Оқуғучилар топ билән ишләйду. Һәр топқа бәдиий мәтин берилиду. Мәтиндики елип ташланған ениқлиғучиларни орниға қоюш керәк.
«... ... уйқисида ухлаветип, жирақ-жирақларда ... булбул авазини худди чүшүмдикидәк аңлаттим. Өзәм баш-айиғи йоқ бағниң ичидә, ... ... әтир гүлләрниң ичидә жүримән. Бағниң кәйнидә ... мевилик дәрәқләр. Гүлләрни арилап жүримән. Бир булбул ... әтир гүлниң шехида алаһидә сайраватиду» (Сәһәрниң, сайраватқан, рәңму-рәң, татлиқ, ечилип кәткән, пишип кәткән, ечиливатқан)
- Балилар, әнди мәтинни толуқтуруп, оқуп бериңлар..
«Сәһәрниң татлиқ уйқисида ухлаветип, жирақ-жирақларда сайраватқан булбул авазини худди чүшүмдикидәк аңлаттим. Өзәм баш-айиғи йоқ бағниң ичидә, рәңму-рәң ечилип кәткән әтир гүлләрниң ичидә жүримән. Бағниң кәйнидә пишип кәткән мевилик дәрәқләр. Гүлләрни арилап жүримән. Бир булбул ечиливатқан әтир гүлниң шехида алаһидә сайраватиду»
- Ениқлиғучисиз жүмлиләрдин түзүлгән мәтинниң толуқ мәтиндин пәрқи барму?
(Мәтин «қуруқ», ейтиливатқан пикир кишини һаяжанға салмайдиған, ениқ әмәс, мәнаси йоқ болуп қалиду)
Тонуп билиш стадияси. «Инсерт» усули арқилиқ йеңи мавзуни оқуп чиқиш вә бәлгүләш. Бәлгүләр төвәндикичә қоюлиду:
«V» – билимән, «+» - мениң үчүн йеңилиқ, «?» - маңа чүшиниксиз, «!» - мени һәйран қалдурди. Һәр топ өзлири үчүн йеңилиқ болған вә чүшиниксиз дәп тепилған әхбаратни ейтип чиқиду. Андин һәр бир топ соаллар тәйярлап, тахтида кластер түзиду.
[pic] [pic]
Соаллири: қандақ? қайси? кимниң, қанчә? нәдики? в.б
Немигә бағлиниду? Исим арқилиқ ипадиләнгән жүмлә бөлигигә.
[pic] [pic]
[pic]
ЕНИҚЛИҒУЧИ
[pic] [pic] [pic] [pic]
Ипадилиниши:
Исим, сүпәт, сан, алмаш, сүпәтдаш арқилиқ
Немини билдүриду?
Шәйиниң бәлгүсини, кимгә, немигә қарашлиқ екәнлигини
IV. Мустәһкәмләш.
Дәрисликтики көнүкмиләрни ишлитиш арқилиқ билимини мустәһкәләш.
1. 50-көнүкмини еғизчә орунлаймиз. Ениқлиғучиларни тепип, уларниң қандақ соалға жавап беридиғанлиғини ейтип бериш.
2. 4 оқуғучи (һәр топтин бирдин) тахтида, қалғанлар дәптәргә 51-көнүкмини орунлайду. Тахтидики оқуғучилар жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиду.
3. 52-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Һәр топқа 2дин жүмлә берилиду. Керәклик ениқлиғучиларни қоюп язиду.
Өз алдиға ишләш. Һәр топқа ениқлиғучи тоғрисида қисқа илмий мақалә йезиш тапшурулиду.
- Әгәр силәр дәрислик муәллипи болған болсаңлар, ениқлиғучи тоғрисида оқуғучиларға қандақ мәлуматларни бәргән болаттиңлар? (Топ билән ишләш)
Топтин 1 оқуғучи мақалини оқуйду. Жаваплар толуқтурулиду.
V. Алған билимни йәкүнләш вә умумлаштуруш
1. Икки яқлиқ күндиликниң иккинчи бөлиги толтирилиду. Немини билдим?
2. Тест тапшурмиси арқилиқ билимини байқаш
Тест тапшурмилири:
1. Ениқлиғучи дәп _____________________________________________________
_____________________________________________________________________
________________________________________________ атайду.
2. Ениқлиғучиниң соаллири: ____________________________________________
_____________________________________________________________________
3. Ениқлиғучи қайси сөз түркүмлири арқилиқ ипадилинидиғанлиғини бәлгүләң.
А) рәвиш, исимдаш, сүпәт, пеил
Б) исим, сүпәт, сан, алмаш, сүпәтдаш
В) сан, пеил дәрижилири, рәвиш, тәхлидий сөз
4. Ениқлиғучи тоғра бәлгүләнгән жүмлини ениқлаң.
А [pic] [pic] ) Момамниң кәң һойлисида хуш-пурақлиқ гүлләр чирайлиқ ечилип туриду.
Б) Момамниң кәң һойлисида хуш-пурақлиқ гүлләр чирайлиқ ечилип туриду.
В [pic] [pic] [pic] ) Момамниң кәң һойлисида хуш-пурақлиқ гүлләр чирайлиқ ечилип туриду.
5. Пәриқләндүрүлгән сөз ениқлиғучи болуп келидиған жүмлини бәлгүләң
А) Астана өзиниң яш қияпитини күндин-күнгә өзгәртмәктә.
Б) Асийәм оттура мәктәпни әла пүтәрди.
В) Бизниң йеза тағниң етигигә орунлашқан.
3. Венн диаграммиси арқилиқ йәкүнләш Ениқлиғучи билән толуқтурғучи арисидики пәриқ вә охшашлиқлар ениқлиниду
[pic] [pic]
ениқлиғучи толуқтурғучи
VІ. Баһалаш
VІІ Өйгә тапшурма. 11-мавзуни оқуш, 53-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш.