V. Мустәһкәмләш.
1. 158-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 159-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду..
3. 160-161-көнүкмини тахтида орунлайду.
4. 162-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
163-көнүкмә дәптәргә, 164-көнүкмә тахтида орунлиниду
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 56-59-бәтләрни оқуш. 165-көнүкмини йезиқчә орунлаш
Вақти 18.10 Уйғур тили 5-синип 56-59-бәтләр Дәрис № 21
Дәрисниң мавзуси: Партлиғучи вә сирлаңғу үзүк тавушлар.
Мәхсити: 1 Үзүк тавушлар вә уларниң бөлүнүши тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, схема, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң үзүк тавушлар, жараңлиқ вә жараңсиз, партлиғучи вә сирлаңғу үзүк тавушлар һәққидики билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Һеч тосалғусиз әркин ейтилидиған тавушлар – үзүк тавушлар.
2. М – жараңлиқ үзүк тавуш
3. Үзүк тавушлар боғум ясайду
4. Уйғур тилида 26 созуқ тавуш бар
6. а, ә тавушлири пәқәт е,и тавушлириға новәтлишиду
7. И вә Ы тавушлири - тар созуқ тавушлар
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Партлиғучи вә сирлаңғу үзүк тавушлар дегән немә? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
1. Ейтқанда һава жипсилишип турған нутуқ әзалирини күч билән йерип өткәндә ясалған тавушлар тавушлар партлиғучи үзүк тавушлар дәп атилиду.
Улар: п, б, к, қ, т, д, ж, м, н, ң, ч, ц
Ейтқанда һава жипсилашмай, бир-биригә йеқинлишип турған нутуқ әзалириға сүркилишип өткәндә ясалған тавушлар тавушлар сирлаңғу үзүк тавушлар дәп атилиду.
Улар: в, ғ, ж, з, с, ф, х, һ, ш, щ, л, р,
V. Мустәһкәмләш.
1. 166-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 167-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду..
3. 168-көнүкмини тахтида орунлайду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 59-60-бәтләрни оқуш. Партлиғучи вә сирлаңғу үзүк тавушлардин башланған 10дин сөз йезиш
Вақти 21.10 Уйғур тили 5-синип 61-62-бәтләр Дәрис № 22
Дәрисниң мавзуси: Үзүк тавушларниң аһаңдашлиғи
Мәхсити: 1 Үзүк тавушлар вә уларниң аһаңдашлиғи тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң үзүк тавушларвә уларниң аһаңдашлиғи һәққидики билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Дәрис 169-көнүкмини ишләштин башлиниду. Оқуғучилар пәриқләндүрүлгән сөзләрдики үзүк тавушларни тоғра шәклигә кәлтүрүп язиду. Тахтида ишләйду.
2. Сөздә жараңлиқ үзүк тавушлар яндаш кәлгәндә яки жараңсиз үзүк тавушлар яндаш кәлгәндә үзүк тавушлар аһаңдаш болуп келиду. М. Саз, көз сөзлиригә бериш келиш қошумчилирини улиғанда сазға, көзгә шәклидә йезилиду. Қанунға риайә қилмиған тәғдирдә сазқа, сазгә, көзкә, көзға болуп ишлитилгән болатти.
V. Мустәһкәмләш.
1. 170-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 3 оқуғучи тахтида ишләйду. Саз, көз сөзлири билән жүмлә ойлап язиду, созуқ вә үзүк тавушларни тәһлил қилиду.
3. Оқуғучилар жараңлиқ вә жараңсиз, партлиғучи вә сирлаңғу тавушларни ениқлайду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 61-62-бәтләрни оқуш.
Вақти 24 .10 Уйғур тили 5-синип 42-43-бәтләр Дәрис № 23
Дәрисниң мавзуси: Үзүк тавушларниң алдинқи вә әкси тәсират қануни
Мәхсити: 1 Үзүк тавушлар һәққидики билимини кәңәйтиш вә уларниң алдинұи вә әкси тәсират қануни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, схема, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң үзүк тавушларниң алдинқи вә әкси тәсират қануни һәққидики билимини ашуруш, мустәһкәмләш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №5, №8, №12 №14, №15, №24, №26
1. Тавушлар йезилған карточкилар берилиду. Берилгән тавушни тәһлил қилиш, сөз ойлаш вә жүмлә ичидә кәлтүрүш
2. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Дәрис 171-көнүкмини орунлаштин башлиниду. Сөзләргә берилгән қошумчиларни улаш.
Сөздә кейинки үзүк тавушниң алдинқи созуқ тавушниң өзидин кейинки үзүк тавушқа тәсир қилип, уни өзгәртиши алдинқи тәсират қануни дәп атилиду. Бағ+да, ат+қа, мәктәп+кә, гүл+гә
3.. Сөздә кейинки үзүк тавушниң алдинқи үзүк тавушқа тәсир қилип, уни өзгәртиши әкси тәсират қануни дәп атилиду.
4. Созуқ тавушларниң әкси тәсирати бир боғумлуқ томур сөз билән қошумчә арилиғида болиду. Мәсилән: бағ-баққа, тағ-таққа.
V. Мустәһкәмләш.
1. 172-көнүкмә тахтида орунлиниду.
2. 173-көнүкмини дәптәргә орунлаймиз
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 62-64-бәтләрни оқуш. 5 жүмлә йезип, фонетикилиқ тәһлил ясаш
Вақти 28.10 Уйғур тили 5-синип 65-67-бәтләр Дәрис № 24
Дәрисниң мавзуси: Үзүк тавушларниң новәтлишиши
Мәхсити: 1 Үзүк тавушларниң новәтлишиши тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға үзүк тавушлариң новәтлишиши һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Дәрис 174-көнүкмини ишләштин башлиниду. Оқуғучилар пәриқләндүрүлгән сөзләрдики үзүк тавушларни тоғра шәклигә кәлтүрүп язиду. Тахтида ишләйду.
2. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Ейтқанда бир үзүк тавушниң иккинчи бир үзүк тавушқа өзгиришини үзүк тавушларниң новәәтлишиши дәп атайду.
1. Қ тавуши Ғ тавушиға. Башақ-башиғи, қурақ-қуриғи, пурақ-пуриғиң
2. К тавуши Г тавушиға. Ешәк-ешигим, гүжәк-гүжиги, өрүк-өрүгүң
3. Ғ тавуши Қ тавушиға. Бағ-баққа, яғ-яққа, тағ-таққа, туғ-туққа.
4. Г тавуши К тавушиға. Түг-түккән, әг-әккән, тәг-тәккән.
5. П тавуши Б,В тавушлириға. Китап-китавим, жәнуп-жәнубида, жавап-жававимиз.
6. Ч тавуши Ш тавушиға. Яғач-яғашчилиқ, қалиғач-қалиғашчә.
V. Мустәһкәмләш.
1. 175-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 176-көнүкмә тахтида орунлиниду
3. 177-178-көнүкмилар шәрти бойичә орунлинидуОқуғучилар жараңлиқ вә жараңсиз, партлиғучи вә сирлаңғу тавушларни ениқлайду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 65-67-бәтләрни оқуш. 179-көнүкмини йезиш
Вақти 28.10 Уйғур тили 5-синип 67-68-бәтләр Дәрис № 25
Дәрисниң мавзуси: Айрим үзүк тавушларниң чүшүп қелиши
Мәхсити: 1 Үзүк тавушларниң чүшүп қелиши тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа адәтләндүрүш, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға үзүк тавушлариң чүшүп қелиши һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш.
1. Оқуғучиларға мәтин оқуп бериш вә униңдин немини байқиғанлиғини сорап билиш
2. Бир нәччә оқуғучи тахтиға чиқип, бирдин мақал язиду вә оқуйду
3. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Ейтқанда бәзи үзүк тавушлар ейтилмай чүшүп қалиду.
Й тавушиниң чүшүп қелиши.
Арилиш – айрилиш
Сараш – сайраш
Буруқ - буйруқ
Л тавушиниң чүшүп қелиши.
Яғанчи – ялғанчи
Аған – алған
Кәгән - кәлгән
3. Р тавушиниң чүшүп қелиши
Балилар – балилар
Қаға - қарға
Әзән - әрзән.
V. Мустәһкәмләш.
1. 180-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 182-көнүкмә тахтида орунлиниду
183-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 67-68-бәтләрни оқуш. 181-көнүкмини йезиш
Вақти 31.10 Уйғур тили 5-синип 6-бәт Дәрис № 26
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Күз айлирида»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 12-бәт. «Күз айлирида»
100 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Фонетика бойичә тәкрарлаш
Вақти 01.11 Уйғур тили 5-синип -бәт Дәрис № 27
Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш
Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ
йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Билимини тәкшүрүш
Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.
Оқуғучиларни билимини байқаш. Фонетика, созуқ тавушлар вә уларниң бөлүнүши бойичә билимини байқаш.
Һәрипләр йезилған карточкиларни елип, ениқлаш вә сөз ойлаш. Оқуғучилар улар билән жүмлә ойлап язиду, тахтида ишләйду.
4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики тавушларни тәһлил қилиш.
5. Бир-биригә соал қоюш
V. Мустәһкәмләш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма бериш
«Китап – билим булиғи» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.
Вақти 14.11 Уйғур тили 5-синип 69-72-бәтләр Дәрис № 28
Дәрисниң мавзуси: Рус тилидин киргән үзүк тавушлар
Мәхсити: 1 Рус тилидин киргән үзүк тавушлар тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа адәтләндүрүш, тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға Рус тилидин киргән үзүк тавушлар һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
2. Йезиқчә тапшурмини (диктантлар) тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш.
1. Оқуғучиларға сөзләрни оқуп бериш вә униңдики сөзләрниң қайсиси рус тилидин киргәнлигини сорап билиш
Фантазия, лекция, съезд, прицеп, цемент, фонтан, щетка, Щербаков, плащ, центнер, светофор
2. Бир нәччә оқуғучи тахтиға чиқип, сөзләрни язиду вә тәһлил қилиду.
3. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Мошу сөзләрдики уйғур тилида қоллинилмайдиған тавушларни ениқлаймиз. Улар: ф, ц, щ, Ъ (қаттиқлиқ бәлгүси) Рефлексия. Оқуғучилар мәзкүр тавушлар билән сөзләрни, андин шу сөзләр билән жүмлиләрни ойлайду вә тахтиға язиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 185-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 187-көнүкмә еғизчә орунлиниду
188-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду
189-көнүкмини тахтида орунлаймиз
VІ. Бәкитиш.
Оқуғучилар ь бәлгүсиниң йезилишини китаптин оқуп чүшәндүриду Өз алдиға ишләйду.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 26-мавзу 69-72-бәтләрни оқуш. 193-көнүкмини йезиш
Вақти 15.11 Уйғур тили 5-синип 72-79-бәтләр Дәрис № 29
Дәрисниң мавзуси: Боғум вә униң түрлири. Урғу
Мәхсити: 1 Боғум, униң түрлири вә урғу тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа, фонетикилиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға боғум, униң түрлири вә урғу һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Оқуғучилар бир-биригә өтүлгән мавзулар бойичә соаллар қойиду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Сөзниң бөлүнүп-бөлүнүп ейтилидиған қисми боғум дәп атилиду. Сөздә созуқ тавуш нәччә болса, боғум саниму шунчә болиду. Мисаллар
А-та, мәк-тәп, Қа-зақ-стан, жум-һу-ри-йәт
2. Боғум ялғуз бир созуқ тавуштин яки бир нәччә тавушлардин ясилиду.
3. Пәқәт бирла созуқ тавуштин түзүлгән яки үзүк тавуштин башлинип, созуқ тавушқа аяқлашқан боғум очуқ боғум дәп атилиду. А-на, се-дә, вә-дә.
4. Бир яки бир нәччә үзүк тавушқа аяқлашқан боғум йепиқ боғум дәп атилиду. Ус-таз, мәк-тәп, фон-тан.
5. Сөздики бир боғумниң күчлүк ейтилишини урғу дәп атаймиз. Бағ-бағвән-бағвәнчилик-бағвәнчиликтә.
6. Сөз ахирида күчлүк ейтилидиған боғумға чүшкән урғу асасий урғу дәп атилиду.
7. Адәттә көп боғумлуқ сөзләрниң бешида күчсиз ейтилидиған боғумға чүшкән урғу ярдәмчи урғу дәп атилиду.
8. Уйғур тилидики уланмилар уланғанда урғу уланмиға чүшмәйду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 197-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 198-көнүкмә тахтида орунлиниду
3. 199-көнүкмилар шәрти бойичә тахтида орунлиниду. 200-көнүкмә еғизчә.
201-көнүкмә тахтида. 204-көнүкмә тахтида, 206 көнүкмә дәптәргә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 72-79-бәтләрни оқуш. 208-209-көнүкмини йезиш
Вақти 18.11 Уйғур тили 5-синип 72-79-бәтләр Дәрис № 30
Дәрисниң мавзуси: Лексикология. Сөз вә униң мәнаси
Мәхсити: 1 Лексикология, сөз вә униң мәнаси һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра тәләппуз қилишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар: лексикология, фирма, пейджер
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға лексикология, сөз вә униң мәнаси һәққидә умумий билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким чапсан? Оюни арқилиқ оқуғучиларниң фонетика бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Оқуғучилар синипта бар һәр хил нәрсиләрни атап чиқиду. Андин 5 оқуғучи тахтида нәрсиниң етини, шәклини, рәңгини, санини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни язиду.
