«Шир билән дурраж»
Шир – жимики һайванларниң падишаси
Дурраж – кичиккинә қуш
Шир балилири билән
Дурраж билән ширниң достлуғи
Дурражниң достини алдиши
Ширниң достиға садақити
Дурражниң өз бешиға бала тепиши
V. Бәкитиш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш 67-68 бәтләрни оқуш, мәзмунини сөзләш
бүйүк шаир мутәпәккур низамидин әлишир наваий милади 1441 – йили 2-айниң9-күни һерат (һазирқи афғанистанниң ғәрбидики бир шәһәр ) шәһиридә дуняға кәлгән. әлишир навайиниң уруқ – туғқанлири төмүрийиләр сарийиға йеқин кишиләрдин болуп, Униң атиси ғиясидин барласму хурасан шаһи убулқасим бабур сарийида һәрбий әмәлдар болған иди .
әлишир навайиниң әсәрлириниң сани тәхминән 500миң мисра әтрапида болуп шәрқ әдәбиятидила әмәс дуня әдәбиятидиму һичким техи бунчилик җиқ вә исил әсәрләрни йезип баққан әмәс. наваи һиратта туғулған вә шу йәрдә яшап өткән болсиму нәсәбнамисидә ениқ қилип«әлиширниң атиси ғиясидин кичик уйғур бахшилиридин иди» дийилгән. уйғур хәлқи нәччә йүз йилдин буян әлишир наваини өз шаири дәп билип униң шеирлирини муқам нахшилар билән биллә оқуп, Мәдрисләрдә дәрслик қилип оқуп кәлгән.
әлишир наваий башланғуч билимини һератта алған. униң аҗайип таланти вә қабилийити мәктәп йешидики йиллардила намаян болушқа башлиған болуп, Әлишир 10- 12 яшлирида язған шеирларни устази лутфхға көрсәткән, Униң стидатидин мәмнун болған мәвлана лутфи әлиширниң :
арәзин япқач, Көзүмдин сачилур һәрләһзә яш,
буйләким, Пәйда болур юлдуз, Ниһан болғач қуяш.
дегән мәтләи билән башлинидиған ғәзилини аңлиғандин кийин : « әгәр муйәссәр болса иди, Өзүмниң 10- 12 миң бейтимни шу ғәзәлгә тигишәр бола идим » дегән икән. падишаһ шаһруһ вапатидин кейин әвҗ алған таҗ – тәхт талишиш урушлириниң мәҗбурлиши билән навайи аилисиниң һераттин ирақниң тәфит шәһиригә көчүши сәвәблик әлиширгә өз оқушини тәфтидә давамлаштурушқа тоғра кәлди. у тәфт шәһиридә 15 – әсирниң мәшһур тарихчиси шәрәфидин әли йәзди билән учрашти вә униң билән сөһбәтләрдә болди . алим әлиширниң юқири таланти вә өткүр әқил – параситигә қайил болуп, Униңға көп илһам бәрди. шәрәфидин әли йәзди билән учришиш навайиниң балилиқ чағлиридики әң муһим әһмийәткә игә зор иш болди.
әлишир 12 – 13 яшларға киргәндә атиси вапат болуп, Убулқасим бабурниң қолида қалиған вә униң тәрбийисидә болиған . 15 йешидин башлап шаирлиқ билән шөһрәт қазанған яш әлшир һүсәйин байқара (султан саһибқиран һүсәйин баһадирхан , 1469 – йили һератта тәхттә олтурған, 1505 – йили вапат болған, Мәшһур шаир болуп, Бирмунчә шеир вә ғәзәлләрни язған) билән биллә убулқасим бабурниң сарийида хизмәт қилишқа башлиған. 1456 – йили бабур билән биллә мәшһәдкә барған. 1457 – йили бабур өлгәндин кейин , Һүсәйин байқара тәхт игиләш үчүн күч уюштуруш нийитидә мәрвигә кәткән . навайи мәшһәдтә қелип оқушини давамлаштурған. бу йәрдә у өз заманисиниң мәшһур шаири камал турбати билән учришиған һәмдә униң билән достлуқ орнатқан . бу чағда униң билим елиш даириси техиму кеңийип, Пәлсәпә, Мәнтиқә, Математика пәнлири биләнму шуғулланған. болупму ислам пәлсәписини , Әрәб вә шәрқ мусулман әдәбиятини қетирқинип тәтқиқ қилған . җүмлидин убулқасим фердәвси , Низами гәнҗиви , Хусрав деһләви , Атаи , Лутфи вә башқа шаирларниң әсәрлирини яқтуруп оқуған. шуниңдәк иҗадийәткә қизғин киришип , Парис вә түркий тилларда нурғун шеирларни язған . шуңлашқа у «зуллинәйн» (икки тил игиси) дегән нам билән шөһрәт қазанған. у өзиниң түркий тилда язған шеирлириға «навайи» ( күй, Аһаң дегән мәнидә ), Парис тилида язған шеирлириға болса «фани ( вақитлиқ, Йоқалғучи дегән мәнидә) дәп тәхәллус қойған .
әлишир наваий гәрчә нурғун тәңдиши йоқ муһәббәт мисралирини язған болсиму өмридә өйләнмигән. 1501 йили 1 – айниң 3 – күни 60 йешида һератта вапат болған.
23.10
Вақти Әдәбият 6-синип 58-59 -бәтләр Дәрис № 15
Дәрисниң мавзуси: ХІV әсир әдәбияти. Н.Рәбғузиниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Әдип һаяти тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.
2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3.Әдипкә болған һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқтуруш, әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш,
ІІ. Мәхсәт қоюш. М.Қәшқәрий ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш
.
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Нәсридин Рәбғузи
Нәсридин Рәбғузи – уйғур әдәбиятиниң мәшһур вәкиллириниң бири – ХІІІ әсирниң ахири ХІV әсирниң башлирида яшап ижат қилған. Әдипниң һаяти вә ижадийити тоғрилиқ мәлуматлар йоқниң орнида болуп, пәқәт униң Харәзм вадисиниң «Рабат оғуз» дегән жайида яшиғанлиғи тоғрисида бир аз мәлумат бар.
Рәбғузиниң Шәриқ әдәбияти тарихида мунасип орни бар. Униң «Қиссәи Рәбғузи» (бәзидә «Қссәсул әнбия» дәпму атайду) намлиқ әсәри әдипниң уйғур әдәбиятидики прозиниң дәсләпки үлгилирини ижат әткәнлигини испатлайду.
«Қиссәи Рәбғузи» - диний мәзмундики проза әсәр. Бу әсәрни йезишта Рәбғузи «Қуръанни» вә айрим диний китапларни пайдиланған. Шуниң билән биллә бу әсәр пәйғәмбәрләр һәққидики ривайәтләр вә тарихий қиссиләр асасида 1309-1340-жиллири йезилған. Әсәр 72 баптин туриду. Әсәр сюжетиниң асасий қисми ислам дининиң тәрғибатчиси Муһәммәт әләйһиссаламниң тәржимә һали вә паалийитигә бөлүнгән болуп, униң та өлүмигичә болған вақиәләр йорутулиду.
VІ. Мустәһкәмләш.
1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш. Дәрисликни оқутуш вә соал-жавап усули арқилиқ мустәһкәмләш
VІІ . Йәкүнләш вә Баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Әдәбият 6-синип 58-59 -бәтләр
Дәрис № 16
Дәрисниң мавзуси: «Қиссәи Рәбғузи» әсәри
Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш, Н. Рәбғузи ижадийити бойичә алған билимини мустәһкәмләш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбиятқа болған қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик вә иманлиқ тәрбийә бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип әсәриниң мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
«Қиссәи Рәбғузи» әсәри қандақ әсәр?
Бу әсәрни йезишта әдип немиләрдин пайдиланди?
Әсәр қачан йезилған вә қанчә баптин туриду?
ІV . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
1-бөлүм. Адәм әләйһиссаламниң яритилиши. Жанабий һәқ Рәсул сәлләллаһу әләйһи вәссәләмниң нурини кимгә беришини сориғанда, ғайиптин чиққан аваз өзигә беришини ейтиду. Бу һәзрити Адәм әләйһиссаламниң пәрзәндиниң авази болуп, Жанабий Һәқ һәзрити адәмни яритип, дунияда турғузушқа қарар қилиду. Буниңға пәриштәләр хошал болуп, азазул (шәйтан) хапа болиду.
2-бөлүм. Һәзрити Адәм әләйһиссаламни бейишқа әкирип, рәсим-қаидиниң барлиғини өтәп, тәхткә олтарғузиду. Жанабий Һәқ униңға уни өз қудрити билән яратқанлиғини, пәриштәләрни униңға сәждә қилдурғанлиғини ейтип, адәмниң азазул билән парңлашмаслиғи керәклигини әскәртиду. Андин униң бармиғиға нур кийгүзүп Муһәммә әләйһиссаламниң курсисида олтарғузиду. Назу-немәтләр кәлтүриду. Адәм Әнди өзгә бир сөһбәтдаш, муңдаш керәклигини ейтиду. Худа һәзрити Адәм әләйһиссалам ухлап қалғанда Жәбраилни униң қовурғисидин бир адәм ясашқа буйруйду. Сол қовурғидин бир аял кишини ясап, униңға жан бериду. Андин Һәзрити Һәқ өз нуридин бирни 100гә бөлүп, 99ни Һәвва аниға бериду. Кейин һәзрити Адәм әләйһиссалам билән Һәвва аниңиң некаһи оқулиду.
V. Бәкитиш.
1. Әсәрдин керәклик эпизодларни оқуп, чүшәнчисини байқаш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
58-64-бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Вақти 30.10 Әдәбият 6-синип 79-80-бәтләр Дәрис № 17
Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Гүлдәстә»
Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ти байлиғини ашуруш, билимини
байқаш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.
ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш
Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Изаһәт мәтини билән тонуштуруш
Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш
Луғәт ишлирини жүргүзүш
Оқуғучиларни сөзлитиш
Изаһәткә режә түзүш:
1. Күз. Муәллимләр мәйрими
2. 6А синип оқуғучилириниң тәйярлиғи
3. Кәрим бовай билән учришиш
4. Бовайға ярдәм.
5. Бовайниң миннәтдарлиғи.
V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш
VІ. Өйгә тапшурма.
Бәдиий әсәр оқуш
Вақти 31.10 Әдәбият 6-синип 79-80-бәтләр Дәрис № 18
Дәрисниң мавзуси: Изаһәтни тәһлил қилиш
Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.
ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:
Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.
Оқуғучиниң мәтинни өзләштүрүши.
Пикирниң изчил изһар қилиниши.
Түзүлгән режә бойичә мәтинниң баян қилиниши.
Изаһәт йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши)
Имла қаидилиригә реайә қилиш.
Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.
ІV. Йәкүнләш вә баһалаш
V. Өйгә тапшурма.
Һекайә оқуш
Вақти 20.11 Әдәбият 6-синип 69-72-бәтләр Дәрис № 21
Дәрисниң мавзуси: М.С.Қәшқәрий «Әдәбус салиһин»
Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, әсәрниң идеявий-бәдиий мәзмуни
һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, классик әдәбиятимизниң нәмунилирини чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш
3.әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш.Навайи ижадийити бойичә алған билимини байқаш, М.С.Қәшқәрийниң һаяти вә ижади тоғрисида чүшәнчә бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Нәвбәтий ижадийити бойичә алған билимини тәкшүрүш соал-жавап усули қоллинилиду
А) 1.Наваий яшиған дәвирдики вәзийәт
2. Шаир лирикисиниң асасий идеяси
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш. Муһәммәт Садиқ Қәшқәрий (1740-1849)
Уйғур әдәбиятида өзиниң әхлақий - дидактиклиқ иҗадий мираслири вә «Тәзкирәи әзизан», «Әдәбус салиһин» ға охшаш әдәбий - тарихий әсәрлири билән муһим орун тутуп келиватқан Муһәммәд Садиқ Қәшқәрий 1740 - жили Қәшқәрдә дехан аилисидә дуняға кәлгән. Өзиниң ейтишичә, у кичигидинла билим елишқа һәвәс қилип, авал Тоққузақтики мәдрисиләрдә, кейин Қәшқәрдики мәшһур «Сач» мәдрисидә оқуған. У йәнә яшлиғида деһқанчилиқ биләнму шуғулланған.
Муһәммәд Садиқ Қәшқәрийниң иҗадий паалийити лирик шеирлар йезиш билән башланған. Униң бу шеирлиридин аз бир қисмила дәвримизгичә йетип кәлгән.
Муһәммәд Садиқ Қәшқәриниң түрлүк мавзуларда 18 дин артуқ әсәр язғанлиғи мәлум. Униң Тәзкирә жанридики тунҗи әсири _ «Тәзкирәи әзизан» миладийә 1771 - жили йезилған.
Муһәммәд Садиқ Қәшқәри 1849 - йили Қәшқәрдә болған бир қетимлиқ сәясий топилаңда паҗиәлик түрдә аләмдин өткән. У шу йили 109 яшқа киргән еди. Униң җәсиди Қәшқәр шәһиридики Йүсүп Хас Һаҗип мазари алдидики зәрәткалиққа (Ақ мазарға) дәпин қилинған.
Саламлишиш әдәплири тоғрисида оқуғучилар өз пикирлирини язиду.
