Внеклассное мероприятие по географии Географияни тонуп ал!

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...


Дәрисниң мавзуси: «Географияни тонуп ал!»

Дәрисниң мәхсити:

Оқуғучиларниң өтүлгән дәрисләр мабайнида алған билимлирини тәкшүрәш, мустәһкәмләш, ян-яқлиқ билим бериш. Географиялик билимлирини ашуруш, вәтәнгә болған муһәббитини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш.


Пайдиланған көрнәкликләр: рәңлик сүрәтләр, қанатлиқ сөзләр, слайдлар, видеоматериал


Пайдиланған әдәбиятлар: гезит-журнал, интернет материаллири,

Дәрисниң бериши:

Киришмә сөз.

- Әссаламу-әләйкүм оқуғучилар, устазлар! 10- «А,Ә» синипида өткүзиливатқан географиялик «Хушхойлар Тапқурлар Клубиға» хуш кәпсиләр.

Психологиялик атмосферини қелиплаштуруш, топларға бөлүш.

- Бүгүнки мусабиқимизниң турлири:

І тур. «Викторинилиқ соаллар»

ІІ тур. «Хәритини билимизму?»

ІІІ тур. «Географиялик һесаплар»

ІV тур. «Мустәқил Қазақстан»

V тур. «Рөльлуқ оюн».

- Бүгүнки мусабиқимизни баһалайдиған қазилар топиниң әзалири .....

І тур. «Викторинилиқ соаллар»

- Дуния йүзи географияси бойичә соалларға жавап бериш.

1. Әң яш пайтәхт қайси мәмликәтниң?

2. Йәрниң қәйиридә турған йерини ениқлаш үчүн кәңликни көрсәткәнла йетәрлик

3. Атмосферилиқ қисимни өлчәйдиған қурал?

4. АҚШ-ниң қайси штати арқилиқ шималий қутуп чәмбири өтиду ?

5. Қайси материкта барлиқ меридианлар қийилишиду?

6. Россиядә дала дәп атиғанни, Шималий Америкида прерий дәп атайду. Жәнубий Америкида немә дәп атайду?

7. Фиджи дөлитиниң гербида қандақ татлиқ мөгиләр тәсвирләнгән?

8. Дуниявий океанниң әң чоңқур йери, чоңқурлуғи қанчә?

9. Қайси мәмликәтләр икки дуния бөлигигә орунлашқан?

10. Төрт рәң билән аталған деңизларни тепиңлар

11. Қайси әлдә калини йейишкила әмәс, рәнжитишкиму болмайду. Сәвәви улар улуқ жанивар болуп һесаплиниду?

12. Қайси деңизниң қирғақлири йоқ?

13.Йәрниң қәйиридә могулар қоршап турған дәрәқләрдин егиз туриду?

14. Йәр постиниң һәрикитини, йәр тәврәшни өлчәйдиған қурал?

15. Қәйәрдә һәр қачан пәқәт жәнубий шамаллар чиқип туриду?

ІІ тур. «Хәритини билимизму?»

- Берилгән соалларға көрситилгән хәритиниң кесиндисидин дурус жавапни тепиш керәк.

1. Жәнубий Америкиниң қайси дөлити XIX әсирдики сәяһәтчи Симон Боливарниң ети билән аталған?

2. Қайси әлниң араллири экваторда ятиду?

3. Қайси әлдә яки материкта киви яшайду?

4. Географияниң вә зәйтүн дәриғиниң вәтини?

5. Бу дөләтниң территориясидин географиялик узунлуқни вә саатлиқ бәлбағларни һесаплаш башлиниду вә нөллүк меридиан өтиду.

6. Гималай теғи билән Тар чөли қайси дөләтниң климитиға чоң тәсир қилиду?

7. Пәқәт мошу дуния бөлигидила чөлләр йоқ?

8. Бу әлниң территориясидә бирму дәрия йоқ.

9. Дуниядики әң егиз өчкән вулкан – Аконкагуа қайси әлдә орунлашқан.

10. Дунияда пәқәт бирла дәрия экватордин мөтидил климатлиқ зониға қарап ақидиған дәрия – Нил дәрияси. Қайси дөләтниң территориясини Нил дәрияси кесип өтиду?

ІІІ тур. «Географиялик һесаплар»

- Практилиқ иш дәрислиридә учришидиған һесапларни ишләш.

1. Тағниң  етигидики температура +220, тағниң чоққисида -20 болса тағниң егизлиги қанчә болиду?

2. Һәр айниң көп жиллиқ оттуричә темпратурисиниң асасида жиллиқ оттура температурини һесаплап чиқирип, графигини сизиңлар.


3. Төвәндики таблица бойичә һәр облусниң тәбиий өсүмниң коэффиценти- туғулуш, өлүм коэффициентини һесаплап чиқириңлар. Қайси облусларда бу көрсәткүч республикиниң оттура көрсәткүчидин жуқури вә қайси облусларда төвән.

туғулуш

коэффициенти


Казақстан Республикиси

399951

130890



1

Ақмола облуси

12827

7436



2

Алмута облуси

50083

13448



3

Ғәрбий-Казақстан

13040

5552



4

Карағанда облуси

24959

13466



5

Манғистав облуси

19139

2773



6

Жәнубий-Казақстан облуси

82073

14754



7

Шималий-Казақстан

8227

6851



8

Шәрқий-Казақстан облуси

23823

14449



4. Қазақстан Республикисидики һәрбир облусниң аһалисиниң оттура зичлиғини, урбанлишиш дәрижисини һесаплап чиқириңлар.