Мәлум бир нәрсигә яки чүшәнчигә берилгән намни сөз дәп атаймиз.
2. Бәзи сөзләр бир нәччә мәна аңлитиши мүмкин. Мәсилән Ат- өй һайвини, милтиқни ат, адәмләргә қоюлидиған ат.
Тилимиздики барлиқ сөзләр луғәт тәркивини тәшкил қилиду. Қанчә сөз көп болса, шу тил әң бай тил болуп һесаплиниду.
Луғәт тәркиви дайим өзгирип туриду. Бәзи сөзләр қоллиништин чиқип қалиду, бәзи йеңи сөзләрни қобул қилимиз.
Бәзи наһийә вә мәлиләрдә қоллинилидиған алаһидә сөзләр бар: шевә вә диалектқа бағлиқ
Луғәт тәркивидики барлиқ сөзләр алфавит бойичә орунлишиду..
Тилниң сөз байлиғини үгинидиған илим лексикология дәп атилиду.
1. Сөзләр бир нәрсиниң етини билдүриду: китап, әйнәк, боран, қар, һасан-һүсән.
Сөзләр һәр хил уқумларни билдүриду: сәясәт, гөзәллик, партия
Нәрсиләрниң тамини, шәклини, һәжимини, санини, иш-һәрикитини билдүриду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 229-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду. 230-көнүкмә еғизчә
2. 231-көнүкмә тахтида орунлиниду 234-235-236-көнүкмә еғизчә
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 84-87-бәтләрни оқуш. 233-көнүкмини йезиш
Вақти 21.11 Уйғур тили 5-синип 87-89-бәтләр Дәрис № 31
Дәрисниң мавзуси: Көп мәналиқ сөзләр.
Мәхсити: 1 Көп мәналиқ сөзләр вә уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра қоллинишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға көп мәналиқ сөзләр вә уларни тоғра қоллиниш һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким тапқур? оюни арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Тахтиға сим, қаш, тал, кәч, қулақ сөзлири йезилип, уларниң мәналири ениқлиниду. Андин шу сөзләр жүмлә ичидә кәлтүрүлиду.
2. Сөзләрниң көп мәнада келишини жүмлидә ениқлашқа болиду.
3. Тилдики сөзләрниң бирла мәнада чәклинип қалмай, бир нәччә мәнани ипадилиши сөзләрниң көп мәналиқлиғи дәп атилиду. М.
1. Мән укилиримға көз-қулақ болуп турдум.
2. Акам дутарға қулақ ясиди.
3. Алим гәп аңлимиғанлиқтин аписи қулиғини буриди.
4. Қазанниң қулиғи төрт
V. Мустәһкәмләш.
1. 237-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 238-көнүкмә тахтида орунлиниду
3. 239-көнүкмә дәптәргә орунлиниду
4. 240-241-көнүкмә еғизчә орунлаймиз
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ йеңи мавзу бәкитилиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 87-89-бәтләрни оқуш. 242-көнүкмини йезиш
Вақти 28.11 Уйғур тили 5-синип 87-89-бәтләр Дәрис № 34
Дәрисниң мавзуси: Сөзләрниң удул вә көчмә мәналири.
Мәхсити: 1 Сөзниң удул вә көчмә мәналири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Сөзниң мәнасини ажритишни үгитиш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә, сөзләрни тоғра қоллинишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи», инсерт, кластер
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сөзләрниң удул вә көчмә мәналири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким тапқур? оюни арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш Оқуғучилар сөзләр йезилған карточкиларни елип, уларниң көп яки бир мәналиқ екәнлигини дәлилләйду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр дәриғи»
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ
Тахтиға көйнәкниң яқиси – ериқниң яқиси, қойниң чиши – самсақниң чиши, бовамниң төписи – тағ төписи бирикмилири йезилип, уларниң мәналири ениқлиниду. Андин шу сөзләр жүмлә ичидә кәлтүрүлиду.
1. Сөзләрниң әсли мәнаси сөзниң удул мәнаси дәп атилиду.
2. Сөзләрниң удул мәнасидин башқа мәнаси сөзниң көчмә мәнаси дәп атилиду.
1. Мән укилиримға көз-қулақ болуп турдум.
2. Акам дутарға қулақ ясиди.
3. Алим гәп аңлимиғанлиқтин аписи қулиғини буриди.
4. Қазанниң қулиғи төрт
V. Мустәһкәмләш.
1. 243-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 244-көнүкмә тахтида орунлиниду
3. 245-көнүкмә еғизчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш.
Оқуғучилар мавзуға кластер түзиду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 89-90-бәтләрни оқуш. 246-көнүкмини йезиш
Вақти 25.11 Уйғур тили 5-синип 7-бәт Дәрис № 35
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Йолда»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 7-бәт. «Йолда»
103 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Сөз вә униң мәналири бойичә тәкрарлаш
Вақти 28.11 Уйғур тили 5-синип -бәт Дәрис № 36
Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш
Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ
йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Билимини тәкшүрүш
Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.
Оқуғучиларни билимини байқаш. Фонетика, созуқ тавушлар вә уларниң бөлүнүши бойичә билимини байқаш.
Һәрипләр йезилған карточкиларни елип, ениқлаш вә сөз ойлаш. Оқуғучилар улар билән жүмлә ойлап язиду, тахтида ишләйду.
4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики тавушларни тәһлил қилиш.
5. Бир-биригә соал қоюш
V. Мустәһкәмләш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма бериш
«Китап – билим булиғи» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.
Вақти 30.11 Уйғур тили 5-синип 90-93-бәтләр Дәрис № 35
Дәрисниң мавзуси: Мәнадаш сөзләр (синонимлар)
Мәхсити: 1 Мәнадаш сөзләр, уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Мәнадаш сөзләрни тоғра қоллинишни үгитиш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи», инсерт, кластер
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға мәнадаш сөзләр вә уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким тапқур? оюни арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш Оқуғучилар сөзләр йезилған карточкиларни елип, уларниң көп яки бир мәналиқ екәнлигини, удудл яки көчмә мәнада қоллинилғанлиғини дәлилләйду.
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар мәнадаш сөзләр һәққидә билидиғанлирини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду.
Тахтиға сөзләр (әтияз, асман, чирайлиқ, илдам, батур, татлиқ ) йезилип, уларға мәнадаш сөзләр ениқлиниду. Андин шу сөзләр жүмлә ичидә кәлтүрүлиду.
Ейтилиши вә йезилиши һәр хил, амма мәнаси бир-биригә йеқин сөзләр мәнадаш сөзләр дәп атилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 247-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 248-көнүкмә тахтида орунлиниду
3. 249-көнүкмә йезиқчә дәптәргә орунлиниду
4. 250-көнүкмә тахтида орунлиниду. 251-көнүкмә еғизчә.
VІ. Бәкитиш.
VІІ. Өйгә тапшурма. 89-90-бәтләрни оқуш. 252-көнүкмини йезиш

Вақти 05.12 Уйғур тили 5-синип 96-98-бәтләр Дәрис № 37
Дәрисниң мавзуси: Зит сөзләр (антонимлар)
Мәхсити: 1 Зит сөзләр, уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Зит сөзләрни тоғра қоллинишни үгитиш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи», инсерт, кластер
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға мәнадаш сөзләр вә уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким тапқур? оюни арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш Оқуғучилар сөзләр йезилған карточкиларни елип, уларниң көп яки бир мәналиқ екәнлигини, удул яки көчмә мәнада қоллинилғанлиғини дәлилләйду.
2. Тахтида 3 оқуғучи мәнадаш сөзләргә мисал ойлап язиду.
3. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар зит сөзләр һәққидә билидиғанлирини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду.
Тахтиға мақаллар йезилип, улардики зит сөзләр ениқлиниду.
1. Яхши тепип сөзләйду, яман көпүп сөзләйду.
2. Егизниң аччиғи кәлгичә, паканиң жени чиқипту.
3. Көпни дәп аздин қуруқ қапту.
4. Растини ейтқан қутулиду. Ялған ейтқан тутулиду.
5. Ач бала тоқ бала билән ойнимайду, тоқ бала ач болимән дәп ойлимайду.
6. Ишлигән чишләйду, ишлимигән кишнәйду.
[pic] Мәнаси бир-биригә қариму-қарши сөзләр зит сөзләр дәп атилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 265-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 266-көнүкмә еғизчә орунлиниду
3. 267-көнүкмә йезиқчә дәптәргә орунлиниду
4. 268-көнүкмә тахтида орунлиниду. 269-көнүкмә еғизчә.
VІ. Бәкитиш.
VІІ. Өйгә тапшурма. 96-98-бәтләрни оқуш. 270-көнүкмини йезиш
Вақти 06.12 Уйғур тили 5-синип 96-98-бәтләр Дәрис № 38
Дәрисниң мавзуси: Фразеологизмлар (Турақлиқ сөз бирикмилири)
Мәхсити: 1 Фразеологизмлар, уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Фразеологизмларни тоғра қоллинишни үгитиш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи», инсерт, кластер
Йеңи уқумлар: фразеология
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға фразеологизмлар вә уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким тапқур? Зит сөзләрни қоллинип мақал ейтиш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш .
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар фразеологизмлар һәққидә билидиғанлирини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду.
Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду
1. Фразеология (фраза – ибарә, логос – пән) тилдики турақлиқ сөз бирикмилирини тәкшүрәйдиған пән.
2. Турақлиқ сөз бирикмилири икки яки униңдин көп сөзләрдин ибарәт болуп, бирла мәнани билдүриду.
3. Жүмлидә бирла мүчә хизмитини атқуриду
4. Бирла шәкилдә қоллинилиду, тәркивидики сөзләрниң орнини алмаштурушқа болмайду.
5. Көпирәк бәдиий әдәбиятта вә жанлиқ тилда ишлитилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 273-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
2. 274-көнүкмә йезиқчә орунлиниду
3. 275-көнүкмә йезиқчә дәптәргә орунлиниду
4. 277-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
VІІ. Өйгә тапшурма. 99-100-бәтләрни оқуш. 278-көнүкмини йезиш
Вақти 09.12 Уйғур тили 5-синип 101-102-бәтләр Дәрис № 39
Дәрисниң мавзуси: Мақал-тәмсилләр
Мәхсити: 1 Мақал-тәмсилләр, уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Мақалларни тоғра қоллинишни үгитиш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Чүшәнчиләр
севити» эссе
Йеңи уқумлар: мақал, тәмсил.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға мақал-тәмсилләр вә уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Ким тапқур? Фразеологиялик бирикмиләрни қоллинип мақал ейтиш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш .
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Қизиқишини ойғитиш. Оқуғучиларға «тоғра вә натоғра» пикирләр берилиду.
1. Мақал дегән һекмәтлик сөз.
2. Мақал-тәмсилләр – чөчәкләрниң бир түри
3. Хәлиқ еғиз ижадийитигә ятиду.
4. Мақалларда зит сөзләр көп қоллинилиду.
«Чүшәнчиләр севити» Оқуғучилар мақаллар йезип, севәткә салиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду.
Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду
1. Мақал тәмсилләр – хәлиқ еғиз ижадийитиниң түрлири.
2. Мақал – турмуш һадисилиригә бағлиқ қисқа, бәзидә шеир шәклидә ейтилидиған һекмәтлик сөзләр..
3. Тәмсил – кинайә шәклидә ейтилиду.
4. Көпирәк бәдиий әдәбиятта вә жанлиқ тилда ишлитилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 280-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
2. 282-көнүкмә еғизчә орунлиниду
3. 283-көнүкмә йезиқчә дәптәргә орунлиниду
4. 284-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
VІІ. Өйгә тапшурма. 101-102-бәтләрни оқуш. 5 мақал йезиш. Һәр вариант һәр хил мавзуға
Вақти 12.12 Уйғур тили 5-синип 13-бәт Дәрис № 40
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Қиш вә әтияз»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 13-бәт. «Қиш вә әтияз»
108 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Лексика бойичә тәкрарлаш. Аһаңдаш, мәнадаш, зит сөзләрни қоллинип, «Қишлиқ тәтилдә» мавзусиға мәтин түзүш
Вақти 13.12 Уйғур тили 5-синип -бәт Дәрис № 41
Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш
Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ
йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Билимини тәкшүрүш
1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.
2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Лексика, сөз вә униң мәналири, мәнадаш, аһаңдаш, зит сөзләр, мақал-тәмсилләр бойичә билимини байқаш.
3. Сөзләр йезилған карточкиларни елип, ениқлаш вә жүмлә ойлаш. Оқуғучилар улар билән жүмлә ойлап язиду, тахтида ишләйду.
4. Мақалларни ейтқузуш вә уларниң мәналирини тәһлил қилиш.
5. Бир-биригә соал қоюш
V. Мустәһкәмләш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма бериш
«Мениң арминим» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.
Вақти 19.12 Уйғур тили 5-синип 111-114-бәтләр Дәрис № 43
Дәрисниң мавзуси: Томур сөз вә ясалма сөз
Мәхсити: 1 Томур сөз вә ясалма сөзләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр севити» , «инсерт», Венн
диаграммиси
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға томур вә ясалма сөзләр, уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Фразеологиялик бирикмиләрни қоллинип мақал ейтиш арқилиқ оқуғучиларниң тил байлиғини тәкшүрүш .
