Сөз вә боғум. Чөчәкни оқуп, мәзмунини ейтип бериш

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...


2-Синип. Умумий сөзләш қабилийити төвән оқуғучиларға , топ билән иш.

Дәрис мавзуси: Сөз вә боғум. Чөчәкни оқуп, мәзмунини ейтип бериш.

Дәрисниң мәхсити: 1) Сөз вә боғум тоғрисида оқуғучиларниң билимини мустәһкәмләш.

2) Тил байлиғини ашуруш, ой пикирини дурус, толуқ , ениқ ейтиш қаблийитини риважлануруш.

3)Әмгәкчанлиққа, достлуққа тәрбийиләш.

Қоллинид. дид. материал: уйғир тили, оқуш китави, сөзләр, боғумлар карточкилири,мевиләрниң сүрәтлири.

Дәрисниң берилиши

І Уюштуруш қисми. Саламлишиш.

Оқуғучиниң диққитини дәрискә жәлип қилиш

II Дәрис мавзуси б/н тонуштуруш

Сөзләрни оқуғанда, қисимларға бөлүп оқуймиз. Бөлүнүп оқулған қисимни боғум дәймиз: ша-мал, ас-ман, бу-лут.

Сөздә қанчә созуқ тавуш болса, шунчә боғум болиду: бәл, буғ-дай, тәр-хә-мәк.

  1. Күн атлирини боғумға бөлүп йезиңлар

Дүшәнбә, сешенбә, чаршәнбә, пәйшәнбә, жүмә, шәнбә, йәкшәнбә

  1. Күн атлирини ядқа елиңлар.

III Боғум б/н ойнайли

Муәллим үзүк тавушлар йезилған карточкиларни көрситиду, оқуғучи өзиниң исми башлинидиған һәрип билән боғум қураштириду.

IV Сүрәттики мевиләрниң намлирини боғумға бөлүп ,чавақ арқилиқ ениқлап, қанчә боғум бар екәнлигини ейтип бериңлар.

V «Бағвән вә униң оғуллири» - чөчәкни оқуп, мәзмунини сөзләп бериңлар.

VI Төвәндики мақалларни қандақ чүшинисиләр.

  1. Әмгәк-бәхит булиғи

  2. Әмгәктин кәлсә байлиқ Өмрүң өтәр чирайлиқ

  3. Әмгәк-әрниң һиммити, һосул-йәрниң зенити

  4. Әмгәк қилсаң еринмә ,һорунлуққа берилмә

  5. Бугинки ишни әтигә қойма

  6. Иш устидин қорқар

Дәптәргә көчирип 3 мақални йезиңлар.

VIII Дәрисни иәкүнләш.

IX Оқуғучиларни баһалаш.(еғизчә