лишиш дәрижиси

%


Казақстан Республикиси

2724,9

17 417,7

9868,6



1

Ақмола облуси

146

736, 6

347,4



2

Шималий-Казақстан облуси

98

571,8

243,1



3

Алмута облуси

224

1922,1

465,8



4

Жамбул облуси

144

1098,7

442,8



5

Жәнубий-Казақстан облуси

117

2788,4

1247,5



6

Ғәрбий-Казақстан облуси

151

1395,3

312,3



7

Манғистав облуси

166

606,9

298,7



8

Ақтөбә облуси

301

822,5

510,6



9

Шәрқий-Казақстан облуси

283

1395,3

827,4



10

Карағанда облуси

428

1378,3

1088,3



ІV тур. «Мустәқил Қазақстан»

Қазақстан Жумһурийитиниң географиялик орни,тәбиити вә башқа алаһидиликлири бойичә соалларға жавап бериш.

1. Қазақстанниң йәр мәйдани дуния йүзиниң нәччә процентини, Азияниң нәччә процентини, МДҺ-ниң нәччә процентини тәшкил қилиду?

2. Қазақстан йәр мәйдани бойичә

Евразия материгида қанчинчи, МДҺ-да қанчинчи орунни егиләйду?

3. Қазақстан чегарисиниң умумий узунлуғи қанчә км?

4. Қазақстан шималда қайси мәмликәт билән чегаридаш, чегарисиниң узунлуғи қанчә?

5. Егиз қариғайлар билән кейин, мәшһур «тепишмақ таш», «көкчиниң чоққилири» алаһидә гөзәл болғанлиқтин, хәлиқ уни «Қазақстанниң Швейцарияси» дәп атайду. Бу қайси тағлар?

6. Қазақстан нефть запаси бойичә дунияда нәччинчи, ишләп чиқириш бойичә нәччинчи орунда туриду?

7. Қарағанда көмүр бассейнини дәсләп ким, қачан ачқан?

8. Қазақстанда дәсләп нефть кан орни қачан вә қәйәрдә ечилған?

9. Бу дәрия икки сөздин туриду. Биринчи сөз рәңни билдүриду, иккинчи сөз дәрәқниң ети. Қазақстанниң қайси дәрияси?

10. Бу дәрия Қирғизстандин башлинип, Қазақстанниң жәнубида сол қирғиғида Тараз шәһири орунлашқан. Әгәрдә дәрияниң етини тәтүр оқуса таамниң ети келип чиқиду. Бу қайси дәрия?

V тур. Рольлуқ оюн. I топ: Рафт стратегияси

Роль – тележүргүзгүчи

Аудитория – тамашибинлар

Форма – хабар «Айтуға оңай»

Темиси – «Қазақстан хәлқини қандақ көпәйтишкә болиду?»

II топ: «ПОПС» усули – (Өз позициясини тутуш) : «Адәмизат мошу илдамлиқ билән өсивәрсә, Йәрниң уни асирашқа тәбиий мүмкинчиликлири йетәмду?» 

П – позиция (көзқариши) – мениң ойимчә…

О – өз көзқариишини асаслаш - (сәвәви)…

П – дәлил (фактлар) - мисал…

С – йешим (хуласә) – шу сәвәптин.

VІ. Йәкүнләш, ғалипкарларни мукапатлаш.





































1. Тағниң егизлиги 4000 м.

2. Һәр айниң көп жиллиқ оттуричә темпратурисиниң асасида жиллиқ оттура температурини һесаплап чиқирип, графигини сизиңлар.

+ 3,80С


3. Төвәндики таблица бойичә һәр облусниң тәбиий өсүмниң коэффиценти- туғулуш, һесаплап чиқириңлар. Қайси облусларда бу көрсәткүч республикиниң оттура көрсәткүчидин жуқури вә қайси облусларда төвән.

туғулуш

коэффициенти


Казақстан Республикиси

399951

130890

17 160 774


269061

1

Ақмола облуси

12827

7436

735 566

5391

2

Алмута облуси

50083

13448

1 984 518

36635

3

Ғәрбий-Казақстан облуси

13040

5552

623 977


7488

4

Карағанда облуси

24959

13466

1 369 667

11493

5

Манғистав облуси

19139

2773

587 419

16366

6

Жәнубий-Казақстан облуси

82073

14754

2 733 279


67319

7

Шималий-Казақстан облуси

8227

6851

575 766


1376

8

Шәрқий-Казақстан облуси

23823

14449

1 394 018


9374

4. Қазақстан Республикисидики һәрбир облусниң аһалисиниң оттура зичлиғини, урбанлишиш дәрижисини һесаплап чиқириңлар.

лишиш дәрижиси

%


Казақстан Республикиси

2724,9

17 417,7

9868,6

6,3

56,6

1

Ақмола облуси

146

736, 6

347,4

5,2

47,1

2

Шималий-Казақстан

98

571,8

243,1

5,8

42,5

3

Алмута облуси

224

1922,1

465,8

8,5

24,2

4

Жамбул облуси

144

1098,7

442,8

7,6

40,3

5

Жәнубий-Казақстан

117

2788,4

1247,5

23,8

44,7

6

Ғәрбий-Казақстан

151

1395,3

312,3

9,2

22,3

7

Манғистав облуси

166

606,9

298,7

3,6

49,2

8

Ақтөбә облуси

301

822,5

510,6

2,7

62

9

Шәрқий-Казақстан

283

1395,3

827,4

4,9

59,2

10

Карағанда облуси

428

1378,3

1088,3

3,2

78,9