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Чүшәнчиләр севити» Оқуғучилар йеңи мавзу һәққидә төвәнки синипларда алған билимини йезип, севәткә салиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду. Синип икки топқа бөлүниду. Томур сөз, Ясалма сөз
Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду
1. Томур сөз - сөзниң асасий мәнасини билдүридиған, мәналиқ қисимларға бөлүнмәйдиған қисми. Мәктәп, устаз, вәтән, яз, ана, тәбиәт
2. Ясалма сөз – томур сөзгә қошумчиларни улаш арқилиқ ясалған сөзләр. Мәктәптә, узтазлар, вәтәндаш, язлиқ, анилиримиз, тәбиәтшунаслиқ
V. Мустәһкәмләш.
1. 313-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 314, 317-көнүкмә йезиқчә орунлиниду
3. 315-көнүкмә еғизчә орунлиниду
4. 316-көнүкмә тахтида орунлиниду.318-көнүкмә китапқа орунлиниду
319-көнүкмә еғизчә. 320-көнүкмә «Ким чапсан?» оюни арқилиқ орунлиниду. 321-көнүкмә. Йезиқчә. 322-көнүкмә 3 қатар орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси
[pic] [pic] [pic]
VІІ. Өйгә тапшурма. 111-114-бәтләрни оқуш. 323-көнүкмә йезиқчә орунлаш
Вақти 20.12 Уйғур тили 5-синип 114-116-бәтләр Дәрис № 44
Дәрисниң мавзуси: Қошма сөзләр
Мәхсити: 1 Қошма сөзләр, уларниң ясилиши вә йезилиши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Чүшәнчиләр дәриғи» , «инсерт», Венн
диаграммиси
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қошма сөзләр, уларниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Карточкилар арқилиқ томур вә ясалма сөзләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
Қизиқишини ойғитиш..
«Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар йеңи мавзу һәққидә төвәнки синипларда алған билимини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду. Синип 2 топқа бөлүниду. Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду
1. Ясалма сөзләр икки яки униңдин артуқ сөзләрниң яндишип келиши арқилиқ ясилиду. Мәктәп беғи, яғач қошуқ, Ана вәтән, гөзәл яз, ана жут, тәбиәт мәнзирис,. А.Розибақиев намидики мәктәп
2. Қошма сөзләрниң биринчиси ениқлиғучи, иккинчиси ениқланғучи болуп келиду
3. Қошма сөзләрниң тәркивидики сөзләр айрим йезилиду.
4. Қошумчилар қошма сөзниң ахиридики сөзгила улиниду.
5. Дәсләпки сөзлири һәр, һеч, бәзи, гайи, бир дегән сөзләрдин түзүлгән қошма сөзләрму айрим йезилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 325-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 326-көнүкмә йезиқчә орунлиниду
3. 327-көнүкмә тахтида орунлиниду
Төвәндики сөзләрниң арисидин пәқәт қошма сөзләрни терип язимиз.
Ақтөш, ата-ана, Қазақстан Жумһурийити, егиз-пәс, Алтөй, бәлбағ, Пәнжим йезиси, Ана мәктәп, татлиқ-турум, Йәттису
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси
[pic] [pic] [pic]
VІІ. Өйгә тапшурма. 114-116-бәтләрни оқуш. 328-көнүкмә йезиқчә орунлаш
Вақти 23.12 Уйғур тили 5-синип 117-119-бәтләр Дәрис № 45
Дәрисниң мавзуси: Бириккән сөзләр вә уларниң имласи
Мәхсити: 1 Бириккән сөзләр, уларниң ясилиши вә йезилиши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «инсерт», Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға бириккән сөзләр, уларниң имласи һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Карточкилар арқилиқ қошма сөзләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар йеңи мавзу һәққидә төвәнки синипларда алған билимини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду. Синип 2 топқа бөлүниду. Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду
1. Бириккән сөзләр икки яки униңдин артуқ сөзләрниң бирикип келиши арқилиқ ясилип, бир мәна аңлитиду. Ойманбайтоқай, Бозөстәң, Алтөй, Ғожамқули, Ғожинияз
2. Бириккән сөзләр бирикип йезилиду
3.Биринчи сөз а,ә тавушлири билән аяқлашса, иккинчиси уланғанда улар и ға новәтлишиду.
4. Биринчиси созуқ тавушқа аяқлишип, иккинчиси созуқ тавуштин башланса, биринчисиниң ахиридик чүшүп қалиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 329-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 330-көнүкмә йезиқчә орунлиниду
3. 331-көнүкмә тахтида орунлиниду
4. 332-көнүкмә йезиқчә орунлиниду 3 қатар орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси
Қ [pic] [pic] [pic] ошма сөзләр Бириккән сөзләр
VІІ. Өйгә тапшурма. 117-119-бәтләрни оқуш. 333-көнүкмә йезиқчә орунлаш
Айлинип ай вә йил атар йеңи таң,
Ақиллар буниңға қалмас һәргиз таң.
Вақитни мәнилик өткүзәй десәң,
Издинип арманни йүрәккә чиң таң.
Қач ғәйвәттин әхлақта бол сән сәп алди,
Адәмләрниң кәйни тикән, Гүлдур алди.
Нәзәр салсаң тарихтин та бүгүнгичә,
Пәзиләтлик кишиләр төрдин җай алди.
Әҗирсиз кәлсә гәр алма,
Зерәк бол, Алдирап алма.
Һаятта пак яшап, Әлдин
‹‹балахор›› дәп атақ алма.
Һәммимизгә ана болғач ана йәр,
Ақил пәрзәнт даим униң ғемини йәр.
Нәпси үчүн ким вәтәнни унутса,
Ронақ тапмай иши, Болар йүзи йәр.
Қилди пәйда сени дуняға ата,
Бәрди җан һәмдә әқил қилди ата.
Гүллимәс дуня униң күч – әҗрисиз,
Бәхтигә даим униң җанни ата.
Мәғрур йүр, Болмастин қорқунчақ тошқан,
Батурлар тарихи утуққа тошқан.
Һаятни сөйгәнләр чөлни бағ қилса,
Меһнәтсиз йүриду әҗили тошқан.
Ғәйвәтниң базири болсиму чап – чап,
Һәр сөздә инақлиқ үчүн кәтмән чап.
Өмлүкниң дилбири болса қәйәрдә,
Сөй уни, Қоғлиғин, Арқидин тез чап.
Бу һаятта қалмидим һәсрәт чекип,
Яшлиқим өткәч вәтәнгә гүл чекип.
Нәччә қиз шәйда икән бир мән үчүн,
Сөйгүдин ачсам еғиз, Бақсам чекип.
Чаянниң хуйидур адәмни чақмақ,
Болмиғин адавәт үчүн от – чақмақ.
Рәнҗитмә вападар достлар дилини,
Болсаң гәр хушаллиқ қәнтини чақмақ.
Қәйәргә ишчанниң тәри төкүлди,
Шу йәрдә мәй бағлап мевә төкүлди.
Җапакәш оғланниң ашса һөрмити,
Әмгәктин қачқанниң йүзи төкүлди.
* *
Әлни сөйсәң, Әл – юрт үчүн җанни тик,
Җапаларда пишип – тавлан туруп тик.
Яшай десәң мәңгү әвлад қәлбидә,
Қан – тәриңдә ядланғудәк көчәт тик.
* *
Пурсәтни чиң тутуп болмисаң чаққан,
Яз түгәп соғуқниң чаққини чаққан.
Ғапиллар лағайлап йүрсә, Ишчанлар
Әҗридин бәхтниң қәнтини чаққан.
Вақти 26.12 Уйғур тили 5-синип 119-123-бәтләр Дәрис № 46
Дәрисниң мавзуси: Қош сөзләр вә уларниң имласи
Мәхсити: 1 Қош сөзләр, уларниң ясилиши вә йезилиши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «инсерт», Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қош сөзләр, уларниң имласи һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Карточкилар арқилиқ қошма сөзләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар йеңи мавзу һәққидә төвәнки синипларда алған билимини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду. Синип 2 топқа бөлүниду. Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду
1. Икки сөзниң қатар келиши арқилиқ ясилип, бир мәна аңлитиду. Ата-ана, уруқ-туққан, мал-варан, арпа-буғдай, төмүр-тәсәк
2. Қош сөзләрниң ясилиши:
1. Икки мәналиқ сөздин: егиз-пәс, ата-ана, ака-ука, қар-ямғур,
2. Бир сөзниң тәкрарлинип келишидин: чоң-чоң, егиз-егиз, пака-пка, сайму-сай, көптин-көп
3.Биринчи сөз мәналиқ, иккинчиси мәна аңлатмайду: тоху-туман, мал-варан, ямғур-йешин
4. Иккила қисми мәна аңлатмайду: сараң-чуруң, шапур-шупур, ғилам-ғилам
5. Биринчиси күчәйткүч боғум, иккинчиси асасий мәналиқ сөз: қап-қара, чоп-чоң, сап-сериқ
6. Қатар ейтилған имлиқ вә тәхлидий сөзләр: гаж-гуж, паһ-паһ, һай-һай
V. Мустәһкәмләш.
1. 335-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 336-көнүкмә йезиқчә орунлиниду 337-көнүкмә еғизчә
3. 338-көнүкмә тахтида орунлиниду 339-көнүкмә йезиқчә 3 қатар орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси
VІІ. Өйгә тапшурма. 119-123-бәтләрни оқуш. 340-көнүкмә йезиқчә орунлаш
Вақти 09.01 Уйғур тили 5-синип 119-123-бәтләр Дәрис № 49
Дәрисниң мавзуси: Қисқарған сөзләр вә уларниң ясилиши, имласи
Мәхсити: 1 Қисқарған сөзләр, уларниң ясилиши вә йезилиши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «инсерт», Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: БДТ, МДҺ, ТашДУ, НАТО, МТС, ШУАР, ВМТ
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қош сөзләр, уларниң имласи һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №7, №9, №10, №13, №17, №18, №20, №23, №25
1. Тест арқилиқ алған билимини тәкшүрүш. Баһасини вараққа қойиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар йеңи мавзу һәққидә төвәнки синипларда алған билимини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду. Синип 2 топқа бөлүниду. 1-топ қисқарған сөзләрниң ясилиши, 2-топ имласи тоғрисида өз чүшәнчилирини оттуриға салиду.Топлар өз ара бир-биридин сорап, андин һәр топ өзлириниң чүшәнчисини ейтиду. Соалларға жавап бериду. Қатнашқан оқуғучилар баһалиниду
Қошма сөзләрниң (мурәккәп аталғуларниң) қисқартилип елинған шәклини қисқарған сөзләр дәймиз.
Ясилиши
1. Сөзләрниң биринчи һәрипини елиш арқилиқясилиду вә баш һәрип билән йезилиду : БДТ, МДҺ, АҚШ, АДУ
2. Дәсләпки сөзниң биринчи боғуми, қалғанлириниң биринчи һәрипини елиш арқилиқ ясилип, баш һәрип билән йезилиду: ҚазМУ, ТашДУ
3. Сөзләрниң биринчи боғумлирини елиш арқилиқ ясилиду вә кичик һәрип билән ясилиду: райком, колхоз, завхоз
4. Дәсләпки сөзниң бир боғуми, қалған сөзни толуқ елиш арқилиқ ясилип, кичик һәрип билән йезилиду: педсовет, медучилище, педучилище, пединститут
5.Самолет, машина, трактор маркилирини билдүридиған сөзләр, баш һәрип билән йезилиду: ДТ-75, Ту-154, Як-40
6. Өлчәм бирликлири қисқартилиду вә кичик һәрип билән йезилиду: см, мм, м, км, л, т, га, мг
V. Мустәһкәмләш.
1. 343-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 344-көнүкмә йезиқчә орунлиниду Оқуғучилар өз алдиға жүмлиләр түзүп, тахтиға язиду.
3. 346-көнүкмә тахтида орунлиниду .
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси арқилиқ қошма вә қисқарған сөзләрниң охшашлиғи билән пәрқини ениқлайду
VІІ. Өйгә тапшурма. 119-123-бәтләрни оқуш.
1. Қисқарған сөзләрниң қаидисини ядқа елиш, 345-көнүкмини йезиш
2. Гезит бәтлиридин қисқарған сөзләрни тепип, ясилиши вә имласини чүшәндүрүш
3. Һәр хил йол билән қисқарған сөзләрни пайдилинип, «Мениң арминим» мавзусиға мәтин түзүш.
Баһалаш вариғи
Оқуғучиниң исим-нәсиби _______________________________________________
Баһа

2 Теориялиқ билими
0
1
2
3
Оқуғучи төвәндики тәләпләрниң һеч қайсисини орунлимайду
Қаидиләрни қисмән билиду, бирақ мисаллар кәлтүрүп дәлилләлмәйду
Қаидиләрни толуқ билиду, дәрисликтин мисаллар кәлтүриду
Қаидиләрни толуқ өзләштүргән, дәрисликтин сирт мисаллар кәлтүрүп дәлилләйду, билгинини әмәлиятта қоллиналайду
3
Йеңи мавзуни өзләштүрүши
0
1
2
3
Оқуғучи төвәндики тәләпләрниң һеч қайсисини орунлимайду
Мавзуни қисмән өзләштүргән, өз алдиға ишләштә қийнилиду
Оқуғучи йеңи мавзуни өзләштүргән, соалларға жавап берәләйду
Өз алдиға ишләйду, мавзуни тез өзләштүриду, көнүкмиләрни тоғра орунлайду
4
Топта ишлиши
0
1
2
3
Оқуғучи төвәндики тәләпләрниң һеч қайсисини орунлимайду
Топта ишләшни билиду, бирақ пикир ейталмайду
Паалийәтчанлиғи жуқури, өз пикри бар, жүмлә ойлашта қийнилиду
Топта өз пикрини дәллиләшни билиду, интайин тез қобул қилиду, ойини әркин изһар қилиду
5 Саватлиқлиғи
0
1
2
3
Оқуғучи төвәндики тәләпләрниң һеч қайсисини орунлимайду
Йезишта 1-2 хата әвәтиду, тиниш бәлгүлиригә диққәт қилмайду
Саватлиқ язиду, пәқәт тиниш бәлгүлиридә қийнилиду
Хатасиз язиду, тиниш бәлгүләр қаидилирини билиду.
