Тәкшүрди:
Дәрис вақти: 5-синип
Мавзуси: Теридин аддий буюм ясаш
Мәхсити: 1.Оқуғучиларға терә парчилиридин аддий буюмларни
ясашни үгитиш
2. Оқуғучиларниң, теридин һәр хил буюмларни ясашқа
қизиқишини, қабилийитини ашуруш, хиялий ой-пикрини
риважландуруш.
3. Һүнәрвәнчиликкә, сәрәмжанлиққа өз алдиға мустәқил вә
топ билән ишләшкә тәрбийәләш.
Ресурслар: терә буюмлири, терә парчиси, қайча, клей «момент» яки ПВА,
һәр хил безәк буюмлири
дәрисниң бериши:
І. Синипни уюштуруш
Саламлишип, оқуғучиларни түгәлләш
ІІ. Өй тапшурмисини сораш
Теридин буюм ясаш технологияси
Терә буюмлирини тәкшүрәп баһалаш
ІІІ.Йеңи мавзу: Теридин буюм ясаш
Өткән дәрисләрдә силәр билән теридин ясалған аддий буюмлар: тумар, пичақниң ғилави, һәмиян, брелок, ясидуқ.
Бүгүнки дәристә биз силәр билән теридин биләйүзүк яки русчә нами браслетни ясап безәлләп чиқимиз
Браслет ясаш үчүн керәк қурал жабдуқлар: үлгә, терә, клей, қайча,һәр хил безәк буюмлири
Терә буюмлириниң ясилиш технологияси:
Үлгә елиш
Үлгә билән терини пичиш
Териниң бөләклирини йелимлаш
Буюмни йелимланған йеридин тикиш
Буюмни безәлләш
ІV. Әмәлий ишларни орунлаш
1. Оқуғучилар өз алдиға мустәқил ишләйду
2. Һәр бир оқуғучиға йеқиндин ярдәм көрситиш
3.Хаталарни түзитиш, йол-йоруқларни көрситиш
4. Яхши ишларни оқуғучиларға көрситип рәғбәтләндүрүш
V. Оқуғучиларни баһалаш
VІ. Өйгә тапшурма бериш:Буюмни давамлаштуруп, пүтүрүп келиш
«Билал-Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән»КММ
«Теридин аддий буюм ясаш»
(үлгилик дәрис)
Технология пәни муәллими: Сайдуллаева Х.Х.
2015-2016 о.ж.
Яркәнт шәһири