Мәнани ажритиш стадияси. Топларға үзүндиләр берилиду. Топ әзалири баричә тәһлил жүргүзүп, ойини қалғанлириға йәткүзүшкә тиришиду.
V. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Икки яқлиқ күндилик. Оқуғучилар әсәрниң қаттиқ тәсир қилған йәрлирини йезип, сәвәвини толуқлайду.
V. Йәкүнләш. Бир-бириниң пикрини баһалайду.
VІ. Өйгә тапшурма вә баһалаш 1. 170-177- бәтләрни оқуш, сөзләш2. Әдипниң әсәридин үзүндини оқуп, тәһлил қилиш
Вақти 20.11 Әдәбият 6-синип 69-72-бәтләр Дәрис № 22
Дәрисниң мавзуси: «Әдәбус салиһин» әсәри
Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш, М.С.Қәшқәрий ижадийити бойичә алған билимини мустәһкәмләш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип әсәриниң мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
М.С.Қәшқәрийниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар? (1740-1849)
Әдип ижадийитини немидин башлайду?
Әсәрлиридә қандақ мавзуларни йорутиду?
М.С.Қәшқәрийниң алаһидилиги немидә?
Қандақ әсәрләрни язди? «Әдәбус салиһин» әсәридә немә тоғрисида ейтилиду? Әсәрниң әһмийити немидә?
ІV . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
«Әдәбус салиһин» әдәп-әхлақ мавзусиға йезилған әсәр. Униңда уйғур хәлқиниң әзәлдин қоллинип келиватқан әхлақ қаидилирини ислам диниғ еқидилиригә уйғунлаштуруп язған. Бу әсәр Н.С.Лыкошин дегән алим тәрипидин тәржимә қилинип, 1825-жили Ташкәнттә нәшир қилинди. Мәзкүр әсәр бир нәччә қетим өзбәк, түрк, рус башқа тилларға тәржимә қилинған.
Бу әсәр 1989-жили Ташкәнттә «Шәриқ юлтузи» журналида өзбәк тилида, 1990-жили Ташкәнттә рус тилида 300 000 нусхида қайтидин нәшир қилинди.
Муһәммәд Садиқ Қәшқәрийниң мәзкүр әсәри уйғур тилида йезилған әдәп-әхлақ дәстүри сүпитидә әһмийәтлик. Бу әсәрдә баян қилинған қаидиләр хәлқимизниң күндилик турмуш, әдәп-әхлақ, ижтимаий мунасивәтләр һәққидики қаидә, урпи-адәтлириниң, гөзәл инсаний пәзиләтлириниң тәркивий қисимдур. Бу қаидиләр һазирқи күндиму яш әвлатни тәрбийиләштә, инақ, сәмимий достлуқ муһитини яритишта наһайити чоң әһмийәткә егә.
«Уйғур авази» гезитиниң 24.09.- 01.11.10 жилқи санлирида бу әсәрниң ихчамлаштурулған варианти бесилди. Оқуғучиларға дәрисликтә берилмигән әдәпләрни оқуп, чүшәндүрүш
V. Бәкитиш.
1. Әсәрдин берилгән үзүндидин керәклик эпизодларни оқуп, чүшәнчисини байқаш.
2. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
69-72-бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
6-синип. Әдәбият
Дәрисниң мавзуси: Билал Назимниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Билал Назимниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.
Дәрис түри: арилаш
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
М.С.Қәшқәрийниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар? (1740-1849)
Әсәрлиридә қандақ мавзуларни йорутиду?
М.С.Қәшқәрийниң алаһидилиги немидә?
Қандақ әсәрләрни язди? «Әдәбус салиһин» әсәридә немә тоғрисида ейтилиду? Әсәрниң әһмийити немидә?
ІV . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Билал Назим (1825-1900)
Яман көрмәң мени достлар
Егәмниң бир қулидурмән.
Киши қәдримни билмәйду,
Вәтәнниң гәвөәридурмән
ХІХ әсир әдәбиятиниң гүлтажиси Б.Назим Или вилайитиниң Ғулжа шәһиригә қарашлиқ Қазанчи мәлисидә моздуз аилисидә туғулған Дадиси Йүсүп саватлиқ кикш. Билал башланғуч билимни мәһәллә мәктивидә, кейин Ғулжидики Бәйтулла мәдрисисидә билим алди. Һәм диний һәм пәний билимни егилигән. Мәдрисидә Низамий, Фердәвсий, Наваий ларинң ижидийитини үгәнгән. Жамийни өзиниң устази дәп билгән.
Ғәзәл, мухәммәс, мусәдәс, мурәббә, рубаий охшаш нәзмий әсәрләр язди. Бу әсәрлири»Ғәзәлият топлимиға киргүзүлди.
Әсәрлири: «Чаңмоза Йүсүпхан», «Ғазат дәр мүлки Чин», «Назугум һәққидә қиссә»
Өз хәлқиниң дәрдигә дәрман болған шаир Йәттису тәвәисгә улар билән биллә көчүп, Яркәнткә орунлишиду. 1900-жили вапат болиду.
V. Бәкитиш.
1. Билал Назим шеирлирини ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш
2. Тәржимилири Мән саңа ашиқ болдум
Мен саған ғашық болдым,
Неліктен жауабың жоқ.
Егерде көзге ілмесең,
Қайтейін, амалым жоқ.
Назымың жыр бұрқатар,
Махаббат сазыменен.
Әсерлі ән шырқатар,
Көңілінің жазымымен.
Мән өлсәм етим өчәр
Мен өлсем атым өшер, басымнан самал есер.
Жаны сырлас жақын досым моламнан жылап өтер.
Пәниден әкем көшті, анашым оралмады,
Бауырым болса-дағы олардай бола алмады.
Жат адам ойы бөлек, қарындас әлегімен,
Сол үшін талай рет көтердімбәлені мен.
Ата-анам тірі болса, жүрер ем нардай болып,
Айдынға сүңгіп терең жүзетін қаздай болып.
Сарғайған күзде жетті, қимас күн көктем өтті,
Біләлдан сөз қалған ба, бәрін де айтып кетті...
Надан билән дост болдма..
Дос болма наданменен жігері жоқ,
Тұрса да оның саған көңілі боп,
Жақындап, сырыңды алып жалт береді.
Ондайдың жанды арбайтын амалы көп.
Сендіріп ант етеді кейбіреулер,
Онан соң жылым құрттай ойды кеулер.
Жыландай екі бастыуын шашып,
Көзіңше көлгірсиді жәдігөйлер.
Зұлымның дүниеде түрлері көп,
Мойындар қылмысына біреуі жоқ.
Адамдар қызық қой бұл қарап тұрсаң,
Жүреді сол сұмдардың ермегі боп.
Ей, Назым, алаяқты әшкереле.
Қорықпа, байланар деп бас бәлеге.
Қорғаудан момындарды мойымағын,
Бейбақтар қорланбаса жас төге ме?
2. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
72- 73- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Вақти 04.12 Әдәбият 6-синип 79-80-бәтләр Дәрис № 25
Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Назугум»
Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ти байлиғини ашуруш, билимини
байқаш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.
ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш
Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Изаһәт мәтини билән тонуштуруш
Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш
Луғәт ишлирини жүргүзүш
Оқуғучиларни сөзлитиш
Изаһәткә режә түзүш:
1. Назугум өзи молла хотун
2. Акиси Абдулла билән учришиш
3. Қалмақлар арисида той-мәрикә
4. Назугумниң қечиши.
5. Қомучтин пәйпәзә.
6. Амбалниң жаң-жуңға хети
7. Назугумни тапалмиди.
V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш
VІ. Өйгә тапшурма.
Бәдиий әсәр оқуш
Вақти 05.12 Әдәбият 6-синип -бәтләр Дәрис № 26
Дәрисниң мавзуси: Изаһәтни тәһлил қилиш
Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.
ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:
Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.
Оқуғучиниң мәтинни өзләштүрүши.
Пикирниң изчил изһар қилиниши.
Түзүлгән режә бойичә мәтинниң баян қилиниши.
Изаһәт йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши)
Имла қаидилиригә реайә қилиш.
Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.
ІV. Йәкүнләш вә баһалаш
V. Өйгә тапшурма.
Һекайә оқуш
Вақти 30.11 Әдәбият 6-синип 72-77-бәт Дәрис №
Дәрисниң мавзуси: Инша «Билал Назимниң «Назугум қиссиси» -
тарихий әсәр
Мәхсити: 1 Билал Назим ижадийити бойичә алған билимини байқаш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, хәлқимизниң қәһриман қизи Назугумға, улуқ әдип Билал Назимға болған муһәббитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: билимини байқаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллари
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.
ІІІ. Инша йезиш қаидилирин чүшәндүрүш
Иншаға эпиграф таллашни үгитиш
Режә түзүшни үгитиш
Имла вә пунктуация қаидилиригә реайә қилиш
Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниш
Жүмлә түрлирини қоллиниш, уларниң бир-биригә бағлинишиға диққәт бөлүш
Хуласә қисмида өз ой-пикрини изһар қилиш, йәкүн чиқириш
Режә:
І. Киришмә. Билал Назимниң һаяти вә ижадийити тоғрисида мәлумат
ІІ. Асасий қисим:
2.1. «Назугум қиссисиниң» идеявий-бәдиий мәзмуни
2.2. Назугум обризи
ІІІ. Хуласә. Билал Назим әсәриниң әһмийити
V. Бәкитиш.
VІ. Өйгә тапшурма.
Инша йезиш
Вақти 11.12 Әдәбият 6-синип 72-77-бәт Дәрис № 27
Дәрисниң мавзуси: Нәзәрғожа Абдусемәтовниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Н. Абдусемәтовниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», «Йоруқ саһиллар»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология сто
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Н. Абдусемәтов (1887-1951)
1. Тарихчи, язғучи, шаир. 1887-ж. Уйғур наһийәси, Ғалжат. Дехан аилиси.
2. Дадиси Абдусемәт манжур-хитай басқунчилириға қарши күрәш қатнашчиси.
3. Дәсләп диний мәктәп. Гезит-журнал, тил, тарих, әдәбиятқа аит китапларни оқуйду.
«Юлтуз», «Шора», «Вақит» гезит журналлирида. Уйғур тарихи тоғрисида мақалилар язиду.
4. Тәхәллуси «Уйғур балиси»
5. Тарихий мақалилири «Или вилайити», «Ғулжа султанлиғиниң тәшкил қилиниши», «Баяндайниң елиниши» «Әла Палванниң султанлиққа көтирилиши», «Таранчи түрклириниң һаяти».
6. Әдәбият саһасида. «Омақ билән Амрақ», «Кичиккинә Риза», «Назугум» қатарлиқ нәсрий әсәрләр: «Сал», «Хантәңри», «Яш уйғурға» «Уйғурстан», «Йеңи яшларға» в.б. шеирлирини язди.
7. 30-жиллири Шәрқий Түркстанға кетип, маарип саһасида ишләп, 1951-жили вапат болиду.
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Йоруқ саһиллар» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
77-78-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти 12.12 Әдәбият 6-синип 77-79-бәт Дәрис № 28
Дәрисниң мавзуси: Шеирлириниң, һекайилириниң мәзмуни
Мәхсити: 1 Шеирларниң вә һекайиләрниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», «Йоруқ саһиллар»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Қоллинилған технология сто
Йеңи уқумлар: кооператив, ғолқун, саһил, сал
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, ширийитиниң алаһидиликлирини чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Н. Абдусемәтов ким?.
Дадиси тоғрисида немә билисиләр?
Қайси оқуш орунлирида оқуған?
Қандақ тарихий мақалилири бар?
Нәсрий әсәрлирини атаңлар.
Шеирлири қандақ мавзуларға йезилди?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Яш уйғурға», «Сал» шеирилири
1. «Яш уйғурға» шеирини оқуп бериш вә мәзмунини чүшәндүрүш
Шеир арқилиқ яш әвлатни өз хәлқигә ярдәм қилишқа, өмлүккә, иттипақлиққа, һеч кимгә алданмаслиққа, пулға алдинип, сатқунлуқ қилмаслиққа чақириду.Шундақла көпниң ишидин қачмай, хәлиқни ойлап, һардим-талдим демәй хәлиққә хизмәт қилишқа үндәйду.
2. «Сал» шеирини ипадилик оқуп, чүшәндүрүш. Бу шеир өзиниң чоңқур мәнаси билән алаһидә туриду. Һаятта өзиниң ениқ орнини тапалмиған, һаят долқуни ичидә гаңгирап қалған инсанниң налиси. Келәчәкниң қараңғу екәнлиги, униң қандақ болидиғанлиғидин бехәвәр адәм деңиз долқуни ичидә қелип қирғаққта уни немә күтүп турғанлиғини билмәйду. Долқундин чиқип кетишигиму көзи йәтмәйду.
3. Луғәт ишлирини жүргүзүш (дәрислик бойичә)
Һекайилири: «Назугум», Омақ билән Амрақ», «Кооператив ечилди», «Бәхит, тәләй мәсилиси», «Кичиккинә Риза»
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға шеирларни ипадилик оқутуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
«Яш уйғурға» шеирини ядқа елиш
Вақти 18.12 Әдәбият 6-синип 79-81-бәт Дәрис № 29
Дәрисниң мавзуси: Һезим Искәндәровниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Шаирниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, топлими, дәрислик, «Жиллар садаси»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология сто
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Һ. Искәндәров (1906-1970)
1. Шаир. 1906-ж. Уйғур наһийәси Ават йезисида дунияға кәлди..
