Открытый урок на тему Ана тилим-алтун бөшүгүм

Автор публикации:

Дата публикации:

Краткое описание: ...


Тәрбийә саат: 12.10.2016ж

Мавзу: Ана тилим-алтун бөшүгүм

Мәхсәт: Ана тилни һөрмәтләшкә қәдирләшкә, өзгә тилларни егиләшкә чақириш, оқуғучиларниң ой-пикрини әркин ейтишқа, тил байлиғини ашуруш, вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш.

Тәрбийә саатиниң берилиши:

Киришмә сөз.

Анам тили-ана тилим-шан тилим,

У сүт билән киргән маңа жан тилим.

Жүригимниң ялқунини салют қип,

Чачқан әлгә шеир тилим, нан тилим.

Һаятниң көрки тил, тил хәлиқниң жени, гөзәллиги. Адәмләрни арзу-арманиға йәткүзидиған ана тили билән ата дәстүри. Шуниң үчүн тилға қанчилик һөрмәт көрсәтсәкму әрзимәйду. Тил мәйрими мубарак болсун дәп «Ана тилим-алтун бөшүгүм» мавзудики тәрбийә саатимизни башлайли.

Абибуллаева Муқәддәс

Ана тили

Уйғур тили – ана тили,

Шу арқилиқ алдим билим.

Сәндин ачтим аләм сирин,

Шуңа күндәк йоруқ дилим.

Ана тилим-дана тилим,

Роһий озуқ әла тилим.

Сениң билән ронақ тапқан,

Әқилдарим-әждатлирим.

Ачқучидур һүнәр билим,

Ана тилим-әла тилим.

Өзгиләргә хар қилмастин,

Таза сақла әвлатлирим.

Иминжанова Интизар

Ана тілі

Ана!-десем ана тілі ойға оралар,

Баладай қуанарсың тойға барар.

Тыңдасаң көне аңыздан көркем нақыл

Олжамда қаншығама байлап.

Тере білсек бір-бір ауыз қара өлең!

Неше миллион інжу-маржан шамамен?!

Қанша гүлден қазақ тілі бақшасы,

Қандай дана өлшер,қандай бағамен?!

Ерке тіл, еркелеткіш тілім кенім,

Еркежан айналайын, күнім менің

Ақ ботам, қоңыр қозым, алтын айым,

Қанша рет жүрек толқып сүйінгенің.

Жұпарлы қырда алуан гүлден таптым,

Өміршең өзіміздің тілден таптым.

Тіл екен жұпарлысы, жемістісі,

Аялап халық баққан гүл мен бақтың.

Баратова Наргиза

Родной язык

Родной язык, святой язык

Отца и матери язык.

Как ты прекрасен целый мир,

В твоем богатстве я постиг.

Качая колыбель тебя,

Мне в песне открывала мать.

А сказки бабушки потом,

Я научился понимать.

Родной язык, родной язык,

С тобою смело шел я в даль.

Ты радость возвышал мою,

Ты просветлял мою печаль.

Родной язык с тобой вдвоем

Я в первый раз молил творца

О боже, мать мою прости

Прости меня, прости отца.

Абдумажитова Гульфиза

Ана тилим-дана тилим

Улуқ аниниң жүрәк сөзини,

Аңлидим дәсләп ана тилимдин.

Көрдүм әс кирип һаят көзини,

Мени чоң қилған дана тилимдин.

Оқудум мәнму «А», «Б»-дин башлап,

Илим тәмини тетип билимдин.

Өмүр жүкини алдим һапашлап,

Рәхмәт ана тил, рәхмәт дилимдин!

Нахша хор: «Атамекен».

Мақал: « Мән қанчә тил билсәм, шунчә қетим адәммән»

Сыдыкжанов Ислам

Тилигини туғ қилип

Вужудумға һәммидин,

Ана тилим йеқин тил.,

Булақ кәби қәлбидин,

Урғуп чиққан йеқин тил.

Ана тилим қудрити,

Муһәббитим әл жутқа.

Әркин, бәхтим, һөрмитим,

Чиққан бүгүн вужутқа

Абдумиталипова Шахризат

Тилигини туғ қилип

Һәммидин көп билимән,

Әзиз ана тилимни.,

Һәм шат әйләп келип,

Шу тилда дилимни.

Ана тилим әслидә

Әвлатлирим тилимдур.

Аблимитова Аида

Ана тілім

Ақындардың өлеңін,.

Жүрегіме ту етіп.,

Көтеріпті ұлы елім,

Ана тілін ту етіп.

Ана тілін біліп қой,

Еркіндігің теңдігің.

Ана тілін біліп қой,

махтанышың елдігің.

Абдушакирова Амина

Уссул : Дервиши-увертюра

Якупжанова Саера

Ана тілі

Сенің әр бір тынысыңмен күн кешем,

Сен арқылы тіршілікпен тілдесем.

Ел бетіне қалай түзу қараймын,

Ана тілім егер сені білмесем.

Ана тілім дана тілім бақ тілім,

Сенсіз бақыт дүниеден тапты кім.

Илалова Дилярам:

«Ана тилим-дана тилим»

Ана тилим һаятлиғим,байриғим

Шу байрақтин билиниду барлиғим

У қанчилик көтирилсә бүйүккә

Кәңийиду мениң яшар яйлиғим

Ана тилим өргә учар қанитим

Аңа бағлиқ мениң өмүр саатим

У қанчилик пәрваз қилса узаққа

Йилтиз тартип шақирайду ижадим.

Розиева Ясмина

Абдусаламова Эльзара

Ана тил

Ана тилим һар номусум уйитим

Ана тилим күч ғәйритим,қувитим

Ана тилим жан озуғум күни түн

Ана тили келәчигим,үмитим.

Розиева Ясмина

Абдушакирова Амина

Турдиева Гульназ

Қазақ тилим дөләт тилим

Уйғур тилим-ана тилим

Рус тили-хәлиқ ара тил

Чәт тилини оқи,үгән,бил!

Мошу тилларни пухта үгинип,

Егиз чоққиларға йетишкә интил!

Нахша хор: «Солнечный круг»

Уссул: « Шашу» Абибуллаева Муқәддәс


Хуласә сөз:

Ана тилини қәдирләп, өзгә тилни билишкә интилиш һазирқи заманниң тәливи екәнлигини есимизда чиң тутувелишимиз керәк!

Мошуниң билән 4-синип оқуғучилириниң тәйярланған тәрбийә саати тамам болди.























«Билал-Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән»КММ









(тәрбийә саат)









4 «а,б,в,г»




2016-2017 оқуш жили