6
Син турғусидин ойлиши
0
1
2
3
Оқуғучи төвәндики тәләпләрниң һеч қайсисини орунлимайду
Пәқәт дәрисликтики пикир биләнла чәклиниду
Өз пикри бар, лекин әркин ейталмайду
Ойлаш қабилийити яхши тәрәққий әткән, өз пикрини очуқ ейтиш қабилийитигә егә

Вақти 11.01 Уйғур тили 5-синип 119-123-бәтләр Дәрис № 50
Дәрисниң мавзуси: Қошумчилар. Сөз ясиғучи қошумчилар
Мәхсити: 1 Қоошумчилар вә уларниң түрлири, сөз ясиғучи қошумчилар һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «идеяләр севити», инсерт, схема
Йеңи уқумлар: сөз ясиғучи, сөз түрлигүчи, шәкил өзгәрткүчи
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға қошумчилар вә уларниң түрлири һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №4, №8, №11, №12, №14, №16, №22, №21, №24
1. Тест арқилиқ алған билимини тәкшүрүш. Баһасини вараққа қойиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Чүшәнчиләр дәриғи» Оқуғучилар йеңи мавзу һәққидә төвәнки синипларда алған билимини йезип, дәрәққә илиду
Мәнани ажритиш. Инсерт усули арқилиқ. Дәрисликтин бәлгү қоюш арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиду. Қошумчила тоғрисидики пикирлирини ейти, мисаллар кәлтүриду
Өз алдиға мәна аңлатмайдиған, томур сөзгә улинип келидиған сөзниң қисми қошумчә дәп атилиду.
Түрлири:
1. Сөз ясиғучи: су+чи, күн+лүк, синип+даш, дохтур+хана
2. Сөз түрлигүчи: су+да, күн+ниң, синип+та, дохтур+дин
3. Шәкил өзгәрткүчи: қозичақ, китапчә, көлчәк, бағчә
Сөз ясиғучи қошумчилар
Томур сөзгә улинип, йеңи сөз ясайдиған қошумчиларни сөз ясиғучи қошумчилар дәп атайду.
1. Томур сөздин кейин улинидиған: Китап+хана, савақ+даш, мал+чи, қат+лам, тап+қур
2. Томур сөзниң алдидин улинидиған: бе+әдәп, на+тоғра, бәт+гуман, беихтияр
V. Мустәһкәмләш.
1. 347-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 348-көнүкмә йезиқчә орунлиниду Оқуғучилар өз алдиға жүмлиләр түзүп, тахтиға язиду.
3. 350-көнүкмә тахтида орунлиниду .351- көнүкмә дәптәргә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Сөз ясиғучи қошумчиларни пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 125-128-бәтләрни оқуш.
1. Қадиләрни ядқа елиш, 352-көнүкмини йезиш
2. Гезит бәтлиридин сөз ясиғучи қошумчиларға мисаллар тепиш 3 жүмлә
Вақти 12.01 Уйғур тили 5-синип 128-129-бәтләр Дәрис № 51
Дәрисниң мавзуси: Сөз түрлигүчи қошумчилар
Мәхсити: 1 Сөз түрлигүчи қошумчилар һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап «Ким чапсан?» оюни
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», инсерт,
Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: сөз түрлигүчи
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға сөз түрлигүчи қошумчилар һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №2, №6, №8, №10, №13, №15, №20, №22, №26
1. Тест арқилиқ алған билимини тәкшүрүш. Баһасини вараққа қойиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучиларөтүлгән мавзу бойичә тоғра пикрләрни ениқлайду.
Мәнани ажритиш.
Жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайдиғанқошумчилар сөз түрлигүчи қошумчилар дәп атилиду.
Түрлири:
1. Келиш қошумчилири: «Ким чапсан?» оюни арқилиқ Вәтән, йәр, устаз сөзлири келишләр билән түрлиниду
2. Егилик (тәвәлик) қошумчилири. 3 оқуғучи жуқуридики сөзләрни шәхсләр билән түрләйду.
3. Шәхс қошумчилири: яз, оқи, сиз сөзлирини шәхсләр билән түрләйду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 354-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 355-көнүкмә йезиқчә тахтида орунлиниду
3. 356-көнүкмә тахтида орунлиниду .358- көнүкмә дәптәргә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Сөз түрлигүчи қошумчиларни пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 128-129-бәтләрни оқуш.
1. Қаидиләрни ядқа елиш, 357-көнүкмини йезиш
2. Гезит бәтлиридин сөз түрлигүчи қошумчиларға мисаллар тепиш 3 жүмлә
Вақти 16.01 Уйғур тили 5-синип 130-131-бәтләр Дәрис № 52
Дәрисниң мавзуси: Шәкил өзгәрткүчи қошумчилар
Мәхсити: 1 Шәкил өзгәрткүчи қошумчилар һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», инсерт,
Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: шәкил өзгәрткүчи
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошумчилар һәққидики билимини чоңқурлаштуруш, шәкил өзгәрткүчи қошумчилар тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №2, №6, №8, №10, №13, №15, №20, №22, №26
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. Синип 3 топқа бөлүнүп, бир биригә соал қоюш арқилиқ
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Қошумчилар 4 түргә бөлүниду
2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду
3. Билим, сезим, еқим сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.
4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятиду
5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар бар
6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.
7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду
Мәнани ажритиш.
Сөзләрниң һәр хил грамматикилиқ шәкиллирини ясайдиған қошумчилар шәкил өзгәрткүчи қошумчилар дәп атилиду.
Түрлири:
1. Кичиклитиш-әркилитиш қошумчилири: -чә, -чақ: китапчә, тайчақ
2. Көплүк қошумчилири: -лар, -ләр: китаплар, маллар, гүлләр
3. Сүпәтниң дәрижә қошумчилири: -мту, -рақ, -ғина, -гинә: азғина, қарамту, йоруғарақ, татлиққинә.
4. Санлар түрлириниң қошумчилири: -нчи, -чә, -лап, -ләп: үчинчи, төртчә, бәшләп
5. Пеилниң қошумчилири: көргән, күтүп, язар, оқуш
V. Мустәһкәмләш.
1. 359-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 360-көнүкмә йезиқчә тахтида орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Шәкил өзгәрткүчи қошумчиларни пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 130-131-бәтләрни оқуш.
1. Қаидиләрни ядқа елиш, 365-көнүкмини йезиш
2. Шәкил өзгәрткүчи қошумчиларни пайдилинип «Мениң арминим» мавзусиға мәтин түзүш
Вақти 18.01 Уйғур тили 5-синип 130-131-бәтләр Дәрис № 53
Дәрисниң мавзуси: Сөз түрлири. Мустәқил сөзләр
Мәхсити: 1 Сөзләрниң түрлири, мустәқил сөзләрниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи» инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: мустәқил, грамматика, синтаксис
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошумчилар һәққидики билимини байқаш, сөз түрлири, мустәқил сөзләр тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №2, №6, №8, №10, №13, №15, №20, №22, №26
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Қошумчилар 4 түргә бөлүниду
2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду
3. Билим, сезим, еқим сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.
4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятиду
5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар бар
6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.
7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Сөзләр қандақ түрләргә бөлүниду? Мустәқил сөзләр дәп қандақ сөзләр атилиду? Силәрниң оюңлар қандақ? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Сөзләрмәнасиға, грамматикилиқ хусусийәтлиригә, тилдики хизмитигә қарап 3 түргә бөлүниду: мустәқил сөзләр, ярдәмчи сөзләр, имлиқ сөзләр
Сөзләр
[pic] [pic] [pic]
мустәқил ярдәмчи имлиқ
Мустәқил сөзләр - өз алдиға мәна аңлитидиған вә жүмлидә жүмлә мүчиси болуп келидиған сөзләр.
Алаһидиликлири:
1. Мустәқил сөзләргә айрим һаләттә турғанда соал қоюшқа болиду
2. Лексикилиқ мәна аңлитиду. М: китап, тағ, қәләм – нәрсә намлири
Ақ, сериқ, егиз – нәрсә бәлгүси
3. Мофологиялик шәкли болиду: томур вә қошумчиға бөлүниду
4. Синтаксислиқ хизмити болиду
Мустәқил сөзләр: исим, сүпәт, сан, алмаш, пеил, рәвиш, тәхлидий сөзләр
V. Мустәһкәмләш.
1. 369-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 370-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
371-көнүкмә еғизчә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Мустәқил сөзләрни пайдилинип, мәтин түзүш
1-топ – исим, 2-топ – сүпәт, 3-топ – сан, 4-топ – алмаш, 5-топ – пеилларни.
VІІ. Өйгә тапшурма. 133-135-бәтләрни оқуш.
1. Қаидиләрни ядқа елиш, 5тин сөз ойлап йезиш
Вақти 19.01 Уйғур тили 5-синип 135-137-бәтләр Дәрис № 53
Дәрисниң мавзуси: Ярдәмчи сөзләр
Мәхсити: 1 Сөзләрниң түрлири, ярдәмчи сөзләрниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи» инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: бағлиғучи, уланма, тиркәлмә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошумчилар, сөз түрлири, мустәқил сөзләр һәққидики билимини байқаш, ярдәмчи сөзләр тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №2, №6, №8, №10, №13, №15, №20, №22, №26
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Қошумчилар 3 түргә бөлүниду
2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду
3. Қочақ, парчә, толуқ сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.
4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятмайду
5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар йоқ
6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.
7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду
8. Сөзләр 5 түргә бөлүниду
9. Мустәқил сөзләр жүмлә мүчиси болиду
10. Мустәқил томур вә қошумчиға бөлүнмәйду
11. Мустәқил сөзләргә соал қоюшқа болиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Сөзләр қандақ түрләргә бөлүниду? Мустәқил сөзләр дәп қандақ сөзләр атилиду? Ярдәмчи сөзләр дегәнни қандақ чүшинисиләр? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Мустәқил мәна аңлатмайдиға, жүмлидә жүмлә мүчиси болалмайдиған, сөз яки жүмлиләрни бағлаш хизмитини атқуруп, уларға мәнавий түс беридиған сөзләр ярдәмчи сөзләр дәп атилиду
Ярдәмчи сөзләр
[pic] [pic] [pic]
Бағлиғучилар уланмилар тиркәлмиләр
V. Мустәһкәмләш.
1. 372-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 373-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
3. 375-көнүкмә йезиқчә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Венн диаграммиси арқилиқ мустәқил вә ярдәмчи сөзләрниң охшашлиғи вә пәрқини ениқлаш. Мустәқил вә ярдәмчи сөзләрни пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 135-137-бәтләрни оқуш.
1. Қаидиләрни ядқа елиш, 374-көнүкмини йезиш
Вақти 23.01 Уйғур тили 5-синип 137-138-бәтләр Дәрис № 54
Дәрисниң мавзуси: Имлиқ сөзләр
Мәхсити: 1 Сөзләрниң түрлири, имлиқ сөзләрниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи» инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: имлиқ,
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошумчилар, сөз түрлири, мустәқил вә ярдәмчи сөзләр һәққидики билимини байқаш, имлиқ сөзләр тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Қошумчилар 3 түргә бөлүниду
2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду
3. Қочақ, парчә, толуқ сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.
4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятмайду
5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар йоқ
6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.
7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду
8. Сөзләр 5 түргә бөлүниду
9. Мустәқил сөзләр жүмлә мүчиси болиду
10. Мустәқил томур вә қошумчиға бөлүнмәйду
11. Мустәқил сөзләргә соал қоюшқа болиду
12. Ярдәмчи сөзләр 3 түргә бөлүниду
13. Ярдәмчи сөзләр жүмлидә егә хизмитини атқуриду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Имлиқ сөзләр дәп қандақ сөзләрни атайду? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Сөзлигүчиниң һәр хил һис-туйғулирини вә һайван, қушларни һайдаш, қоғлаш, қичқириш охшаш мәналарни билдүридиған сөзләрни имлиқ сөзләр дәп атилиду.
1. Һәй, балилар, бу яққа келиңлар!
2. Хәп, немигиму бу китапни оқумиғандимән?
3. Әтигәндә падичилар калиларни һош-һош дәп һайдап, өтүп кәтти
V. Мустәһкәмләш.
1. 376-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 377-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
3. 378-көнүкмә йезиқчә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Венн диаграммиси арқилиқ мустәқил вә ярдәмчи сөзләрниң охшашлиғи вә пәрқини ениқлаш. Мустәқил вә ярдәмчи сөзләрни пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 137-138-бәтләрни оқуш.
