Бир-биригә қариму-қарши йөнилишкә берилгән һесаплар
1-һесап
Йеза билән шәһәрдин бир-биригә қариму-қарши йөнилиштә икки автобус бир вақитта йолға чиқти. Бир автобус учрашқичә 180 км арилиқни 60км/с илдамлиқ билән бесип өткән болса, иккинчи автобус мошу вақит ичидә 80км/с илдамлиқ билән қанчелик арилиқни бесип өтти?
Йешилиши: 180 : 60 = 3 (cаат маңди 1-автобус)
3.80=240(км маңди 2-автобус)
Жавави: Иккинчи автобус 240км маңди.
2-һесап
Арилиғи 90 км икки порттин бир мәзгилдә бир-биригә қариму-қарши йөнилиштә икки теплоход йолға чиқти. Биринчи теплоходниң илдамлиғи 20 км/с, иккинчисиниң 25 км/с болса, улар қанчелик вақиттин кейин учришиду?
Йешилиши: 1) 25 + 20 = 45 (йеқинлишиш илдамлиғи)
2) 90 : 45 = 2 (cаат)
яки: 90 : (20 + 25) = 2
Жавави: Теплоходлар 2 сааттин кейин учришиду.
3-һесап
Арилиғи 564км икки станциядин бир мәзгилдә бир-биригә қариму-қарши йөнилиштә икки поезд чиқти. Бириниң илдамлиғи 63км/с. Улар 4 сааттин кейин учрашқан болса, иккинчи поездниң илдамлиғи қандақ?
Йешилиши:
1) 63 . 4 = 252 (км маңди 1-поезд)
2) 564 - 252 =312 (км маңди 2-поезд)
3) 312 : 4 = 78(км/с 2-поезд илдамлиғи)
(63 . 4 - 252) : 4 = 78
Жавави: Иккинчи поездниң илдамлиғи 78 км/с.
4-һесап
Бир-биригә қариму-қарши йөнилиштә учқан икки қалиғачниң арилиғи 920км. Бириниң илдамлиғи 23м/сек. болса, иккиси учрашқичә қанчә вақит сәрип қилиду?
Йешилиши:
1) 23 .2 = 46 (йеқинлаш илдамлиғи)
2) 920 : 46 = 20(секунд)
Ипадә: 920 : (23 * 2) = 20
Жавави: Қалиғачлар 20 секундтин кейин учришиду.
5-һесап
Икки йезидин бир-биригә қариму-қарши йөнилиштә велосипедчи билән мотоциклчи йолға чиқти. Мотоциклчиниң илдамлиғи 54 км/с, велосипедчиниң 16 км/с. Учрашқичә велосипедчи 48 км арилиқни бесип өткән болса, мотоциклчи қанчелик арилиқни бесип өтти?
Йешилиши:
1) 48 : 16 = 3 (саат маңди велосипедист)
2) 54 * 3 = 162(км маңди мотоциклчи)
Ипадә: 54 . (48 : 16) = 162
Жавави: мотоциклчи 162 км маңди.
6-һесап
Арилиғи 90 км болған икки қолвақ бир-биригә қариму-қарши йөнилиштә йолға чиқти. Бир қолвақниң илдамлиғи 10 км /с, иккинчисиниң 8 км/с. Улар қанчә сааттин кейин учришиду?
Йешилиши:
1) 10 + 8 = 18 (йеқинлаш илдамлиғи)
2) 90 : 18 = 5
Ипадә: 90 : (10 + 8) = 5
Жавави: қолвақлар 5 сааттин кейин учришиду.
7-һесап
Узунлуғи 200 метр мусапини икки бала бир-биригә қариму қарши йөнилиштә жүгрәп өтти. Улар 20 секундтин кейин учрашти. Бириниң илдамлиғи 5м/сек. болса, иккинчисиниң илдамлиғи қандақ?
Йешилиши:
1) 20 * 5 = 100 (метр жүгрәп өтти 1-бала)
2) 200 - 100 = 100 (метр жүгрәп өтти 2-бала)
3) 100 : 20 = 5
Ипадә: (200 - 5 * 20) : 20 = 5
Жавави: 2-балиниң илдамлиғи 5 м/сек.
8-һесап
Икки поезд бир-биригә қарши йөнилиштә чиқти. Бириниң илдамлиғи 35км/с, иккинчисиниң 29 км/с. Улар 5 сааттин кейин учрашқан болса, уларниң арилиғи башта қандақ болған?
Йешилиши:
1) 35 + 29 = 64 (йеқинлаш илдамлиғи)
2) 64 * 5 = 320(км)
Ипадә: (35 + 29) * 5 = 320
Жавави: поездлар арилиғи 320 км болған.