2. Йеза мәктивини тамамлап, 1923-ж. САКУ. Ташкәнт
3.Шеирлири 1927-жилдин бесилиду. «Кәмбәғәлләр авази»
4. 1928-жили алий оқушни түгитип, Зәрват мәктивидә муәллим болуп ишләйду. Дәсләпки топлими «Челиш долқунлирида» 1934-жили чиққан.
5. Тәхәллуси «Тетик»
6. Поэмилири: «Уйғур қизи», «Тиңға муһәббәт», «Назугум»
7. Топламлири: «Течлиқ нахшилири» (1956), «Талланма әсәрләр» (1958), «Илһам туйғулири» (1961), «Талланма әсәрләр» (1966), «Назугум» (1970).
8. Һ. Искәндәров 40 жилдин ошуқ вақтини уйғур әдәбиятиниң өсүп, тәрәққий етишигә беғишлиди.
9. Ана жут, Вәтән, течлиқ, әмгәк мавзулириға шеирлар язди. Шундақла тарихий вақиәләр, муһәббәт, балиларға беғишланған көплигән шеирлири бар.
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Жиллар садаси» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Һәр хил мавзуларға йезилған шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
Һезим Искәндәровниң шеири
Боль в моем сознании горит
Свежей потревоженною раной:
Почему твой облик, Хан-Тенгри,
Околдован сумрачным туманом?
Увидав издалека твой стан,
Мое сердце бьется все сильнее,
Будто у позорного столба
Бьют раба насильники-злодеи...
Расскажи мне, древний и могучий:
Как, чуждаясь тягостного света,
Очернен волною тяжких туч,
Ты проходишь через все столетья?
Почему в подножии твоем
Тополя желтеют раньше срока?
Почему мне грустно об одном
Шумят твои бурливые потоки?..
Их синяя холодная вода
Не слез твоих ли горечь низвергает?
Не потому ль на склонах никогда
Твои цветы не распускались к маю?
Раскрой, двугорбая вершина, тайн своих
Глубокую и долгую правдивость!
Свободный ветер сильные струи
К тебе приносят из долин красивых.
Тучи разрывая над тобой,
Новой жизни плещется прибой...
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
79-81-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Бир шеирини ипадилик оқуп келиш.
[pic]
ҺЕЗИМ ИСКӘНДӘРОВ
(1906-1970)
Вақти 19.12 Әдәбият 6-синип 72-77-бәт Дәрис № 30
Дәрисниң мавзуси: Шеирлирида хәлиқләр достлуғиниң мәдһийилиниши
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, шеирни тәһлил қилишқа вә ижадий ишләшкә үгитиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, топлими, сүрәтләр
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Қоллинилған технология СТО
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, ширийитиниң алаһидиликлирини чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Һ. Искәндәров ким?. Қайси оқуш орунлирида оқуған?
Биринчи топлими немә дәп атилиду вә қачан нәшир қилинди?
Шаирниң поэмилирини атаңлар.
Шеирлири қандақ мавзуларға йезилди? Қандақ топламлири бар?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Тағда бир күн», «Саңа яндим»,
«Йоллар ясаймиз» шеирлири
1. «Тағда бир күн» шеирини оқуп бериш вә мәзмунини чүшәндүрүш
Тәбиәт мәнзириси тоғрисидики бу шеирида өзиниң ана жутиниң тағлири, униңдик һаятлиқ, гөзәллик, униңға болған чәксиз муһәббити әкис етилгән. Шаир охшитишларни маһирлиқ билән ишлитиду. «Ай тағларға тәлмүриду, «юлтуз әснәп, кирпигин қақмайду». «Қайси әвлат ана йәр дәп жүригини яқмиған» дегән мисраларда һәр бир инсанға өзиниң туғулған йериниң әзизлигини, уни чәксиз сөйидиғанлиғини чүшәндүриду.
2. «Саңа яндим» шеирини ипадилик оқуп, чүшәндүрүш. Бу шеир өзиниң чоңқур мәнаси билән алаһидә туриду. Зәрват мәктивидә билим елип, әвлат тәрбийиләш ишлирида әмгәк қилған, шеирийәтни, прозини тәрәққий әттүрүшкә һаятини сәрип қилған көплигән шаир, язғучиларни билимиз. Мана шу мәктәпни биринчи болуп тамалиған сабиқ шагиртларға беғишланған бу шеирда өзиниң билим елип қайтидин өз жутиға қайтқанлиғи, йеңини қурушқа бәл бағлиғанлиғи, йезини бостан етиш үчүн янғанлиғи хошаллиқ билән тәсвирлиниду.
3. «Йоллар ясаймиз» шеири Сибирь магистрали, Төмүр йолиниң ясилиши һәққидә ейтилиду.
3. Луғәт ишлирини жүргүзүш (дәрислик бойичә)
VІ. Мустәһкәмләш Оқуғучиларға шеирларни ипадилик оқутуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 80-81-бәттики шеирларни оқуш, «Йоллар ясаймиз» шеирини ядқа елиш
6-синип
Дәрисниң мавзуси: Нур Исрайиловниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Н. Исрайиловниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Н. Исрайилов (1910-1937)
1.1910-ж. Алмута вилайитиниң Палтивай йезисида кәмбәғәл аилидә туғулған. Нур 4 яшқа киргәндә дадиси вапат болуп, көп балилиқ ана балини туққанлириниң биригә бериветиду.
2. 1920-23-ж. Татар мәктиви. Андин Зәрват мәктиви. 1926-ж Ташкәнттики аз санлиқ милләтләр оқуш орни. Андин мәтбуатта ишлиди. Институтта сирттин оқуди. . 1929-35-ж Өзбәкстан илмий тәкшүрүш институтиниң аспирантурисида билим алди.
3. М.Горький вә В.Маяковский әсәрлирини зор қизиқиш билән оқуйду.
1927-жилдин әсәрлири елан қилиниду. Дәсләпки әсәри «Қутулуш» гезитидә бесилиду. Топлими «Гаң нахшилири» 1931-жили алаһидә нәшир қилинди.
Шеир вә һекайиләрдин ташқири «Нишанлиқ қиз», «Ташқирисида», «Яш «Ризвангүл», «Йеңи йеза», «Һакимжан», «Әлқәм», «Семәт» поэмилирини, «Гундиханидин», «Күнләр», «Қизил туғ нишани» повестьлирини язди.
Н. Исрайиловниң ижадийити әндила гүллиниватқан мәзгилдә 1937-жили тәқипкә учрап, тохтап қалди. Көплигән мәдәнийәт әрбаплири қатарида Нур Исрайиловму шу сәясәтниң қурвини болди.
V. Бәкитиш.
1. 7-синипниң хрестоматиясидин «Бәхитлик учришиш» һекайисини оқуп бериш.
2. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш арқилиқ оқуғучиларниң әдип тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш Мәтинни оқутуш вә дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Өйгә тапшурма. 81-82-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти 21.12 Әдәбият 6-синип 82-99-бәт Дәрис №
Дәрисниң мавзуси: Нур Исрайиловниң «Күнләр» повестидин парчиниң
мәзмуни
Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, хәлқимиз тарихиға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, 11-синип әдәбияти
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип әсәриниң мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Әсәрниң асасий мотиви – инсаний һаят үчүн, һоқуқ вә азатлиқ үчүн күрәш.
Повестьниң қәһримани – Палван. Ата-анисидин кичик айрилип, житим қалиду. Атиси өлтүрүлиду, еғир шараитта аписи вапат болиду. Униң түзүмгә қарши нәприти күчийиду. Палван бизниң әлгә чиқип өз бәхтини тапиду. Язғучи икки әл, икки түзүмни реалистик тәсвирләп бериду.
Повестьтин үзүндидә Қәшқәр шәһириниң көрүнүши, униңдики қалаймиқанчилиқ, кәмбәғәлләр, ачлиқтин өлүватқан адәмләр тәсвирләнгән. Мошуниң һәммисигә Һасан гувачи болиду. Түрмә, Палванниң дадиси Қадирахунниң азаплири, униң хитайлар тәрипидин наһәқ жазалиниши ениқ көрситилиду. Шундақла Палванниң аниси Чимаханниң еғир әһвали, Палванниң қосиғи ач, дадисини күтүши, аниниң вапат болуши - шу дәвирдики миңлиған кәмбәғәлләрниң әһвали еди. Дадисини түрмидә уруп, Палванни униң қучиғидин жулуп елип ташлап, Қадирахунни һошсиз һалда гундиханиға елип кетиду. У шу йәрдә вапат болиду. Униң жәсидини тонуған адәмләр апирип йәрләйду. Лекин буни Палван билмигән еди.
V. Бәкитиш.
1. Үзүндидин керәклик эпизодларни оқуп, чүшәндүрүп бериш.
2. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики үзүндидин жавап тапқузуш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Өйгә тапшурма.
82-99-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти 25.12 Әдәбият 6-синип 82-99-бәт Дәрис №31
Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Күнләр»
Мәхсити: 1 Повесттин үзүндә билән тонуштуруп, әстә сақлаш қабилийитини риважландуруш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.
ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш
Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Изаһәт мәтини билән тонуштуруш
Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш
Луғәт ишлирини жүргүзүш
Оқуғучиларни сөзлитиш
Изаһәткә режә түзүш:
1. Палван Қадирахунниң ялғуз оғли.
2. Палванниң «балилиғи».
3. Балиниң көрүнүши.
4. Палванни һәммиси қәдирләйду.
5. Дадисини ойлайду вә сеғиниду.
6. Аниниң сөзи..
V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш
VІ. Өйгә тапшурма.
Бәдиий әсәр оқуш
6-синип
Дәрисниң мавзуси: Қадир Һасанововниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Көрнәклик қураллар: портрети, «Уйғур әдәбияти даванлири» китави, дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қ.Һасанов (1912-1976)
( Кластер түзүш арқилиқ оқуғучилар ижадийити билән тонушуп чиқиду. )
1. Шаир, драматург, мәрипәтчи, әдәбиятшунас. 1912-ж. Алмута шәһридә һүнәрвән Моллахун аилисидә дунияға кәлди.
2. Башланғуч мәктәп, андин Сопи Зәрват намидийи уйғур мәктивидә оқуйду.
3.Әмгәк паалийитини гезит вә журналлардин башлайду.
Шеирлири 1927-1930-жиллири «Уйғур оғли» тәхәллуси билән «Қутулуш», «кәмбәғәлләр авази» гезитлиридә, «Қизил таң» журналида бесилиду.
4. Топламлири: «Таң сири», «Шеирлар». Поэмилири: «Кәнжә», «Бағвән». Пьесилири: «Манан», «Гүлстан», «Назугум».
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Уйғур әдәбияти даванлири» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Һәр хил мавзуларға йезилған шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
99-бәтни оқуш вә сөзләш.
Бир шеирини ипадилик оқуп келиш.
[pic]
Қадир Молллахун оғли Һасанов
(1912-1976)
Вақти 11.01 Әдәбият 6-синип 99-102-бәтләр Дәрис №33
Дәрисниң мавзуси «Жигирмә сәккиз», «Ризвангүл» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур әдәбияти даванлири», методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Қоллинилидиған технология: СТО, чүшәнчиләр дәриғи
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, ширийитиниң алаһидиликлирини чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш №3, 5. 6, 8, 10, 12, 13, 18, 23
Қадир Һасанов ким?. Қайси оқуш орунлирида оқуған?
Шаирниң әсәрлири қандақ тәхәллус билән вә қайси гезит-журналларда бесилди?
Қандақ топламлири бар? Пьесилирини атаңлар.
«Һаят аһаңлири» топлимиға қандақ әсәрлири киргүзүлгән?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Яш уйғурға», «Сал» шеирилири
1. «Жигирмә сәккиз» балладисини оқуп бериш вә мәзмунини чүш-ш.
Әсәрдә Улуқ Вәтән урушида қайтиланмас батурлуқ көрситип, вәтинимизни немис басқунчилиридин қоғдап қалған генерал Панфилов дивизиясиниң Клочков рәһбәрлигидики 28 нәпәр мәрданилири тоғрисида һекайә қилинған.
Оқуғучиларға бу урушниң бизниң хәлқимизгә елип кәлгән дәрт-һәсрити, сақаймас яриси тоғрисида чүшәнчә берип, йезимиз ветеранлириниң сүрәтлирини көрситиш Улуқ Ғалибийәткә бийил 65 жил толидиғанлиғи тоғрисида ейтип бериш.
2. «Ризвангүл» шеирини ипадилик оқуп, чүшәндүрүш. Алдин Ризвангүл тоғрисида берилгән мақалини оқутуш. Бу шеир өзиниң чоңқур мәнаси билән алаһидә туриду. Хәлқиниң азатлиғи үчүн, вәтининиң мустәқиллиги үчүн чәт әл басқунчилириға қарши чиққан қәһриман қиз Ризвангүл дәһшәтлик жәңләрдә онлиған жигитләрниң һаятини сақлап қалған. Һәрәмбағ мәһәллиси үчүн болған шиддәтлик жәңдә бир яридар солдатни қутулдуруш вақтида оқ тегип, госпитальда вапат болиду.