1. Қаидиләрни ядқа елиш, әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә тепип йезип келиш
Вақти 25.01 Уйғур тили 5-синип 12-бәт Дәрис № 55
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Биринчи қар»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 12-бәт. «Биринчи қар»
113 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Қошумчилар вә сөз түрлири бойичә тәкрарлаш
Вақти 26.01 Уйғур тили 5-синип -бәт Дәрис № 56
Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш
Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ
йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Билимини тәкшүрүш
1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.
2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Морфология, қошумчилар, сөзләр вә уларниң бөлүнүши бойичә билимини байқаш.
3. Оқуғучилар берилгән сөзләр билән жүмлә ойлап язиду, тахтида ишләйду.
4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики тавушларни тәһлил қилиш.
5. Бир-биригә соал қоюш
V. Мустәһкәмләш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма бериш
«Әгәр сехирчи болсам...» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.
Вақти 30.01 Уйғур тили 5-синип 137-138-бәтләр Дәрис № 58
Дәрисниң мавзуси: Исим. Конкрет вә абстракт исимлар
Мәхсити: 1 Исим, конкрет вә абстракт исимлар вә уларниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи» инсерт,
Йеңи уқумлар: конкрет вә абстракт
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим, конкрет вә абстракт исимлар тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Тест арқилиқ билимини байқаш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Қошумчилар 3 түргә бөлүниду
2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду
3. Қочақ, парчә, толуқ сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.
4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятмайду
5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар йоқ
6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.
7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду
8. Сөзләр 5 түргә бөлүниду
9. Мустәқил сөзләр жүмлә мүчиси болиду
10. Мустәқил томур вә қошумчиға бөлүнмәйду
11. Мустәқил сөзләргә соал қоюшқа болиду
12. Ярдәмчи сөзләр 3 түргә бөлүниду
13. Ярдәмчи сөзләр жүмлидә егә хизмитини атқуриду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Исим дегән немә? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Шәйиләрниң намини билдүридиған сөз түркүми исим дәп атилиду.
Соаллири: ким? немә? кимләр? немиләр?.
1. Киши атлирини билдүриду: Әзиз, Алим, Асийәм
2. Кишиләрниң кәсип намлирини: муәллим, дохтур, қурулушчи
3. Һәр хил нәрсә атлирини: гезит, қәләм, төмүр, гөш
4. Жан-жанивар, өсүмлүк атлирини: ат, кала, бөрә, кокат, тавуз, дәрәқ
5. Тәбиәт һадисилириниң атлири:шамал, боран, қар, мөлдүр
6. Таам атлирини: манта, чөшүрә, һесип
7. Хәлиқ атлирини: уйғур, қазақ, тажик, рус
8. Қом-қериндаш атлирини: ана, дада, мома, ини, сиңил в.б.
1. Көз билән көрүп, қол билән тутушқа болидиған нәрсиләрни конкрет исимлар дәймиз
2. Көз билән көрүп, қол билән тутушқа болмайдиған исимлар абстракт исимлар дәп атилиду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 383-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 384-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
3. 385-көнүкмә йезиқчә тахтида
387-көнүкмини дәптәргә орунлаймиз
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа исимларни пайдилинип «Мениң арминим» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 62-63-мавзуни оқуш.140-144-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 389-көнүкмини орунлаш
Вақти 01.02 Уйғур тили 5-синип 144-146-бәтләр Дәрис № 59
Дәрисниң мавзуси: Хас вә умумий исимлар, уларниң түрлири
Мәхсити: 1 Хас вә умумий исимлар вә уларниң түрлири һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт,Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: умумий, хас
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим, конкрет вә абстракт исимлар бойичә билимини байқаш, хас вә умумий исимлар тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исимлар шәйиләрниң намини билдүриду.
2. Сөз түркүмлири жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Хиял, сезим, уйқа исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Хас вә умумий исим дегән немә? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Бир хил нәрсиләрни умумий етини билдүридиған исимлар – умумий исимлар
Бир хил нәрсиләрни бир-биридин ажритип көрситиш үчүн, айрим нәрсиләрниң өзигила хас қоюлған атлар – хас исимлар
Хас исимларниң түрлири
1. Кишиләрниң ети, фамилияси атлири: Әзиз, Алим, Асийәм, Хелил Аюп оғли Һәмраев
2. Шәһәр вә йеза атлири: Пәнжим, Яркәнт, Алмута, Чоң Чиған
3. Вилайәт. Наһийә, жумһурийәт, дуния бөләклири, дөләт атлири: Қазақстан, Африка, Панфилов наһийәси
4. Китап, гезит, журнал, завод, фабрика, мәктәп, мәһкимә атлири: «Бизниң кочиниң балилир», «Дидар», «Рахат» фабрикиси
5. Һайванларға қоюлған намлар: Ақтөш, Рекс, Бойнақ
V. Мустәһкәмләш.
1. 390-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 391-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
3. 392-көнүкмә еғизчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия.
Венн диаграммиси арқилиқ исим түрлирини селиштуруш
Һәр вариантқа исимларни пайдилинип «Мениң аиләм» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 64-65-мавзуни оқуш.144-146-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 393-көнүкмини орунлаш
Вақти 02.02 Уйғур тили 5-синип 146-147-бәтләр Дәрис № 60
Дәрисниң мавзуси: Хас исимларниң имласи
Мәхсити: 1 Хас исимлар вә уларниң йезилиши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар: умумий, хас
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи биһалаш вариғини тарқитиш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим, конкрет вә абстракт, хас вә умумий исимлар исимлар бойичә билимини байқаш, хас исимларниң йезилиши тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исимлар шәйиләрниң намини билдүриду.
2. Сөз түркүмлири жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Хиял, сезим, уйқа исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
6. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду
7. Умумий исимлар бир хил нәрсиләрни бир-биридин айриш үчүн қолған намлар
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Хас исимларға мисаллар йезиңлар. Һәр топқа һәр хил нәрсиләрниң намлирини йезиш тапшурулиду «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Хас исимларниң имласи
1. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду: Әзиз, Алим, Асийәм, Хелил Аюп оғли Һәмраев
2. Қошма сөзләрдин түзүлгән хас исимларниң иккинчи сөзи кичик һәрип билән йезилиду: Пәнжим йезиси, Яркәнт шәһири, Или дәричяси
3. Сөз ясиғучи исимлар арқилиқ умумий исимға айланған хас исимлар кичик һәрип билән йезилиду: яркәнтлик, алтөйлүк, қәшқәрлик
4. Бир нәччә сөздин түзүлгән дөләт, жумһурийәт, алий дөләт орунлири һәм мәһкимә атлири билән шәрәплик унванларниң барлиқ сөзлири баш һәрип билән йезилиду: Бирләшкән Милләтләр Тәшкилати. Қазақстан Жумһурийити. Социалистик Әмгән Қәһримани
5. Умумий хизмәт атлири вә аддий унванлар кичик һәрип билән йезилиду: наһийә һакими, хәлиқ шаири, кичик сержант
V. Мустәһкәмләш.
1. 395-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 396-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия.
Һәр вариантқа исимларни пайдилинип «Мениң аиләм» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 66-мавзуни оқуш.146-147-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 397-көнүкмини орунлаш
Вақти 06.02 Уйғур тили 5-синип 148-149-бәтләр Дәрис № 61
Дәрисниң мавзуси: Кичиклитиш-әркилитиш исимлирини ясиғучи қошумчилар
Мәхсити: 1 Исим ясиғучи қошумчилар һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чүшәндүрүш, чепишиш
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим, конкрет вә абстракт, хас вә умумий исимлар исимлар бойичә билимини байқаш, кичиклитиш-әркилитиш исимлирини ясайдиған қошумчилар тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исимлар шәйиләрниң намини билдүриду.
2. Сөз түркүмлири жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Хиял, сезим, уйқа исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
6. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду
7. Умумий исимлар бир хил нәрсиләрни бир-биридин айриш үчүн қолған намлар
8. Кишиләрниң атлири баш һәрип, фамилияси кичик һәрип билән йезилиду
9. Умумий исимға айланған исимлар кичик һәрип билән йезилиду
10. Умумий хизмәт атлири баш һәрип билән йезилиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Кичиклитиш-әркилитиш исимлирини ойлап йезиңлар. «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Кичиклитиш-әркилитиш исимлирини ясайдиған қошумчилар
1. –жан: Савутжан, Молутжан, Иминжан
2. –ахун: Сопахун, Қадирахун, Моллахун
3. - -м, -им, -ум, -м: Диләрәм, Дилбирим, Назугум, Гүлүм
4. –чә: сандуқчә, байрақчә, бағчә
5. –чақ, -чәк, -чуқ, -чүк, -чиқ, -чик: қозичақ, көлчәк, янчуқ
6. –ай: Реһимай, Юлтузай, Меһрай
7. –лақ: ботилақ, тайлақ
8. – хан: Оғузхан, Ипархан, Гүләмхан
V. Мустәһкәмләш.
1. 398-көнүкмә шәрти бойичә топларға бөлүп орунлиниду.
2. 399-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. 400-көнүкмини топларға бөлүп орунлаш Берилгән қошмчилар билән исим ясап, уларни мәтин ичидә кәлтүрүңлар. Берилидиған мавзу «Мән чүш көрүптимән...»
VІІ. Өйгә тапшурма. 67-мавзуни оқуш.148-149-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. Әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезиш
Вақти 08.02 Уйғур тили 5-синип 149-150-бәтләр Дәрис № 62
Дәрисниң мавзуси: Исимларниң көплүк қошумчилири
Мәхсити: 1 Исимларниң көплүк қошумчилири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чүшәндүрүш, чепишиш
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар: гугуси, иплас, тутзар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исимлар бойичә билимини байқаш, кичиклитиш-әркилитиш исимлирини ясайдиған қошумчилар тоғрисида билимини тәкшүрүп, көплүк қошумчилири тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исимлар шәйиләрниң намини билдүриду.
2. Сөз түркүмлири жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Хиял, сезим, уйқа исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
6. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду
7. Умумий исимлар бир хил нәрсиләрни бир-биридин айриш үчүн қолған намлар
8. Кишиләрниң атлири баш һәрип, фамилияси кичик һәрип билән йезилиду
9. Умумий исимға айланған исимлар кичик һәрип билән йезилиду
10. Умумий хизмәт атлири баш һәрип билән йезилиду.
11. Кичиклитиш-әркилитиш исимлири әркилитиш вә иззәт-һөрмәт мәнасини билдүриду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Көплүк қошумчилири қайсилар. Бирдин жүмлә ойлаңлар. «Идеяләр севити»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Көплүк қошумчилири –лар, -ләр.
1. Қелин боғумлуқ сөзләргә - лар (бағлар, тағлар, булбуллар, һайванлар), инчикә боғумлуқ сөзләргә - ләр (гүлләр, дәрәқләр, дәптәрләр, көлләр, көчәтләр) қошумчилири улиниду
2. Томурида қелин созуқ тавуш бар кичиклитиш-әркилитиш –чә қошумчиси арқилиқ ясалған сөзләргә қелин –лар варианти улиниду. Бғчилар, байрақчилар.
3. Нәрсиләрниң нурғунлиғи сан билән көрситилсә көплүк қошумчиси уланмайду.: Жигирмә тоху,он бәш кала, йүз адәм
4. Көплүк қошумчиси жүмлидики бир хил мүчиләрниң һәммисигә әмәс, пәқәт ахиридикигила улиниду: Баһар келиши билән алма, өрүк, нәшпүт вә аличилар чечәкләшкә башлайду.
V. Мустәһкәмләш.
1. 401-көнүкмә шәрти бойичә дәптәргә орунлиниду.
2. 402-көнүкмә йезиқчә тахтида
3. 403-көнүкмини еғизчә орунлаш
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Берилидиған мавзу «Мән чүш көрүптимән...» Кичиклитиш-әркилитиш вә көплүк қошумчилири уланған исимларни пайдилинип мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 68-мавзуни оқуш.149-150-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. Әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезиш
Вақти 09.02 Уйғур тили 5-синип 149-150-бәтләр Дәрис № 63
Дәрисниң мавзуси: Исимларниң егилик (тәвәлик) қошумчилири
Мәхсити: 1 Исимларниң егилик қошумчилири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чүшәндүрүш, чепишиш
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исимлар бойичә билимини байқаш, кичиклитиш-әркилитиш, көплүк исимлирини ясайдиған қошумчилар тоғрисида билимини тәкшүрүп, егилик қошумчилири тоғрисида билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исимлар шәйиләрниң намини билдүриду.
2. Сөз түркүмлири жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Хиял, сезим, уйқа исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
6. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду
7. Умумий исимлар бир хил нәрсиләрни бир-биридин айриш үчүн қолған намлар
8. Кишиләрниң атлири баш һәрип, фамилияси кичик һәрип билән йезилиду
9. Умумий исимға айланған исимлар кичик һәрип билән йезилиду
10. Умумий хизмәт атлири баш һәрип билән йезилиду.
11. Кичиклитиш-әркилитиш исимлири әркилитиш вә иззәт-һөрмәт мәнасини билдүриду.
12. Көплүк қошумчилири көплүк мәнасини бериду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Егилик қошумчилири қайсилар? Бирдин жүмлә ойлаңлар. «Идеяләр севити»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Егилик (тәвәлик) қошумчилири – шәйиләрниң қайси шәхскә тәвәлик екәнлигини билдүриду
Егилик қошумчилири 3 шәхстә бирлик вә көплүк санда қоллинилиду.
