Ташполат Намәтовниң «Китап -билим булиғи»

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...


10.12.2015 ж Оқуш

Дәрис мавзуси: Китап- билим булиғи

Дәрис мәхсити: 1) Т.Намәтовниң «Китап -билим булиғи» шеирини

чүшәндүрүш

2)Оқуғучиларниң әстә сақлаш қабилийитини ашуруш.

Шеирни ипадилик, аһаңлиқ оқуш маһаритини

риважландуруш

3)Оқуғучиларға китапни қәдирләп тутишқа, гөзәлликкә

тәрбийәләш.

Қоллинидиған усуллар: Соал-жавап,чүшәндүрүш,көрситиш

Қоллинидиған көрнкликләр: Рәңлик сүрәт, мошү мавзуға лайиқ

йезилған сөзләр

Дәрисниң түри: арилаш

Дәрисниң бериши.


Уюштуруш қисми.

-Саламәтмусиләр балилар!

-Һазир бизгә қайсу дәрис?

-Синипта ким нөвәтчи?

-Ким йоқ?


Психологиялик тренинг.


Дәрисни хошал башлайли.

Диққәт билән қарайли.

Кәлгин достум китап ечип,

Һесап сирин тапайли.


Өй тапшурмисини сораш

Өйгә қандақ тапшурма берилгән?

90-92-бәт «Әқиллик бала» чөчәк


Алди билән соаллар қойилиду.


1. Бу чөчәктә кимләрни учритисиз?

2. Һелигәр бай билән тохтам түзүшкә бала нимишкә барди?

3. Дәсләптә бай бала тоғрисида немә ойлиди?

4. Балиниң әқиллик екәнлигини нәдин билдиңиз?

5. Әқиллик бала ач көз байниң әдивини қандақ бәрди?


Оқуғучилардин чөчәкниң мәзмунини сораймән.




Йеңи мавзуни чүшәндүрүш


Бүгүн биз силәр билән Ташполат Намәтовниң «Китап -билим булиғи» дегән шеири билән тонушимиз.


Соаллар қоюлиду.


1. Китап тоғрисида нимә билисиз?

2. Китап тоғрисида мақал тәмсил биләмсиләр?

3. Бизниң мәктәптә китапхана барму?

4. Силәр шу китапханиға кирип китап елип оқамсиләр?

5. Силәр балиларға арналған китап вә журналларни биләмсиләр?

6. Китапни қандақ тутуш керәк?


Әнди мән силәргә китап тоғрисида бираз чүшиник берәй.


Йүзлигән, миңлиған жиллар, әсирләр бурун китап пәйдә болған. У вақитики китаплар бизниң қолимиздики китапларға охшиматти. Бурун китапни юмшақ патқақтин ясиған. Униңға учи ушлуқ нәрсә билән язған, уни қурутуп, кейин көйдәргән. Укесәк таш оқшаш болған.

Кейин жаңгалдики һайванларниң терисидин пергамент дәп атилидиған материал тәйярлап, шуниңға язған. Һазирқи вақитта болса қәғәзниң асаси материали- бу яғач. Яғач жаңгалда кесилиду, уни фабрикиға әкилиду фабрикида қәғәз чиқирилиду. Тәйяр болған қәғәздин китап, дәптәр чиқирилиду. Китап чиқириш үчүн уни басмиханиға әвитиду Уни алимлар китапниң мәтинини қараштуриду. Андин мошу мәтигә қарап рәссамчилар сүрәт салиду. Мошундақ әмгәк қилғандин кейин бизниң дәрисликлиримиз чиқирилиду. Бу китапларни биз житмай, пакиз, дуруслап тутишимиз керәк.

Әнди «Китап -билим булиғи» шеирниң мәмуни тоғрисида ейтип берәй.

Әгәрдә китапни жиқ оқусиңиз шеирларниму язалайсиз. Китапни муәллимму вә барлиқ адәмләр оқуйду. Китапни оқисиңиз сизниң аң сезимиңизни өсүридикән. Шуңлашқа «Китап -билим булиғи» дәп атайдикән.

Китапни көп оқиған адәм мурадиға, мәситигә йетидикән.


Сәгәһләндүрүш минути.


Дәптәрлиригә ай күн йезилип 1-2 мақалә яздуримән.


Китап билән иш. 93 бәт «Китап -билим булиғи» дегән шеирни ипадилик оқуп беримән.

Оқуғучиларни зәнжир шәкилдә оқутимән.

Йеңи мавзуни пишиғдаш ретидә тест вә кроссворд жүргүзилиду.

Тест соаллири.


1. Китапни көп оқиған адәм немигә йетиду?

а) һаятқа ә) муратқа б) уятқа

2. Китаптики мәтини, шеирларни язған адәмни ким дәп атайду?

а) муәллим ә) дохтур б) автор

3. Китаплар қәйәрдә топланған?

а) китапхана ә) ашхана б) дохтурхана

4. Шаир китапни немигә оқшатти?

а) адәмниң көңли ә) билим булиғи б) адәмниң үлиши

5. Билим алидиған жай

а) дукан ә) мәктәп б) аптека


Кроссворд.


И




Т






А








П






1. Кишиниң тилсиз, жансиз, әң йеқин дости немә? (китап).

2. Китап.................... булиғи. (билим).

3. Оқуш түви............ (тоқуш).

4. Бешида.................. қешида бар. (барниң).

5. Китап-билим булиғи шеирниң автори ким? (Ташполат).


Балиларниң билимини баһалаш.


Дәрискә актив қатнашқан балиларниң билимини баһалаймән.


Өйгә тапшурма бериш.


93 бәт. Шеирни оқуп, ядлаш.