Мавзу: Математикилиқ кәч
Дәрисниң мәхсити:
Оқуғучиларниң ойлаш қабилийитини ашуруш, математикиға дегән қизиқишини алған билимлирини чоңқурлаштуруш.
Оқуғучиларниң әсті сақлаш билимини, һәр қандақ қолайлиқ уссулларни чапсан таллап елишқа қелиплаштуруш Логикилиқ ойлаш қабилийитини ашуруш.
Өз алдиға, топ билән ишләшкә, чапсанлиққа, алдиға қойған мәхсәткә йетишкә тәрбийләш.
Дәрисниң жабдуқлиниши: Слайд, карточка, шарлар.
Дәрисниң түри: КВН
Дәрисниң уюштуруши
Кәчниң этаплири
1.Тонуштуруш
2. Мәшиқлиниш
3. Капиталлар конкурси
4. Тамашибинлар конкурси
5. Командиларға сорақлар
6. Анограмма
7. Лирик математик
8. Музыкальный номер
9. Конкурс подсказка
10. Өй тапшурмиси (математикилар тарихи)
11. Музыкальный номер
Елип барғучи:
Әссаламму алайкум әзиз һөрмәтлик муәллимләр һәм оқуғучилар. Бүгнки бизниң кечимиз әң әжайип, әң қедимий, әң чирайлиқ, әң керәк вә әң әқилллиқ илим математикиға арнаймиз. Мәктәп пүтәргәндин кейин бизгә һәр қачан керәк: әқил, яхши әстә сақлаш, тез ойлаш, байқаш, диққәтликкә, сәвирлик, логикилиқ ойлашқа, анализ беришқа. Буниң һәммисини бизгә математика бериду.
Әнди икки командини чақириштин бурун жюри әзалири билән тонуштуруп өтәйлуқ.
Математика билгүси кәлгәнләр үчүн, математикини яхши көргәнләр үчүн, математикини билмигәнләр үчүн мошу кечимизни беғишлаймиз.
Бүгүнки кәчкә қатнашқучиларни сәһнигә тәклип қилайли.
1.Тонуштуруш (топлар өзлирини тонуштуриду)
2.Мәшиқлиниш
Елип барғучи:
Бүгүн 3 сани тоғрисида ейтайли. Һаятта көплигән мисалларни кәлтүрсақ болиду. Мисалға: мкәтәптә 3 әң демократиялиқ сан. 3
1.3 Мушкатерниң атлири қандақ еди. (Аттос, Партос, Арамис)
2.Чөчәктики 3 чошқиларни қандақ атиған. (Ниф-ниф, наф-наф, нуф-нуф)
3.Әң улуқ 3 математикни атаңлар?
4. Геометрияда қандақ шәкил һәммисини һәйран қалдуриду? (Үчбулуңлуқ)
Конкурс капитан: Улуқ математикларниң ейтқан шиарлири
Әқил ойни тәртипкә кәлтүридиған математика (С. М.Ломоносов)
Конкурс болельщиком.
Мақал тәмсилләрни ейтиш.
Командиларға сорақларни бериш.
Ітопқа
Tg450 мәнаси (1)
2. Үчбулуңлуқ чоққисидин асасиға чүширилгән кесиндә (медиана)
3. Үчбулуңлуқниң булуңлириниң қошундиси. (1800)
4. ян тәрәплири тәң үчбулуңлуқ қандақ үчбулуңлуқ? (тәң янлиқ)
5. Дәсләпки рус аял математиги (С.Ковалевская)
6. көпбулуңлуқларниң тәрәплириниң қошундиси (периметр)
7. Чәмбәрниң бөлиги (доға)
8. Булуңларнилчәйдиған әсвап (транспортира)
9. Әң кичик натурал сан (1)
10. y=ax+b функциясиниң графиги (түз)
ІІ топқа
1.c2=a2+b2 теоремисиниң автори (Пифагор)
2.Булуңини тәңму-тәң иккигә бөлидиған шола (биссектриса)
3.ctg450 мәнаси (1)
4.Үчбулуңлуқларниң булуңлириниң қошундиси (1800)
5.Йөнәлгән кесиндә (вектор)
6. 1кг суниң һәжими (ЛИТР)
7.1/4 саат немигә тәң? (15 минут)
8.Бир әсирдә қанчә жил бар? (100)
9. x2+y2=r2 фнкциясиниң графиги қандақ болиду? (чәмбәр)
10. Айниң йоруғи йәргә қанчә секундта йетип келиду? (1,25)
Анограмма
Елип барғучи:
Анограмма бу грек сөзи йәнә һәрипләрни орунлирини алмаштурулған сөз қураштуруш керәк. Йәнә силәр математикилиқ терминдики сөзләр чиқиш керәк.
АПРЦЕТЯИ ИМЕТРИОГЕ
ГАЛАБЕР ДИАРАН
БОРМ СЛЮП
Лирик математик
Елип барғучи: Силәр өзәңларни студент дәп пәрәз қилиңлар. Математик а факультети. Силәр пәқәт математика билән шуғуллинип һеч кимни байқимайсиләр. Мана бир күни математика қизиға ашиқ болуп қалдиңлар. Униңға ашиқ хетини язисиләр, у қизма силәргә жавап язижу. Тапшурма
І топ.
Ашиқ математикиниң хетини йезиш керәк
ІІ топ
Математика қизиқиниң хетини йезиш керәк
Музыкальный номер.
Конкурс подсказки.
Елип барғучи:
Сорақлар математикидин. Бир сораққа 5 подсказка болиду. Әгәрдә бирдин жавап бәрсәңлар 5 бал алисиләр. Һәр бир подсказкидин кейин бал төвәнләйду.
І топқа
Бу чәмбәр әмәс.
У көп булуңлуқта ятиду.
Мәйданни тепиш үчүн қоллиниду.
У иккидин артуқ әмәс.
У симметрия ось болиду
Параллелограмда бир чекиттә қийлишиду. (диоганал)
2 һесап
Узунлуқни өлчәйдиған бирлик
Андерсонниң чөчигидә баш қәхирмани
Англиядики әң асасий узунлуқни өлчәш
Чоң башмалтақчилик
25,4 мм тәң (дюмь)
ІІ топқа
Әң аддий санаш счети.
Батарейкиму керәк әмәс
Һәр дайим көз алдимизда
5 ака ука бир бөлмидә туриду (бармақлар)
2 һесап
Грек тилидин тәржимә қилғанда бәлгүләнгән жай дегән сөз
Бу пән кичик балиларниң оюнлири үчүн ишлитилиду
Пифагорлиқлар киргүзгән термини тәржимә қилғанда ойнайдиған устихан
Барлиқ элементлири бир-бири билән тәң
Көләми а3 чиқиду (кубик)
Өй тапшурмиси
Музикилиқ номер
Сөз жюри әзалириға.
Елип барғучи:
Мошуниң билән бизниң бүгүнки кечимиз тамам болди. Барлиқ қатнашқучиларға, жюри әзалилириға, көәрмәнләргә һәм оқуғучиларға көптин-көп рәхмәт.