Бирлик түри:
І шәхс – мениң дәптирим, йезам, мәктивим
ІІ шәхс – сениң дәптириң, йезаң, мәктивиң
Сипайә шәкли – сизниң дәптириңиз, йезиңиз, мәктивиңиз
Һөрмәт шәкли – силиниң мәктәплири, йезилири, дәптәрлири
ІІІ шәхс – униң дәптири, йезиси, мәктиви
Көплүк түри:
І шәхс – бизниң дәптиримиз, йезимиз, мәктивимиз
ІІ шәхс – силәрниң дәптириңлар, йезаңлар, мәктивиңлар
Сипайә шәкли – сизләрниң дәптириңизләр, йезиңизлар, мәктивиңизләр
ІІІ шәхс – уларниң дәптири, йезиси, мәктиви
V. Мустәһкәмләш.
1. 404-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 405-көнүкмә йезиқчә дәптәргә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Берилидиған мавзу «Баһар келиватиду»
Мавзусиға егилик қошумчилирини пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 69-70-мавзуни оқуш.151-154-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. Әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезиш
Вақти 13.02 Уйғур тили 5-синип 154-158-бәтләр Дәрис № 64
Дәрисниң мавзуси: Ахирқи боғуми ләвләшкән исимларға егилик
Қошумчилириниң улиниши
Мәхсити: 1 Исимларниң егилик қошумчилири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чүшәндүрүш, чепишиш
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исимлар бойичә билимини байқаш, кичиклитиш-әркилитиш, көплүк исимлирини ясайдиған қошумчиларғ егилик қошумчилири тоғрисида билимини тәкшүрүш вә мукәммәлләштүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исимлар шәйиләрниң намини билдүриду.
2. Сөз түркүмлири жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Хиял, сезим, уйқа исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
6. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду
7. Умумий исимлар бир хил нәрсиләрни бир-биридин айриш үчүн қолған намлар
8. Кишиләрниң атлири баш һәрип, фамилияси кичик һәрип билән йезилиду
9. Умумий исимға айланған исимлар кичик һәрип билән йезилиду
10. Умумий хизмәт атлири баш һәрип билән йезилиду.
11. Кичиклитиш-әркилитиш исимлири әркилитиш вә иззәт-һөрмәт мәнасини билдүриду.
12. Көплүк қошумчилири көплүк мәнасини бериду
2 оқуғучи тахтида устаз, йеза сөзлирини егилик қошумчилири билән түрләйду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Егилик қошумчилири билән жүмлә ойлаңлар. «Идеяләр севити»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Созуқ тавушлардин кейин
Ләвләшмигән йепиқ боғумдин кейин
Ләвләшкән йепиқ боғумдин кейин
бирлик
көплүк
бирлик
көплүк
бирлик
көплүк
І
-м
-миз
-им
-имиз
-ум, -үм
-умиз, -үмиз
ІІ
-ң
(-ңиз)
-ңлар
(-ңизлар,
-иңизләр)
-иң
(-иңиз)
-иңлар
(-иңизлар,
-иңизлар)
-уң, -үң
(-уңиз,
-үңиз)
-уңлар,
-үңлар
-уңизлар
-үңизләр
ІІІ
-си
-си
-и
-и
-и
-и
V. Мустәһкәмләш.
1. 408-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 409-көнүкмә йезиқчә дәптәргә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Берилидиған мавзу «Анилар мәйрими»
Мавзусиға егилик қошумчилирини пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 71-72-мавзуни оқуш.154-158-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 410-көнүкмини орунлаш
Вақти 15.02 Уйғур тили 5-синип 158-161-бәтләр Дәрис № 65
Дәрисниң мавзуси: Исимларниң келиш қошумчилири
Мәхсити: 1 Исимларниң келиш қошумчилири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чүшәндүрүш, чепишиш
Пайдиланған технология СТО «Идеяләр дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар: келиш
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исимларвә униң қошумчилири бойичә билимини байқаш, келиш қошумчилири тоғрисида толуқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. Тахтида китап, аилә, үзүм сөзлирини шәхсләр бойичә түрләйду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Егилик қошумчилири билән жүмлә ойлаңлар. «Идеяләр севити»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Уйғур тилида 10 келиш бар
-ғичә, -гичә, -қичә, -кичә
аниғичә, мәктәпкичә, әмгәккичә
Оқуғучилар мисаллар ойлап язиду. Йеңи мавзуни қазақ вә рус тиллиридики келишләр билән селиштуриду
V. Мустәһкәмләш.
1. 413-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 414-көнүкмә йезиқчә дәптәргә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Берилидиған мавзу «Анилар мәйрими»
мавзусиға келиш қошумчилирини пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 73-мавзуни оқуш.158-161-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 414-көнүкмини орунлаш
Вақти 16.02 Уйғур тили 5-синип 161-162-бәтләр Дәрис № 66
Дәрисниң мавзуси: Сөз түрлигүчи қошумчиларниң орун тәртиви
Мәхсити: 1 Сөз түрлигүчи қошумчиларниң орун тәртиви һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чүшәндүрүш, чепишиш
Пайдиланған технология СТО «Идеяләр дәриғи», инсерт
Йеңи уқумлар: келиш
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исимларниң келиш қошумчилири бойичә билимини байқаш, сөз түрлигүчи қошумчиларниң орун тәртиви тоғрисида толуқ мәлумат бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. Тахтида Вәтән, жут, йеза сөзлирини шәхсләр бойичә түрләйду
3. Мәзкүр сөзләрни 3 оқуғучи келишләр билән түрләйду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Сөз түрлигүчи қошумчилириниң ярдими билән жүмлә ойлаңлар. «Идеяләр севити»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Сөз түрлигүчи қошумчиларниң улиниш тәртиви
V. Мустәһкәмләш.
1. 415-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
2. 416-көнүкмә йезиқчә дәптәргә
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Берилидиған мавзу Сүрәткә қарап мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 74-мавзуни оқуш.161-162-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. қаидә, әдәп, саламәтлик сөзлиригә сөз түрлигүчи қошумчиларни улап, жүмлә ойлаш
Вақти 20.02 Уйғур тили 5-синип 19-бәт Дәрис № 67
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Баһар кәлди»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 19-бәт. «Баһар кәлди»
113 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Исим бойичә тәкрарлаш
Вақти 22.02 Уйғур тили 5-синип 162-165-бәтләр Дәрис № 68
Дәрисниң мавзуси: Сүпәт. Сүпәтләрниң исим орнида қоллинилиши
Мәхсити: 1 Сүпәт вә униң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: субстантивлишиш
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим тоғрисидики чүшәнчисини байқаш вә сүпәт, субстантивлашқан сүпәт һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. Тест арқилиқ билимини байқаш
2. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Исим шәйиләрниң иш-һәрикитини билдүриду
2. Исимлар жүмлидә жүмлә мүчиси хизмитини атқурмайду.
3. Бәхит, ирадә, қабилийәт исимлири конкрет исимлар.
4. Исимлар конкрет вә абстракт болуп бөлүниду.
5. Астракт исимларни қол билән тутушқа болиду.
6. Хас исимлар баш һәрип билән йезилиду
7. Умумий исимлар бир хил нәрсиләрни бир-биридин айриш үчүн қолған намлар
8. Кишиләрниң атлири баш һәрип, фамилияси кичик һәрип билән йезилиду
9. Умумий исимға айланған исимлар кичик һәрип билән йезилиду
10. Умумий хизмәт атлири баш һәрип билән йезилиду.
11. Кичиклитиш-әркилитиш исимлири әркилитиш вә иззәт-һөрмәт мәнасини билдүриду.
12. Көплүк қошумчилири көплүк мәнасини бериду
13. Уйғур тилида 10 келиш бар
14. Тәвәлик қошумчилири келиш қошумчилиридин кейин улиниду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Сүпәт дегән немә? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Шәйиләрниң бәлгүсини билдүридиған сөз түркүми исим дәп атилиду.
Соаллири: қандақ? қайси? .
1. Рәң: Аққинә көйнәк кийипсиз ақ тикәнләр илмисун
2. Пурақ: Ашхана тәрәптин иллиқ пурақ келиватмақта
3. Тәм: Бовамниң беғида татлиқ, чүчүмәл алмилар мәй болуп пишти.
4. Сапа: Қашаң пичақ қол кесәр
5. Характер: Һорун адәм олтирип ухлайду
Сүпәтләрниң исим орнида қоллинилиши сүпәтләрниң субстантивлишиши дәп атилиду.
М: Ахмақниң дости тола. Яхши тепип сөзләйду. Һорунға һойлидики суму жирақ.
V. Мустәһкәмләш.
1. 417-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 418-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
3. 419-көнүкмә йезиқчә тахтида
4. 420-көнүкмини еғизчә орунлаймиз
5. 421-көнүкмә йезиқчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа сүпәтләрни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 75-76-мавзуни оқуш.162-165-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 422-көнүкмини орунлаш
Вақти 23.02 Уйғур тили 5-синип 165-166-бәтләр Дәрис № 69
Дәрисниң мавзуси: Дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләр
Мәхсити: 1 Дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Сүпәтләрни ениқлап, тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Эстетикилиқ тәрбийә бериш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: дәрижилик вә дәрижисиз
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сүпәт тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләр һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Сүпәтләр шәйиләрниң етини билдүриду.
2. Бүгүки иш – нәрсиниң һәжимини билдүридиған сүпәт
3. Бәлгү сөзиниң мәнаси – рәң, там, пурақ, характер, һәжим, сапа
4. Сүпәтләргә қачан? қанчә? дегән соалларға жавап бериду
5. Бәзи сүпәтләр исим хусусийитини елип, ким? Дегән солаға жавап бериду.
6. Субстантивлишиш – исим орнида қоллиниш дегән сөз
7. Исим орнида қоллинилған сүпәтләр жүмлә мүчиси болалмайду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Дәрижилик вә дәрижисиз дегәнни қандақ чүшинисиләр? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Түп сүпәтләр - әслий сүпәтләр: қара, оруқ, узун, семиз
Ясалма сүпәтләр: чирайлиқ, хушбой, әқиллиқ.
Түп вә ясалма сүпәтләрниң ипадилигән бәлгүси һәр хил болиду: қизил, қизилирақ, қип-қизил, қизғуч; чирайлиқ, чирайлиғирақ, интайин чирайлиқ, чирайлиққина.
Бәзи ясалма сүпәтләрдә мундақ һәр хил бәлгүни билдүридиған хусусийәт йоқ. М. Язлиқ тәтил, түнүгүнки күн, асма көрүк.
Ипадиләнгән бәлгүсиниң һәр хил дәрижидә екәнлигини билдүридиған сүпәтләр – дәрижилик сүпәтләр дәп атилиду.
М: ақ, сериқ, көк, йешил, еғир, дүгләк, гөзәл, әқиллиқ, билимлик
Ипадиләнгән бәлгүсиниң мутлақ өзгәрмәс, турақлиқ екәнлигини билдүридиған сүпәтләр – дәрижисиз сүпәтләр.
М: пиядә киши, күзлүк ямғур, тарихий китап
V. Мустәһкәмләш.
1. 424-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. 425-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләрни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 77-мавзуни оқуш.165-166-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 6 жүмлә йезиш әдәбият дәрислигидин
Вақти 27.02 Уйғур тили 5-синип 165-168-бәтләр Дәрис № 70
Дәрисниң мавзуси: Сүпәт дәрижилири. Аддий дәрижә.
Мәхсити: 1 Сүпәт дәрижилири, аддий дәрижә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Сүпәт дәрижилирини ениқлап, тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Эстетикилиқ тәрбийә бериш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: дәрижилик вә дәрижисиз
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сүпәт, дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләр тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, сүпәт дәрижилири, аддий дәрижә һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Сүпәтләр шәйиләрниң етини билдүриду.
2. Бүгүнки иш – нәрсиниң һәжимини билдүридиған сүпәт
3. Бәлгү сөзиниң мәнаси – рәң, там, пурақ, характер, һәжим, сапа
4. Сүпәтләргә қачан? қанчә? дегән соалларға жавап бериду
5. Бәзи сүпәтләр исим хусусийитини елип, ким? Дегән солаға жавап бериду.
6. Субстантивлишиш – исим орнида қоллиниш дегән сөз
7. Исим орнида қоллинилған сүпәтләр жүмлә мүчиси болалмайду.
8. Дәрижилик сүпәтләр нәрсиниң бәлгүсинила билдүриду.
9. Дәрижисиз сүпәтләр уйғур тилида йоқ.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Сүпәт дәрижилири қанчигә бөлүниду? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Шәйиләрниң бәлгүсиниң, сүпитиниң артуқ яки камлиқ йеқидин пәриқлиниши сүпәт дәрижилири дәп атилиду. Дәрижилик сүпәтләр сүпәт дәрижилиригә асас болиду.
Сүпәтләр аңлитидиған мәналириға қарап 4кә бөлүниду: аддий дәрижә, кемәйтмә дәрижә, ашурма дәпижә, әркиләтмә дәрижә.
1. Сүрәтни қара қериндаш билән салдим.
2. Мениң сумкамниң рәңги қап-қара.
3. Алим қарамту сим кийивапту.
4. Сиртта қариғинә кәлгән бир бала туриду.
Аддий дәрижә
Аддий дәрижә - ипадиләнгән бәлгүсиниң адәттики дәрижисини билдүридиған дәрижилик сүпәтләр.
V. Мустәһкәмләш.
1. 426-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
2. Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләрни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 78-мавзуни оқуш.165-168-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 427-көнүкмә. 5 жүмлә йезиш әдәбият дәрислигидин
Вақти 01.03 Уйғур тили 5-синип 165-168-бәтләр Дәрис № 71
Дәрисниң мавзуси: Кемәйтмә вә ашурма дәрижә.
