Зия Сәмәдийниң «Жиллар сири» романиниң композициялиқ түзүлүши.
Язғучи бәдий әсәр йезиштин илгири униң баш идеясини жанрини һәжимини асасий вә қошумчә сюжет линиялирини қатнашқучи қәһриманларни ениқлавалиду Һәр қандақ әсәрдә композиция йәни әсәр түзүлүши өз алдиға бир муһим мәсилә болуп һесаплиниду.
Композиция роман охшаш чоң эпикилиқ проза шәклидәалаһидә хусусийәтлири билән байқилиду. «Композиция, --дәп язиду әдәбиятшунас М Атымов, көркем шығармадағы оқиғалардың белгілі бір жүйеліліктін орналасу тәртиби .Жазушының өзінің айтпақ болған идеясыноқушыларына жеткізу үшін алған образдары мен оқиғаларынқолданған әр түрлі әдіс імен шығарма бөлектерінің «сәйкес келу симметриясы ,демек, жазушының айтпақ болған идеясын берудің көркемдік қуралы» Композиция бәдиий әсәр тәркивиниң орунлаштурулуши. Роман композициясини тәшкил қилған һәр хил элементлар сюжет линиясидин чәтнәп кәтмәй асасий идеясигә беқинип келидиғанлиғини тәкитләәйду.
Зия Сәмәдийниң ижадийәт йолиниң алта илгирилиши билән бир қатарда униң әсәрлириму шәкли вә мәзмуни жәһәттин бейишқа башлиди . Язғучиниң болупму тарихий романлирида вақиәләрни кәң даиридә елишта көп санлиқ персонажларни жәлип қилишта ,хилму хил композициялиқ бирикмиләрни қоллиништа ,хәлиқ еғиз ижадийитиниң бай нәмунилирини, шундақла образлиқ тил васитилирини пайдилиншта йеңи усулларниң йөнилишләрниң садир болғаннлиғини байқашқа болиду.
З Сәмәдийниң «Жиллар сири»тетралогияси вақиәләрниң түзүлүши , образлар системиси , тили жәһәттин «Маймихандин « кәскин һалда пәриқлиниду вә үстүн туриду.
«Жиллар сири « композициялик түзүлиши мурәккәп хәлиқ һаятиниң анчә узун болмиған дәврини алсиму ,амма у макан әткән кәң зиминдики чоң вә кичик вақиәләрни,тарих сәһипилиридә йезилип қалған шанлиқ сәнәләрни, әлниң ижтимаий , сәясий вә мәдәний мәсилилирини, униң әтрапидики хәлиқ ара вәзийәтни өз ичигә алған эпикилиқ әсәр.
Роман төрт китаптин ибарәт болуп , һәр бири һәжими вә композициялик бөлүниши жәһәттин бир – биридин пәриқлиниду .
«Жиллар сири»
80 бап
1 китап
2 китап
3 китап
4 китап
2 қисим
2 қисим
2 қисим
2 қисим
22 бап
20 бап
18 бап
20 бап
226 бәт
238 бәт
256 бәт
181 бәт
Зия Сәмәдийниң «Жиллар сири» романиниң композициялиқ түзүлүши
Язғучи бәдий әсәр йезиштин илгири униң баш идеясини жанрини һәжимини асасий вә қошумчә сюжет линиялирини қатнашқучи қәһриманларни ениқлавалиду Һәр қандақ әсәрдә композиция йәни әсәр түзүлүши өз алдиға бир муһим мәсилә болуп һесаплиниду.
Композиция роман охшаш чоң эпикилиқ проза шәклидә алаһидә хусусийәтлири билән байқилиду. «Композиция, --дәп язиду әдәбиятшунас М Атымов, көркем шығармадағы оқиғалардың белгілі бір жүйеліліктін орналасу тәртиби .Жазушының өзінің айтпақ болған идеясыноқушыларына жеткізу үшін алған образдары мен оқиғаларынқолданған әр түрлі әдіс імен шығарма бөлектерінің «сәйкес келу симметриясы ,демек, жазушының айтпақ болған идеясын берудің көркемдік қуралы» Композиция бәдиий әсәр тәркивиниң орунлаштурулуши. Роман композициясини тәшкил қилған һәр хил элементлар сюжет линиясидин чәтнәп кәтмәй асасий идеясигә беқинип келидиғанлиғини тәкитләәйду.