3. Луғәт ишлирини жүргүзүш (дәрислик бойичә)
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға шеирларни ипадилик оқутуш.
Хәлқимизниң қәһриман қизлири тоғрисида билимини байқаш
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 99-102-бәтләрни оқуш «Ризвангүл» шеирини ядқа елиш
Вақти _______ Әдәбият 6-синип 104-105-бәтләр Дәрис № ____
Дәрисниң мавзуси: Һезмәт Абдуллинниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Һ.Абдуллинниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», гезит мтериаллири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: поэзия, проза, драматург
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Қ.Һасановниң һаяти тоғрисида сөзләп бериңлар.
«Жигирмә сәккиз» балладисиниң мәзмунини ейтип бериңлар.
«Ризвангүл» шеирини ядқа ейтқузуш
ІV Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Язғучи, шаир вә драматург. 1925-ж. Әмгәкчиқазақ наһийәси, Баяндай.
2. Дадиси Абдумутәллип чақчақчи, сазәндә. Жутдашлириниң арисида чоң абройға егә..
3. Дәсләп Тәшкәнсаздики мәктәп. 16-17 яшқа киргәндә қолиға қурал алиду. Жәңгә қатнишиду. Шәриқтә японлар билән жәң қилиду.
4. Уруштин кейин «Йеңи һаят» журналида ишләйду, Дәсләпки шеир вә мақалилирини елан қилиду. Кейин «Жазушы» нәшриятида, «Коммунизм туғи» гезитидә хизмәт қилиду.
5. 1986-жили вапат болиду.
6. Шеир, һекайә, повестьларни, романларни язиду. Әсәрлириниң мавзуси һәр хил: йеза һаяти, адәмлири, уларниң әмгиги, тарихимизда болуп өткән вақиәләр, тарихий шәхсләр тоғрисида.
7. «Торуқ ат», Меһриван жүрәкләр, «Очи Өмәржан», «Дилкәшләр» в.б. Повестьлири: «Һәқ егиләр, сунмас», «Ваһап тамчиниң оғли», «Көчкән юлтуз», «Бенакарлар», «Яркәнт тәвәси». Романлири: «Турпан тәвәсидә», «Тәғдир», «Жутдашлар», «Отлуқ чәмбәр»
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Һезмәт Абдуллин һәққидә һекайиләр» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
104-105 -бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти _______ Әдәбият 6-синип 105-110-бәтләр Дәрис № ____
Дәрисниң мавзуси: Һ. Абдуллинниң «Дилкәшләр» һекайә-балладиси
Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш, өткән дәристә алған билимини мустәһкәмләш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, саз әсваплири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: баллада, сатар, тәмбир
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип әсәриниң мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Һ. Абдуллин һаяти тоғрисида немә билдиңлар?
Шаир ретидә қандақ әсәрләрни язди?
Язғучиниң қандақ һекайә, повестьлирини оқудуңлар?
ІV . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Оқуғучилардин уйғур хәлқиниң саз әсваплири тоғрисида сорап билиш
«Дилкәшләр» һекайисиниң мәзмунини сөзләп бериш.
1. Уйғурлардики алаһидилик.
2. Шаир вә уста
3. Шаир – муәллим, уста билән учришиш, улар арисидики сөһбәт.
4. Новәттики учришиш, дастан һәққидә гәп, шаирниң шеир оқуши, устиниң баһаси.
5. Йәнә бир қетим учришиш. Тави йоқ устиға шаирниң өз дастанини оқуп бериши. Саз әсваплири һәққидә сөһбәт
6. Устиниң ахирқи қетим болған учришишта Вәтини Қәшқәр тоғрисидики тәвринишлири.
7. Устиниң даваси илажисиз жуда болған Вәтинидә қалди.
V. Бәкитиш.
1. Әсәрдин керәклик эпизодларни оқуп, чүшәнчисини байқаш.
2. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Өйгә тапшурма.
105-110-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти 18. 01 Әдәбият 6-синип 110-бәтләр Дәрис № ____
Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: образ
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзу бойичә чүшәнчисини байқаш. Образ һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, әдәбий әсәрни тәһлил қилишқа
3. Әдәбиятқа болған қизиқишини, ойлаш қабилийитини ашуруш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, сүрәтләр, мәтинләр
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: ижабий, сәлбий образлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. «Дилкәшләр» әсәриниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчисини байқаш, образ һәққидә мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
«Дилкәшләр» һекайә-балладисидики қәһриманлар кимләр?
Уста бовайни яш шаир немә үчүн һөрмәтләйду?
Һекайә немишкә шундақ атилиду?
Ахирқи жүмлини қандақ чүшәндиңлар?
Өйгә берилгән йезиқчә тапшурмини сораш.
ІV . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
1. Оқуғучилардин төвәнки синипларда оқуған әсәрлириниң образлири тоғрилиқ сорап билиш.
2. Образ – бирәр қәһриманниң бәдиий әсәрдики қияпити.
Образ яритиш язғучиниң идея вийлигигә, униң һаятий идеаллиғиға, йәни турмушһадисилириниқандақ чүшиниши, у ойлиған мәсилиләрниң чоңқурлуғиға, һаят тәжрибисигә, турмушни чоңқур билишигә вә башқиларға бағлиқ.
3. Образ – бәдиий әсәрләрдики қәһриманларниң ижабий вә сәлбий хизмәтлирини һәртәрәплимә изһарлаш, шәхсләрниң қияпитини ечиштин ибарәт. Образ ижабий вә сәлбий дәп иккигә бөлүниду.
V. Бәкитиш.
1. Әсәрләрдин үзүндиләр оқутуп, образлар тоғрисидики чүшәнчисини байқаш.
2. Оқуғучилар Һ. Абдуллин ижадийитидин оқуған әсәрлиридики образлар тоғрисида ейтип бериду..
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 110-бәтни оқуш вә сөзләш. Бир һекайә оқуп, униңдики образлар һәққидә ейтип бериш.
Вақти 24.01 Әдәбият 6-синип 110-111-бәтләр Дәрис № 37
Дәрисниң мавзуси: Тейипжан Илиевниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Шаирниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбиятимизниң мәшһур намайәндилири вә уларниң ижадийитигә болған һөрмитини күчәйтиш, шеирийәткә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: баллада, сатар, тәмбир
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ-ІV Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Образ дегән немә?
2. Оқуғучилар оқуп кәлгән һекайилиридики образлар тоғрисида ейтиду.
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Тейипжан Илиев (1930-1989)
1. Шаир. 1930-ж. Или вилайити Қорғас наһийәси дехан аилисидә туғулған
2. 1938-1948-ж башланғуч, толуқсиз оттура мәктәпләрдә вә диний мәкт. оқуйду.
3. 1948-1950-жиллири «Алға» гезитидә ишләйду.
4. 1950-1955-жиллири Шинжаң өлкилик мәдәнийәт идариси әдәбият-сәнъәт бөлүминиң башлиғи, андин башқа чоң орунларда ишлигән.
5. Кичигидин әдәбиятқа қизиқип, қошақларни ядқа алиду. 14 йешида у 1000 куплеттин ошуқ қошақни ядқа билгән. Гезит-журналларда бесилған шеирларниму оқуп туратти. Л.Мутәллип, А.Өткүр, Ө.Муһәммәдий, А.Тоқай, Абай, Хәмит Алимжан, Пушкин, Маяковскийлар ижадийити б/н тонушиду.
6. Диний мәктәптә оқуватқанда классиклар Наваий, Нәвбәтий, Мәшрәп вә мәшһур уйғур язғучиси Зунун Қадирийниң ижади тәсир қилған.
7. 40 жилдин ошуқ вақит ижадийәт билән шуғуллинип 1000 парчидин ошуқ шеир, баллада, дастанларни язиду. Топламлири: «Шәриқ нахшиси», «Түгимәс нахша», «Баһар илһами», «Янтақ» в.б.
8. Әсәрлиридә хәлиқниң турмуши, һаяти, униң арзу-арманлири һәққидә пикир қилиду. Шундақла жәмийәттә учрайдиған яман илләтләрни, сәлбий һадисиләрни тәнқит қилиду.
9. Шаирниң әсәрлири тилиниң гөзәллиги, хәлиқ еғиз ижадийити үлгилиригә бай екәнлиги билән пәриқлиниду.
VІ. Мустәһкәмләш.
1. Әдип тоғрисида «Арзу» журналидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Оқуғучиларға дәрисликтики мәлуматни оқутуш
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш, берилгән шеирлирини оқуп, мәзмунини билип келиш
Өйгә тапшурма. 110-111-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 27.01 Әдәбият 6-синип 111-114-бәтләр Дәрис № 38
Дәрисниң мавзуси: Тейипжан Илиевниң шеирлири
Мәхсити: 1 Шаир шеирлириниң мавзуси вә мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Мустәқил пикир қилишқа, шеирни тәһлил үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: пушти, шеһит, һекайәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, әдип ижадийитиниң алаһидиликлири тоғрисида мәлумат бериш
ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Т. Илиев ким? Һаяти тоғрисида немә билисиләр?
2. Әдип һаятидики силәргә әң күчлүк тәсир қалдурған немә? Қандақ тәсират алдиңлар?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
«Елим үчүн илим алимән» шеири илим-пән егиләш, униңдин адәм балисиға келидиған пайда тоғрисида. Устаздин алған илимниң өзи үчүн жандинму әзиз екәнлигини, лекин илимни оңайла егиләшкә болмайдиғанлиғини, сахтилиқ қилиш апәткә елип келидиғанлиғи, униңсиз яшашниң хәтәрлик екәнлигини тәсвирләйду.
«Муқам аңлап» шеири уйғур хәлқигә хас болған алаһидилик муқамчилиқ һәққидә. Муқамни аңлап өскән уйғур оғли, муқамниң улуқлиғини, һәтта әлләй үниниң муқамға охшайдиғанлиғи, уни аңлиғанда қериларму яширидиғанлиғи тоғрилиқ тәвринип ейтиду. Шуниң билән биллә «Һаятим муқамдин болмисун жуда» дәп, хәлқимизниң течлиғини тиләйду.
«Йешиллиқни қәдирлә» бүгүнки күндә әң асасий мәсилә экология мәсилимигә беғишланған. Тәбиәтни, йешиллиқни қәдирләп, уни сақлашқа дәвәт қилиду.
«Анам қучақлиди «анам» дәп мени» шеири һаятимиздики әң улуқ инсан Аниға беғишланған, Униң иссиқ меһри бизни көйдүрүп, сөйүшни, көйүшни үгәтти. Инсан балиси чоң болуп, әр йәткән тәғдирдиму у ана үчүн бала һесаплиниду. «Аниси бар адәмләр һеч қачан қеримайду» дәп бекар ейтмайду. Бизни биз әркиләйдиған, бизни чәксиз яхши көридиған, һәммә адәм биздин үз өрүп кәтсиму, һеч қачан ташлимайдиған улуқ пәриштәләрдин айримисун
VІ. Мустәһкәмләш.
1. Ана һәққидә һекайә оқуп бериш
2. Оқуғучиларға дәрисликтики шеирларни оқутуш
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш Дәрисликтики соал вә тапшур-ға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 112-113-бәтләрни оқуш, 1 шеирни ядқа елиш
Вақти 31.01 Әдәбият 6-синип 114-бәтләр Дәрис № 39
Дәрисниң мавзуси: Жамалдин Босақовниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Язғучиниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбиятимизниң мәшһур намайәндилири вә уларниң ижадийитигә болған һөрмитини күчәйтиш, әдәбий китап оқушқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, «Инсан еди өлүмгә қиймайдиған» китави
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: рабфак, маарип
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Т.Илиевниң ядқа алған шеирини оқуғучилар ейтиду
Шаир һаяти вә ижадийити бойичә соаллар берилиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Жамалдин Босақов (1918-1987)
1. Язғучи 1918-ж. Яркәнт шәһиридә маарип хизмәтчиси аилисидә туғулған
2. Дәсләп дадиси Қари Босақов ачқан мәктәптә оқуйду, Дадисиниң изини бесиш мәхситидә Ташкәнт шәһиригә берип, рабфакта оқуйду.
3.1936-жили тамамлап, өз жутиға қайтип кәлгәндин кейин маарип саһасида хизмәт қилиду.
4. Дәсләп оқутқучи, уруш жиллири болса колхоз рәиси, наһийәлик билим бөлүминиң башлиғи хизмәтлирини атқуриду.
5. 33 яшқа киргәндә қолиға қәләм алиду. 1951-жили Алмутидики «Жазушы» нәшриятиға орунлишиду. Һаятиниң ахириғичә шу хизмәттә болиду.
6. Дәсләп һекайиләрни язиду. «Достлуқ» нами билән дәсләпки һекайиләр топлими чиқиду..