Мәхсити: 1 Сүпәт дәрижилири, кемәйтмә вә ашурма дәрижә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Сүпәт дәрижилирини ениқлап, тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Эстетикилиқ тәрбийә бериш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: ашурма, кемәйтмә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сүпәтдәрижилири тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, кемәйтмә вә ашурма дәрижә һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Сүпәтләр шәйиләрниң етини билдүриду.
2. Бүгүнки иш – нәрсиниң һәжимини билдүридиған сүпәт
3. Бәлгү сөзиниң мәнаси – рәң, там, пурақ, характер, һәжим, сапа
4. Сүпәтләргә қачан? қанчә? дегән соалларға жавап бериду
5. Бәзи сүпәтләр исим хусусийитини елип, ким? Дегән солаға жавап бериду.
6. Субстантивлишиш – исим орнида қоллиниш дегән сөз
7. Исим орнида қоллинилған сүпәтләр жүмлә мүчиси болалмайду.
8. Дәрижилик сүпәтләр нәрсиниң бәлгүсинила билдүриду.
9. Дәрижисиз сүпәтләр уйғур тилида йоқ.
10. Сүпәт дәрижилири 6 түргә бөлүниду
11. Аддий дәрижә башқа дәрижиләргә асасболиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Ашурма вә кемәйтмә дәрижиләр дегән немә? Мисал кәлтүрүңлар. «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Кемәйтмә дәрижә
Шәйиләрниң бәлгүсиниң адәттикидин сәл кам, күчсиз, ажизлашқанлиғини билдүридиған сүпәт дәрижиси кемәйтмә дәрижә дәп атилиду.
Ясилиши:
1. Аддий дәрижидики сүпәт+ уч, -үч, -мту қошумчилирини улаш арқилиқ. Сағуч, ақуч, көкүч, қарамту
2. Аддий дәрижә + -рақ, -рәк, -ирақ, -ирәк: Қарарақ, пакарақ, кәңирәк.
Ашурма дәрижә
Шәйиләрниң адәттики бәлгүсиниң техимк күчәйгәнлигини, ашқанлиғини билдүридиған сүпәтләр ашурма дәрижә дәп атилиду.
Ясилиши:
1. Күчәйтиш боғуми + аддий дәрижә. Қап-қара, сап-сериқ.
2. Әң, таза, интайин, наһайити, хойма, бәк, толиму, әжайип сөзлири + аддий дәрижә. Хойма узун, толиму әплик.
V. Мустәһкәмләш.
1. 429-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 430-көнүкмә еғизчә
3. Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләрни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 78-мавзуни оқуш.168-170-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 431-көнүкмә.
Вақти 02.03 Уйғур тили 5-синип 165-168-бәтләр Дәрис № 72
Дәрисниң мавзуси: Әркиләтмә дәрижә.
Мәхсити: 1 Сүпәт дәрижилиритоғрисидики билимини байқаш, әркиләтмә дәрижә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Сүпәт дәрижилирини ениқлап, тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Эстетикилиқ тәрбийә бериш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: әркиләтмә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сүпәт дәрижилири тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, әркиләтмә дәрижә һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Сүпәтләр шәйиләрниң етини билдүриду.
2. Бүгүнки иш – нәрсиниң һәжимини билдүридиған сүпәт
3. Бәлгү сөзиниң мәнаси – рәң, там, пурақ, характер, һәжим, сапа
4. Сүпәтләргә қачан? қанчә? дегән соалларға жавап бериду
5. Бәзи сүпәтләр исим хусусийитини елип, ким? Дегән солаға жавап бериду.
6. Субстантивлишиш – исим орнида қоллиниш дегән сөз
7. Исим орнида қоллинилған сүпәтләр жүмлә мүчиси болалмайду.
8. Дәрижилик сүпәтләр нәрсиниң бәлгүсинила билдүриду.
9. Дәрижисиз сүпәтләр уйғур тилида йоқ.
10. Сүпәт дәрижилири 6 түргә бөлүниду
11. Аддий дәрижә башқа дәрижиләргә асасболиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Әркилитиш дегән немә? Мисал кәлтүрүңлар. «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Әркиләтмә дәрижә
Шәйиләрниң бәлгүсигә сөзлигүчиниң амрақлиқ һиссиятини сүпәт дәрижиси әркиләтмә дәрижә дәп атилиду.
Ясилиши:
1. Аддий дәрижидики сүпәт+ -ғина, -қина, -гинә, -кинә қошумчилирини улаш арқилиқ. Аққина, көккинә, сериққинә, бодруққина, омаққина, егизгинә
V. Мустәһкәмләш.
1. 432-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 433-көнүкмә еғизчә
3. Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләрни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 78-мавзуни оқуш.170-171-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 434-көнүкмә.
Вақти 09.03 Уйғур тили 5-синип 173-175-бәтләр Дәрис № 75
Дәрисниң мавзуси: Тәртип вә мөлчәр сан.
Мәхсити: 1 Санлар вә уларниң түрлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Санниң түрлирини ениқлап, тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Эстетикилиқ тәрбийә бериш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: молжа
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сан, санақ сан тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, тәртип вә мөлчәр санлар һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Санлар шәйиләрниң етини билдүриду.
2. Алтә - санақ сан
3. Санлар қанчинчи? қанчә? қанчиләп? дегән соалларға жавап бериду
4. Санлар исимларниң алдидин келиду
5. Санлар келиш вә егилик қошумчилири билән түрлиниду.
6. Санлар башқа сөз түркүмлиридин ясилиду
7. Санларниң өзигә хас шәклини өзгәртидиған қошумчилири бар.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Тәртип сан вә молжа сан дегән немә? Мисал кәлтүрүңлар. «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Тәртип сан
Шәйиләрниң санаш тәртивини, дәрижисини билдүридиған санлар тәртип сан дәп атилиду. Тәртип санниң соаллири: қанчинчи? Нәччинчи?
Ясилиши:
Санақ санларға –нчи, -инчи қошумчилирини улаш арқилиқ тәртип сан ясилиду.
Мөлчәр сан
Шәйиләрниң санини тәхминән молжалап көрситидиған санларни мөлчәр сан дәп атилиду.
Соаллири: қанчичә? Нәччичә? Қанчилигән? нәччилигән? қанчиләрдә? Нәччиләрдә?
Ясилиши:
1. Санақ сан + -чә: ончә, жигирмичә, он бәшчә
2. Санақ сан + -лигән, -лиған: онлиған, йүзлигән
3. Санақ санларниң қош сөз териқисидә қатар ейтилиши арқилиқ: бәш-алтә, үч-төрт, икки-үч
4. Санақ сан + лар, -ләр + -да, -дә: бәшләрдә, төртләрдә.
V. Мустәһкәмләш.
1. 443-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 444-көнүкмә еғизчә
3. 445-көнүкмә Еғизчә орунлиниду.
Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа санларни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 81-мавзуни оқуш.173-175-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 446-көнүкмә.
Санақ, тәртип, молжа, топлуқ, үлүш-кәсир санларни ениқлаш.
С [pic] [pic] анақ сан он биринчи
Т [pic] әртип сан үчләп, төртләп
М [pic] олжа сан йәттә, сәккиз
Т [pic] оплуқ сан үчтин икки, төрттин бир
Үлүш-кәсир сан жигирмичә, ончә
Вақти 13.03 Уйғур тили 5-синип 18-бәт Дәрис № 76
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Назугум өңкүри»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 18-бәт. «Назугум өңкүри»
100 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Исим бойичә тәкрарлаш
Вақти 15.03 Уйғур тили 5-синип -бәт Дәрис № 77
Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш
Мәхсити: 1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ
йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш
ІV. Билимини тәкшүрүш
1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.
2. Оқуғучиларни билимини байқаш. Морфология, сүпәт, сан вә уларниң бөлүнүши бойичә билимини байқаш.
3. Оқуғучилар берилгән сөзләр билән жүмлә ойлап язиду, тахтида ишләйду.
4. Мақалларни ейтқузуш вә улардики сүпәтләрни тәһлил қилиш.
5. Бир-биригә соал қоюш
V. Мустәһкәмләш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Өйгә тапшурма бериш
«Әгәр сехирчи болсам...» мавзусиға қисқа һекайә йезиңлар.
Вақти 16.03 Уйғур тили 5-синип 173-175-бәтләр Дәрис № 78
Дәрисниң мавзуси: Топлуқ вә кишилик сан.
Мәхсити: 1 Санлар вә уларниң түрлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Санниң түрлирини ениқлап, тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш
3. Эстетикилиқ тәрбийә бериш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр
дәриғи», инсерт, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар: молжа
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң сан, санақ сан тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, тәртип вә мөлчәр санлар һәққидә билим бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, №4, №5, №7, №9, №12, №14, №19, №21, №25
1. «Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:
1. Санлар шәйиләрниң етини билдүриду.
2. Алтә - санақ сан
3. Санлар қанчинчи? қанчә? қанчиләп? дегән соалларға жавап бериду
4. Санлар исимларниң алдидин келиду
5. Санлар келиш вә егилик қошумчилири билән түрлиниду.
6. Санлар башқа сөз түркүмлиридин ясилиду
7. Санларниң өзигә хас шәклини өзгәртидиған қошумчилири бар.
8. Тәртип санлар қанчичә? Қанчилигән? дегән соалларға авап бериду
9. Мөлчә санниң қошумчилири –чә, -лигән, -лардә, ларда
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..
1. Қизиқишини ойғитиш.. Топлуқ сан вә отақ сан дегән немә? Мисал кәлтүрүңлар. «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду
Мәнани ажритиш. «Инсерт» усули арқилиқ оқуғучилар бәлгү қоюп оқуп чиқиду. V – билимән, – -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? – мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Топлуқ сан
Шәйиләрниң санини алаһидә топларға бөлүп-бөлүп көрситидиған санларни топлуқ сан дәймиз. Топлуқ санниң соаллири: қанчиләп? нәччиләп?
Ясилиши:
Санақ санларға –лап, -ләп қошумчилирини улаш арқилиқ топлуқ сан ясилиду.
Кишилик сан
Мәлум сан көплүгидики кишиләрни билдүридиған санлар кишилик санлар дәп атилиду.
Соаллири: қанчилән? Нәччилән?
Ясилиши:
1. Санақ сан + -лән, -илән: онилән, бәшилән
V. Мустәһкәмләш.
Санақ, тәртип, мөлчәр, топлуқ, кишилик, үлүш-кәсир санларни ениқлаш.
С [pic] [pic] анақ сан он биринчи
Т [pic] әртип сан үчләп, төртләп
М [pic] өлчәр сан йәттә, сәккиз
Т [pic] оплуқ сан үчтин икки, төрттин бир
Үлүш-кәсир сан жигирмичә, ончә
Кишилик ссан алтилән, үчилән
1. 448-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә орунлиниду.
2. 449-көнүкмә еғизчә
Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Һәр вариантқа санларни пайдилинип «Баһар келиватиду» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду
VІІ. Өйгә тапшурма. 81-мавзуни оқуш.177-178-бәтләр
1. Қаидиләрни ядқа елиш
2. 450-көнүкмә.
Вақти 05.04 Уйғур тили 5-синип 181-184-бәтләр Дәрис № 81
Дәрисниң мавзуси: Алмаш
Мәхсити: 1 Алмаш тоғрисида төвәнки синипларда алған билимини әскә чүшириш вә мустәһкәмләш
2. Һәр хил тапшурмилар арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа,
морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
тәрәққий әттүрүш
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға алмаш вә униң түрлири тоғрисидики алған билимини чоңқурлаштуруш вә морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.Қизиқишини ойғитиш стадияси
Алмаш (местоимение)
1. Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда сан тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.
Алмаш дегән немә?
Алмашниң соаллири қандақ?
Алмашниң қандақ түрлирини билисиләр?
2. Мәнани ажритиш Оқуғучилар ИНСЕРТ усули арқилиқ дәрисликни оқуп, бәлгү қойиду.
Жүмлидә башқа сөз түркүмлириниң орниға алмишип келидиған сөз түркүми алмаш дәп атилиду.
Асим бәшинчи синипта әла оқуйду. У география пәнигә қизиқиду.
Пәнжимниң тәбиити чирайлиқ. Мундақ жутни издәпму тапалмайсиз.
Хелил Һәмраев қанчиничи жили туғулған? Бу йәргә немә үчүн кәлдиңиз?
Алмашниң хусусийәтлири
1. Өз алдиға айрим турғанда мәна аңлатмайду
2. Қайси сөз түркүминиң орниға алмишип кәлсә, шу сөз түркүминиң қошумчилири билән түрлиниду
3. Алмашлар егилик қошумчилири билән түрләнгәндә томуридики тавуш чүшүп қалиду яки тамамән өзгирип кетиду: мән-мениң, сениң, сени, маңа, саңа
4. Алмашлар жүмлидә егә, хәвәр, ениқлиғучи, толуқтурғучи, һаләт хизмитини атқуриду. Биз мошу өйдә туримиз. Әву киши – мениң бовам. Сиз сориған китап – мошу. Саһибәм дәрисни һеч қачан ташлимайду.
ІV. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш Көнүкмиләр ишләш
459-көнүкмә еғизчә орунлиниду
460-көнүкмә йезиқчә орунлиниду
462-көнүкмини еғизчә орунлайду.