Зия Сәмәдийниң ижадийәт йолиниң алта илгирилиши билән бир қатарда униң әсәрлириму шәкли вә мәзмуни жәһәттин бейишқа башлиди . Язғучиниң болупму тарихий романлирида вақиәләрни кәң даиридә елишта көп санлиқ персонажларни жәлип қилишта ,хилму хил композициялиқ бирикмиләрни қоллиништа ,хәлиқ еғиз ижадийитиниң бай нәмунилирини, шундақла образлиқ тил васитилирини пайдилиншта йеңи усулларниң йөнилишләрниң садир болғаннлиғини байқашқа болиду.
З Сәмәдийниң «Жиллар сири»тетралогияси вақиәләрниң түзүлүши , образлар системиси , тили жәһәттин «Маймихандин « кәскин һалда пәриқлиниду вә үстүн туриду.
«Жиллар сири « композициялик түзүлиши мурәккәп хәлиқ һаятиниң анчә узун болмиған дәврини алсиму ,амма у макан әткән кәң зиминдики чоң вә кичик вақиәләрни,тарих сәһипилиридә йезилип қалған шанлиқ сәнәләрни, әлниң ижтимаий , сәясий вә мәдәний мәсилилирини, униң әтрапидики хәлиқ ара вәзийәтни өз ичигә алған эпикилиқ әсәр.
Роман төрт китаптин ибарәт болуп , һәр бири һәжими вә композициялик бөлүниши жәһәттин бир – биридин пәриқлиниду .
«Жиллар сири» жәми болуп сәкксән баптин ибарәт, болуп бапларниң бәзилири өз алдиға йәнә бир нәччәпарилрға бөлүнүп, улар бир яки бир нәччә эпизодлардин түзүлгән, һәр бир вақиә әсәр композициясидә өзигә лайиқ орунға егә.
Тетралогиядики тарихий вақиәләр алтә йәттә жилни, йәни 1931-жили башланған Қумул қозғилиңидин та 1937-жилқи Шәрқий Түркстанниң жәнубда партлиған новәттики миллий-азатлиқ һәрикәт аррилиғидики вәзийәтни өз ичигә алиду. Вақиәләр йүз бәргән жжайларму муәллип тәрипидин интайин кәң даиридә елинған.
«Жиллар сири» к-п планлиқ әсәр болуп униңдикиасасий сюжет линияси Қумул қозғилиңи вә униң Үрүмчи ,Ақсу, Қучар охшаш жайларни бесип Қәшқәргичә созулған вә Шәрқий Түркстанниң башқиму орунлирида болуватқан вақиәләр билән зич мунасивәттә тәсвирләнгән .Роман композициясидә географиялиқ жай аталғулири хилму хиллиғибилән муһим орунни егиләйду .Умумән романда тәсвирләнгән вақиәләр жигирмидин ошуқ жайда йүз бериду. Сәксәнгә йеқин йәр су намлири ишлитилгән.Мәсилән; Қумул,Аратөрүк, Ғулжа, Үрүмчи, Яркәнт, Шанхай, ,Маралбеши, Тәклимакан, Қучар вә башқилар.
Тетралогияниң биринчи вә иккини китаплирида китапханини тәшвишләндүридиған һаяжанға салидиған вақиәләр эпизодлар драматик бурулушлар һәл қилғучи тоқунушлар билән характерлиниду.Вақиәләрниң мундақ шәкилдә түзүлишидики сәвәп шуниңдин ибарәтки,үч асасий риқабәтчи Хожанияз,Мажуңйиң Шиң Шисәй арисидикиталаш тартишлар ,тоқунушлар мошу икки китапта тәсвирләнгән.
Үчинчи вә төртинчи китапларда вақиәләр дәсләпки китплардикигә нисбәтән.бир хилда вә бир илдамлиқта тәрәққий етиду.Лекин язғучи Қәшқәр,үрүмчи ,Хотән оттурисидики қариму-қаршилиқларни қәһриманлар арисидики мунасивәтләрни бара –бара муккәмәләштүриду ,әсәргә йеңи персонажларни жәлип қилиду.
