Поурочный план по уйгурскому языку Фонетика

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...


«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәп алдидики ихчам мәркизи билән» КММ

Мавзу:

Фонетика бойичә тәкрарлаш

Сини: 5 « Б»


Вақти:

Йоқлар сани:

Мәхсәтлири:

1. Тил тавушлириниң вә уларниң классификацияси, фонетика бойичә өткән материалларин тәкрарлаш;

2. Синип оқуғучилирини топлуқ, бирлишип иш ишләшкә чақириш, патриотлуқ сезимини ойғитиш;

3. Оқуғучилариниң сөз байлиғини риважландуруш, уйғур тилида рошән сөзләшкә үгитиш;

Вәзипилири.

Барлиқ оқуғучилар билиду Фонетика тоғрилиқ, тил тавушлирини


Көпинчә оқуғучилар үгиниду:

Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа,тавушлар тоғрилиқ


Бир аз оқуғучилар үгиниду:

Фонетикилиқ тәһлил қилишни


Тил мәхсәтлири:

Оқуғучилар билиду.

Фонетика бойичә умумий чүшәнчиләрни


Асасий сөзләр вә чүшәнчиләр:

Тавушлар


Диалог қуруш үчүн синипта қоллинидиған тил түри:

Уйғур тили


Диалог қуруш соаллири:


Тавуш дегинимиз немә?


Алдиңки мавзу:

Исим дегинимиз немә?

Режә

Дәрис пәйтлириниң қәрәли

Режә бойичә иш-һәрикәт

Ресурслар

Дәрисниң баш қисими












І. Уюштуруш қисми

- Саламлишиш;

- Оқуғучиларинң зеһинини дәрискә жәлип қилиш;

Психологиялик тәйярлиқ

Әссалам, есил күн!

Әссалам, есил йәр!

Әссалам, көк асман!

Әссалам, достлирим!

ІІ. Дәрисниң мәхсәт вәзипилири билән тонуштуруш

- Балилар , бүгүн биз силәр билән фонетика бойичә өткәнләрни тәкрарлаймиз

Дәристә чөчәк элементлирини пайдилинимиз


Бүгүнки дәрисниң шиари :

« Билидиғанлиримизни мустәһкәмләймиз,

Унтуп қалғанлиримизни әскә чүширимиз.»



Сурәтләр:компьютер вә ноутбук



Слайд №1










Оттура қисими



















ІІІ. Өткән материалларин тәкрарлаш

Бурун заманда бир бовай билән момай яшапту. Бир күни момай боғусақ пишәрмәкчи болиду. Боғусақни деризигә қоюп қойиду.



[pic]



У қечип кетиду.

- Демәк , балилар, биз һәммимиз боғусақ болимиз.



[pic]


Боғусақ орман ичидә кетип барса, алдиға тошқан чиқипту.

[pic]


Тошқан дәпту:

- Боғусақ, мән сени йәймән.

- Яқ, мени йемигин, мән сениң һәммә тапшурмилириңни орунлаймән.

- Ундақ болса, мону севәткә сәвзә жиғишқа ярдәмләш.


( Сәвзиләрниң кәйнидә соаллар бар. Шу соалларға жавап бериш арқилиқ сәвзә жиғимиз)

1 – соал

«түлкә» сөзини фонетикилиқ тәһлил қилиң

2 – соал

«сәвзә» сөзини фонетикилиқ тәһлил қилиң

3 – соал

Уйғур тилида нәччә һәрип бар? Атап чиқиң

4 – соал

Үзүк вә созуқ тавушларинң айримчилиғи қандақ?

5 – соал

Үзүк тавушлар қандақ топларға бөлүниду?

6 – соал

Боғумниң түрлиригә мисал кәлтүрүң.

7 – соал

Сентябрь, булақ, трактор, глобус, оқуғучилар сөзлиридә урғу қайси боғумға чүшиду?

8 – соал

Созуқ тавушларниң бөлүнүши.


- Ярайсиләр, балилар! Мана сәвзә жиғип, тошқандин өтүп кәттуқ.