2. Алмашлар билән мақаллар, тепишмақлар ейтқузуш
V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. Алмаш бойичә алған билимлирини әскә чүшириш,463-көнүкмини йезиқчә орунлаш.
Айрим оқуғучиларға. Бәдиий китаптин 6 жүмлә йезип келиш
Вақти 06.04 Уйғур тили 5-синип 184-186-бәтләр Дәрис № 82
Дәрисниң мавзуси: Алмашниң түрлири. Кишилик алмашлар
Мәхсити: 1 Алмаш тоғрисида төвәнки синипларда алған билимини әскә чүшириш, кишилик алмашлар һәққидә чүшәнчә бериш
2. Һәр хил тапшурмилар арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа,
морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
тәрәққий әттүрүш
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға алмаш тоғрисидики алған билимини чоңқурлаштуруш вә морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш
Соал-жавап усули арқилиқ алмашлар тоғрисидики билимини байқаш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш стадияси
Уйғур тилида нәччә келиш бар? Соали арқилиқ йеңи мавзуға киришмә
Һәр бир келишни соаллири билән тахтиға оқуғучилар йезип иқиду.
Андин І,ІІ,ІІІ шәхс бирлик сандики алмашларни келишләр билән өзлири түрләйду.
Таблица сизилиду, чүшәндүрүлиду.
1. Мән, сән алмашлири егилик вә чүшүм келишлири билән түрләнгәндә мениң, сениң, мени, сени шәклидә йезилиду.
2. Мән, сән, у алмашлири бериш келишниң қошумчисини алғанда маңа, саңа, униңға шәклидә йезилиду.
3. Мән, сән, у алмашлири орун-вақит, чиқиш, орун-бәлгү, чәк, охшатма вә тәңләштүрмә келишлири билән түрләнгәндә төвәндикичә йезилиду. Тахтидин көрситилиду.
V. Мустәһкәмләш
465-көнүкмә. Еғизчә орунлаш. Шәхс алмашлирини тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаш.
2 оқуғучи тахтида биз, силәр, улар алмашлирини келишләр билән түрләйду.
VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.
№1 Алмашларни тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаң
Бизниң йеза егиз тағ бағрида,
Заводлар бар униң йенида
№2 Алмашларни тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаң
Сән нахша сорисаң мениңдин, достум,
Нахшамни мән сәндин аяп нә қилай.
№3 Алмашларни тепип, қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлаң
Тәрбийилигән бизни пәпиләп ана Вәтән,
Сени сөйәр садақәтлик һәр бир адәм
2. Алмашлар билән мақаллар, тепишмақлар ейтқузуш
V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 184-186-бәтләрни оқуш. 466-көнүкмини орунлаш
Вақти 10.04 Уйғур тили 5-синип 186-189-бәтләр Дәрис № 83
Дәрисниң мавзуси: Көрситиш вә соал алмашлири
Мәхсити: 1 Көрситиш вә соал алмашлири тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Мустәқил ишләшкә, саватлиқ йезишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға вә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ көрситиш вә соал алмашлири вә уларниң түрлинишини чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Карточкилар билән ишләш
Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Уйғур тилида нәччә келиш бар? соали арқилиқ йеңи мавзуға киришмә
Һәр бир келишни соаллири билән тахтиға оқуғучилар йезип чиқиду.
Көрситиш алмашлиридин шу, бу, әву дегән алмашларни келишләр билән өзлири түрләйду.
1. Бу, у, шу, әву, мону алмашлири егилик вә чүшүм келишлири билән түрләнгәндә бирлик түрдә келиш қошумчилири билән бириккәндә егилик вә чүшүм келиш қошумчилирини қобул қилиду.
2. Мәшә, әшә, мәйә алмашлири бу қаидигә беқинмайду.
Соал алмашлири
Ким, немә, қәйәр, нә, қайси соал алмашлири тәвәлик қошумчилири бойичә түрлиниду
Нә алмишиға тәвәлик қошумчилири уланғанда, алмашниң ахирида р тавуши пәйда болиду.
Қайси алмиши І шәхстә пәқәт көплүк шәкли биләнла бирикиду.
І шәхс – кимим, немәм, қәйерим, нәрим,
ІІ шәхс – кимиңиз, немиңиз, қәйериңиз,
ІІІ шәхс – кими, немиси, нәри, қәйери
Ким, немә, қәйәр, нә, қаяқ, нәкәм, нәвақ соал алмашлири исимниң көплүк вә келиш қошумчилири билән түрлинип, жүмлидә исим охшаш роль ойнайду. М: Бүгүн жиғинға кимләр кәлмиди? Язда қәйәрләргә сәяһәткә бардиңлар?
V. Мустәһкәмләш
1. 467-көнүкмә. Йезиқчә вә тахтида орунлаш.
2. 468-көнүкмини тахтида орунлаш
3. 470-көнүкмини йезиқчә
VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.
Жүмлиләрдин көрситиш алмашлирини тепип, уларниң қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлайду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 186-189-бәтләрни оқуш. 471-көнүкмини орунлаш
Вақти 12.04 Уйғур тили 5-синип 189-191-бәтләр Дәрис № 84
Дәрисниң мавзуси: Ениқлаш вә болушсизлиқ алмашлири
Мәхсити: 1 Көрситиш вә соал алмашлири тоғрисида алған билимини мустәһкәмләш, ениқлаш вә болушсизлиқ алмашлири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Мустәқил ишләшкә, саватлиқ йезишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, тилға вә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ ениқлаш в болушсизлиқ алмашлири вә уларниң түрлинишини чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Карточкилар билән ишләш
2. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Қизиқишини ойғитиш стадияси. Ениқлаш алмашлири вә болушсизлиқ алмашлири тоғрисида немә билисиләр? Оқуғучилар пикри тиңшилиду
Мәнани ажритиш ИНСЕРТ усули арқилиқ
Шәйиләрни топлаштуруш яки ажритиш үчүн қоллинилидиған алмашлар - ениқлаш алмашлири.
Ениқлаш алмашлири: һәммә, барлиқ, барчә, бәри, пүткүл, һәр ким, һәр немә, һәр бир, һәр қандақ, һәр қайси, һәр қачан.
Һәммә, барлиқ, барчә, бәри алмашлири егилик вә келиш қошумчилири билән түрлиниду.
М: Һәр ким өзигә тапшурулған ишни пухта орунлисун. Бу шәнбиликкә һәммимиз толуқ қатнишишимиз керәк.
Болушсизлиқ алмашлири – шәйиләрниң иш-һәрикәткә қатнишини инкар қилидиған, йоқлуғини көрситидиған алмашлар.
Улар: һеч ким, һеч немә, һеч қандақ, һеч қайси, һеч қачан, һеч қанчә, һеч бир, һеч нәрсә.
М: Һеч ким вә һеч нәрсә унтулмайду. Мусабиқидә һеч қандақ команда ғалип чиқалмиди.
V. Мустәһкәмләш
1. 472-көнүкмә. Йезиқчә вә тахтида орунлаш.
2. 473-көнүкмини тахтида орунлаш
3. 474-көнүкмини йезиқчә
VІ. Бәкитиш. Карточкилар арқилиқ.
Жүмлиләрдин көрситиш алмашлирини тепип, уларниң қайси келиштә кәлгәнлигини ениқлайду.
VІІ. Өйгә тапшурма. 189-191-бәтләрни оқуш. 475-көнүкмини орунлаш
Вақти 17.04 Уйғур тили 5-синип 15-бәт Дәрис № 86
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Булбул»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: билимини тәкшүрүш
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
Ш. Өмәрова. Диктантлар топлими. 15-бәт. «Булбул»
97 сөз
V. Өйгә тапшурма бериш
Исим бойичә тәкрарлаш
Вақти 19.04 Уйғур тили 5-синип 15-бәт Дәрис № 87
Дәрисниң мавзуси: Пеил
Мәхсити: 1 Пеил тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға пеил вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
Алмаш дегән немә?
Алмашниң қандақ түрлирини билисиләр?
Оқуғучилар тахтида алмаш түрлиригә жүмлә ойлап язиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
А) Дәсләп оқуғучиларға соаллар бериш арқилиқ төвәнки синипларда пеил тоғрисида алған билимини әскә чүшириш.
Пеил дегән немә? Қандақ соалға жавап бериду?
Башқа сөз түркүмлиридин қандақ пәрқи бар?
Ярдәмчи пеиллар - өз алдиға жүмлә мүчиси болалмайдиған пеиллар. Улар: ал, бәр, бар, кәт, қал, бол, чиқ, тур, ят, қой, олтар, әт, чүш, бақ, көр, дә,
Ә) Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ пеил тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш.
481-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. Оқуғучилар пеилни тепип, уларниң қандақ соалға жавап бериватқанлиғини ениқлайду.
482-көнүкмә. Йезиқчә тахтида орунлиниду. Дәптәрлиригә язиду.
483-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду. 260, 261-көнүкмиләр. Еғизчә орунлиниду.
484-көнүкмә. Ярдәмчи пеилларни ениқлаш.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
Соал-жавап усули арқилиқ
VІ. Бәкитиш.
VІІ. Өйгә тапшурма.
103 сөз
Диктант
5-синип
Бағда
Бағ кәң вә чирайлиқ еди. Шу кәң бағниң оттурисиға күн чиқиштин күн петишқа қарита селинған, узун вә кәң төмүр билән йепилған клуб әтрапи қелин, қоюқ қарияғачлар, таллар, қейинлар билән бостанлишип, оралған еди. У бағниң түрлүк қараңғу булуңлирида бәлдиңләр ясалған еди. Бәлдиңләрниң кәйнидә қатар қилип тикилгән қейинлар чирайлиқ болуп, қоюқ йопурмақлиқ путақлирини сап үзүмләр охшаш төвән саңгилитип, тағдин аққан тағ шамилида пулаңлишип туриду. У қейинларниң түвидә әтрапи қоюқ өскән чимлиқлар, көктатлиқлар билән оралған кичиккинә ериқта салқин, сүзүк тағ сүйи шилдир-шилдир қилип, аллиқандақ сирлар сөзләйдиған нахшисини ейтип еқиватиду. Бағниң түрлүк булуңлирида булбуллар, каккуклар өзлириниң хошал нахшисини ейтмақта. Мән уларниң нахшисини тиңшап, өткән күнләрни ойлап олтардим.
Вақти 04.05 Уйғур тили 5-синип 206-208-бәт Дәрис № 93
Дәрисниң мавзуси: Тәхлидий сөзләр
Мәхсити: 1 Тәхлидий сөзләр тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға тәхлидий сөзләр вә униң алаһидиликлирини чүшәндүрүп, морфологиялик тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
2. Рәвиш дегән немә?
3. Рәвишниң қандақ түрлирини билисиләр?
4. Оқуғучилар тахтида рәвиш түрлиригә жүмлә ойлап язиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш
Тәхлидий сөз дегәнни қандақ чүшинисиләр?
Тәхлит қилиш – охшитиш, селиштуруш мәнасини билдүриду.
1. Чақмақ қандақ чақиду?
2. Дәрәқ еғаңлиғанда йопурмақлар қандақ аваз чиқириду?
3. Ғораз қандақ қичқириду?
4. Еқиватқан сниң авази қандақ?
Мошу соалларға жавап алғандин кейин ИНСЕРТ усули арқилиқ оқуғучилар дәрисликни оқуп, бәлгү қойиду.
Мәнани ажритиш стадияси. Тахтида жүмлиләр йезилип, тәхлидий сөзләр ениқлиниду.
Көнүкмиләр ишлиниду
502-көнүкмә. Икки топқа бөлүп йезиш
503-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
504-көнүкмә еғизчә ишлиниду.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
Соал-жавап усули арқилиқ
VІ. Бәкитиш. Тәхлидий сөзләрни пайдилинип, «Бағда» мавзусиға һекайә түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. 91-мавзуни оқуш. 505-көнүкмини орунлаш
Вақти 10.05 Уйғур тили 5-синип 206-208-бәт Дәрис № 95
Дәрисниң мавзуси: Сөз түркүмлири бойичә өткәнләрни тәкрарлаш
Мәхсити: 1 Сөз түркүмлири бойичә алған билимини байқаш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
3. Мустәқил ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғуч-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң исим, сүпәт, сан, алмаш, пеил, рәвиш һәққидә алған билимини байқаш вә толуқтуруш, синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Берилгән йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
Тест тапшурмилири арқилиқ сөз түркүмлири һәққидики чүшәнчисини байқаш.
ІV. Билимини тәкшүрүш.
1. Соаллар бериш арқилиқ сөз түркүмлири тоғрисида алған умумий чүшәнчисини байқаш. Синипни 2 топқа бөлүп, чепиштуруш арқилиқ.
2. Тест тапшурмилириниорунлаш. Морфология бойичә алған билимини ткәшүрүш
3. Көнүкмиләрни һәр топ өз алдиға орунлайду. Шәрти бойичә. Һәр топтин 1дин оқуғучи чиқип, бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиду.
4. Умумий тест арқилиқ билимини байқаш
5. Көнүкмини тахтида орунлаш. 1-топтин бир оқуғучи , 2-топтин бир оқуғучи язиду.
6. Мәтин түзүш, тахтида орунлаш.Морфологиялик тәһлил қилиш
7. Соал вә тапшуруқларни орунлаш
V. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма.
Сөз түркүмлири бойичә алған билимлирини әскә чүшириш,
5 жүмлә йезип, морфологиялик тәһлил қилиш