмә 45 Төвәндики парчидин пәқәт толуқтурғучи бар жүмлиләрни терип йеп, тирнақ ичигә соаллирини йезиңлар Тахтида орунлаш Өз алдиға иш бәт 51 көнүкмә 47 Карточка билән иш
Көп чекитләрниң орниға тирнақ ичидики соалларға лайиқ сөзләрни қоюңлар ...... (немисигә?) чидиған,.... (немини?) йәйду. ......(немә билән ?) йәр көкирәр, ......(немә билән?) –әр. Течлиқ..., (немини?) йеңиду. Акамға...... (кимдин?) хәт кәлди. Һәқиқий.... (кимни?) йолда сина.
ІV. Йеңи мазуни мустәһкәмләш
Карточка билән иш
Көп чекитләрниң орниға тирнақ ичидики соалларға лайиқ сөзләрни қоюңлар 1) ...... (немисигә?) чидиған,.... (немини?) йәйду. 2) ......(немә билән ?) йәр көкирәр, ......(немә билән?) –әр. 3) Течлиқ..., (немини?) йеңиду. 4) Акамға...... (кимдин?) хәт кәлди. 5) Һәқиқий.... (кимни?) йолда сина.
-Демәк биз бүгүн жүмлиниң әгәшмә мүчиси болған толуқтурғучи билән тонуштуқ. -Толуқтурғучи қандақ соалларға жавап болуп келидика? Кимни? Немини?
|