7. Повестьлири: «Хәлиқ һапизи», «Сәлкин», «Ялқун», «Гүләмхан мома»
8. Романлири: «Қайнам», «Муәллимләр», «Көч-көч»
V. Мустәһкәмләш.
1. Әдип тоғрисида «Инсан еди өлүмгә қиймайдиған» намлиқ китаптин үзүндиләр оқуп бериш
2. Ж.Розахунов вә Н.Әхмәтовларниң әдипкә беғишланған шеирлирини оқуп бериш
3. Оқуғучиларға дәрисликтики мәлуматни оқутуш
VІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш, бир һекайисини оқуп, мәзмунини билип келиш
Өйгә тапшурма. 114 -бәтни оқуш вә сөзләш
Вақти 03.02 Әдәбият 6-синип 114-126-бәтләр Дәрис № 40
Дәрисниң мавзуси: «Хәлиқ һапизи» повестидин парчә
Мәхсити: 1 Парчиниң мәзмуни билән тонуштуруш, образлар тоғрисида чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбий әсәргә қизиқишини ашуруш, сәнъәткә муһәббитини күчәйтиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: Әхмәт Шәмиевниң портрети, дәрислик, сәһнә әсәрлиридин көрүнүшләр
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: һапиз, труппа
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әсәрниң мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Ж.Босақовниң һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?
Әдипниң қандақ әсәрлирини оқудуңлар?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
«Хәлиқ һапизи» повести уйғур сәнъитиниң дәсләпки трупписиниң қурулуши вә униңға жиғилған яшларниң әмгиги, талантлиқ нахшичи Әмәт Самиевниң һаяти тоғрисида. Әмәт обризи – хәлқимизниң атақлиқ сәнъәткари Әхмәт Шәмиевниң прототипи. Қисқичә мәзмуни төвәндикичә:
Паң вә кекәч ата-анидин туғулған Әмәт кочида жүрүп, ағинилири арисида нахшичи намиға сазавәр болған аддий жигит. Лекин униң таланти һәммини һәйран қалдуратти. У хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлатти. Бир күни яз айлирида кәчтә өйигә қайтиду. Ата-анисини ойғитиш үчүн там түвидә йөләклик турған ташни елип, йәргә ташлайду. Йәргә чүшкән ташниң тәсирини сезип ата-ана орнидин туруп, ишикни ечип, Жанархан ана балисиға тамақ бериду. Ата-аниси билән шәрәт арқилиқ сөзлишип, андин ятиду. Вә улар тоғрисида ойлайду. Өзиниң туғулған вақтидики вақиәләрни әскә алиду.
Бир күни ағинилири Семәт пака вә Қейим сериқ билән пиво дукинида олтирип, уларниң илтимасиға бенаән нахша ейтиду. Нахшини зеһин қоюп тиңшиған бир адәм уни труппиға тәклип қилиду. Әтисидин башлап Әмәт труппиға кириду. Устазлири Авакри, Ғалихан, Имәрләрниң ярдими арқилиқ атақлиқ нахшичи вә актер болуп йетилип чиқиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. Әсәрдин үзүндини оқутуш вә луғәт ишлирини жүргүзүш.
2. Әсәрдики образлар һәққидә чүшәнчә бериш вә мәтиндин дәлилләр тапқузуш.
VІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Әсәрни толуқ оқуп чиқиш
Өйгә тапшурма. 114-126 -бәтни оқуш вә сөзләш
Вақти 07.02 Әдәбият 6-синип 114-126-бәтләр Дәрис № 41
Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Хәлиқ һапизи»
Мәхсити: 1 Ж.Босақовниң «Хәлиқ һапизи» повести бойичә алған билимини
байқаш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, хәлқимизниң сәнъитигә муһәббитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: билимини байқаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.
ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш
Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Изаһәт мәтини билән тонуштуруш
Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш
Луғәт ишлирини жүргүзүш
Оқуғучиларни сөзлитиш
Изаһәткә режә түзүш:
1. Әмәт нахшини яхши көриду.
2. Дутар билән сирдишиш.
3. Август ейиниң ахирқи күнлири
4. Әмәтниң өйгә келиши
5. Деризә түвидики таш.
6. Ата-аниниң балини қарши елиши.
V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш
VІ. Өйгә тапшурма.
Бәдиий әсәр оқуш
Айрим оқуғучиларға тапшурма: Турғун Алмасниң тәржимә һали вә ижадийити тоғрисида қошумчә мәлуматлар тепип келиш
Вақти 10.02 Әдәбият 6-синип 126-127-бәтләр Дәрис № 42
Дәрисниң мавзуси: Турғун Алмасниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Шаир, язғучи һәм драматургниң һаяти вә ижадийити тоғрисида
мәлумат бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбиятимизниң мәшһур намайәндилири вә уларниң ижадийитигә болған һөрмитини күчәйтиш, әдәбий китап оқушқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит мтериаллири, «Арзу» журнали
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: дарилмуәллим, гоминдаң диктатуриси
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Турғун Алмас (1924-2001)
1. Язғучи, шаир вә драматург. 1924-ж. Тоққузақ наһийәсидә туғулған
2. Қәшқәрдики башланғуч мәктәпләрдә, 1933-жили Үрүмчидики үлгилик дарилмуәллимдә оқуди. Ижадийәт билән шуғулланди.
3. 1942-жили Қарашәргә хизмәткә әвәтилди. Гоминдаң диктатурисиға қарши чиққанлиғи үчүн 1943-жили қолға елинди.
4. 1945-жили түрмидин азат қилинди. Қәшқәргә кәлди. Дәсләп башланғуч мәктәптә муәллим, андин Қәшқәрдики оқутқучилар тәйярлаш курсида мудир болуп ишлиди.
5. «Мәктәпкә», «Өмрүңгә бақ», «Үмүтлүк хияллар» шеирлирида хәлиқни гоминдаңчиларға қарши кұрәшкә чақирди. Шеирлирида хәлиқни мәдәнийәт вә билим егиләшкә дәвәт қилиду.
6. 1947-жили шаир йәнә қолға елиниду. Түрмидиму қәйсәр ирадә билән шеирлар язди. Көпчиликниң қисми билән 1948-жили түрмидин бошитилди. Илида чиқидиған «Алға» гезитида тәһрир болуп ишлиди. Кейин Қәшқәр, Үрүмчи жамаәт ховупсизлиғи саһасида ишлиди. 1953-жилдин башлап «Шинжаң әдәбият сәнъити» журналида муһәррир болуп ишлиди. Шеирлири «Тарим шамаллири» (1957), 1982-жили «Таң сәһири» намлиқ топламларға киргүзүлди.
7. Шеир, проза вә драмиларни язиду. Әсәрлири хәнзу, рус, инглиз тиллириға тәржимә қилинди.
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Арзу» журналидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. 126-127-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти 14.02 Әдәбият 6-синип 126-130-бәтләр Дәрис № 43
Дәрисниң мавзуси: «Вәтән», «Мәктәпкә» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, Вәтәнпәрвәрлик, хәлиқпәрвәрлик тәрбийә бериш, илим-билим елишқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, ширийитиниң алаһидиликлирини чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Турғун Алмас ким?.
Қайси билим орунлирида оқуди?
Дәсләпки қетим немә үчүн қолға елинди?
Шу мәзгилләрдә язған шеирлирини ейтип бериңлар.
Шеирлирида қандақ мәсилиләрни әкис әттүрди?.
Иккинчи қетим қолға елинған мәзгилдә түрмидә немә билән шуғулланди?
Турғун Алмас пәқәт шеирийәт биләнла чәкләндиму?
Шаир шеирлири қайси тилларға тәржимә қилинди?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Вәтән», «Мәктәпкә» шеирилири
1. «Вәтән» шеирини оқуп бериш вә мәзмунини чүшәндүрүш
Шеирда Вәтән алдидики хизмитиниң техи пүтмигәнлиги, вәтәнниң басқунчилар қол астида жаһаләттә яшаватқанлиғи, азатлиқ үчүн күришиш керәклиги тоғрисида ейтилиду. Парлақ келәчәккә ишәнгән әдип дүшмәнни бәри бир йеңип, «ғәлибә гүлини қисидиғанлиғини» ишәнч билән ейтиду.
2. «Мәктәпкә» шеирини ипадилик оқуп, чүшәндүрүш.
Бу шеир өзиниң чоңқур мәнаси билән алаһидә туриду. Шаир билим елишқа интилмигән адәмни наданлиққа қул болидиған пурақсиз бир гүлгә охшитиду. Асасән қиз балиниң сирти миң гөзәл болсиму, әгәр у билимсиз болса, униң гөзәллиги һеч немигә турмайдиғанлиғи, ауқивәттә заманниң уни жиғлитидиғанлиғи һәққидә өз пикрини ейтип, барлиқ яшларни билим елиш үчүн ана мәктәпкә йол елишқа дәвәт қилиду.
3. Луғәт ишлирини жүргүзүш (дәрислик бойичә)
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға шеирларни ипадилик оқутуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. 127-130-бәтләрни оқуш. Бир шеирни ядқа елиш
Вақти 17.02 Әдәбият 6-синип 130-131-бәт Дәрис № 44
Дәрисниң мавзуси: Илья-Бәхтияниң һаяти вә ижадийити. Шеирийити
Мәхсити: 1 Илья-Бәхтияниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, «Мениң билән муңдашқин» топлими дәрислик, гезит материаллири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Илья-Бәхтия (1932-1987)
1. Шаир 1932 -ж. Уйғур наһийәси, Чоң Ачиноқа йезиси..
2. Дадиси Молут Мәсудий хелила оқумушлуқ адәм. Мәдрисидә хизмәт қилған.Инқилаптин кейин мәктәптә бала оқутиду. .
3. Илья 3 яшқа киргәндә тағиси Өзбәкстанға елип кетиду. Өзбәк мәктивигә кириду. 1941-жили уруш башланғанда өз йезисиға қайтип келиду.Бош вақтида оқуп, қалған вақитта бовай вә аяллар билән әмгәк қилиду. Еғирчилиқ көрүп тавлиниду. Баштин кәчүргәнлириниң һәммисини кейин өз ижадида әкис әттүриду.
4. 1945-ж. Ғалжаттики мәктәпниң 5-синипиға кириду. Мәктәп Кәтмәнгә көчирилгәндә шу йәргә берип оқуйду.
5. 1953-жили Абай намидики ҚазПИниң қазақ тили вә әдәбияти факультетиға чүшиду. 1958-жили түгитиду. Дәсләп муәллим, андин «Жазушы» нәшриятида ишләйду. Тәһрир.
6. Тунжа китави «Достларға соға». 1956-ж. чиқиду.
7. Шеирлирини ана жутиға, кичик балиларға, Вәтинигә, муһәббәткә, уруш мавзусиға беғишлап язиду.
ІV. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Мениң билән муңдашқин»китавидин мәлуматлар оқуп бериш.
2.Һәр хил мавзуларға йезилған шеирлирини мисал кәлтүрүш
V. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ.Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
130-131-бәтләрни оқуш, сөзләш вә шеирлирини ядқа елиш.
Вақти 21.02 Әдәбият 6-синип 131-132-бәт Дәрис № 45
Дәрисниң мавзуси: Илья-Бәхтияниң балиларға беғишланған
шеирлири. Сатирикилиқ вә һәжвий шеирлири..
Мәхсити: 1 Шаирниң балиларға беғишланған шеирлири вә сатириси
тоғрисида мәлумат бериш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Шаир ижадийитигә, умумән поэзиягә болған қизиқишини ашуруш, һаятқа болған көз қаришини кәңәйтиш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, топлими
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға шаир шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
Шаирниң балилиқ дәври тоғрисида ейтип бериңлар..
Илья-Бәхтия шеирлириниң мавзулири тоғрисида немә билисиләр?
Ядқа алған шеирлирини оқуп, мәзмунини чүшәндүрүңлар.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Илья-Бәхтия балилар вә мәктәп оқуғучилири үчүн көплигән шеирлар язди. Бу наһайити мурәккәп иш. Униң үчүн балилар тилини, лексиконини билиш керәк. Уларниң оқуш даириси, тәбиәт мәнзириси, оюнлири тоғрисида язиду.
Турмушни яхши билидиған әдип униңдики бәзи сәлбий һадисиләргә баһа берип, тәнқит астиға алиду. Шеирлирини йеник йол издигүчи тәйяртапларға, махтанчақларға, өзиниң шәхсий мәнпийитини көзлигүчиләргә, һәммила нәрсигә пул күчи, аброй нуқтисидин қарайдиған содигәрләргә, һакавур қейинаниларға, мәдәнийәтни пәқәт чирайлиқ кийим кийиш дәп чүшинидиған яшларға қарши нәйзә қилип, уларға шу арқилиқ зәрбә бериду. Урпи-адитимиздики бәзи яхши әнъәниләрни чекидин ашурувәткәнләр тоғрисидиму һәжвийиләр язиду.
Шаир өзиниң һәжвий шеирлирида дәл тегидиған, кишиниң әпти-бәширисини айдиңлаштуруп, униң мүжәз-хулқини көрситидиған мисраларни тепишқа интилиду.
V. Мустәһкәмләш. Шаир топлимидин сатирикилиқ вә һәжвий шеирлирини оқутуш.
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
131-132-бәтләрни оқуш. Шеирларни ипадилик оқуш вә ядқа елиш.
Вақти 24.02 Әдәбият 6-синип 133-бәт Дәрис № 46
Дәрисниң мавзуси: Л.Мутәллипниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Л.Мутәллипниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: сүрити, дәрислик, «Жиллар садаси», «Арзу» журнали
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Лутпулла Мутәллип (1922-1945)
1. Көп қирлиқ талант егиси, ялқунлуқ инқилапчи. 1922-ж. Уйғур наһийәси, Чоң Ақсу йезисида туғулған.
