Бир-биридин қарши йөнилишкә берилгән һесаплар

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...



Бир-биридин қарши йөнилишкә берилгән һесаплар.

4-синип математикиси бойичә



Задача 1.

Машина билән автобус автостанциядин бир вақитта бир-биридин қарши йөнилиштә йолға чиқти. Автобусниң илдамлиғи автомобильниң илдамлиғидин икки һәссә кам. Автомобильниң илдамлиғи 60 км/с болса, уларниң арилиғи қанчә вақиттин кейин 450 км болиду?

Йешилиши:

  • 1) 60 : 2 = 30 (км/с, автобусниң илдамлиғи)

  • 2) 60 + 30 = 90 (йеқинлишиш илдамлиғи)

  • 3) 450 : 90 = 5(с)

  • Ипадә: 450 : (60 : 2 + 60) = 5

  • Жавави: 5 сааттин кейин.

2-һесап

Велосипедчи шәһәрдин дачиға қарап 12 км/с илдамлиқ билән йол алди. Йолға 6 саат вақит сәрип қилди. Қайтқанда мошу арилиққа 4 саат сәрип қилса, униң илдамлиғи қанчигә өзгәрди?

Йешилиши:

  • 1) 12 * 6 = 72 (шәһәр билән дача арилиғи)

  • 2) 72 : 4 = 18 (велосипедчиниң қайтқандики илдамлиғи)

  • 3) 18 - 12 = 6

  • Ипадә: (12 * 6 : 4) - 12 = 6

  • Жавави: велосипедчиниң илдамлиғи на 6 км/с-ға өзгәрди.

3-һесап

Икки поезд бир мәзгилдә бир-биридин қариму-қарши йөнилиштә йолға чиқти.

Биринчи поезд иккинчисигә қариғанда 30 км/с кам илдамлиқ билән маңди. Иккинчи поездниң илдамлиғи 130 км/с болса, 4 сааттин кейин уларниң арилиғи қандақ болиду?

Йешилиши:

  • 1) 130 - 30 = 100 (км/с иккинчи поездниң илдамлиғи)

  • 2) 130 + 100 = 230 (жирақлаш илдамлиғи)

  • 3) 230 * 4 = 920

  • Ипадә: (130 - 30 + 130) * 4 = 920

  • Жавави: поездларниң арилиғи 4 сааттин кейин 920 км болиду.



4-һесап

Такси 60 км/с илдамлиқ билән , автобус 2 һәссә кам илдамлиқ билән маңиду. Улар бир-биридин қариму-қарши йөнилиштә һәрикәтлиниватқан болса, уларниң арилиғи қанчә сааттин кейин 360 км болиду?

Йешилиши:

  • 1) 60 : 2 = 30 (автобусниң илдамлиғи)

  • 2) 60 + 30 = 90 (жирақлаш илдамлиғи)

  • 3) 360 : 90 = 4

  • Ипадә: 360 : (60 : 2 + 60) = 4

  • Жавави: 4 сааттин кейин.