9-һесап
Икки йезидин бир-биригә қариму-қарши икки атлиқ йолға чиқти. Биринчисиниң илдамлиғи13 км/с. Улар 4 сааттин кейин учрашти. Икки йезиниң арилиғи 100км болса, иккинчи атлиқниң илдамлиғини тепиңлар.
Йешилиши:
1) 13 * 4 = 52 (км маңди 1-атлиқ)
2) 100 - 52 = 48 (км маңди 2-атлиқ)
3) 48 : 4 = 12(км/с)
Ипадә: (100 - 13 * 4) : 4 = 12
Жавави: иккинчи атлиқниң илдамлиғи 12 км/с.
Бир йөнилиштики һәрикәткә берилгән һесаплар.
4-синип математика пәнидин һесаплар
1-һесап
Жүк поезди бир станциядила тохтап, 420 км арилиқни бесип өтти. Бу станциягичә 4саат бойи 80км/с илдамлиқ билән маңди. Қалған йолни 2саат вақит кәтти. Поезд тохтиғандин кейин қандақ илдамлиқ билән маңған?
Йешилиши:
1) 4 * 80 = 320( км-тохтиғичә бесип өткән йоли)
2) 420 - 320 = 100(км-қалған йол)
3) 100 : 2 = 50(км/с)
Жавави: поезд тохтиғандин кейин 50 км/с илдамлиқ билән маңған.
2-һесап
Жүк машиниси биринчи күни 600 км, иккинчи күни 200 км йол маңди.Барлиқ йолға 8 саат вақтини сәрип қилди. У бирдәк илдамлиқ билән маңған болса, һәр күни қанчә саат йолда болған?
Йешилиши:
1) 600 + 200 = 800(км-барлиқ йол)
2) 800 : 8 = 100(км/с)
3) 600 : 100 = 6(с)
4) 200 : 100 = 2(с)
Жавави: 1-күни 6 с, 2-күни 2с йолда болди.
3-һесап
Велосипедчишәқәр билән йеза арилиғини 17 км/с илдамлиқ билән 5 саатта бесип өтиду. Мошу арилиқни 5 км/с илдамлиқ билән һәрикәтлиниватқан пиядә адәм қанчә вақитта бесип өтиду?
Йешилиши:
1) 17 * 5 = 85
2) 85 : 5 = 17
Жавави:пиядә адәм 17 с маңиду.
4-һесап
Автомобиль 400 километр йол маңди. 60 км/с илдамлиқ билән 2саат маңди. Қалған йолға 4саат вақти кәткән блолса, униң кейинки илдамлиғини ениқлаңлар.
Йешилиши:
1) 60 * 2 = 120
2) 400 - 120 = 280
2) 280 : 4 = 70
Жавави: 70 км/с
5-һесап
Қариғожа 75 км/с илдамлиқ билән 2 саат учти. Мошу арилиқни қарға 3саатта учуп өткән болса, униң илдамлиғини тепиңлар.
Йешилиши:
1) 75 * 2 = 150
2) 150 : 3 = 50
Жавави: қарғиниң илдамлиғи 50 км/с.
6-һесап
Автосәяһәтчиләр 2күндә 15 с йолда болди. Биринчи күни 420 километр, иккинчи күни 480 км маңди. Улар бирдәк илдамлиқ билән маңған болса, һәр күни қанчә саат йолға сәрип қилди?
Йешилиши:
1) 420 + 480 = 900
2) 900 : 15 = 60
3) 420 : 60 = 7
4) 480 : 60 = 8
Жавави: 1-күни 7 с,2-күни 8с.
7-һесап
Шәһәр билән йезиниң арилиғи 37 километр, бу йезидин иккинчи йезиғичә 83 км. Әгәр 40 км/с илдамлиқ билән маңса, шәһәрдин иккинчи йезиғичә қанчә саатта йетип барғили болиду?
8-һесап
Катер 3 саатта 210 км арилиқни бесип өтти. У илдамлиғини 5 км/с-қа ашурса, 5саат ичидә қандақ арилиқни бесип өтәләйду?
Йешилиши:
1) 210 : 3 = 70
2) 70 + 5 = 75
3) 75 * 5 = 375
Ответ: 375 км.
9-һесап
Теплоход 1-күни 9 саатта 360 км маңди. 2-күни шундақла илдамлиқ билән 12 саат йолда болди.Теплоход 2 күндә қандақ арилиқни бесип өтти?
Йешилиши:
1) 360 : 9 = 40
2) 40 * 12 = 480
3) 480 + 360 = 840
Жавави: 840 км.
10-һесап
Вертолет 4 саатта 960 километр учиду. Самолет вертолеттин 2 һәссә ошуқ илдамлиқ билән учса, мошу арилиқни қанчә вақитта учуп өтиду?
Йешилиши:
1) 960 : 4 = 240
2) 240 * 2 = 480
3) 960 : 480 = 2
Жавави: 2 саатта учуп өтиду.