2. Дадиси Һезмахун. Лутпуллиниң балилиқ чеғи Нилқа наһийәсидә өтти..
3. 1932-жили Ғулжиға келип, Или-татар мәктивидә оқуди. Әдәбият вә сәнъәткә бәк қизиқатти. Дәрисликләрдин ташқири уйғур, өзбәк, татар язғучи-шаирлириниң әсәрлирини оқатти. Абдулла Тоқай, Һади Тахташ, вә Өмәр Муһәммәдий әсәрлирини көп оқатти.
4. Бала чеғида «Хәлқимгә» шеирини язиду.
5. Или-рус гимназиясидә оқуған жиллири А.С.Пушкин, М.Ю.Лермонтов, А.М.Горький әсәрлиригә қизиқиду.
6. Публицистикилиқ мақалиларни вә пьесиларни язиду. Униң «Күрәш қизи», «Борандин кейинки аптап», «Чимән билән Палван», «Самсақ акам қайнайду», «Чинмодән» пьесилири вә көплигән мақалә, фельетонлири бар.
7. Вәтәнпәрвәр шаир инқилавий паалийити вә ялқунлуқ әсәрлири үчүн 23 йешида гоминданчилар тәрипидин вәһшиләрчә өлтүрүлиду.
ІV. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида «Арзу» журнали вә «жиллар садаси» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.
2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
V. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма.
133-бәтни оқуш вә сөзләш. Шеирлирини ипадилик оқуш
Вақти 28.02 Әдәбият 6-синип 133-136бәт Дәрис № 47
Дәрисниң мавзуси: «Көкләм ишқи», «Яшлиқ, үгән» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, Вәтәнпәрвәрлик, хәлиқпәрвәрлик тәрбийә бериш, илим-билим елишқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш, ширийитиниң алаһидиликлирини чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Лутпулла Мутәллип ким?.
Қайси билим орунлирида оқуди?
Балилиқ дәври қәйәрдә өтти?
Кәлгүси шаирниң қизиқиши тоғрисида ейтип бериңлар.
Шеирлирида қандақ мәсилиләрни әкис әттүрди?.
Лутпулла Мутәллип пәқәт шеирийәт биләнла чәкләндиму?
Шаир немә үчүн вә қандақ өлтүрүлди?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Көкләм ишқи», «Яшлиқ үгән» шеирлири
1. «Көкләм ишқи» шеирини оқуп бериш вә мәзмунини чүшәндүрүш
Шеирда пүтүн тәбиәтни ойғитип, һәммигә илһам беғишлайдиған көкләм-баһар пәслиниң әң қайнақ иш күнлири, тәбиәт мәнзириси әжайип тапқурлуқ билән тәсвирләнгән. Көкләмни «пәсилләр әркиси» десә гүл, булбулларни униң «нәқиш зенити» дәйду. Етизни «әмгәкниң кәң-таша сәһниси» дәп, «қуш-қурутларни сазәндә, торғайни – дапчи, деханни болса шу «сәһниниң сәнъәткари» дәп атайду. «Етизда той, дағ-дуғилиқ концертни қой» дегән мисралар арқилиқ баһар пәсли кәлгәндә ишни башлашқа дәвәт қилиду.
2. «Яшлиқ үгән» шеирини ипадилик оқуп, чүшәндүрүш.
Бу шеир өзиниң чоңқур мәнаси билән алаһидә туриду. Шаир адәм өзиниң әң гөзәл дәврини бекар өткүзмәй илим-пән егиләп, тинмай үгиниши керәклиги тоғрисида ейтиду. «Илим - мөжүзиләрниң сирини ачқучи» «бир күн яшаш үчүн он жил оқи» дәп хитап қилиду. Адәм балисиниң мейиси һәммидин өткүр екәнлигини, шуниң үчүн ойлап, убдан пикир қилиш, үгиниш, ақ-қарини ениқлаш лазимлиғи тоғрисида мәслиһәт бериду. Яшлиқ өмриниң қисқа болидиғанлиғини йәнә бир тәкитләп, қериғанда буниң һәммисигә кәч болидиғанлиғини чүшәндүриду.
3. Луғәт ишлирини жүргүзүш (дәрислик бойичә)
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға шеирларни ипадилик оқутуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 133-136-бәтләрни оқуш. Бир шеирни ядқа елиш
Вақти 03.03 Әдәбият 6-синип 136-137-бәт Дәрис № 48
Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: қапийә вә турақ
Мәхсити: 1 Қапийә вә турақ һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Шеирниң алаһидиликлири, униң түзүлүшидики қапийә вә турақниң әһмийити тоғрисида чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Лутпулла Мутәллипниң шеирлири қандақ мавзуларға йезилған?
Шаир шеирлириниң алаһидиликлири немидә дәп ойлайсиләр?
Қайси шеири силәрдә алаһидә тәсират қалдурди?
Ядқа алған шеирини ипадилик оқутуш
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Нәзмий әсәрләрниң бири – шеир. Мәлум бир өлчәмлик (боғум сани, мисра), мәлум аһаң билән оқулидиған яки ейтилидиған эмоционал нутуқ шеир дәп атилиду.
Шеирда төвәндики элементлар қоллинилиду: бәнд, мисра, боғум, урғу, қапийә, турақ, тәкрар, аһаң, рәдип, вәзин, бармақ.
Бәнд түзүлүши бойичә улар ғәзәл, мәснәвий (иккилик), рубаий, мурәббә, мухтәмилат (төртлүк), мухәммәс (бәшлик), мусәддәс (алтилик), мусәббә (йәттилик), мусәммән (сәккизлик) болуп бөлүниду. Буларниң барлиғида қапийә вә турақ болиду.
Қапийә - мисраларниң ахирида йезилидиған аһаңдаш сөзләр, боғумлар, аһаңдаш тавушлар.
Шеирий мисраларда сөзләрниң аһаң жәһәттин топлишип, турақлишип келишини турақ дәймиз.
Бәдиий тәһлилдә турақниң тамғиси - //.
Мисра бешидики сөзләрниң қайтилиниши - анафора, ахирида қайтилиниш – эпифора дәп атилиду. Қапийә аааа, абаб, абвб вә башқичә болуши мүмкин
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға шеирларни мисал кәлтүрүп, униңдики турақ, қапийәни чүшәндүрүш. Шеирларни аһаңға селип, ипадилик оқутуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма.
136-137-бәтләрни оқуш. Бир шеирни тәһлил қилип келиш.
Вақти 07.03 Әдәбият 6-синип 137-149-бәт Дәрис № 49
Дәрисниң мавзуси: Ә.Өмәр «Зимин, қара адәмлириңгә»
Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмунини чүшәндүрүш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әхтәм Өмәр повестидин парчиниң мәзмуни билән тонуштуруш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Шеир дегән немә? Униң қандақ түрлирини билисиләр?
Қапийә дегән немә? Шеирда қапийәниң әһмийити барму?
Турақ дәп немини ейтиду?
Бир шеирдики турақ вә қапийә һәққидә ейтип бериңлар
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Ә.Өмәр «Зимин, қара адәмлириңгә»
Ә. Өмәр кишилик турмушниң инчикә, чоңқур қатламлирини күзитишкә алаһидә әһмийәт берип, «мәдәнийәт инқилави» жиллиридики бир әвлат кишиләрниң турмушида йүз бәргән һәр хил давалғушларни, уларниң роһий һалитидики өзгиришләрни әкис әттүрүп, адәмниң мурәккәп һиссиятини китапхан алдида қайта гәвдиләндүрди. ‹‹Зимин, қара адәмлириңгә›› повестидин һесаплиғанда, у илгири – кейин болуп ‹‹Қумлуқ титрәватиду››, ‹‹Мән қан ичмәттим››, ‹‹Қиямәттә қалған сәһра›› қатарлиқ әсәрлиридә җараһәт темисини йорутти. Бу әсәрләрдә гәрчә ‹‹мәдәнийәт зор инқилави›› дики ишлар баян қилинған, шундақла бу һәрикәтниң кишиләр турмушиға елип кәлгән талапәтлири үстидин шикайәт қилинған болсиму, муәллипниң муддиаси һәргизму сәясий вәқәләрни баян қилиш яки у тоғрисида хуласә чиқириш болмастин, турмушниң әгри – тоқай мусаписидики адәмниң мурәккәп ички һиссиятини, қәлб давалғушлирини әкис әттүрүш, һәқиқий турмуш детальлири арқилиқ китапханларға йеңи бәдиий дунияни көрситиш болған.
Униң ‹‹Зимин қара адәмлириңгә›› повестида Жамал, Патимә, Һеким чоруқ, Хумархан... қатарлиқларниң трагедияси йезилған. Әсәрдики Жамал әслидә илимгә иштияқи күчлүк, виҗданлиқ зияли еди. У ‹‹мәдәнийәт зор инқилави››ниң тәсиридә өзи халимиған турмуш йолини таллайду. Яшаш, яхши турмуш кәчүрүш үчүн һәр қандақ иш қилиштин янмайду. Дәсләп башқиларниң езишигә учриса, кейин башқиларни бәкму хорлайду, кейин җазасини тартиду. Һеким чоруқму охшашла дәсләптә башқиларни езиду, кейин башқилар тәрипидин езилиду. Жамал вә униңдәк нәччә миң киши өз һаятини йәнә давамлаштуруветиду. Пәқәт үнсиз зиминла бу ишларға сүкүттә гуваһ болиду. Оқурмәнму ихтиярсиз язғучидәк ‹‹Земин, қара адәмлириңгә›› дегүси келиду. Әхтәм Өмәрниң җараһәт темисидики әсәрлиридә тәбиәт тәсвиригә алаһидә күч сәрип қилинған болуп, тәбиәт тәсвири адәмниң роһий һалитини техиму җанлиқ ипадиләшкә хизмәт қилдурулған. Мәсилән, ‹‹Зимин, қара адәмлириңгә›› повестида униң әсәрниң бешида зиминға қилған хитаби, ‹‹Қумлуқ титрәватиду›› повестидики қумлуқниң үнсиз титриши униң әсәрлиригә өзгичә түс ата қилған.
3. Луғәт ишлирини жүргүзүш (дәрислик бойичә)
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға мәтиндин керәклик абзацларни оқутуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 137-149-бәтләрни оқуш. Мәзмунини сөзләш
Вақти 10.03 Әдәбият 6-синип 150-бәт Дәрис № 50
Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: повесть
Мәхсити: 1 Повесть һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Әдәбиятшунаслиқ терминлар луғити»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш.
Повесть тоғрисида чүшәндүрүш
ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Әхтәм Өмәр ижадийити тоғрисида немә билисиләр?
«Зимин, қара адәмлириңгә» әсәридин үзүндиниң мәзмуни қандақ?
Кейик вақиәси арқилиқ қандақ мәсилини көтириду?
Немә үчүн повесть шундақ аталған дәп ойлайсиләр?
Һаятиңларда қандақ адәмләрни көрдүңлар? Мәзкүр әсәрдики қәһриманлар һаятимизда учришамду?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Повесть – һекайә билән роман оттурисидики проза шәкли болуп, униңда вақиәләр һекайигә қариғанда кәңирәк вә тәпсилий йорутулиду. Қәһрмманларниң иш-һәрикәтлири, вақиәләр, мурәккәп тоқунушлар асасида әмәлгә ашиду.
Роман билән повесть яки повесть билән һекайә арисида ениқ чегара йоқ.
Һекайидә бирла вақиә яки эпизод тәсвирләнсә, повестьта вақиәләрниң тәрәққий етиши тез давам қилиду, персонажларму көпирәк болиду. Повестьниң йәнә бир алаһидилиги – униңда қәһриман һаятидин елинған бирәр дәвирни тәпсилий йорутуш мүмкинчилиги һәм адәм характерини һәммә қирлири билән көрситиш имканийити можуттур.
Бүгүнки күндә повесть жанрида барлиқ язғучилар ижат қилди. Һ.Абдуллинниң «Бенакарлар», «Көчкән юлтуз», «Ваһап тамчиниң оғли», Ж.Босақовниң «Хәлиқ һапизи», «Сәһәр сәлкини», «Яркәнт наваси» вә башқилар шулар жүмлисидиндур.
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучиларға повестьлардин үзүндиләрни мисал кәлтүрүп, униңдики персонажлар, әкис етилгән вәқәләр тоғрисида чүшәндүрүш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма.
150-бәтни оқуш. Бир повестьни тәһлил қилип келиш.
Вақти 14.03 Әдәбият 6-синип 22-бәт Дәрис № 51
Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Ачарчилиқ жили»
Мәхсити: 1 Бағлинишлиқ вә мустәқил пикир қилиш қабилийитини байқаш
2. Саватлиқ йезишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, хәлқимизниң өтмүш тарихиғақизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: билимини байқаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.
ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш
Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Изаһәт мәтини билән тонуштуруш
Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш
Луғәт ишлирини жүргүзүш
Оқуғучиларни сөзлитиш
Изаһәткә режә түзүш:
Илһам Искәндәров. Алмута. 2002-жил. 22-бәт. «Ачарчилиқ жили»
Изаһәт режиси:
1. Баһарниң келиши
2. Бир халта ун вә борсуқ мейи
3. Ачлиқта йегән көмәчниң дәми.