«Жиллар сиринин композицияси үстидә тохталғанда биз романниң бәзи китаплири,һәтта қисимлири өз алдиға айрим бир композициягә егә.Мәсилән,биринчи китапниң биринчи қисмида тәсвирләнгән Шаңхай вақиәлири һәм шу қисимниң һәм шу китапниң,һәтта пүткүл тетралогияниң кириш қисми хизмитини атқуриду. Романниң дәсләпки сәһипилиридин тартипла язғучи диалогларға көпирәк орун бериду. Диалогларни пайдилиништики сәвәп 1.У персонжларниң тилини индивидуалаштурушни көзләйду . 2.Уйғурлар макан әткән йәрләрниң қанчилик кәң екәнлигини көрситишни мәхсәт қилиду..
Биринчи китапниң иккинчи қисмиму өзиниң композициялиқ түзүлүшигә егә .Ғулжида йүз бәргән вақиәләрни муәллип Заман Рози,Сулайман бовай ,Лопәнниң иш һәрикәтлири арқилиқ Қумулдики вәзийәт билән бағлайду.Иккинчи китавиниң композициялиқ түзүлүши башқичә.Убиринчи китаптин вақиәләрниң тәрәққияти , персонажлар системиси жәһәттин пәриқлинип туриду .Бу китапта жәң эпизодлириға көпирәк орун берилгән. Муәллип тәсвир усул арқилиқ Қәшқәр хәлқи вә униң һә хил қатламлири вәкиллириниң ,Қумул қозғилаңчилириниң қияпитини,һөкүмәт рәһбәрлири арсидики мунасивәтләрни көрситиду. Әсәр композициясиниң бу қисмида көплигән персонажлар, жүмлидин Юнус, Шапи, Турди, Ғожанияз,Ғайип һажи вә башқилар иштрақ қилиду.
Романниң үчинчи китави ,худди иккинчисигә охшаш бир пүтүн композициялик түзүлүшкә егә.китапниң киришмә қисми монолог арқилиқ баш қәһриман Заманниң ички кәчүрмилири берилиду.Китапниң бу қисмида Заман билән Сәйпини бир биригә қарши қәһриманлар сүпитидә көрситишкә тиришиду,лекин кейинки тәрәққиятида Заман Лу юлиңға қарши қоюлиду вақиәниң көпчилиги икки персонажниң тоқунушлири асасида түзүлиду.Башқа персонажларниң иш һәрикәтлириниң йөнилишлири бәлгүлиниду. Мәсилән ,Лу юлиңда Хитай һөкүмитиниң сәясити Махмут муһитида миллий қошунниң тәғдири ,сопахунда Хожаниязниң әһвали,сәйпидә дүшмәнниң , миллий сатқунниң қияпити мужәссәмләндүрүлгән.
Төртинчи китапниң иккинчи қисми Үрүмчи вақиәлири билән башлиниду.Үрүмчидики қурултай вә Шиң Шисәйниң бәзи персонажлар билән болған сөһбәтлири жәриянида Шәрқий Түркстанниң 30- жиллардики әһвали көрситилгән.Шиң Шисәйниң Махмут Муһитиға нисбәтән сәясити,Лю Бин ,Лу пулиңларниң паалийити Маһмутниң чәт әлләргә кетиши ,миллий қошундики ғул ғулилар,Шиң Шисәйниң Хожаниязниң телеграмма хәтлири Сопизадиниң қамаққа елиниши Тохти вә Турапниң вәһимигә чүшүши вақиәниң қанчилик дәрижидә кәскин ләшкәнлигини билдүриду.
11 синипта әдәбияттин З.Сәмәдийниң «Жиллар сири» тетрологиясидики образлар системиси мавзусиға өткүзүлгән дәрисимни диққитиңларға сунимән.
Дәрисниң мавзуси: З.Сәмәдийниң «Жиллар сири» тетрологиясидики образлар системиси
Дәрисниң мәхсити: а)тетрологиядики ижабий вә сәлбий образларни тәһлил қилиш, оқуғучиларни мустәқил, өй пикир килишқа үгитиш;
б)еғизчә нутқини риважландуруш, сөз байлиғини өстүрүш;
в)ижабий образлар асасида әркинлик, вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш.
Қоллинидиған усуллар:соал жавап, чүшәндүрүш, интерактивлик уссул
Көрсәтмә кураллар:тирәк таблициси, сюжетлик сүрәтләр, тест карточкилири , әсәрлири.