Боғусақ йолини давамлаштурупту. Әнди алдиға бөрә чиқипту.



[pic]


Бөриниң тапшурмиси: дәрисликтики 216 вә 218 – көнүкмиләрин орунлаш (дәрислик билән иш)


216 – көнүкмә. Көп чекитләринң орниға п, ф һәриплирини қоп йезиңлар.


Транс...орт, транс...орматор, то...огра...ия, ...илосо..., ...утбол, ...ароход, мор...ология, ...едерация, ар...а, ...абрика, тра...арет, ...евраль, ...унт, тор... .


(Транспорт, трансформатор, топография, философ, футбол, пароход, морфология, федерация, арпа, фабрика, трафарет, февраль, фунт, торф .)


218 – көнүкмә. Төвәндә берилгән сөзләрни қаидигә мувапиқ боғумға бөлүп йезиңлар.


Қанаәт, партлимақ, төртлүк, төртинчи, дәртлик, дәрдиң, яйлақ, яйи, мәрт, астинқи, қәйсәр қәйәр, мәнъий, туяқ, яқут, төрт, үстүн, үстидә, үстки, миллион, муваппәқийәт, тоққуз, тоққузинчи, хилап.


(Қа-на-әт, парт-ли-мақ, төрт-лүк, төр-тин-чи, дәрт-лик, дәр-диң, яй-лақ, я-йи, мәрт, ас-тин-қи, қәй-сәр қә-йәр, мәнъ-ий, ту-яқ, я-қут, төрт, үс-түн, үс-ти-дә, үст-ки, мил-ли-он, му-вап-пә-қи-йәт, тоқ-қуз, тоқ-қу-зин-чи, хи-лап.)


- Интайин яхши, балилар !

- Мана бөридинму өтүп кәттуқ.


Боғусақ алға кетип бариду. Алдиға ейиқ чиқиду.


[pic]




Ейиқ тапшурма ретидә кроссворд тәйярлап қоюпту. Қени, һәммимиз бирликтә кроссвордни жававини тепип көрәйли.



Кросвордниң соаллири:

1. Тилдики тавушларинң дурус йезилишини тәкшүрәйдиған илим

2. Һеч бир тосалғусиз әркин ейтилидиған тавушлар қандақ атилиду?

3. Тилниң алдиңқи қисмида ясалған созуқ тавушлар қандақ атилиду?

4. Мақални давамлаштуруң.

Әмгәкниң нени татлиқ,

Һорунниң - ... .

5. Тепишмақ . Кечә- күндүз маңиду, Меңип – меңип тинмайду. Жил- он икки ай маңсиму, Бара жайға йетәлмәйду.

6. Һәрипләринң мәлум тәртип билән йезилған тизими

7. Тепишмақ. Өзи асманда, йоруғи йәрдә.

8. Үни арилаш шавқундин ясалған үзүк тавушларқандақ атилиду?


- Ярайсиләр, балилар, ейиқниң тапшурмисини дурус орунлидуқ.


Боғусақ йолини давамлаштурди. Алдиға түлкә чиқти.


[pic]

Түлкиниң тапшурмиси.


213 – көнүкмә. Қениқ қара һәрипләрдики фонетикилиқ өзгиришләрни ениқлаң

Анилар – ана + лар

Һарарити – һарарәт + и

Меһри – меһир + и

Бағридин – бағир + и + дин

Меһригә – меһир + и + гә


- Интайин яхши.

- Балилар, чөчәктә түлкә боғусақни йәветиду. Бизниму шундақ йәвәтсунму?

- Әлвәттә, яқ. Ундақ болса йәнә бир тапшурмини өйдә орунлап кәлсәк түлкә бизни қоюветиду.



Постер когдаш
































Компьютер











Карточка

Ахирқи қисими


ІV. Дәрисни йәкүнләп, оқуғучиларниң билимини баһалаш

V. Өйгә тапшурма бериш.

Дәрисликтики 214 – көнүкмини орунлап келиш