4. Аниниң меһриванлиғи
ІV. Бәкитиш. Изаһәт йезиш
V. Өйгә тапшурма.
Уруш мавзусиға йезилған һекайиләрдин оқуп келиш
Вақти 17.03 Әдәбият 6-синип -бәт Дәрис № 52
Дәрисниң мавзуси: Изаһәтни тәһлил қилиш
Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.
ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:
Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.
Оқуғучиниң мәтинни өзләштүрүши.
Пикирниң изчил изһар қилиниши.
Түзүлгән режә бойичә мәтинниң баян қилиниши.
Изаһәт йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши)
Имла қаидилиригә реайә қилиш.
Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.
ІV. Йәкүнләш вә баһалаш
V. Өйгә тапшурма.
«Тәтил тәсиратлири» мавзусиға һекайә түзүш
Вақти 04. 04 Әдәбият 6-синип 150-151-бәт Дәрис № 53
Дәрисниң мавзуси: Турған Тохтәмовниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Язғучиниң һаяти вә ижадийити тоғрисида мәлумат бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбиятимизниң мәшһур намайәндисиниң ижадийитигә болған һөрмитини күчәйтиш, әдәбий китап оқушқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, гезит материаллири, топламлири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Турған Тохтәмов
1. Язғучи. 1940-ж. 19-июньда Панфилов наһийәсиниң Садир йезисида туғулған
2. 10 жиллиқ мәктәпни Яркәнт шәһиридә тамамлиғандин кейин ҚазПида оқуйду.
3. Кичигидин өз хәлқиниң әдәбияти вә мәдәнийитигә қизиқиду. Дәсләп Панфилов наһийәлик «Йеңилиқ авази», андин «Коммунизм туғи» гезитлиридә ишләйду. Гезитләрдә ишләп жүргән вақиттта «Һәйдәр», «Тамға», «Ялғуз седә», «Бәйгә», «Дадамниң жугиси», «Базған садаси», «Дадамниң ахирқи хети», «Кона түгмән», «Кейинки пушайман» әсәрлири йоруқ көриду.
4. Узақ вақит давамида «Жазушы» нәшриятида ишләйду. Чоң һәжимлик әсәрләрни йезишқа башлайду. «Ақ йеғин», «Виждан азави» романлирида өз замандашлириниң қәһриманә әмгигини, күндилик турмушини, достлуғини, жәмийәттә учрайдиған һәр хил адәмләрниң мунасивәтлирини тәсвирлисә, «Назугум» романида уйғур хәлқиниң қәһриман қизи Назугумниң һаяти, униң манжур-хитайларға қарши жүргүзгән күришини баянлайду.
5. Әдип уйғурларниң пажиәлик тәғдирини келәчәк әвлатқа савақ сүпитидә қалдуруш мәхситидә чоң бир әсәр – «Сәргәрдан» романини йезип чиқиду.Бу романда уйғур хәлқиниң бешидин өткән азап-оқубәтләр, қийинчилиқлар тоғрисида ейтилиду.
ІV. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида қошумчә мәлуматлар оқуп бериш.
2. Оқуғучилар өзлири оқуған һекайә, повестьлириниң мәзмунини қисқичә баян қилиду.
V. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма
Өйгә тапшурма. 150-151-бәтләрни оқуш вә сөзләш
Вақти 07. 04 Әдәбият 6-синип 150-154-бәт Дәрис № 54
Дәрисниң мавзуси: «Дадамниң жугиси» һекайиси
Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш, Т.Тохтәмов ижадийити бойичә алған билимини мустәһкәмләш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдәбиятқа болған қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрликкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип әсәриниң мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Т.Тохтәмовниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?
Униң балилиқ вақти қандақ өтти? У қайси жиллар еди? У вақитта дунияда немә болувататти?
Кимләрниң бовилири урушқа қатнашқан? «Арқа сәп» дегән сөзни қандақ чүшинисиләр? Арқа сәптә кимләр күрәш қилди?
Язғучиниң қандақ һекайә, повестьлирини оқудуңлар?
V . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Оқуғучилардин һекайә дегән немә, униң шеирдин қандақ пәрқи бар екәнлиги тоғрисида сорап билиш
«Дадамниң жугиси» һекайисиниң мәзмунини тәһлил қилиш. Һекайини оқуп кәлгән оқуғучи болса, мәзмуни сорилиду. Һекайә қисимларға бөлүп оқутулиду.
1-қисим. Дадамниң жугиси1. Жугиниң егисиз қелиши2. Әнвәрниң аниси жугини қандақ күтәтти?3. Жугиниң балилар үчүн пайдиси
2-қисим. Акам чоң болди.1. Ана көзигә немә үчүн яш алди?2. Ана вә балиларниң хошаллиғи.3. Аниниң балилардин әнсириши.
3-қисим. Мениң жугам.Жугиниң пайдиси. Әнвәрниң жугини күтүши. Әнвәрниң һиссияти
4-қисим. Чоң өстәңдә.Балилар оюнлири
5-қисим. Мәнму әр болдум.Савут немә үчүн һөл болди? Уни ким қутулдурди? Балилар немигә һәйран болди?
VІ. Бәкитиш.
1. Әсәрдин керәклик эпизодларни оқуп, чүшәнчисини байқаш.
2. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш.
VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 151-154-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш
Вақти 11. 04 Әдәбият 6-синип 154-155-бәт Дәрис № 55
Дәрисниң мавзуси: Абдуғопур Қутлуқовниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Шаирниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, топлими, дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Т.Тохтәмов ижадийитидин қандақ һекайиләрни оқуп кәлдиңлар?
«Дадамниң жугиси» һекайисиниң мәзмунини сөзләп бериңлар?
Һекайидә тәсвирләнгән вақиә қачан йүз бәргән?
Әнвәр немишкә жугисини Савутқа беривәтти? Бу қилиғидин немини көрүшкә болиду?
Уруш вақтида йүз бәргән вақиәләр тоғрисида немә билисиләр?
ІV Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абдуғопур Қутлуқов
1. Шаир. 1940-ж. Шәрқий Түркстанниң Ғулжа шәһиридә туғулған
2. Башланғуч мәктәпни тамамлап, Үрүмчидики пединститутниң тил вә әдәбият факультетиға оқушқа чүшиду вә уни муваппәқийәтлик тамамлайду. 1962-жили Қазақстан территориясигә көчүп чиқиду. Челәк наһийәсиниң Байсейит йезисида 7 жил муәллимлик қилиду. 1969-жилдин тартип һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә «Йеңи һаят» гезитидә ишлиди.
3. 60-жилларниң иккинчи йеримида гезитларда биринчи әсәрлирини елан қилди. Дәсләп униң «Өчмәс юлтузлар», «Гүл вә көңүл», «Яр вә дияр», «Атилар йери» қатарлиқ топламларни чиқириду. Кейинки жиллири көплигән шеир вә балладиларни язиду. Поэмилири: «Дала гүли», «Йолувчи», балладилири: «Лачин», «Қәләм», «Дутар», «Шаир отқа охшайду, «Жоңғар бүркүти», «Көчкән юлтуз».
Мәктәп оқуғучилириға беғишлап «Зәйтүнә», «Асийә» намлиқ китапчиларни йезип чиқиду.
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида қошумчә мәлуматлар оқуп бериш.
2. Топламлиридин һәр хил мавзуларға йезилған шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. 154-155-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Бир шеирини ипадилик оқуп келиш.
Вақти 14. 04 Әдәбият 6-синип 155-158-бәт Дәрис № 56
Дәрисниң мавзуси: «Дутар» балладиси
Мәхсити: 1 Шаир әсәриниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, шеирийәткә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
А.Қутлуқовниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?
Қандақ шеирлирини оқудуңлар?
3. Шаирниң қандақ топламлирини билисиләр?
ІV Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Дутар» балладиси
Әсәрниң мәзмунини сөзләп бериш:
1. Дутар челиниватиду. Уни айдиң түндә бир қиз чалмақта. Муңлуқ аваз.
2. Дутар авазидин бир тарих әскә келиду.
3. Қәшқәрийә. Сазхумар қиз. Ата – мәзин, ана – байлиқ қули.
4. Дутарчи жигитниң зари.
5. Қиз тамға қулақ йеқип саз тиңшиди. Ата буни көрүп, қиз қулиғини кеисп ташлиди.
6. Қәшқәрийәгә манжурлар бесип кирди. Жигит Вәтән қоғдашқа атланди.
7. Дутар қизға ялдама болуп қалиду. Қизниң сазини аңлиған ата уни қоғлап чиқириду.
8. Қиз пиядә чөлләр кезип, жигитни издәйду. Бир сайниң ичидә көксигә нәйзә тәккән жигитниң ташқа баш қоюп өлигини көриду вә дүшмәнгә қарши өзи атлиниду.
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтин балладини толуқ оқутуш.
2. Луғәт ишлирини жүргүзүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма
Өйгә тапшурма. 155-158-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 18. 04 Әдәбият 6-синип 158-бәт Дәрис № 57
Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: баллада һәққидә чүшәнчә
Мәхсити: 1 Баллада тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, шеирийәткә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. А.Қутлуқов ижвдийити тоғрисидики билимини байқаш.Әдәбият нәзәрийәсидин баллада тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
А.Қутлуқовниң қандақ топламлирини оқудуңлар?
«Дутар» балладисиниң мәзмунини ейтип бериңлар
ІV Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Баллада һәққидә чүшәнчә
Баллада – лиро-эпик жанриниң бир түри. Һәжими жәһәттин анчә чоң болмиған сюжетлиқ нәзмий (шеирий) әсәр. Униңда шаир пәқәт өз һис-туйғулири вә ой-пикирлиринила әмәс, бәлки шу һаяжанлинишларға сәвәп болған нәрсиниму тәсвирләйду.
Уйғур әдәбиятида баллада ижат қилғучи шаирлар көп. Долқун Ясеновниң «Өлмәс нахша», А.Қутлуқовниң «Дутар», «Рәна», «Гүләндәм», «Саадаәт», «Өчмәс от», «Бовамниң мәқбәриси», Илия Бәхтияниң «Қул базирида» вә башқа әсәрләр шулар жүмлисидиндур.
Баллада – тарихий яки хиялий һис-туйғулар изһар қилинған кичик нәзмий әсәр.
V. Бәкитиш.
1. С.Мәмәтқуловниң «Тәсәлла», вә»Бир қейината вә үч келин» балладилирини оқуп, чүшәндүрүш
2. А.Қутлуқов балладилирин мисалға кәлтүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма
Өйгә тапшурма. 158-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 21. 04 Әдәбият 6-синип 158-166-бәт Дәрис № 58
Дәрисниң мавзуси: Илахун Жәлилов «Чана» һекайиси
Мәхсити: 1 Әдипниң ижадийити вә әсәриниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, тарихқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар каң, турнилар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдипниң һаяти, ижадийити вә униң әсәри тоғрилиқ әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
«Дутар» балладисиниң мәзмунини сөзләп бериңлар
Баллада дегән немә?
Оқуған балладисиниң мәзмунини сөзлитиш
ІV Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Илахун Жәлилов «Чана» һекайиси
И.Жәлилов 1942-жили Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисида туғулған. Шу йезида оттура мәкәтпни тамамлап, Алмута шәһиридики Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң филология факультетида оқуйду. Топламлири: «Деңиз садалири» (1973), «Муһит чиллайду» (1978), «Йәргә тазим» (1983), «Интилиш» (1986). 1990-жили Қуддус Ғожамияров һаяти вә ижадийитигә беғишланған «Йеңичә яңриған аһаңлар» повестини язди.
«Чана» әсәриниң мәзмунини сөзләп бериш:
1. Қиш. Балилар талада. Қизниң чана оюни.
2. Балилиқни әсләш. Атиниң урушқа кетиши. Чоң һәдә 11 яшта, кичиги 8 яшта, бала 5 яшта.
3. Еғирчилиқ күздин башлиниду. Қишлиқ отунниң ғеми. Қорай тошуш. Каңниң исиғи.
4. Қариғай парчиси. Балиниң армини. «Әхмәтниң яри» Яғачтин ясалған чанилар.
5. Аниниң бәзлиши. Чана ясаш. Һәдилириниң заңлиқ қилиши. Чаниниң отқа қалиниши.
6. Чана тейилиш.
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтин һекайини толуқ оқутуш.
2. Луғәт ишлирини жүргүзүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Өйгә тапшурма. 158-166-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 25. 04 Әдәбият 6-синип 166-бәт Дәрис № 59
Дәрисниң мавзуси: А.Дөләтовниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шаирниң ижадийитигә қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдипниң һаяти, ижадийити вә униң әсәрлири тоғрилиқ әтраплиқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
«Чана» һекайисиниң мәзмунини сөзләп бериңлар
Ясиған сүрәтлири һәққидә сөзләш
ІV Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абдумежит Дөләтов (1949-2008)
А.Дөләтов 1949-жили Байсейит йезисида туғулди. Оттура мәктәпни түгитип, ҚазДУниң журналистика факультетиға оқушқа чүшиду.Уни тамамлап, бир нәччә жил йеза мәктәплиридә муәллим, Алмутидики «Жазушы» нәшриятида муһәррир болуп ишләйду. 1980-жилдин тартип «Уйғур авази» гезитидә ишлиди. 1960-жилдин башлап униң шеирлири уйғур тилидики жумһурийәтлик вә наһийәлик гезитларда бесилди.
Шаирниң «Мән жигирмидә», «Баһар қайтиду», «Адәмләргә ашиқмән», «Жут навалири», «Ақ терәк, көк терәк», «Қанатлиқ ойлар», «Ақ таңлирим» топламлири йоруқ көрди. Униң әсәрлири кқплигән коллективлиқ топламлардин орун алған. Шеирлири қазақ, рус, өзбәк, қирғиз, корей, түрк вә башқа тилларға тәржимә қилинған.
Шаир өзи А.С.Пушкин, Абай, С.Есенин, М.Жумабаев, Ә.Тажибаев әсәрлирини уйғур тилиға тәржимә қилған.
1984-жили Москвада өткән яш язғучиларниң Пүткүл Иттипақлиқ VІІ конференциясиниң қатнашчиси. Қазақстан Язғучилар Иттипақи мукапитиниң, Түрк дунияси шеирий фестивалиниң лауреати.
Шаирниң шеирлириға музыкилар ижат қилинип, кәң хәлиқ арисида ейтилип кәлмәктә.
V. Бәкитиш.
1. Қошумчә мәлуматларни оқуп бериш.
2. Шеирлирини ипадилик оқутуш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІ. Өйгә тапшурма. 166-бәтни оқуш вә сөзләш.
Вақти 28. 04 Әдәбият 6-синип 166-бәт Дәрис № 59
Дәрисниң мавзуси: А.Дөләтов шеирлириниң мавзулири
Мәхсити: 1 Шаир шеирийитиниң мавзулири тоғрисида мәлумат бериш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, тәһлил қилишқа үгитиш
3. Шаир ижадийитигә, умумән поэзиягә болған қизиқишини ашуруш, һаятқа болған көз қаришини кәңәйтиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, топламлири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға шаир шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Шаирниң һаяти тоғрисида ейтип бериңлар.
Әдипниң топламлири тоғрисида немә билисиләр?
Шаир шеирлиридин қайсиларни оқудуңлар? Ядқа ейтип бериңлар
Немишкә Байсейитни «шаирлар жути» дәйду?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. А.Дөләтов әсәрлириниң йөнилиши, мәзмунини жут һәм шу жутниң кишилири, өзи өскән йәрниң мәнзириси, кишиләр өтмүши, тарихи тәшкил қилиду. Әдипниң қәһриманлири – жутдашлири.
2. Шаир китаплири мавзу жәһәттин бир-биригә охшап кетиду.
3. «Адәмләргә ашиқмән», «Қанатлиқ ойлар» топламлиридики шеирлириниң мавзулири бир. Йеза мөтивәрлири, һөрмәтлк кишиләрни мәдһийиләйду.
4. Өз әтрапида болуватқан вәқәләрни һәммидин илгири вә өткүр сезидиған ижаткарлардур. А. Дөләтовму буниңдин истисна әмәс. Йәр йүзидә болуватқан вәқәләр шаир нәзәридин чәттә қалмайду. Европа, Азия әллиридики уруш, қийинчилиқлар «ХХ әсир адәмлири» намлиқ әсәридә әкис етилгән.
5. Вәтән вә хәлиқ мавзуси – шаир ижадийитидики асасий мавзуларниң бири. Өзимиз яшап келиватқан Қазақстан, шу тәвәдә башқа хәлиқләр билән биллә яшаватқан уйғурларниң һаятини әкис әттүридиған шеирлар язиду.
6. Яхшилиқ вә яманлиқ, шуниңға бола адәмләрниң мүжәз-хулқи шаир шеирлирида очуқ көрситилгән. «Дораймән дәп» шеири шуниң мисали.
7. Шаир шеирлириға музыкилар йезилип, хәлиқ арисиға кәң тарқилип, униң сөйүмлүк нахшилириға айланди.
8. «Дутарим» шеири хәлқимизниң әсирләр давамида таритип келиватқан жапа-мәшәқәтлириниң гувачиси болған өз әсвави дутарға беғишланған. Биз дутар тоғрисида А. Қутлуқов балладисидин оқуп билгән едуқ.
V. Мустәһкәмләш. Шаир топлимидин аталған шеирлирини оқутуш.
VІ. Йәкүнләш. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 166-168-бәт. Шеирларни ипадилик оқуш вә ядқа елиш.
Пән _______________________ Вақти ___________ 6-синип
Дәрисниң мавзуси: Абай Қунанбаевниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 А.Қунанбаевниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқтуруш, қазақ хәлқиниң улуқ ақини, атақлиқ шаириға болған һөрмитини күчәйтиш.
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, топламлири, портрети
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абай Қунанбаев (1845-1904)
1. 1845-ж. 10-августта Шәмәй вилайитиниң Шиңғизтав наһийәсидә.исми Ибраһим. Аниси Улжан вә момисиниң муһәббитигә егә болиду.
2. Дәсләп авул моллисида оқуйду. Андин 9 яшқа киргәндә атиси Шәмәйдики Әхмәт Ризаниң мәдрисисигә елип бариду. Шәриқ әдәбияти билән тонушиду. Андин оқуштин қол үзүп русчә приход мәктивигә бариду. Лекин толуқ билим алмайду. Дадиси уни өзи билән елип жүрүп, өзиниң ярдәмчиси болушини халатти. Авулларни арилап жүрүп кәлгүси шаир хәлиқниң турмушини өз көзи билән көриду.
3.15 йешидин башлап шеир язиду..
4. Кичигидин аниси вә момисидин чөчәк, дастанларни аңлиған болса, кейинирәк хәлиқ арисидин чиққан ақинларниң ижадийити билән тонушиду. Мәдрисидә әрәп, парс тиллирини үгинип, Низамий, Фузулий, Сәъди, Навайи әсәрлири билән тонушушқа мүмкинчилик бериду.
5. Рус тилини егилиши униң китап оқуш даирисини кәңәйтиду. Сүргүнгә әвәтилгән Е.П. Михаэлис, С.С.Гроссман, Н.И.Долгополовлар билән арилишиши қандақ әсәрләрни оқуш лазимлиғиниң йолини ачиду. Пушкин, Лермонтов, Крылов, Толстой, Салтыков-Щедрин, Некрасов әсәрлири билән йеқиндин тонушиду. Герцен, Чернышевский, Добролюбов мақалилирини оқуйду. Рус тилида Гете, Шекспир, Байрон, Дюма, философлар Сократ, Платон, Аристотельларни оқуйду.
6. Абайға болған хәлиқниң муһәббити, униң сөзигә қулақ селиши бай, әмәлдарларға яқмайду. Улдар шаирни дайим яманлатти. Һакимийәт Абайниң жениға тегәтти. Буни аз дегәндәк шаир икки пәрзәндидин айрилиду. Абай иккинчи оғлиниң қирқи толған күни дәрткә бәрдашлиқ берәлмәй дуниядин өтиду.
ІV. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида гезит материаллирини оқуп бериш.
2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
V. Йәкүнләш вә баһалаш
VІ. Өйгә тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш.
-бәтләрни оқуш вә сөзләш. 1шеирни тәһлил қилиш.
Вақти 12. 05 Әдәбият 6-синип 171-172-бәт Дәрис № 64
Дәрисниң мавзуси: Ж.Жабаевниң «Қәһриман әвлатларға» шеири
Мәхсити: 1 Шаир шеириниң мавзуси вә мәзмуни тоғрисида мәлумат бериш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, тәһлил қилишқа үгитиш
3. Шаир ижадийитигә, умумән поэзиягә болған қизиқишини ашуруш, һаятқа болған көз қаришини кәңәйтиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға шаир шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Абайниң һаяти тоғрисида ейтип бериңлар.
2. Әдипниң қара сөзлири тоғрисида немә билисиләр?
Шаир шеирлиридин қайсиларни оқудуңлар? Ядқа ейтип бериңлар
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Ж.Жабаев (1846-1945)
Ж.Жабаев 1846-жили туғулуп 100 жил өмүр сүрди. Қазақ даласида кәң тонулған шаир вә маһир сазәндә-домбричи болған. Аддий хәлиқ ичидин чиққанлиқтин уларниң һаятини яхши биләтти. 1916-жил вақиәлири, Улуқ Вәтән уруши тоғрисида көплигән шеирларни язди. Униң «Ленинградлиқлар, балилирим мениң» шеирини пүткүл Кеңәш Иттипақи билиду.
Жамбул атини барлиқ балилар яхши көрәтти. Шуниң үчүн у балиларға арнап көп шеирларни ижат қилди.
«Қәһриман әвлатларға» шеирида хәлиқ үчүн қан төккән, явға қарши чиққан әвлатлири Амангелди Иманов охшаш қәйсәрләр тоғрисида язиду.
Оқуғучилардин Амангелди тоғрилиқ сорап билиш.
Уйғур хәлқиниң қәһриманлири һәққидә билидиғанлирини ениқлаш.
V. Мустәһкәмләш.
Шаир топлимидин шеирлирини оқутуш.
VІ. Йәкүнләш.
Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 171-172-бәт.
Шеирни ипадилик оқуш.
Вақти 16.05 Әдәбият 6-синип 172-173 -бәтләр Дәрис № 65
Дәрисниң мавзуси: Чинғиз Айтматовниң тәржимә һали
Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға болған муһәббитини кәңәйтиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: портрети, әсәрлириниң тәржимилири, дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Ж.Жабаевниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Чинғиз Айтматов (1928-1973)
Чинғиз Айтматов (қирғизчә: Чыңгыз Төрөкулович Айтматов, русчәа: Чингиз Торекулович Айтматов; 1928 ж. декабрьниң 12 Шекер, Қырғыз АКСР — 2008 ж. июньниң 10, Нюрнберг, Алмания) — философ, дана, қазақ-қирғизға ортақ хәлиқ язғучиси, Социалистик Әмгәк Қәһримани, КСРИ мәмликәтлик үч қетим вә Ленин мукапитини лауреати.
Чинғиз Айтматовниң ижадийити билән һаяти баштин-аяқ қазақ хәлқи билән зич бағлинишлиқ болған. «Жәмиләдин» башлап, аләмгә тонуш «Әлвида, Гүлсари!», «Ақ кемә», «Әсирдинму узақ күн», «Жанпида» охшаш барлиқ әсәрлиридики бәдиий образларниң роһи билән мүжәз-хулқиқирғиздин көрә қазақ хәлқигә йеқин еди. Дадиси Төреқулни Турар Рисқулов йетиләп жүрүп, Ташкәнткә оқушқа чүшәргән.
Чинғиз өз әсәрлирини студент вақлиридила йезишқа башлиған Униң дәсләпки һекайиси 1952-жили бесилди. Кейин кәйни-кәйнидин һекайә вә повестьлири йоруқ көрүшкә башлайду. Болупму униң «Жәмилә» повести кәң даиридә шөһрәт қазиниду. Әдипниң «Ана йәр ана», «Биринчи муәллим», «Боранлиқ бекәт» әсәрлирини көпчилик яхши билиду. Әсәрлири нурғунлиған чәт тилларға тәржимә қилинған.
V. Бәкитиш.
Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Ч.Айтматов һаяти тоғрисида ейтип бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма
172-173-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 19.05 Әдәбият 6-синип 172-188 -бәтләр Дәрис № 66
Дәрисниң мавзуси: «Оғлум билән көрүшүш» һекайиси
Мәхсити: 1 Һекайиниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш, қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға болған муһәббитини кәңәйтиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Ч.Айтматовниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
«Оғлум билән көрүшүш»
Чордонниң өйгә кәлгәндики әһвали. Аялиниң ойи.
Чордон бовайниң вапат болған оғлиниң муәллимлик қилған йеригә бериш қарари.
Тағ бағридики йеза. Чордон таң атқичә ухлимиди.
Таң сәһәр. Чордонниң сәпири. Аялиниң узитиши.
Түнүгүнки вақиәни әсләш. Чордонниң отун елип келиветип, Сапаралы билән учришиши. Униң өз оғли тоғрисида һекайиси. Чордонниң өз оғлини сеғиниши.
Балисини әсләш. 1941-жил вақиәси. Қизлири Зейнеш вә Салиха билән сөһбәт. Султанниң соринип, урушқа атлиниши. Атиниң жавави.
Ата билән балиниң сортлаш станциясидә көрүшүши вә хошлишиши.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Мәтиндин керәклик жайларни оқуп бериш.
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш.
VІІ. Өйгә тапшурма
172-188-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 23.05 Әдәбият 6-синип 168-171 -бәтләр Дәрис № 67
Дәрисниң мавзуси: Инша «Қазақ даласиниң данаси - Абай»
Мәхсити: 1 Абай Қунанбаев ижадийити бойичә алған билимини байқаш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, қериндаш хәлиқлар әдәбиятиға қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: билимини байқаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң Абай ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш
2. Иншаға эпиграф таллаш
3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Қазақ даласиниң данаси - Абай
Режә:
І. Киришмә. Абайниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат
ІІ. Асасий қисим:
Абай лирикиси
2.2. Әдипниң һекмәтлик сөзлири
ІІІ. Хуласә. Шаир ижадийитиниң алаһидиликлири вә әһмийити
ІV. Өйгә тапшурма.
Инша йезиш.